< Яритилиш 23 >
1 Сараһ бир йүз жигирмә йәттә яшқичә өмүр көрди. Бу Сараһниң өмриниң жиллири еди.
2 Сараһ Қанаан зиминидики Кириат-Арба, йәни Һебронда вапат болди. Ибраһим берип Сараһ үчүн матәм тутуп жиға-зерә қилди.
3 Ибраһим өз мәрһумәсиниң йенидин қопуп, Һиттийларға сөз қилип:
4 — Мән болсам араңларда мусапир меһман, халас; силәр әнди араңлардин маңа бир йәрлик бериңлар; шуниң билән мән бу мәрһумәмни алдимда көрүнүп турмисун үчүн елип берип дәпнә қилай, — деди.
5 Һиттийлар Ибраһимға җавап берип: — И ғоҗам, бизгә қулақ салғайла! Сили аримизда Худаниң бир шаһзадиси һесаплинила! Аримиздики әң есил йәрликни таллап, шу йәрдә мәрһумәлирини дәпнә қилғайла! Мәрһумәлирини дәпнә қилишқа һеч қайсимиз өз йәрлигини силидин айимайду, — деди.
6
7 Ибраһим орнидин туруп, у зиминдики хәлиққә, йәни Һиттийларға тазим қилип,
8 уларға: — Әгәр мәрһумәмниң көз алдимда туривәрмәслиги үчүн, уни елип берип, дәпнә қилишимни рава көрсәңлар, ундақта сөзүмни аңлап мениң үчүн Зоһарниң оғли Әфронға сөз қилип,
9 униң етизиниң айиғида өзиниңки болған Макпелаһниң ғарини маңа беришини илтимас қилиңлар. У маңа буни силәрниң араңларда гөристан болушқа толуқ нәрхидә бәрсун, — деди.
10 Шу чағда Әфрон Һиттийлар арисида олтиратти. Шуниң билән һиттийлиқ Әфрон Һиттийларниң алдида, йәни шәһириниң дәрвазисидин киргүчиләрниң һәммисиниң алдида Ибраһимға җавап берип: —
11 Йоқсу, әй ғоҗам, маңа қулақ салғайла. Бу етизлиқни, шундақла униңдики ғарни силигә берәй; уни өз хәлқим болған адәмләрниң алдида силигә бәрдим; өз мейитлирини дәпнә қилғайла, — деди.
12 Андин Ибраһим йәнә зимин хәлқи алдида тазим қилип,
13 Шу зиминдики хәлиқниң қулақлири алдида Әфронға: — Илтимасимға қулақ салғайла; мән бу етизлиқниң нәрхи бойичә пул берәй, уни мәндин қобул қилғайла, андин мән мейитимни шу йәрдә дәпнә қилай, — деди.
14 Әфрон Ибраһимға җавап берип униңға:
15 Әй ғоҗам, маңа қулақ салғайла; төрт йүз шәкәл күмүчкә ярайдиған бир етизлиқ, сили билән мениң арамда немә еди? Сили мейитлирини дәпнә қилғайла — деди.
16 Ибраһим Әфронниң сөзигә қошулди; андин Әфрон Һиттийлар алдида ейтқан бани, йәни шу чағдики сода өлчими бойичә төрт йүз шәкәл күмүчни таразида тартип бәрди.
17 Шундақ қилип Мамрәниң удулидики Макпелаһқа җайлашқан Әфронниң етизлиғи, йәни етизлиқниң өзи, униңдики ғар, шундақла етизлиқниң ичи вә әтрапидики барлиқ дәрәқләрниң һәммиси
18 Һиттийларниң көз алдида Ибраһимға тапшурулуп, [йәни Әфронниң] шәһириниң дәрвазисидин барлиқ киргүчиләрниң алдида униң мүлки қилип бекитилди.
19 Шуниңдин кейин Ибраһим аяли Сараһни Қанаан зиминидики Мамрә (йәни, Һеброн)ниң удулидики Макпелаһниң етизлиғиниң ғарида дәпнә қилди.
20 Шу тәриқидә у етизлиқ вә униңдики ғар Һиттийлар тәрипидин Ибраһимға гөристан болушқа тайин қилинди.