< Яритилиш 20 >
1 Ибраһим у йәрдин чиқип, җәнуп тәрәптики Нәгәвгә көчүп келип, Қадәш билән Шурниң арилиғида туруп қалди; бир мәзгилдин кейин Гәрарда олтирақлашти.
2 Шу йәрдә Ибраһим аяли Сараһ тоғрисида: «У мениң сиңлимдур», дегән еди. Шуниң билән Гәрарниң падишаси Абимәләк адәм әвәтип, Сараһни [өзигә] хотун болушқа еливалди.
3 Лекин [бир күни] кечиси чүшидә Худа Абимәләккә келип униңға: — Мана, сән өзүңгә еливалған аял сәвәвидин әнди өлгән адәмдурсән; чүнки у башқа бирисиниң аялидур — деди.
4 Амма Абимәләк униңға техи йеқинчилиқ қилмиған еди. У Худаға: — И Рәб, һәққаний бир хәлиқниму һалак қиламсән?
5 У өзиму маңа: «У мениң сиңлим» дәп ейтмидиму? Йәнә келип, бу аялму «У мениң акам», дәп ейтқан еди. Мән болсам сап көңлүм вә дурус нийитим билән бу ишни қилдим, — деди.
6 Худа чүшидә униңға йәнә: — Бу ишни сап көңүл билән қилғиниңни билимән; шу сәвәптин Мән сени алдимда гуна қилиштин тосуп, униңға тегишиңгә қоймидим.
7 Әнди у кишиниң аялини өзигә қайтуруп бәр; чүнки у Пәйғәмбәр, у сениң һәққиңдә дуа қилиду вә сән тирик қалисән. Әгәр уни яндуруп бәрмисәң шуни билип қойғинки, сән вә һәммә адәмлириң қошулуп җәзмән өлисиләр, — деди.
8 Абимәләк әтигән таң сәһәрдә қопуп, һәммә хизмәткарлирини чақирип, бу сөзләрниң һәммисини уларниң қулақлириға салди; бу адәмләр наһайити қорқушуп кәтти.
9 Андин Абимәләк Ибраһимни чақирип униңға: — Бу бизгә немә қилғиниң? Мән саңа зади немә гуна қилдим, сән мән вә падишалиғимға еғир бир гунани жүкләп қойдуң? Маңа қилмайдиған ишларни қилдиң! — деди.
10 Абимәләк Ибраһимға йәнә: — Сән зади бизниң немә ишимизни көргиниң үчүн мошу ишни қилдиң? — деди.
11 Ибраһим җавап берип: — «Бу йәрдә шүбһисизки һеч ким Худадин қорқмайдикән, улар мени аялим түпәйлидин өлтүрүветиду», дәп ойлиған едим.
12 Әмәлийәттә, униң мениң сиңлим екәнлиги раст, лекин у мениң ата бир, ана бөләк сиңлим; кейин у мениң аялим болди.
13 Лекин Худа мени атамниң өйидин чиқирип сәргәрданлиққа жүргүзгинидә, мән аялимға: — Биз қәйәргила барсақ, сән маңа шундақ шапаәт көрсәткәйсәнки, мениң тоғрамда: «Бу мениң акам болиду», дегин, — дәп ейтқан едим — деди.
14 Андин Абимәләк қой-калилар, қуллар вә дедәкләрни елип уларни Ибраһимға бәрди вә аяли Сараһниму униңға қайтуруп бәрди.
15 Абимәләк: — Мана мениң зиминим болса алдиңда турупту; көзүңгә қайси йәр яқса шу йәрдә турғин, — деди.
16 У Сараһқа: «Мана, мән акаңға миң күмүч тәңгә бәрдим; мана булар өз йениңдикиләр, шундақла һәммә адәмләрниң көз алдида уятни япқучи болиду; шуниң билән сән һәр қандақ дағ-әйиптин халас болисән».
17 Ибраһим Худаға дуа қилди, Худа Абимәләк, аяли вә кенизәклирини сақайтти; андин улар [йәнә] бала туғалайдиған болди; чүнки Пәрвәрдигар Ибраһимниң аяли Сараһ түпәйлидин Абимәләкниң өйидики һәммә хотунларниң балиятқулирини етип қойған еди.