< Яритилиш 19 >

1 Икки пәриштә кәчтә Содомға йетип кәлди; шу чағда Лут Содомниң дәрвазисида олтиратти. Лут уларни көрүпла орнидин туруп, алдиға чиқип йүзи йәргә тәккидәк тазим қилип:
Ikki pǝrixtǝ kǝqtǝ Sodomƣa yetip kǝldi; xu qaƣda Lut Sodomning dǝrwazisida olturatti. Lut ularni kɵrüpla ornidin turup, aldiƣa qiⱪip yüzi yǝrgǝ tǝgküdǝk tǝzim ⱪilip:
2 — Мана, әй ғоҗилирим, кәминилириниң өйигә чүшүп путлириңларни жуюп қонуп қалғайсиләр; андин әтә сәһәр қопуп йолға чиқсаңларму болиду, девиди, булар җававән: — Яқ, биз шәһәр мәйданида кәчләймиз, — деди.
— Mana, ǝy hojilirim, kǝminilirining ɵyigǝ qüxüp putliringlarni yuyup ⱪonup ⱪalƣaysilǝr; andin ǝtǝ sǝⱨǝr ⱪopup yolƣa qiⱪsanglarmu bolidu, dewidi, bular jawabǝn: — Yaⱪ, biz xǝⱨǝr mǝydanida kǝqlǝymiz, — dedi.
3 Амма у уларни чиң тутувиди, ахир улар униң билән берип өйигә кирди. У уларға дәстихан селип, петир тоғачларни пиширип бәрди, улар ғизаланди.
Əmma u ularni qing tutuwidi, ahir ular uning bilǝn berip ɵyigǝ kirdi. U ularƣa dastihan selip, petir toⱪaqlarni pixurup bǝrdi, ular ƣizalandi.
4 Улар техи ятмиған еди, шәһәрдикиләр, йәни Содомниң әркәклири, яш, қери һәммиси һәр қайси мәһәллиләрдин келип өйни қоршивалди;
Ular tehi yatmiƣanidi, xǝⱨǝrdikilǝr, yǝni Sodomning ǝrkǝkliri, yax, ⱪeri ⱨǝmmisi ⱨǝrⱪaysi mǝⱨǝllilǝrdin kelip ɵyni ⱪorxiwaldi;
5 улар Лутни чақирип униңға: — Бүгүн кәчтә сениңкигә киргән адәмләр қени? Уларни бизгә чиқирип бәр, биз улар билән йеқинчилиқ қилимиз, — деди.
ular Lutni qaⱪirip uningƣa: — Bügün kǝqtǝ seningkigǝ kirgǝn adǝmlǝr ⱪeni? Ularni bizgǝ qiⱪirip bǝr, biz ular bilǝn yeⱪinqiliⱪ ⱪilimiz, — dedi.
6 Лут дәрвазиниң алдиға, уларниң қешиға чиқип, ишикни йепиветип,
Lut dǝrwazining aldiƣa, ularning ⱪexiƣa qiⱪip, ixikni yepiwetip,
7 уларға: — Әй бурадәрлирим, мундақ рәзилликни қилмаңлар!
ularƣa: — Əy buradǝrlirim, mundaⱪ rǝzillikni ⱪilmanglar!
8 Мана, техи һеч әр билән биллә болмиған икки қизим бар; уларни силәргә чиқирип берәй. Улар билән халиқиниңларни қилиңлар. Амма бу адәмләр өгүзмниң сайиси астиға киргән екән, силәр уларни һеч немә қилмаңлар! — деди.
Mana, tehi ⱨeq ǝr bilǝn billǝ bolmiƣan ikki ⱪizim bar; ularni silǝrgǝ qiⱪirip berǝy. Ular bilǝn haliƣininglarni ⱪilinglar. Əmma bu adǝmlǝr ɵgzǝmning sayisi astiƣa kirgǝnikǝn, silǝr ularni ⱨeqnemǝ ⱪilmanglar! — dedi.
