< Яритилиш 24 >

1 Ибраһим қерип, йеши бир йәргә берип қалған еди; Пәрвәрдигар Ибраһимға һәр тәрәптә бәхит-бәрикәт ата қилған еди.
Ibrahim qérip, yéshi bir yerge bérip qalghanidi; Perwerdigar Ibrahimgha her terepte bext-beriket ata qilghanidi.
2 Ибраһим өйидики әң мөтивәр хизмәткари, өзиниң пүтүн мал-мүлкини башқуридиған ғоҗидарға: — Қолуңни янпашмниң астиға қойғин;
Ibrahim öyidiki eng mötiwer xizmetkari, özining pütün mal-mülkini bashquridighan ghojidargha: — Qolungni yotamning astigha qoyghin;
3 Мән сени асманларниң Худаси шундақла йәрниң Худаси болған Пәрвәрдигарниң нами билән қәсәм қилдуримәнки, сән мән һазир туруватқан бу Ⱪананийларниң арисидин оғлумға қиз елип бәрмәй,
Men séni asmanlarning Xudasi shundaqla yerning Xudasi bolghan Perwerdigarning nami bilen qesem qildurimenki, sen men hazir turuwatqan bu Qanaaniylarning arisidin oghlumgha qiz élip bermey,
4 Бәлки өз жутумға, шундақла өз уруқ-туққанлиримниң қешиға берип, оғлум Исһаққа хотун елип бәргәйсән, — деди.
Belki öz yurtumgha, shundaqla öz uruq-tughqanlirimning qéshigha bérip, oghlum Ishaqqa xotun élip bergeysen, — dédi.
5 Хизмәткари униңға: — Мабада у қиз мән билән бу жутқа кәлгили унимиса, ундақта өзлири чиққан шу жутқа оғуллирини яндуруп апирамдимән? — деди.
Xizmetkari uninggha: — Mubada u qiz men bilen bu yurtqa kelgili unimisa, undaqta özliri chiqqan shu yurtqa oghullirini yandurup apiramdimen? — dédi.
6 Ибраһим униңға җавап берип: — Һези бол, оғлумни һәргиз шу йәргә яндуруп бармиғин!
Ibrahim uninggha jawab bérip: — Hézi bol, oghlumni hergiz shu yerge yandurup barmighin!
7 Мени атамниң өйи билән туғулған жутумдин йетәкләп елип кәлгүчи, йәни маңа сөз қилип: — «Сениң нәслиңгә бу жутни беримән», дәп маңа қәсәм қилған, асманниң Худаси болған Пәрвәрдигар Өз Пәриштисини алдиңға әвәтиду; шуниң билән сән у йәрдин оғлумға қиз елип келәләйсән.
Méni atamning öyi bilen tughulghan yurtumdin yéteklep élip kelgüchi, yeni manga söz qilip: — «Séning neslingge bu yurtni bérimen», dep manga qesem qilghan, asmanning Xudasi bolghan Perwerdigar Öz Perishtisini aldinggha ewetidu; shuning bilen sen u yerdin oghlumgha qiz élip kéleleysen.
8 Шундақтиму, әгәр қиз сән билән бу йәргә кәлгили унимиса, мән саңа қилдуридиған қәсәмдин халас болисән; амма оғлумни у йәргә һәргиз яндуруп бармиғин, — деди.
Shundaqtimu, eger qiz sen bilen bu yerge kelgili unimisa, men sanga qilduridighan qesemdin xalas bolisen; emma oghlumni u yerge hergiz yandurup barmighin, — dédi.
9 Шуниң билән хизмәткар қолини ғоҗиси Ибраһимниң янпишиниң астиға қоюп туруп, бу тоғрида униңға қәсәм қилди.
Shuning bilen xizmetkar qolini xojisi Ibrahimning yotisining astigha qoyup turup, bu toghrida uninggha qesem qildi.
10 Андин хизмәткар бу тоғрида ғоҗисиниң төгилиридин онни, шундақла ғоҗисиниң һәр хил есил нәрсилирини елип йолға чиқти; у Арам-Наһараим райониға сәпәр қилип, Наһорниң шәһиригә йетип кәлди.
Andin xizmetkar bu toghrida xojisining tögiliridin onni, shundaqla xojisining herxil ésil nersilirini élip yolgha chiqti; u Aram-Naharaim rayonigha seper qilip, Nahorning shehirige yétip keldi.
