< Яритилиш 22 >

1 Бу ишлардин кейин шундақ болдики, Худа Ибраһимни синап униңға: — Әй Ибраһим! деди. У: мана мән! — дәп җавап бәрди.
這些事以後,天主試探亞巴郎說:「亞巴郎! 」他答說:「我在這裏。」
2 У: — Сән оғлуңни, йәни сән сөйидиған ялғуз оғлуң Исһақни елип, Мория жутиға берип, шу йәрдә, Мән саңа ейтидиған тағларниң бириниң үстидә уни көйдүрмә қурбанлиқ сүпитидә сунғин, — деди.
天主說:「帶你心愛的獨生子依撒格往摩黎雅地方去,在我所要指給你的一座山上,將他獻為全燔祭。」
3 Әтиси Ибраһим сәһәр қопуп, ешигини тоқуп, жигитлиридин иккилән билән Исһақни биллә елип, көйдүрмә қурбанлиқ үчүн отун йерип, Худа униңға ейтқан йәргә қарап маңди.
亞巴郎次日清早起來,備好驢,帶了兩個僕人和自己的兒子依撒格,劈好為全燔祭用的木柴,就起身往天主指給他的地方去了。
4 Үчинчи күни Ибраһим бешини көтирип қарап, жирақтин у йәрни көрди.
第三天,亞巴郎舉目遠遠看見了那個地方,
5 Ибраһим жигитлиригә: — Силәр ешәк билән мошу йәрдә туруп туруңлар. Мән балам билән у йәргә берип, сәҗдә қилип, андин қешиңларға йенип келимиз, — деди.
就對僕人說:「你們同驢在這裏等候,我和孩子要到那邊去朝拜,以後就回到你們這裏來。」
6 Шуниң билән Ибраһим көйдүрмә қурбанлиққа керәклик отунни елип, оғли Исһаққа йүдкүзүп, өзи қолиға пичақ билән отни елип, иккиси биллә жүрүп кәтти.
亞巴郎將為全燔祭用的木柴,放在兒子依撒格的肩上,自己手中拿著刀和火,兩人一同前行。
7 Исһақ атиси Ибраһимға: — Әй ата! девиди, у униңға җавап берип: — Мана мән, оғлум, деди. У униңдин: — Мана от билән отунғу бар, амма көйдүрмә қурбанлиқ болидиған қоза қени? — дәп соривиди,
路上依撒格對父親亞巴郎說:「阿爸! 」他答說:「我兒,我在這裏。」依撒格說:「看,這裏有火有柴,但是那裏有作全燔祭的羔羊﹖」
8 Ибраһим җавап берип: — Әй оғлум, Худа Өзи Өзигә көйдүрмә қурбанлиқ қозини тәминләйду, — деди. Андин иккиси биргә йолини давамлаштурди.
亞巴郎答說:「我兒! 天主自會照料作全燔祭的羔羊。」於是二人再繼續一同前行。
9 Ахирида улар Худа Ибраһимға ейтқан җайға йетип кәлди. Ибраһим у йәрдә қурбангаһ ясап, үстигә отунни тизип қойди. Андин у оғли Исһақни бағлап, уни қурбангаһдики отунниң үстидә ятқузди.
當他們到了天主指給他的地方,亞巴郎便在那裏築了一座祭壇,擺好木柴,將兒子依撒格捆好,放在祭壇上的木柴上。
10 Андин Ибраһим қолини узитип, оғлини боғузлиғили пичақни алди.
亞巴郎正伸手舉刀要宰獻自己的兒子時,
11 Шуан Пәрвәрдигарниң Пәриштиси асмандин уни чақирип униңға: — Ибраһим, Ибраһим! — дәп вақириди. У: — Мана мән, — деди.
上主的使者從天上對他喊說:「亞巴郎! 亞巴郎! 」他答說:「我在這裏。」
12 У униңға: — Сән балиға қолуңни тәккүзмигин, уни һеч немә қилмиғин; чүнки Мән сениң Худадин қорққанлиғиңни билдим; чүнки сениң оғлуңни, йәни ялғуз оғлуңни Мәндин айимидиң, — деди.
