< Яритилиш 18 >

1 Пәрвәрдигар Мамрәдики дубзарлиқниң йенида Ибраһимға көрүнди; бу күн әң иссиған вақит болуп, у өз чедириниң ишигидә олтиратти.
Pǝrwǝrdigar Mamrǝdiki dubzarliⱪning yenida Ibraⱨimƣa kɵründi; bu kün ǝng issiƣan waⱪit bolup, u ɵz qedirining ixikidǝ olturatti.
2 У бешини көтирип нәзәр селивиди, мана униң удулида үч киши өрә туратти. Уларни көрүп у чедириниң ишигидин қопуп, уларниң алдиға жүгүрүп берип, йәргә тәккидәк тазим қилип:
U bexini kɵtürüp nǝzǝr seliwidi, mana uning udulida üq kixi ɵrǝ turatti. Ularni kɵrüp u qedirining ixikidin ⱪopup, ularning aldiƣa yügürüp berip, yǝrgǝ tǝgküdǝk tǝzim ⱪilip:
3 — и Рәббим, әгәр пеқир нәзәрлиридә илтипат тапқан болсам, өтүнимәнки, қуллириниң йенидин өтүп кәтмигәйла;
— i Rǝbbim, ǝgǝr peⱪir nǝzǝrliridǝ iltipat tapⱪan bolsam, ɵtünimǝnki, ⱪullirining yenidin ɵtüp kǝtmigǝyla;
4 азғина су кәлтүрүлсун, силәр путлириңларни жуюп дәрәқниң тегидә арам еливелиңлар.
azƣina su kǝltürülsun, silǝr putliringlarni yuyup dǝrǝhning tegidǝ aram eliwelinglar.
5 Силәр өз қулуңларниң йенидин өткән екәнсиләр, мән бир чишләм нан елип чиқай, силәр һардуқуңларни чиқирип, андин өтүп кәткәйсиләр, деди. Улар җавап берип: — Ейтқиниңдәк қилғин, девиди,
Silǝr ɵz ⱪulunglarning yenidin ɵtkǝnikǝnsilǝr, mǝn bir qixlǝm nan elip qiⱪay, silǝr ⱨarduⱪunglarni qiⱪirip, andin ɵtüp kǝtkǝysilǝr, dedi. Ular jawab berip: — Eytⱪiningdǝk ⱪilƣin, dewidi,
6 Ибраһим чедириға Сараһниң қешиға жүгүрүп кирип, униңға: — Үч дас есил ундин тез хемир жуғуруп тоғач әткин, — деди.
Ibraⱨim qediriƣa Saraⱨning ⱪexiƣa yügürüp kirip, uningƣa: — Üq das esil undin tez hemir yuƣurup toⱪaq ǝtkin, — dedi.
7 Андин Ибраһим кала падисиға жүгүрүп берип, юмран убдан бир мозайни таллап, чакириға тапшурди; у буни тезла тәйяр қилди.
Andin Ibraⱨim kala padisiƣa yügürüp berip, yumran obdan bir mozayni tallap, qakiriƣa tapxurdi; u buni tezla tǝyyar ⱪildi.
8 Андин Ибраһим сериқ май, сүт вә тәйярлатқан мозайни елип келип, уларниң алдиға тутуп, өзи дәрәқниң тегидә уларниң алдида өрә турди; улар улардин йеди. Улар униңдин: аялиң Сараһ нәдә, дәп соривиди, у җавап берип: — Мана, чедирда, деди.
Andin Ibraⱨim seriⱪ may, süt wǝ tǝyyarlatⱪan mozayni elip kelip, ularning aldiƣa tutup, ɵzi dǝrǝhning tegidǝ ularning aldida ɵrǝ turdi; ular ulardin yedi. Ular uningdin: ayaling Saraⱨ nǝdǝ, dǝp soriwidi, u jawab berip: — Mana, qedirda, dedi.
9
10 Бириси: — Мән келәр жили мошу вақитта қешиңға җәзмән қайтип келимән, вә мана у вақитта аялиң Сараһниң бир оғли болиду, — деди. Сараһ болса униң кәйнидики чедирниң ишигидә туруп, буларни аңлавататти.