11 У шәһәрниң сиртидики бир қудуқниң йенида төгилирини чөкүндурди: бу кәчқурун, қиз-аялларниң су тартқили чиқидиған чеғи еди.
U sheherning sirtidiki bir quduqning yénida tögilirini chökündurdi: bu kechqurun, qiz-ayallarning su tartqili chiqidighan chéghi idi.
12 У дуа қилип: — Әй ғоҗам Ибраһимниң Худаси болған Пәрвәрдигар, өтүнимәнки, бүгүн мениң ишимни оңға тартқайсән, ғоҗам Ибраһимға шапаәт көрсәткәйсән.
U dua qilip: — Ey xojam Ibrahimning Xudasi bolghan Perwerdigar, ötünimenki, bügün méning ishimni onggha tartqaysen, xojam Ibrahimgha shapaet körsetkeysen.
13 Мана мән бу йәрдә қудуқниң бешида туруватимән вә шәһәр хәлқиниң қизлири бу йәргә су тартқили келиватиду.
Mana men bu yerde quduqning béshida turuwatimen we sheher xelqining qizliri bu yerge su tartqili kéliwatidu.
14 Әнди шундақ болсунки, мән қайси қизға: «Комзикиңни чүшүрсәң, мән су ичивалсам боптикән!» десәм, у җавап берип: «Мана ичкин, мән төгилириңниму суғирип қояй», десә, у қиз сән қулуң Исһаққа бекиткиниңниң өзи болсун. Буниңдин сениң ғоҗам Ибраһимға шапаәт қилғиниңни биләләймән, — деди.
Emdi shundaq bolsunki, men qaysi qizgha: «Komzikingni chüshürseng, men su ichiwalsam boptiken!» désem, u jawab bérip: «Mana ichkin, men tögiliringnimu sughirip qoyay», dése, u qiz sen qulung Ishaqqa békitkiningning özi bolsun. Buningdin séning xojam Ibrahimgha shapaet qilghiningni bileleymen, — dédi.
15 У техи сөзини түгәтмәйла, мана Ривкаһ козини мүрисидә көтирип чиқип кәлди; у болса Ибраһимниң иниси Наһорниң аяли Милкаһтин туғулған оғли Бетуәлниң қизи еди;
U téxi sözini tügetmeyla, mana Riwkah kozini müriside kötürüp chiqip keldi; u bolsa Ibrahimning inisi Nahorning ayali Milkahtin tughulghan oghli Bétuelning qizi idi;
16 Қиз интайин чирайлиқ болуп, һеч әр киши тәгмигән пак қиз еди. У қудуқниң бойиға чүшүп, комзикини толдуруп андин чиқти.
Qiz intayin chirayliq bolup, héch er kishi tegmigen pak qiz idi. U quduqning boyigha chüshüp, komzikini toldurup andin chiqti.
17 Хизмәткар униң алдиға жүгүрүп берип: — Өтүнүп қалай, комзикиңтин азғина су отливалай, деди.
Xizmetkar uning aldigha yügürüp bérip: — Ötünüp qalay, komzikingtin azghina su otliwalay, dédi.
18 У җавап берип: — Ичкәйла, әй ғоҗам! дәпла, комзәкни дәрһал қолиға елип, униң су ичиши үчүн сунди.
U jawab bérip: — Ichkeyla, ey xojam! depla, komzekni derhal qoligha élip, uning su ichishi üchün sundi.
19 У сүйидин униңға қанғичә ичкүзгәндин кейин: — Төгилиригиму қанғичә су ичкүзүп қояй, — деди.
U süyidin uninggha qan’ghuche ichküzgendin kéyin: — Tögilirigimu qan’ghuche su ichküzüp qoyay, — dédi.
20 Шуниң билән у дәрһал комзәктики суни олаққа төкүветип, йәнә қудуққа су тартқили жүгүрүп барди; у униң һәммә төгилиригә су тартип бәрди.
Shuning bilen u derhal komzektiki suni olaqqa töküwétip, yene quduqqa su tartqili yügürüp bardi; u uning hemme tögilirige su tartip berdi.
21 У киши униңға көзини тиккиничә җим-җит туруп, Пәрвәрдигарниң йолини оң қилған, қилмиғанлиғини билиш үчүн күтүвататти.
U kishi uninggha közini tikkiniche jimjit turup, Perwerdigarning yolini ong qilghan, qilmighanliqini bilish üchün kütüwatatti.