使者說:「不可在這孩子身上下手,不要傷害他! 我現在知道你實在敬畏天主,因為你為了我竟連你的獨生子也不顧惜。」
13 Ибраһим бешини көтирип қаривиди, мана, арқисида мүңгүзлири чатқалға чирмишип қалған бир қочқарни көрди. Ибраһим берип қочқарни елип, уни оғлиниң орнида көйдүрмә қурбанлиқ қилип сунди.
亞巴郎舉目一望,見有一隻公綿羊,兩角纏在灌木中,遂前去取了那隻公綿羊,代替自己的兒子,獻為全燔祭。
14 Шуниң билән Ибраһим шу җайға «Яһвәһ-Йирәһ» дәп ат қойди. Шуңа кишиләр: «Пәрвәрдигарниң теғида тәминлиниду» дегән бу сөз бүгүнгә қәдәр ейтилип келиватиду.
亞巴郎給那地方起名叫「上主自會照料。」直到今日人還說:「在山上,上主自會照料。」
15 Пәрвәрдигарниң Пәриштиси асмандин Ибраһимни иккинчи қетим чақирип униңға: —
上主的使者由天上又呼喚亞巴郎說:「
16 Сән өз оғлуңни, йәни ялғуз оғлуңни айимай бу ишни қилғиниң үчүн Мән Өзүм билән қәсәм қилимәнки, дәйду Пәрвәрдигар,
我指自己起誓,--上主的斷語,--因為你作了這事,沒有顧惜你的獨生子,
17 — Мән сени зор бәрикәтләп, нәслиңни асмандики юлтузлардәк нурғун көпәйтип, деңиз саһилидики қумдәк ғолдитимән; нәслиң болса дүшмәнлириниң дәрвазилириға егә болиду.
我必多多祝福你,使你的後裔繁多,如天上的星辰,如海邊的沙粒。你的後裔必佔領他們仇敵的城門;
18 Сән Мениң авазимға қулақ салғиниң үчүн йәр йүзидики барлиқ әл-жутлар нәслиңниң нами билән өзлири үчүн бәхит-бәрикәт тиләйду, — деди.
地上萬民要因你的後裔蒙受祝福,因為你聽從了我的話。」
19 Андин Ибраһим жигитлириниң қешиға йенип барди. Улар һәммиси орнидин турушуп Бәәр-Шебаға йол алди. Ибраһим Бәәр-Шебада туруп қалди.
亞巴郎回到自己僕人那裏,一同起身回了貝爾舍巴,遂住在貝爾舍巴。
20 Бу ишлардин кейин Ибраһимға: «Мана Милкаһму иниң Наһорға бир қанчә оғул туғуп берипту», дегән хәвәр йәтти.
這些事以後,有人告訴亞巴郎說:「米耳加也給你的兄弟納曷爾生了兒子:
21 Улар болса тунҗа оғли уз, униң иниси Буз вә Арамниң атиси болған Кәмуәл,
長子伍茲,他的弟弟步次、阿蘭的父親刻慕耳、
22 андин Кәсәд, Хазо, Пилдаш, Йидлаф вә Бетуәл дегән оғуллар еди.
革色得、哈左、丕耳達士、依德拉夫和貝突耳:--
23 (Бетуәлдин Ривкаһ төрәлди). Бу сәккизини Милкаһ Ибраһимниң иниси Наһорға туғуп бәрди.
貝突耳生了黎貝加,--這八人都是米耳加給亞巴郎的兄弟納曷爾生的兒子。
24 Шуниңдәк униң кенизиги Рәумаһму Тебаһ, Гаһам, Тахаш вә Маакаһ дегәнләрни туғуп бәрди.
此外他的妾名叫勒烏瑪的,給他生了特巴黑、加罕、塔哈士和瑪阿加。

< Яритилиш 22 >