Birsi: — Mǝn kelǝr yili muxu waⱪitta ⱪexingƣa jǝzmǝn ⱪaytip kelimǝn, wǝ mana u waⱪitta ayaling Saraⱨning bir oƣli bolidu, — dedi. Saraⱨ bolsa uning kǝynidiki qedirning ixikidǝ turup, bularni anglawatatti.
11 Ибраһим билән Сараһ иккиси яшинип, қерип қалған еди; Сараһта аял кишиләрдә болидиған адәт көрүш тохтап қалған еди.
Ibraⱨim bilǝn Saraⱨ ikkisi yaxinip, ⱪerip ⱪalƣanidi; Saraⱨta ayal kixilǝrdǝ bolidiƣan adǝt kɵrüx tohtap ⱪalƣanidi.
12 Шуңа Сараһ өз ичидә күлүп: — Мән шунчә қерип кәткән турсам, растинла ләззәт көрәләрмәнму? Еримму қерип кәткән турса? — дәп хиял қилди.
Xunga Saraⱨ ɵz iqidǝ külüp: — Mǝn xunqǝ ⱪerip kǝtkǝn tursam, rasttinla lǝzzǝt kɵrǝlǝrmǝnmu? Erimmu ⱪerip kǝtkǝn tursa? — dǝp hiyal ⱪildi.
13 Пәрвәрдигар Ибраһимға: — Сараһниң: «Мән қерип кәткән турсам, растинла бала туғармәнму?» дәп күлгини немиси?
Pǝrwǝrdigar Ibraⱨimƣa: — Saraⱨning: «Mǝn ⱪerip kǝtkǝn tursam, rasttinla bala tuƣarmǝnmu?» dǝp külgini nemisi?
14 Пәрвәрдигарға мүмкин болмайдиған тилсимат иш барму? Бекиткән вақитта, йәни келәр жили дәл бу чағда қайтип келимән вә у вақитта Сараһниң бир оғли болиду, — деди.
Pǝrwǝrdigarƣa mumkin bolmaydiƣan tilsimat ix barmu? Bekitkǝn waⱪitta, yǝni kelǝr yili dǝl bu qaƣda ⱪaytip kelimǝn wǝ u waⱪitta Saraⱨning bir oƣli bolidu, — dedi.
15 Амма Сараһ қорқуп кетип: — Күлмидим, дәп инкар қилди. Лекин У: — Яқ, сән күлдүң, — деди.
Əmma Saraⱨ ⱪorⱪup ketip: — Külmidim, dǝp inkar ⱪildi. Lekin U: — Yaⱪ, sǝn küldüng, — dedi.
16 Андин бу затлар у йәрдин қопуп, Содом тәрәпкә нәзирини ағдурди. Ибраһимму уларни узитип, улар билән биллә маңди.
Andin bu zatlar u yǝrdin ⱪopup, Sodom tǝrǝpkǝ nǝzirini aƣdurdi. Ibraⱨimmu ularni uzitip, ular bilǝn billǝ mangdi.
17 Пәрвәрдигар: — Мән қилидиған ишимни Ибраһимдин йошурсам боламду?
Pǝrwǝrdigar: — Mǝn ⱪilidiƣan iximni Ibraⱨimdin yoxursam bolamdu?
18 Чүнки Ибраһимдин улуқ вә күчлүк бир әл чиқиду вә шуниңдәк йәр йүзидики барлиқ әл-милләтләр у арқилиқ бәхит-бәрикәткә муйәссәр болидиған турса?
Qünki Ibraⱨimdin uluƣ wǝ küqlük bir ǝl qiⱪidu wǝ xuningdǝk yǝr yüzidiki barliⱪ ǝl-millǝtlǝr u arⱪiliⱪ bǝht-bǝrikǝtkǝ muyǝssǝr bolidiƣan tursa?
19 Чүнки Мән уни билип таллиғанмән; у чоқум өз балилирини вә униң өйидикиләрни өзигә әгәштүрүп, уларға Пәрвәрдигарниң йолини тутуп, һәққанийлиқни вә адаләтни жүргүзүшни үгитиду. Буниң билән Мәнки Пәрвәрдигар Ибраһим тоғрилиқ қилған вәдәмни әмәлгә ашуримән, — деди.