22 Төгиләр су ичип қанғанда, шундақ болдики, һелиқи киши йерим шәкәллик бир алтун бурун һалқиси билән икки қолиға он шәкәллик алтун биләйүзүкни чиқирип қизға берип униңға:
Tögiler su ichip qan’ghanda, shundaq boldiki, héliqi kishi yérim shekellik bir altun burun halqisi bilen ikki qoligha on shekellik altun bilezükni chiqirip qizgha bérip uninggha:
23 Сән кимниң қизи болисән? Маңа дәп бәрсәң! Атаңниң өйидә бизгә қонғидәк җай барму? — дәп сориди.
Sen kimning qizi bolisen? Manga dep berseng! Atangning öyide bizge qon’ghudek jay barmu? — dep soridi.
24 Қиз униңға: — Мән Милкаһниң Наһорға туғуп бәргән оғли Бетуәлниң қизи болимән, — деди,
Qiz uninggha: — Men Milkahning Nahorgha tughup bergen oghli Bétuelning qizi bolimen, — dédi,
25 йәнә униңға: — Бизниңкидә саман билән боғуз кәңри, [силәргә] қонғили җайму бар, — деди.
yene uninggha: — Bizningkide saman bilen boghuz kengri, [silerge] qon’ghili jaymu bar, — dédi.
26 Шуан бу адәм еңишип Пәрвәрдигарниң алдида сәҗдә қилип:
Shuan bu adem éngiship Perwerdigarning aldida sejde qilip:
27 Өз шапаити билән һоҗамдин вападарлиғини айимиған, ғоҗам Ибраһимниң Худаси болған Пәрвәрдигарға Һәмдусана оқулғай! Пәрвәрдигар бу сәпиримдә мени ғоҗамниң қериндашлири турған өйгә башлап кәлди! — деди.
Öz shapaiti bilen hojamdin wapadarliqini ayimighan, xojam Ibrahimning Xudasi bolghan Perwerdigargha Hemdusana oqulghay! Perwerdigar bu sepirimde méni xojamning qérindashliri turghan öyge bashlap keldi! — dédi.
28 Қиз жүгүрүп берип, буларниң һәммисини анисиниң өйдикиләргә ейтип бәрди.
Qiz yügürüp bérip, bularning hemmisini anisining öydikilerge éytip berdi.
29 Әнди Ривкаһниң Лабан дегән бир акиси бар еди. Лабан қудуқниң бешиға, у адәмниң қешиға жүгүрүп чиқти.
Emdi Riwkahning Laban dégen bir akisi bar idi. Laban quduqning béshigha, u ademning qéshigha yügürüp chiqti.
30 Чүнки у сиңлисиниң бурун һалқисини вә қоллиридики биләйүзүкләрни көрүп, һәмдә сиңлисиниң: у адәм маңа мундақ-мундақ деди, дегинини аңлап, у адәмниң қешиға барди. Мана, у киши қудуқниң йенида төгиләрниң қешида туратти.
Chünki u singlisining burun halqisini we qolliridiki bilezüklerni körüp, hemde singlisining: u adem manga mundaq-mundaq dédi, déginini anglap, u ademning qéshigha bardi. Mana, u kishi quduqning yénida tögilerning qéshida turatti.
31 Лабан униңға: — Әй Пәрвәрдигарниң бәхит-бәрикити ата қилинғучи, киргәйла! Немә үчүн ташқирида турдила? Мән өйни тәйярлап қойдум, төгиләргиму җай раслидим, — деди.
Laban uninggha: — Ey Perwerdigarning bext-berikiti ata qilin’ghuchi, kirgeyla! Néme üchün tashqirida turdila? Men öyni teyyarlap qoydum, tögilergimu jay raslidim, — dédi.
32 У адәм өйгә кирди; Лабан төгиләрдин жүкни чүшүрүп, төгиләргә саман билән боғуз берип, у кишиниң һәм униң һәмраһлириниң путлирини жуйғили су елип кәлди;
U adem öyge kirdi; Laban tögilerdin yükni chüshürüp, tögilerge saman bilen boghuz bérip, u kishining hem uning hemrahlirining putlirini yughili su élip keldi;
33 андин у кишиниң алдиға таам қоюлди; лекин у: — Мән гепимни демәй туруп таам йемәймән, — деди. Лабан җавап берип: — Ейтқайла, деди.
andin u kishining aldigha taam qoyuldi; lékin u: — Men gépimni démey turup taam yémeymen, — dédi. Laban jawab bérip: — Éytqayla, dédi.