9 Лекин улар җавап берип: «Нери тур!» дегиничә, йәнә: — Бу йәрдә турушқа кәлгән бу мусапир һаким болмақчимикән? Әнди саңа уларға қилғандинму бәттәр яманлиқ қилимиз! — дәп Лутни қистап, ишикни чеқишқа бастуруп кәлди.
Lekin ular jawab berip: «Neri tur!» deginiqǝ, yǝnǝ: — Bu yǝrdǝ turuxⱪa kǝlgǝn bu musapir ⱨakim bolmaⱪqimikǝn? Əmdi sanga ularƣa ⱪilƣandinmu bǝttǝr yamanliⱪ ⱪilimiz! — dǝp Lutni ⱪistap, ixikni qeⱪixⱪa basturup kǝldi.
10 Амма у икки киши қоллирини узитип Лутни өйгә өз қешиға тартип әкиривелип, ишикни тақивалди
Əmma u ikki kixi ⱪollirini uzitip Lutni ɵygǝ ɵz ⱪexiƣa tartip ǝkiriwelip, ixikni taⱪiwaldi
11 вә өйниң дәрвазисиниң алдидики адәмләрни кичигидин тартип чоңиғичә корлуққа муптила қилди; шуниң билән улар дәрвазини издәп, һалидин кәтти.
wǝ ɵyning dǝrwazisining aldidiki adǝmlǝrni kiqikidin tartip qongiƣiqǝ korluⱪⱪa muptila ⱪildi; xuning bilǝn ular dǝrwazini izdǝp, ⱨalidin kǝtti.
12 Андин иккәйлән Лутқа: — Мошу йәрдә йәнә бирәр кимиң барму? Күйоғул, оғул яки қизлириң вә яки шәһәрдә башқа адәмлириң болса уларни бу йәрдин елип кәткин!
Andin ikkǝylǝn Lutⱪa: — Muxu yǝrdǝ yǝnǝ birǝr kiming barmu? Küy’oƣul, oƣul yaki ⱪizliring wǝ yaki xǝⱨǝrdǝ baxⱪa adǝmliring bolsa ularni bu yǝrdin elip kǝtkin!
13 Чүнки биз бу йәрни йоқитимиз; чүнки улар тоғрилиқ көтирилгән дад-пәряд Пәрвәрдигарниң алдида интайин күчлүк болғач, Пәрвәрдигар бизни уни йоқитишқа әвәтти, — деди.
Qünki biz bu yǝrni yoⱪitimiz; qünki ular toƣruluⱪ kɵtürülgǝn dad-pǝryad Pǝrwǝrdigarning aldida intayin küqlük bolƣaq, Pǝrwǝrdigar bizni uni yoⱪitixⱪa ǝwǝtti, — dedi.
14 Шуниң билән Лут ташқириға чиқип, қизлирини алидиған [болғуси] күйоғуллириниң қешиға берип: «Әнди қопуп бу йәрдин чиқип кетиңлар; чүнки Пәрвәрдигар шәһәрни йоқитиду» — деди. Амма у [болғуси] күйоғуллириниң нәзиригә чақчақ қилғандәк көрүнди.
Xuning bilǝn Lut taxⱪiriƣa qiⱪip, ⱪizlirini alidiƣan [bolƣusi] küy’oƣullirining ⱪexiƣa berip: «Əmdi ⱪopup bu yǝrdin qiⱪip ketinglar; qünki Pǝrwǝrdigar xǝⱨǝrni yoⱪitidu» — dedi. Əmma u [bolƣusi] küy’oƣullirining nǝzirigǝ qaⱪqaⱪ ⱪilƣandǝk kɵründi.
15 Таң атқанда, пәриштиләр Лутни алдиритип: — Әнди қопуп аялиң билән қешиңдики икки қизиңни алғин; болмиса шәһәрниң қәбиһлигигә четилип қелип, һалак болисән, — деди.