Qünki Mǝn uni bilip talliƣanmǝn; u qoⱪum ɵz balilirini wǝ uning ɵyidikilǝrni ɵzigǝ ǝgǝxtürüp, ularƣa Pǝrwǝrdigarning yolini tutup, ⱨǝⱪⱪaniyliⱪni wǝ adalǝtni yürgüzüxni ɵgitidu. Buning bilǝn Mǝnki Pǝrwǝrdigar Ibraⱨim toƣruluⱪ ⱪilƣan wǝdǝmni ǝmǝlgǝ axurimǝn, — dedi.
20 Андин Пәрвәрдигар мундақ деди: — «Содом вә Гоморра тоғрилиқ көтирилгән дад-пәряд наһайити күчлүк, уларниң гунайи интайин еғир болғини үчүн,
Andin Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dedi: — «Sodom wǝ Gomorra toƣruluⱪ kɵtürülgǝn dad-pǝryad naⱨayiti küqlük, ularning gunaⱨi intayin eƣir bolƣini üqün,
21 Мән һазирла чүшимән, қилмишлири растинла шу дад-пәрядлардин Маңа мәлум болғандәк шунчә рәзилму, билип бақай; унчә рәзил болмиғандиму, Мән уни билишим керәк».
Mǝn ⱨazirla qüximǝn, ⱪilmixliri rasttinla xu dad-pǝryadlardin Manga mǝlum bolƣandǝk xunqǝ rǝzilmu, bilip baⱪay; unqǝ rǝzil bolmiƣandimu, Mǝn uni bilixim kerǝk».
22 Шуниң билән бу кишиләр у йәрдин қозғилип, Содом тәрәпкә йол алди. Лекин Ибраһим йәнила Пәрвәрдигарниң алдида өрә туратти.
Xuning bilǝn bu kixilǝr u yǝrdin ⱪozƣilip, Sodom tǝrǝpkǝ yol aldi. Lekin Ibraⱨim yǝnila Pǝrwǝrdigarning aldida ɵrǝ turatti.
23 Ибраһим йеқин берип: — Сән растинла һәққанийларни рәзилләр билән қошуп һалак қиламсән?
Ibraⱨim yeⱪin berip: — Sǝn rasttinla ⱨǝⱪⱪaniylarni rǝzillǝr bilǝn ⱪoxup ⱨalak ⱪilamsǝn?
24 Шәһәрдә әллик һәққаний киши бар болуши мүмкин; Сән растинла шу җайни һалак қиламсән, әллик һәққаний киши үчүн у җайни кәчүрүм қилмамсән?
Xǝⱨǝrdǝ ǝllik ⱨǝⱪⱪaniy kixi bar boluxi mumkin; Sǝn rasttinla xu jayni ⱨalak ⱪilamsǝn, ǝllik ⱨǝⱪⱪaniy kixi üqün u jayni kǝqürüm ⱪilmamsǝn?
25 Яқ, яқ. Бу иш Сәндин нери болғай! Һәққанийларни рәзилләргә қошуп өлтүрүп, һәққанийларға рәзилләргә охшаш муамилә қилиш Сәндин нери болғай! Пүткүл җаһанниң сорақчиси адаләт жүргүзмәмду? — деди.
Yaⱪ, yaⱪ. Bu ix Sǝndin neri bolƣay! Ⱨǝⱪⱪaniylarni rǝzillǝrgǝ ⱪoxup ɵltürüp, ⱨǝⱪⱪaniylarƣa rǝzillǝrgǝ ohxax muamilǝ ⱪilix Sǝndin neri bolƣay! Pütkül jaⱨanning soraⱪqisi adalǝt yürgüzmǝmdu? — dedi.
26 Пәрвәрдигар җавап берип: — Әгәр Мән Содом шәһиридә әллик һәққанийни тапсам, улар үчүн пүткүл җайни аяп қалимән, — деди.
Pǝrwǝrdigar jawab berip: — Əgǝr Mǝn Sodom xǝⱨiridǝ ǝllik ⱨǝⱪⱪaniyni tapsam, ular üqün pütkül jayni ayap ⱪalimǝn, — dedi.
