3Лекин [бир күни] кечиси чүшидә Худа Абимәләккә келип униңға: — Мана, сән өзүңгә еливалған аял сәвәвидин әнди өлгән адәмдурсән; чүнки у башқа бирисиниң аялидур — деди.
4Амма Абимәләк униңға техи йеқинчилиқ қилмиған еди. У Худаға: — И Рәб, һәққаний бир хәлиқниму һалак қиламсән?
5У өзиму маңа: «У мениң сиңлим» дәп ейтмидиму? Йәнә келип, бу аялму «У мениң акам», дәп ейтқан еди. Мән болсам сап көңлүм вә дурус нийитим билән бу ишни қилдим, — деди.
6Худа чүшидә униңға йәнә: — Бу ишни сап көңүл билән қилғиниңни билимән; шу сәвәптин Мән сени алдимда гуна қилиштин тосуп, униңға тегишиңгә қоймидим.
7Әнди у кишиниң аялини өзигә қайтуруп бәр; чүнки у Пәйғәмбәр, у сениң һәққиңдә дуа қилиду вә сән тирик қалисән. Әгәр уни яндуруп бәрмисәң шуни билип қойғинки, сән вә һәммә адәмлириң қошулуп җәзмән өлисиләр, — деди.
8Абимәләк әтигән таң сәһәрдә қопуп, һәммә хизмәткарлирини чақирип, бу сөзләрниң һәммисини уларниң қулақлириға салди; бу адәмләр наһайити қорқушуп кәтти.
9Андин Абимәләк Ибраһимни чақирип униңға: — Бу бизгә немә қилғиниң? Мән саңа зади немә гуна қилдим, сән мән вә падишалиғимға еғир бир гунани жүкләп қойдуң? Маңа қилмайдиған ишларни қилдиң! — деди.