Tang atⱪanda, pǝrixtilǝr Lutni aldiritip: — Əmdi ⱪopup ayaling bilǝn ⱪexingdiki ikki ⱪizingni alƣin; bolmisa xǝⱨǝrning ⱪǝbiⱨlikigǝ qetilip ⱪelip, ⱨalak bolisǝn, — dedi.
16 Амма у техичә арисалди болуп турғанда, Пәрвәрдигар униңға рәһим қилғанлиғи үчүн, у иккилән Лутниң қолини, аялиниң қолини вә икки қизиниң қоллирини тутуп, уларни шәһәрниң сиртиға әчиқип, орунлаштуруп қойди.
Əmma u tehiqǝ arisaldi bolup turƣanda, Pǝrwǝrdigar uningƣa rǝⱨim ⱪilƣanliⱪi üqün, u ikkiylǝn Lutning ⱪolini, ayalining ⱪolini wǝ ikki ⱪizining ⱪollirini tutup, ularni xǝⱨǝrning sirtiƣa ǝqiⱪip, orunlaxturup ⱪoydi.
17 Уларни чиқарғандин кейин шу иш болдики, улардин бири униңға: — Җениңни елип қач, һалак болмаслиғиң үчүн кәйниңгә қаримай, түзләңликтики һеч йәрдә тохтимай, таққа қачқин! — деди.
Ularni qiⱪarƣandin keyin xu ix boldiki, ulardin biri uningƣa: — Jeningni elip ⱪaq, ⱨalak bolmasliⱪing üqün kǝyninggǝ ⱪarimay, tüzlǝngliktiki ⱨeq yǝrdǝ tohtimay, taƣⱪa ⱪaqⱪin! — dedi.
18 Лекин Лут уларға: — Ундақ болмиғай, әй ғоҗам, өтүнүп қалай!
Lekin Lut ularƣa: — Undaⱪ bolmiƣay, ǝy hojam, ɵtünüp ⱪalay!
19 Мана, кәминәң көзүңдә илтипат тапти, җенимни қутқуздуң, маңа зор мәрһәмәт көрсәттиң; амма мән таққа қачалмаймән; ундақ қилсам, маңа бирәр апәт чүшүп, өлүп кетәрмәнмекин.
Mana, kǝminǝng kɵzüngdǝ iltipat tapti, jenimni ⱪutⱪuzdung, manga zor mǝrⱨǝmǝt kɵrsǝtting; ǝmma mǝn taƣⱪa ⱪaqalmaymǝn; undaⱪ ⱪilsam, manga birǝr apǝt qüxüp, ɵlüp ketǝrmǝnmikin.
20 Қара, аву шәһәргә қечип барса болғидәк наһайити йеқин екән, шундақла кичик шәһәр екән! Өтүнүп қалай, мениң шу йәргә қечишимға йол қойғайсән! У кичик [шәһәр] әмәсму?! Җеним шу йәрдә аман қалиду! — деди.
Ⱪara, awu xǝⱨǝrgǝ ⱪeqip barsa bolƣudǝk naⱨayiti yeⱪin ikǝn, xundaⱪla kiqik xǝⱨǝr ikǝn! Ɵtünüp ⱪalay, mening xu yǝrgǝ ⱪeqiximƣa yol ⱪoyƣaysǝn! U kiqik [xǝⱨǝr] ǝmǝsmu?! Jenim xu yǝrdǝ aman ⱪalidu! — dedi.
21 Пәриштә униңға җавап берип: — Хәйр, бу иштиму саңа мақул болай, сән ейтқан шу шәһәрни вәйран қилмай.
Pǝrixtǝ uningƣa jawab berip: — Hǝyr, bu ixtimu sanga maⱪul bolay, sǝn eytⱪan xu xǝⱨǝrni wǝyran ⱪilmay.
