< Яритилиш 16 >

1 Амма Абрамниң аяли Сарай униңға һеч бала туғуп бәрмиди; лекин униң Һәҗәр исимлиқ мисирлиқ бир дедиги бар еди;
Əmma Abramning ayali Saray uningƣa ⱨeq bala tuƣup bǝrmidi; lekin uning Ⱨǝjǝr isimlik misirliⱪ bir dediki bar idi;
2 Сарай Абрамға: — Мана, Пәрвәрдигар мени туғуштин тости. Әнди сән мениң дедигимниң қешиға киргин; бәлким у арқилиқ ана болуп тиклинишим мүмкин, — деди. Абрам болса Сарайниң сөзини қобул көрди.
Saray Abramƣa: — Mana, Pǝrwǝrdigar meni tuƣuxtin tosti. Əmdi sǝn mening dedikimning ⱪexiƣa kirgin; bǝlkim u arⱪiliⱪ ana bolup tiklinixim mumkin, — dedi. Abram bolsa Sarayning sɵzini ⱪobul kɵrdi.
3 Шуниң билән Абрамниң аяли Сарай дедиги мисирлиқ Һәҗәрни өз ери Абрамға тоқаллиққа апирип бәрди (у вақитта Абрам Қанаан зиминида он жил олтарған еди).
Xuning bilǝn Abramning ayali Saray dediki misirliⱪ Ⱨǝjǝrni ɵz eri Abramƣa toⱪalliⱪⱪa apirip bǝrdi (u waⱪitta Abram Ⱪanaan zeminida on yil olturƣanidi).
4 Абрам Һәҗәрниң қешиға кирди вә у һамилдар болди. Амма у өзиниң һамилдар болғинини билгинидә, у аял ғоҗайинини көзгә илмас болуп қалди.
Abram Ⱨǝjǝrning ⱪexiƣa kirdi wǝ u ⱨamilidar boldi. Əmma u ɵzining ⱨamilidar bolƣinini bilginidǝ, u ayal hojayinini kɵzgǝ ilmas bolup ⱪaldi.
5 Сарай Абрамға қейидап: — Маңа чүшкән бу хорлуқ сениң бешиңға чүшсун! Мән өз дедигимни қучиғиңға селип бәрдим; әнди у өзиниң һамилдар болғинини көргәндә мән униң нәзиридә көзгә илинмидим. Хәйр, Пәрвәрдигар сән билән мениң оттуримизда һөкүм чиқарсун! — деди.
Saray Abramƣa ⱪeyidap: — Manga qüxkǝn bu horluⱪ sening bexingƣa qüxsun! Mǝn ɵz dedikimni ⱪuqiⱪingƣa selip bǝrdim; ǝmdi u ɵzining ⱨamilidar bolƣinini kɵrgǝndǝ mǝn uning nǝziridǝ kɵzgǝ ilinmidim. Hǝyr, Pǝrwǝrdigar sǝn bilǝn mening otturimizda ⱨɵküm qiⱪarsun! — dedi.
6 Абрам Сарайға: — Мана, дедигиң өз қолуңдидур; саңа немә лайиқ көрүнсә униңға шуни қилғин, — деди. Буниң билән Сарай униңға қаттиқлиқ қилишқа башлиди; буниң билән у униң алдидин қечип кәтти.
Abram Sarayƣa: — Mana, dediking ɵz ⱪolungdidur; sanga nemǝ layiⱪ kɵrünsǝ uningƣa xuni ⱪilƣin, — dedi. Buning bilǝn Saray uningƣa ⱪattiⱪliⱪ ⱪilixⱪa baxlidi; buning bilǝn u uning aldidin ⱪeqip kǝtti.
7 Амма Пәрвәрдигарниң Пәриштиси уни чөлдики бир булақниң йенида, йәни Шур йолиниң бойидики булақниң йенидин тепип, униңға:
Əmma Pǝrwǝrdigarning Pǝrixtisi uni qɵldiki bir bulaⱪning yenida, yǝni Xur yolining boyidiki bulaⱪning yenidin tepip, uningƣa:
8 Әй Сарайниң дедиги Һәҗәр, нәдин кәлдиң, нәгә барисән? — дәп сориди. У җавап берип: — Мән ғоҗайиним Сарайниң алдидин қечип чиқтим, — деди.
