< Яритилиш 25 >
1 Ибраһим Кәтураһ исимлиқ йәнә бир аялни алған еди.
2 У Ибраһимға Зимран, Йоқшан, Медан, Мидиян, Ишбак вә Шуаһни туғуп бәрди.
3 Йоқшандин Шеба билән Дедан төрәлди; Деданниң әвлатлири Ашурийлар, Летушийлар вә Леуммийлар еди.
4 Мидиянниң оғуллири Әфаһ, Ефәр, Һанох, Абида вә Әлдааһ еди. Булар һәммиси Кәтураһниң әвлатлири еди.
5 Ибраһим барлиғини Исһаққа ативәткән еди;
6 Ибраһим техи Һаят вақтида кичик хотунлиридин болған оғуллириға һәдийәләрни берип, андин буларни оғли Исһақтин жирақ турсун дәп, күн чиқиш тәрәпкә, шәрқий зиминға әвәтивәткән еди.
7 Ибраһимниң өмриниң күнлири бир йүз йәтмиш жил болди; у толиму қерип, күнлири тошуп, нәпәстин тохтап вапат болди; у өз қовминиң қешиға берип қошулди.
8
9 Униң оғуллири Исһақ вә Исмаил уни Мамрәниң удулиға җайлашқан, Һиттий Зоһарниң оғли Әфронниң етизлиғидики Макпелаһниң ғарида дәпнә қилди.
10 Бу етизлиқни Ибраһим Һиттийлардин сетивалған еди; мана бу йәрликкә Ибраһим дәпнә қилинди, аяли Сараһму мошу йәргә дәпнә қилинған еди.
11 Ибраһим вапат болғандин кейин шундақ болдики, Пәрвәрдигар униң оғли Исһақни бәрикәтлиди. Исһақ Бәәр-Лаһай-Ройниң йенида туратти.
12 Төвәндикиләр Сараһниң мисирлиқ дедиги Һәҗәрдин туғулған, Ибраһимниң оғли болған Исмаилниң әвлатлири: —
13 Исмаилниң оғуллириниң, уларниң нәсәбнамилири вә қәбилилири бойичә исми төвәндикичә: — Исмаилниң тунҗа оғли Небайот; андин Кедар, Адбәәл, Мибсам,
14 Мишма, Думаһ, Масса,
15 Һадад билән Тема, Йәтур билән Нафиш вә Қәдәмаһ еди.
16 Булар болса Исмаилниң оғуллири болуп, уларниң кәнт вә чедиргаһлири уларниң нами билән аталған болуп, улар он икки қәбилигә әмир болған еди.
17 Исмаилниң өмриниң жиллири бир йүз оттуз йәттә жил болди; у ахирқи нәпсини тартип вапат болуп, өз қовминиң қешиға берип қошулди.
18 [Униң әвлатлири] Һавилаһ районидин тартип шурғичә олтирақлашти (Шур болса Мисирниң уттурисида болуп, Ашурға баридиған йолда еди). Исмаил өзиниң барлиқ қериндашлириниң удулида олтирақлашти.
19 Ибраһимниң оғли Исһақниң нәслиниң баяни мундақтур: — Ибраһимдин Исһақ төрәлди.
20 Исһақ Падан-Арамда олтиришлиқ арамий Бетуәлниң қизи, арамий Лабанниң сиңлиси болған Ривкаһни хотунлуққа алғанда қириқ яшқа киргән еди.
21 Амма Ривкаһ болса туғмас болғачқа, Исһақ хотуни үчүн Пәрвәрдигарға дуа-тилавәт қилди; Пәрвәрдигар униң дуасини иҗабәт қилди; шуниң билән аяли Ривкаһ һамилдар болди.
22 Амма униң қосиғидики икки бала бир-бири билән соқушқили турди. Шуниң билән Ривкаһ: — Әгәр бундақлиғини билсәм, [һамилдар] болуп немә қилаттим? — дәп Пәрвәрдигардин сәвәвини сориғили барди.
23 Пәрвәрдигар униңға: — «Сениң қосиғиңда икки әл бардур, Ичиңдин икки хәлиқ чиқип бир-биридин айрилиду, Бир хәлиқ йәнә бир хәлиқтин ғалип келиду, Чоңи кичигиниң хизмитини қилиду» — деди.
24 Униң ай-күни тошқанда, мана униң қосиғида дәрвәқә бир җүп кош гезәк бар еди.
25 Авал туғулғини қизғуч болуп, пүтүн бәдини җувидәк түклүк еди. Улар униң исмини Әсав дәп қойди.
26 Андин иниси қоли билән Әсавниң тапинини тутқан һалда чиқти. Бу сәвәптин униң исми Яқуп дәп қоюлди. Улар туғулғанда Исһақ атмиш яшта еди.
27 Балилар өсүп чоң болди; Әсав маһир овчи болуп, дала-җаңгалда жүридиған адәм болди. Яқуп болса дурус адәм болуп, чедирларда туратти.
28 Исһақ Әсавниң овлап кәлгән гөшидин дайим йәп турғачқа, униңға амрақ еди. Лекин Ривкаһ Яқупқа амрақ еди.
29 Бир күни Яқуп [почақ] шорписи қайнитивататти; Әсав даладин һерип-ечип қайтип кәлди.
30 Әсав Яқупқа: — Мән һалимдин кәттим! Өтүнүп қалай, аву қизилдин бәрсәң! — Аву қизил нәрсидин мени озуқландурсаңчу! Мән һалимдин кәттим, — деди (шу сәвәптин униң ети «Едом» дәпму аталди).
31 Яқуп униңға: — Ундақ болса, тунҗилиқ һоқуқуңни маңа сетип бәргин, — деди.
32 Әсав: — Мән өләй дәватимән, бу тунҗилиқ һоқуқиниң маңа немә пайдиси? — деди.
33 Яқуп: — Әмисә һазир маңа қәсәм қилғин, девиди, у униңға қәсәм қилип, тунҗилиқ һоқуқини Яқупқа сетип бәрди.
34 Шуниң билән Яқуп Әсавға нан билән қизил почақ шорписини бәрди. У йәп-ичип орнидин туруп кәтти. Шундақ қилип Әсав тунҗилиқ һоқуқиға шунчә етиварсиз қариған еди.