< Яритилиш 2 >
1 Шундақ қилип асман билән зимин, пүткүл мәвҗудатлири билән қошулуп яритилип болди.
2 Худа йәттинчи күнигичә қилидиған ишини тамамлиди. У йәттинчи күни барлиқ яритиш ишини тохтитип арам алди.
3 Йәттинчи күни Худа барлиқ яритиш ишлиридин арам алған күн болғанлиғи үчүн, шу күнни бәхитлик күн қилип, уни «муқәддәс күн» дәп бекитти.
4 Пәрвәрдигар Худа зимин билән асманни яратқан күнидә, асман-зиминниң яритилиш җәряниниң тарихлири мундақ: —
5 Зиминда техи һеч гүл-гия, йәрдә һеч отяш үнмигән еди; чүнки Пәрвәрдигар Худа йәр йүзигә һөл-йеғин яғдурмиған еди, шундақла йәр терийдиған адәмму йоқ еди.
6 Лекин йәрдин булақ сүйи чиқип, тамам йәр йүзини суғарди.
7 Андин Пәрвәрдигар Худа адәмни йәрниң тописидин ясап, һаятлиқ нәпәсини униң бурниға пүвлиди; шуниң билән адәм тирик бир җан болди.
8 Андин кейин Пәрвәрдигар Худа мәшриқ тәрәптә Ерәм дегән җайда бир бағ бена қилип, ясиған адәмни шу йәргә орунлаштурди.
9 Пәрвәрдигар Худа йәрдин көзни қамлаштуридиған чирайлиқ, [мевилири] йейишлик һәр хил дәрәқни үндүрди; у йәнә бағниң оттурисида «һаятлиқ дәриғи» вә «яхши билән яманни билгүзгүчи дәрәқ»ни үндүрди.
10 Бағни суғиришқа Ерәмдин бир дәрия еқип чиқти; андин бөлүнүп, төрт еқин болди.
11 Биринчи еқинниң нами Пишон болуп, алтун чиқидиған пүткүл Һавилаһ зиминини айлинип өтиду.
12 Бу жутниң алтуни наһайити есил еди; шу йәрдә пурақлиқ девирқай билән ақ һеқиқму чиқиду.
13 Иккинчи дәрияниң нами Гиһон болуп, пүткүл Куш зиминини айлинип өтиду.
14 Үчинчи дәрияниң нами Диҗлә болуп, Ашурниң шәрқидин еқип өтиду, төртинчи дәрияниң нами Әфрат еди.
15 Пәрвәрдигар Худа адәмни елип Ерәм беғиға ишләп, пәрвиш қилсун дәп уни шу йәргә қоюп қойди.
16 Пәрвәрдигар Худа адәмгә әмир қилип: бағдики һәр бир дәрәқ мевилиридин халиқиниңчә йә;
17 амма «яхши билән яманни билгүзгүчи дәрәқ»ниң мевисидин йемигин; чүнки униңдин йегән күнүңдә җәзмән өлисән, — деди.
18 Андин Пәрвәрдигар Худа йәнә сөз қилип: — Адәмниң ялғуз туруши яхши әмәс; Мән униңға мас келидиған бир ярдәмчи һәмраһни ясап берәй, — деди.
19 Пәрвәрдигар Худа тупрақтин даладики барлиқ җаниварлар билән асмандики һәммә учар-қанатларни ясиған еди; уларға адәмниң немә дәп ат қойидиғанлиғини билиш үчүн, У уларни адәмниң алдиға кәлтүрди. Адәм һәр бир җаниварға немә дәп ат қойған болса, униң ети шу болуп қалди.
20 Бу тәриқидә адәм һәммә мал-чарвиларға, асмандики учар-қанатларға вә даладики һәр бир җаниварларға ат қойди; вәһаләнки, адәм өзигә мас келидиған һеч бир ярдәмчи һәмраһ учратмиди.
21 Шуниң билән Пәрвәрдигар Худа адәмгә бир қаттиқ уйқа салди; у ухлап қалди. У ухлаватқанда, У униң биқинидин бир аз елип, андин униң орнини әт-гөш билән етип қойди.
22 Шуниң билән Пәрвәрдигар Худа адәмниң биқинидин алған шу қисимдин бир аялни ясап, уни адәмниң қешиға әкәлди.
23 Адәм ата хошал болуп: — Мана бу сүйәклиримдики сүйәк, етимдики әт болғач, «аял» дәп аталсун; чүнки у әрдин елинғандур, — деди.
24 Шуниң үчүн әр киши ата-анисидин айрилип, өз аялиға бағлинип бир болуп, иккиси бир тән болиду.
25 Адәм ата билән аяли һәр иккиси ялаңач болсиму, һеч уялмайтти.