22 Әнди у йәргә тездин қечип барғин; чүнки сән шу йәргә йетип бармиғичә һеч иш қилалмасмән, — деди. Шуңа у шәһәрниң исми «Зоар» дәп аталған.
Əmdi u yǝrgǝ tezdin ⱪeqip barƣin; qünki sǝn xu yǝrgǝ yetip barmiƣuqǝ ⱨeq ix ⱪilalmasmǝn, — dedi. Xunga u xǝⱨǝrning ismi «Zoar» dǝp atalƣan.
23 Лут Зоарға йетип барғанда күн нури йәр йүзигә чечилған еди.
Lut Zoarƣa yetip barƣanda kün nuri yǝr yüzigǝ qeqilƣanidi.
24 Шу чағда Пәрвәрдигар әрштин, өз йенидин Содом билән Гоморраниң үстигә гуңгут вә от яғдуруп,
Xu qaƣda Pǝrwǝrdigar ǝrxtin, ɵz yenidin Sodom bilǝn Gomorraning üstigǝ günggürt wǝ ot yaƣdurup,
25 шу шәһәрләрни, пүткүл түзләңликни һәмдә шәһәрләрдики барлиқ аһалиләр вә йәрдин үнгәнләрни қошуп бәрбат қилди.
xu xǝⱨǝrlǝrni, pütkül tüzlǝnglikni ⱨǝmdǝ xǝⱨǝrlǝrdiki barliⱪ aⱨalilǝr wǝ yǝrdin üngǝnlǝrni ⱪoxup bǝrbat ⱪildi.
26 Лекин Лутниң арқисидин маңған аяли кәйнигә қаривиди, туз түврүккә айлинип қалди.
Lekin Lutning arⱪisidin mangƣan ayali kǝynigǝ ⱪariwidi, tuz tüwrükkǝ aylinip ⱪaldi.
27 Әтиси таң сәһәрдә, Ибраһим қопуп илгири Пәрвәрдигарниң алдида турған җайға чиқип,
Ətisi tang sǝⱨǝrdǝ, Ibraⱨim ⱪopup ilgiri Pǝrwǝrdigarning aldida turƣan jayƣa qiⱪip,
28 Содом билән Гоморра тәрәпкә, шундақла түзләңликниң һәммә йеригә нәзәр селивиди, мана, йәр йүзидин хумданниң түтүнидәк түтүн өрләватқинини көрди.
Sodom bilǝn Gomorra tǝrǝpkǝ, xundaⱪla tüzlǝnglikning ⱨǝmmǝ yerigǝ nǝzǝr seliwidi, mana, yǝr yüzidin humdanning tütünidǝk tütün ɵrlǝwatⱪinini kɵrdi.
29 Амма шундақ болдики, Худа у түзләңликтики шәһәрләрни вәйран қилғанда, У Ибраһимни есигә елип, Лут турған шәһәрләрни бәрбат қилғанда уни балаю-апәтниң ичидин чиқирип қутқузди.
Əmma xundaⱪ boldiki, Huda u tüzlǝngliktiki xǝⱨǝrlǝrni wǝyran ⱪilƣanda, U Ibraⱨimni esigǝ elip, Lut turƣan xǝⱨǝrlǝrni bǝrbat ⱪilƣanda uni balayi’apǝtning iqidin qiⱪirip ⱪutⱪuzdi.
30 Амма Лут Зоар шәһиридә туруштин қорққачқа, Зоардин кетип, таққа чиқип, икки қизи билән шу йәрдә маканлашти. У икки қизи билән бир өңкүрдә турди.
Əmma Lut Zoar xǝⱨiridǝ turuxtin ⱪorⱪⱪaqⱪa, Zoardin ketip, taƣⱪa qiⱪip, ikki ⱪizi bilǝn xu yǝrdǝ makanlaxti. U ikki ⱪizi bilǝn bir ɵngkürdǝ turdi.