27 Андин Ибраһим җавап берип: — Мана мән пәқәт топа билән күлдин ибарәт болсамму, мән Егәм билән сөзләшкили йәнә петиналидим.
Andin Ibraⱨim jawab berip: — Mana mǝn pǝⱪǝt topa bilǝn küldin ibarǝt bolsammu, mǝn Igǝm bilǝn sɵzlǝxkili yǝnǝ petinalidim.
28 Мабада шу әллик һәққанийдин бәш киши кам болса, Сән бу бәш кишиниң кам болғини үчүн пүткүл шәһәрни йоқитамсән? — деди. У: — Әгәр Мән шу йәрдә қириқ бәшни тапсамму, уни йоқатмаймән, деди.
Mubada xu ǝllik ⱨǝⱪⱪaniydin bǝx kixi kǝm bolsa, Sǝn bu bǝx kixining kǝm bolƣini üqün pütkül xǝⱨǝrni yoⱪitamsǝn? — dedi. U: — Əgǝr Mǝn xu yǝrdǝ ⱪiriⱪ bǝxni tapsammu, uni yoⱪatmaymǝn, dedi.
29 Ибраһим Униңға сөзини давам қилип: — Шу йәрдә қириқ кишила тепилиши мүмкин, девиди, [Пәрвәрдигар]: — Бу қириқи үчүн уни йоқатмаймән, — деди.
Ibraⱨim Uningƣa sɵzini dawam ⱪilip: — Xu yǝrdǝ ⱪiriⱪ kixila tepilixi mumkin, dewidi, [Pǝrwǝrdigar]: — Bu ⱪiriⱪi üqün uni yoⱪatmaymǝn, — dedi.
30 У йәнә сөз қилип: И Егәм, хапа болмиғайсән, мән йәнә сөз қилай. Шу йәрдә оттузи тепилиши мүмкин? — деди. У: — Әгәр Мән у йәрдә оттузни тапсамму, йоқатмаймән, — деди.
U yǝnǝ sɵz ⱪilip: I Igǝm, hapa bolmiƣaysǝn, mǝn yǝnǝ sɵz ⱪilay. Xu yǝrdǝ ottuzi tepilixi mumkin? — dedi. U: — Əgǝr Mǝn u yǝrdǝ ottuzni tapsammu, yoⱪatmaymǝn, — dedi.
31 У йәнә сөз қилип: — Мана әнди мән Егәм билән сөзләшкили җүръәт қилдим; шу йәрдә жигирмиси тепилиши мүмкин, — деди. Пәрвәрдигар сөз қилип: бу жигирмиси үчүн у йәрни йоқатмаймән, — деди.
U yǝnǝ sɵz ⱪilip: — Mana ǝmdi mǝn Igǝm bilǝn sɵzlǝxkili jür’ǝt ⱪildim; xu yǝrdǝ yigirmisi tepilixi mumkin, — dedi. Pǝrwǝrdigar sɵz ⱪilip: bu yigirmisi üqün u yǝrni yoⱪatmaymǝn, — dedi.
32 У сөзләп: — И Егәм, хапа болмиғай, мән пәқәт мошу бир қетимла сөз қилай! Шу йәрдә они тепилиши мүмкин, девиди, у җавап берип: — Мән они үчүн уни йоқатмаймән, — деди.
U sɵzlǝp: — I Igǝm, hapa bolmiƣay, mǝn pǝⱪǝt muxu bir ⱪetimla sɵz ⱪilay! Xu yǝrdǝ oni tepilixi mumkin, dewidi, u jawab berip: — Mǝn oni üqün uni yoⱪatmaymǝn, — dedi.
33 Пәрвәрдигар Ибраһим билән сөзлишип болғандин кейин кәтти; Ибраһимму өз җайиға қайтип кәтти.
Pǝrwǝrdigar Ibraⱨim bilǝn sɵzlixip bolƣandin keyin kǝtti; Ibraⱨimmu ɵz jayiƣa ⱪaytip kǝtti.

< Яритилиш 18 >