Əy Sarayning dediki Ⱨǝjǝr, nǝdin kǝlding, nǝgǝ barisǝn? — dǝp soridi. U jawab berip: — Mǝn hojayinim Sarayning aldidin ⱪeqip qiⱪtim, — dedi.
9 Пәрвәрдигарниң Пәриштиси униңға: — Аял ғоҗайиниңниң қешиға қайтип берип, униң қол астида бол, — деди.
Pǝrwǝrdigarning Pǝrixtisi uningƣa: — Ayal hojayiningning ⱪexiƣa ⱪaytip berip, uning ⱪol astida bol, — dedi.
10 Пәрвәрдигарниң Пәриштиси униңға йәнә: — Сениң нәслиңни шундақ көпәйтимәнки, көплүгидин уни санап болғили болмайду, — деди.
Pǝrwǝrdigarning Pǝrixtisi uningƣa yǝnǝ: — Sening nǝslingni xundaⱪ awutimǝnki, kɵplükidin uni sanap bolƣili bolmaydu, — dedi.
11 Андин Пәрвәрдигарниң Пәриштиси униңға: Мана, сән һамилдарсән; сән бир оғул туғуп, униңға Исмаил дәп ат қойғин; чүнки Пәрвәрдигар сениң җәбир-җапайиңни аңлиди.
Andin Pǝrwǝrdigarning Pǝrixtisi uningƣa: Mana, sǝn ⱨamilidarsǝn; sǝn bir oƣul tuƣup, uningƣa Ismail dǝp at ⱪoyƣin; qünki Pǝrwǝrdigar sening jǝbir-japayingni anglidi.
12 У явайи ешәк кәби бир адәм болиду; униң қоли һәр адәмгә қарши узитилиду, шуниңдәк һәр адәмниң қоли униңға қарши узитилиду; у қериндашлириниң удулида айрим туриду, деди.
U yawa exǝk kǝbi bir adǝm bolidu; uning ⱪoli ⱨǝr adǝmgǝ ⱪarxi uzitilidu, xuningdǝk ⱨǝr adǝmning ⱪoli uningƣa ⱪarxi uzitilidu; u ⱪerindaxlirining udulida ayrim turidu, dedi.
13 Һәҗәр өз-өзигә: «Мән мошу йәрдә мени Көргүчини арқисидин көрдүм» дәп, өзигә сөз қилған Пәрвәрдигарни: «Сән мени көргүчи Тәңридурсән» дәп атиди.
Ⱨǝjǝr ɵz-ɵzigǝ: «Mǝn muxu yǝrdǝ meni Kɵrgüqini arⱪisidin kɵrdüm» dǝp, ɵzigǝ sɵz ⱪilƣan Pǝrwǝrdigarni: «Sǝn meni kɵrgüqi Tǝngridursǝn» dǝp atidi.
14 Шуниң билән у қудуқ: «Бәәр-лаһай-рой» дәп аталди. У Қадәш билән Бәрәд шәһириниң арилиғидидур.
Xuning bilǝn u ⱪuduⱪ: «Bǝǝr-laⱨay-roy» dǝp ataldi. U Ⱪadǝx bilǝn Bǝrǝd xǝⱨirining ariliⱪididur.
15 Һәҗәр Абрамға бир оғул туғуп бәрди. Абрам Һәҗәр униңға туғуп бәргән оғлиға Исмаил дәп ат қойди.
Ⱨǝjǝr Abramƣa bir oƣul tuƣup bǝrdi. Abram Ⱨǝjǝr uningƣa tuƣup bǝrgǝn oƣliƣa Ismail dǝp at ⱪoydi.
16 Һәҗәр Абрамға Исмаилни туғуп бәргәндә Абрам сәксән алтә яшта еди.
Ⱨǝjǝr Abramƣa Ismailni tuƣup bǝrgǝndǝ Abram sǝksǝn altǝ yaxta idi.

< Яритилиш 16 >