31 Әнди чоң қиз кичигигә: — Атимиз болса қерип кәтти; дунияниң қаидә-йосуни бойичә бу жутта бизгә йеқинчилиқ қилидиған һеч әр киши қалмиди.
Əmdi qong ⱪiz kiqikigǝ: — Atimiz bolsa ⱪerip kǝtti; dunyaning ⱪaidǝ-yosuni boyiqǝ bu yurtta bizgǝ yeⱪinqiliⱪ ⱪilidiƣan ⱨeq ǝr kixi ⱪalmidi.
32 Қени, атимизни шарап билән мәс қилип қоюп, униң билән биллә ятайли; шундақ қилсақ, биз пәрзәнт көрүп атимизниң уруғини қалдуралаймиз, — деди.
Ⱪeni, atimizni xarab bilǝn mǝst ⱪilip ⱪoyup, uning bilǝn billǝ yatayli; xundaⱪ ⱪilsaⱪ, biz pǝrzǝnt kɵrüp atimizning uruⱪini ⱪalduralaymiz, — dedi.
33 Шуниң билән улар у кечиси атисиға шарап ичкүзүп [мәст қилип] қоюп, чоң қизи кирип атиси билән ятти. Лекин Лут униң кирип ятқининиму, қопуп кәткининиму һеч сәзмиди.
Xuning bilǝn ular u keqisi atisiƣa xarab iqküzüp [mǝst ⱪilip] ⱪoyup, qong ⱪizi kirip atisi bilǝn yatti. Lekin Lut uning kirip yatⱪininimu, ⱪopup kǝtkininimu ⱨeq sǝzmidi.
34 Әтиси шундақ болдики, чоңи кичигигә: — Мана, мән ахшам атам билән яттим; бүгүн кәчтиму униңға йәнә шарап ичкүзәйли; шуниң билән сән кирип униң билән ятқин; шундақ қилип, һәр иккимиз пәрзәнт көрүп атимизниң нәслини қалдуралаймиз, — деди.
Ətisi xundaⱪ boldiki, qongi kiqikigǝ: — Mana, mǝn ahxam atam bilǝn yattim; bügün kǝqtimu uningƣa yǝnǝ xarab iqküzǝyli; xuning bilǝn sǝn kirip uning bilǝn yatⱪin; xundaⱪ ⱪilip, ⱨǝr ikkimiz pǝrzǝnt kɵrüp atimizning nǝslini ⱪalduralaymiz, — dedi.
35 Шуниң билән улар у кечиси атисиға шарап ичкүзүп [мәст қилип] қоюп, кичик қизи орнидин туруп униң билән биллә ятти. Амма Лут униң кирип ятқининиму, қопуп кәткининиму һеч сәзмиди.
Xuning bilǝn ular u keqisi atisiƣa xarab iqküzüp [mǝst ⱪilip] ⱪoyup, kiqik ⱪizi ornidin turup uning bilǝn billǝ yatti. Əmma Lut uning kirip yatⱪininimu, ⱪopup kǝtkininimu ⱨeq sǝzmidi.
36 Шундақ қилип, Лутниң иккила қизи өз атисидин һамилдар болуп қалди.
Xundaⱪ ⱪilip, Lutning ikkila ⱪizi ɵz atisidin ⱨamilidar bolup ⱪaldi.
37 Чоңи болса оғул туғуп, униң етини Моаб қойди; у бүгүнки Моабийларниң атисидур.
Qongi bolsa oƣul tuƣup, uning etini Moab ⱪoydi; u bügünki Moabiylarning atisidur.
38 Кичигиму оғул туғуп, униң етини Бән-Амми қойди. У бүгүнки Аммонийларниң атисидур.
Kiqikimu oƣul tuƣup, uning etini Bǝn-Ammi ⱪoydi. U bügünki Ammoniylarning atisidur.

< Яритилиш 19 >