34 У: — Мән болсам Ибраһимниң хизмәткаримән;
U: — Men bolsam Ibrahimning xizmetkarimen;
35 Пәрвәрдигар ғоҗамға көп бәхит-бәрикәт ата қилғачқа, у улуқ бир киши болди. У униңға қой билән кала, күмүч билән алтун, қул билән дедәкләрни, төгә билән ешәкләрни бәрди.
Perwerdigar xojamgha köp bext-beriket ata qilghachqa, u ulugh bir kishi boldi. U uninggha qoy bilen kala, kümüsh bilen altun, qul bilen dédeklerni, töge bilen ésheklerni berdi.
36 Ғоҗамниң аяли Сараһ қериғанда ғоҗамға бир оғул туғуп бәргән еди. Ғоҗам [оғлиға] өзиниң барлиғини атиди.
Xojamning ayali Sarah qérighanda xojamgha bir oghul tughup bergenidi. Xojam [oghligha] özining barliqini atidi.
37 Ғоҗам мени қәсәм қилдуруп: «Сән мән туруватқан зиминдики Ⱪананийларниң қизлиридин оғлумға хотун елип бәрмә,
Xojam méni qesem qildurup: «Sen men turuwatqan zémindiki Qanaaniylarning qizliridin oghlumgha xotun élip berme,
38 бәлки җәзмән атамниң өйигә, өз туққанлиримниң қешиға берип, оғлумға хотун елип бәргәйсән», — деди.
belki jezmen atamning öyige, öz tughqanlirimning qéshigha bérip, oghlumgha xotun élip bergeysen», — dédi.
39 У вақитта мән ғоҗамға: «У қиз мән билән кәлгили унимисичу?» — десәм,
U waqitta men xojamgha: «U qiz men bilen kelgili unimisichu?» — désem,
40 у маңа җавап берип: «Тутқан йоллирим униңға очуқ болған Пәрвәрдигарим Өз Пәриштисини сениң билән әвәтип, йолуңни оң қилиду. Бу тәриқидә сән мениң аилидикилирим арисидин, атамниң җәмәти ичидин оғлумға хотун елип берисән.
u manga jawab bérip: «Tutqan yollirim uninggha ochuq bolghan Perwerdigarim Öz Perishtisini séning bilen ewetip, yolungni ong qilidu. Bu teriqide sen méning ailidikilirim arisidin, atamning jemeti ichidin oghlumgha xotun élip bérisen.
41 Шундақ қилип аиләмдикиләрниң қешиға йетип барғиниңда, сән мән қилдурған қәсәмдин халас болисән; улар саңа қизни бәрмисиму охшашла қәсәмдин халас болисән», — дегән еди.
Shundaq qilip ailemdikilerning qéshigha yétip barghiningda, sen men qildurghan qesemdin xalas bolisen; ular sanga qizni bermisimu oxshashla qesemdin xalas bolisen», — dégenidi.
42 Шуңа мән бүгүн бу қудуқниң қешиға келип: — Әй, ғоҗам Ибраһимниң Худаси болған Пәрвәрдигар, әгәр сән бу сәпиримни оң қилсаң: —
Shunga men bügün bu quduqning qéshigha kélip: — Ey, xojam Ibrahimning Xudasi bolghan Perwerdigar, eger sen bu sepirimni ong qilsang: —
43 мана мән су қудуғиниң йенида туруватимән; вә шундақ болсунки, су тартқили кәлгән қизға: «Комзикиңдин маңа бир отлам су бәргән болсаң», десәм,
mana men su quduqining yénida turuwatimen; we shundaq bolsunki, su tartqili kelgen qizgha: «Komzikingdin manga bir otlam su bergen bolsang», désem,
44 у маңа: «Сән ичкин, төгилириңгиму су тартип берәй», дәп җавап бәрсә, ундақта бу қиз дәл Пәрвәрдигар Өзи ғоҗамниң оғли үчүн бекиткән қиз болсун, дәп дуа қилған едим.
u manga: «Sen ichkin, tögiliringgimu su tartip bérey», dep jawab berse, undaqta bu qiz del Perwerdigar Özi xojamning oghli üchün békitken qiz bolsun, dep dua qilghanidim.
