< Яритилиш 21 >

1 Әнди Пәрвәрдигар вәдә қилғинидәк Сараһни йоқлиди; Пәрвәрдигар Сараһқа дегинидәк қилди.
Rəbbee ögiyl uvhuyn xhinne, Sarrays yugvalla haa'ana. Mang'vee huvuyn cuvab aqqaqqan.
2 Сараһ һамилдар болуп, Ибраһим қериғанда Худа униңға бекиткән вақитта бир оғул туғуп бәрди.
Allahee uvhuyne gahıl, Sarra vuxhne ayxu, q'əsde İbrahimıs dix uxu.
3 Ибраһим өзигә төрәлгән оғли, йәни Сараһ униңға туғуп бәргән оғлиниң исмини Исһақ қойди.
İbrahimee Sarrayke ıxhayne duxays I'saq' (əqəna) do giyxhe.
4 Андин Ибраһим Худа униңға буйруғинидәк өз оғли Исһақ туғулуп сәккизинчи күни хәтнә қилди.
Allahee İbrahimık'le cune əmree uvhuyn xhinne, mang'vee dix, I'saq' ıxhayne molyne yiğıle sunnat ha'a.
5 Оғли Исһақ туғулған чағда, Ибраһим йүз яшта еди.
I'saq' yedike ıxhayng'a, İbrahimıqa vəş senniy vod.
6 Сараһ: «Худа мени күлдүрүвәтти; һәр ким бу ишни аңлиса, мән билән тәң күлүшиду», деди.
Sarree uvhuyn: – Allahee yizde aq'veeqa əqəna qali'ı! Man g'ayxhıyne gırgıng've zaka sacigee əqəna ha'as!
7 У йәнә: — Кимму Ибраһимға: «Сараһ бала емитидиған болиду!» дәп ейталайтти? Чүнки у қериғанда униңға бир оғул туғуп бәрдим! — деди.
Sarreecad meed eyhen: – Şavaa İbrahimık'le eyheyiy, ine q'əsvalee zı uşax uxu yic gyoqa'as? Haane, yicıd uxuyn!
8 Бала чоң болуп, әмчәктин айрилди. Исһақ әмчәктин айрилған күни Ибраһим чоң зияпәт өткүзүп бәрди.
Uşax xət qıxha, nikneke gyarğılyna. I'saq' nikneke gyarğılyne yiğıl, İbrahimee xədın otxhun-ulyodğuy hele.
9 Амма Сараһ мисирлиқ Һәҗәрниң Ибраһимға туғуп бәргән оғулниң [Исһақни] мәсқирә қиливатқинини көрүп қалди.
10 Шуниң билән у Ибраһимға: — Бу дедәк билән оғлини һайдивәт! Чүнки бу дедәкниң оғли мениң оғлум Исһақ билән тәң варис болса болмайду!, — деди.
11 [Сараһниң] бу сөзи Ибраһимға толиму еғир кәлди; чүнки [Исмаилму] униң оғли-дә!
12 Лекин Худа Ибраһимға: — Балаң вә дедигиң вәҗидин бу сөз саңа еғир кәлмисун, бәлки Сараһниң саңа дегәнлириниң һәммисигә қулақ салғин; чүнки Исһақтин болғини сениң нәслиң һесаплиниду.
13 Лекин дедәкниң оғлидинму бир хәлиқ-милләт пәйда қилимән, чүнки уму сениң нәслиң, — деди.
14 Әтиси таң сәһәрдә Ибраһим қопуп, нан билән бир тулум суни елип Һәҗәргә берип, өшнисигә йүдкүзүп, балини униңға тапшуруп, иккисини йолға селип қойди. Һәҗәр кетип, Бәәр-Шебаниң чөлидә кезип жүрди.
15 Әнди тулумдики су түгәп кәткән еди; Һәҗәр балини бир чатқалниң түвигә ташлап қоюп, өз-өзигә: «Балиниң өлүп кетишигә қарап чидимаймән» дәп, бир оқ етимчә жираққа берип, удулида олтарди. У удулида олтирип, пәряд көтирип жиғлиди.
17 Худа оғулниң жиға авазини аңлиди; шуниң билән Худаниң Пәриштиси асмандин Һәҗәрни чақирип униңға: — Әй Һәҗәр, саңа немә болди? Қорқмиғин; чүнки Худа оғулниң [йиға] авазини ятқан йеридин аңлиди.
18 Әнди қопуп, қолуң билән балини йөләп турғуз; чүнки Мән уни улуқ бир әл-милләт қилимән, — деди.
19 Шуан Худа [Һәҗәрниң] көзлирини ачти, у бир қудуқни көрди. У берип тулумға су толдуруп, оғулға ичкүзди.
20 Худа у бала билән биллә болди; у өсүп чоң болди. У чөлдә яшап, мәргән болуп йетишти.
21 У Паран чөлидә турди; шу вақитларда аниси униңға Мисир зиминидин бир қизни хотунлуққа елип бәрди.
22 У вақитларда шундақ болдики, Абимәләк вә униң ләшкәр беши Фикол келип Ибраһимға: — Қилған һәммә ишлириңда, Худа сениң билән биллидур.
23 Әнди сән дәл мошу йәрдә маңа, оғлумға вә нәврәмгә хиянәт қилмаслиққа Худаниң намида қәсәм қилип бәргәйсән; мән саңа көрситип кәлгән меһриванлиғимдәк, сәнму маңа вә сән һазир туруватқан жутқа меһриванлиқ қилғайсән, — деди.
24 Ибраһим: Қәсәм қилип берәй, деди.
25 Андин Ибраһим Абимәләкниң чакарлири тартивалған бир қудуқ тоғрисида Абимәләкни әйиплиди.
26 Абимәләк: — Бу ишни қилған кишини билмәймән; сән бу ишни маңиму ейтмапсән; мән бу ишни пәқәт бүгүнла аңлишим, — деди.
27 Ибраһим қой-кала елип Абимәләккә тәқдим қилди; андин улар иккилиси әһдә қилишти.
28 Ибраһим йәнә падидин йәттә чиши қозини бир тәрәпкә айрип қойди.
29 Абимәләк Ибраһимдин: — Сән бир тәрәпкә айрип қойған бу йәттә чиши қозиниң немә мәнаси бар? — дәп соривиди,
30 у: — Мениң бу қудуқни колиғинимни етирап қилғиниңға гувалиқ сүпитидә бу йәттә чиши қозини қолумдин қобул қилғайсән, — дәп җавап бәрди.
31 Бу иккиси шу йәрдә қәсәм қилишқанлиғи үчүн, у шу җайни «Бәәр-Шеба» дәп атиди.
32 Шу тәриқидә улар Бәәр-Шебада әһдә қилишти. Андин Абимәләк вә униң ләшкәр беши Фикол қозғилип, Филистийләрниң зиминиға йенип кәтти.
33 Ибраһим Бәәр-Шебада бир түп жулғунни тикип, у йәрдә Әбәдий Тәңри болған Пәрвәрдигарниң намиға нида қилип ибадәт қилди.
34 Ибраһим Филистийләрниң зиминида узун вақитқичә туруп қалди.

< Яритилиш 21 >