45 Көңлүмдә техи сөзүм түгимәйла, мана, Ривкаһ комзәкни мүрисидә көтирип чиқип, қудуқниң бойиға чүшүп су тартти; мән униңға: — Илтипат қилип, маңа су ичкили қойсаң, девидим,
Könglümde téxi sözüm tügimeyla, mana, Riwkah komzekni müriside kötürüp chiqip, quduqning boyigha chüshüp su tartti; men uninggha: — Iltipat qilip, manga su ichkili qoysang, déwidim,
46 у дәрһал комзикини мүрисидин чүшүрүп: «Ичкәйла, төгилириниму суғирип қояй», деди. Шуниң билән мән ичтим; у төгилиримниму суғирип қойди.
u derhal komzikini mürisidin chüshürüp: «Ichkeyla, tögilirinimu sughirip qoyay», dédi. Shuning bilen men ichtim; u tögilirimnimu sughirip qoydi.
47 Андин мән униңдин: — Кимниң қизи болисән, дәп сорисам, у җавап берип: — Мән Наһорниң Милкаһдин туғулған оғли Бетуәлниң қизи болимән, — деди. Шу чағда мән униң бурниға һалқа, қоллириға биләйүзүкләрни селип қойдум;
Andin men uningdin: — Kimning qizi bolisen, dep sorisam, u jawab bérip: — Men Nahorning Milkahdin tughulghan oghli Bétuelning qizi bolimen, — dédi. Shu chaghda men uning burnigha halqa, qollirigha bilezüklerni sélip qoydum;
48 андин еңишип Пәрвәрдигарға сәҗдә қилдим; ғоҗамниң қериндишиниң қизини униң оғли үчүн елип кетишкә мениң йолумни оң қилғини үчүн, ғоҗамниң Худаси болған Пәрвәрдигарға һәмдусана ейттим.
andin éngiship Perwerdigargha sejde qildim; xojamning qérindishining qizini uning oghli üchün élip kétishke méning yolumni ong qilghini üchün, xojamning Xudasi bolghan Perwerdigargha hemdusana éyttim.
49 Әнди силәр ғоҗамға ихлас қилип шапаәт көрситәйли десәңлар, буни маңа дәңлар. Әгәр халимисаңлар, униму маңа ейтиңлар, мән оң тәрәпкә яки сол тәрәпкә баримән, — деди.
Emdi siler xojamgha ixlas qilip shapaet körsiteyli désenglar, buni manga denglar. Eger xalimisanglar, unimu manga éytinglar, men ong terepke yaki sol terepke barimen, — dédi.
50 Әнди Лабан билән Бетуәл җавап берип: — Бу иш Пәрвәрдигардин болғач, силигә я ундақ я бундақ дейәлмәймиз.
Emdi Laban bilen Bétuel jawab bérip: — Bu ish Perwerdigardin bolghach, silige ya undaq ya bundaq déyelmeymiz.
51 Мана, Ривкаһ алдилирида туриду; уни елип кәткәйла. У Пәрвәрдигарниң дегинидәк өз ғоҗилириниң оғлиға хотун болсун, — деди.
Mana, Riwkah aldilirida turidu; uni élip ketkeyla. U Perwerdigarning déginidek öz xojilirining oghligha xotun bolsun, — dédi.
52 Ибраһимниң хизмәткари уларниң сөзлирини аңлап, йәргә еңишип, Пәрвәрдигарға сәҗдә қилди.
Ibrahimning xizmetkari ularning sözlirini anglap, yerge éngiship, Perwerdigargha sejde qildi.
53 Андин, хизмәткар күмүч буюмларни, алтун буюмларни вә кийим-кечәкләрни чиқирип, буларни Ривкаһқа бәрди; у йәнә қизниң акиси вә анисиғиму қиммәтлик һәдийәләрни сунди.
Andin, xizmetkar kümüsh buyumlarni, altun buyumlarni we kiyim-kécheklerni chiqirip, bularni Riwkahqa berdi; u yene qizning akisi we anisighimu qimmetlik hediyelerni sundi.
54 Андин у вә һәмраһлири билән биллә йәп-ичип, шу йәрдә қонуп қалди. Әтиси сәһәрдә қопуп, у уларға: мени ғоҗамниң қешиға йолға селип қоюңлар, девиди,
Andin u we hemrahliri bilen bille yep-ichip, shu yerde qonup qaldi. Etisi seherde qopup, u ulargha: méni xojamning qéshigha yolgha sélip qoyunglar, déwidi,
55 Қизниң акиси билән аниси униңға: — Қиз бир қанчә күн яки он күн йенимизда турсун; андин барсун, — деди.
Qizning akisi bilen anisi uninggha: — Qiz birqanche kün yaki on kün yénimizda tursun; andin barsun, — dédi.
56 Амма у уларға: — Пәрвәрдигар мениң сәпиримни оң қилған екән, мени тосмаңлар; ғоҗамниң қешиға беришим үчүн мени йолға селип қоюңлар, — деди.
Emma u ulargha: — Perwerdigar méning sepirimni ong qilghaniken, méni tosmanglar; xojamning qéshigha bérishim üchün méni yolgha sélip qoyunglar, — dédi.
57 Улар униңға: — Қизни чақирип, униң ағзидин аңлап бақайли, дәп
Ular uninggha: — Qizni chaqirip, uning aghzidin anglap baqayli, dep
58 Ривкаһни чақирип униңдин: — Бу адәм билән барамсән? дәп соривиди, у: — Барай, дәп җавап бәрди.
Riwkahni chaqirip uningdin: — Bu adem bilen baramsen? dep soriwidi, u: — Baray, dep jawab berdi.
59 Шуниң билән улар сиңлиси Ривкаһни, униң баққан аниси, Ибраһимниң хизмәткари вә адәмлири билән қошуп йолға селип қойди.
Shuning bilen ular singlisi Riwkahni, uning inik’anisi, Ibrahimning xizmetkari we ademliri bilen qoshup yolgha sélip qoydi.
60 У вақитта улар Ривкаһқа бәхит тиләп: — Әй сиңлимиз, миңлиған он миңлиған адәмләрниң аниси болғайсән! Нәслиң дүшмәнлириниң дәрвазилириға егә болғай! — деди.
U waqitta ular Riwkahqa bext tilep: — Ey singlimiz, minglighan on minglighan ademlerning anisi bolghaysen! Nesling düshmenlirining derwazilirigha ige bolghay! — dédi.
61 Шуниң билән Ривкаһ билән униң дедәклири орнидин туруп, төгиләргә минип, у кишигә әгишип маңди. Шундақ қилип хизмәткар Ривкаһни елип йолға чиқти.
Shuning bilen Riwkah bilen uning dédekliri ornidin turup, tögilerge minip, u kishige egiship mangdi. Shundaq qilip xizmetkar Riwkahni élip yolgha chiqti.
62 Исһақ Бәәр-лаһай-рой дегән җайдин байила қайтип кәлгән еди; чүнки у җәнуптики Нәгәвдә туратти;
Ishaq Beer-lahay-roy dégen jaydin bayila qaytip kelgenidi; chünki u jenubtiki Negewde turatti;
63 Исһақ кәчқурун истиқамәткә далаға чиққан еди; у бешини көтирип қариса, мана төгиләр келивататти.
Ishaq kechqurun istiqametke dalagha chiqqanidi; u béshini kötürüp qarisa, mana tögiler kéliwatatti.
64 Ривкаһ бешини көтирип, Исһақни көрди; у дәрһал төгидин чүшүп, хизмәткардин: — Сәһрада бизниң алдимизға чиқиватқан бу киши ким болиду? — дәп сориди. Хизмәткар: — Бу ғоҗамдур! деди. Ривкаһ дәрһал чүмбилини тартип йүзини йепивалди.
Riwkah béshini kötürüp, Ishaqni kördi; u derhal tögidin chüshüp, xizmetkardin: — Sehrada bizning aldimizgha chiqiwatqan bu kishi kim bolidu? — dep soridi. Xizmetkar: — Bu xojamdur! dédi. Riwkah derhal chümbilini tartip yüzini yépiwaldi.
66 Хизмәткар әнди қилған һәммә ишлирини Исһаққа ейтип бәрди.
Xizmetkar emdi qilghan hemme ishlirini Ishaqqa éytip berdi.
67 Исһақ қизни аниси Сараһниң чедириға башлап кирди; у Ривкаһни өз әмригә алди; у униң хотуни болди. У уни яхши көрүп қалди; бу тәриқидә Исһақ анисиниң вапатидин кейин тәсәлли тапти.
Ishaq qizni anisi Sarahning chédirigha bashlap kirdi; u Riwkahni öz emrige aldi; u uning xotuni boldi. U uni yaxshi körüp qaldi; bu teriqide Ishaq anisining wapatidin kéyin teselli tapti.

< Яритилиш 24 >