< Яритилиш 15 >
1 Бу ишлардин кейин Пәрвәрдигарниң сөз-калами Абрамға аламәт көрүнүштә келип: «Әй Абрам, қорқмиғин; Мән Өзүм қалқиниң вә зор инъамиңдурмән» — деди.
Bu ishlardin kéyin Perwerdigarning söz-kalami Abramgha alamet körünüshte kélip: «Ey Abram, qorqmighin; Men Özüm qalqining we zor in’amingdurmen» — dédi.
2 Лекин Абрам: — Әй Рәб Пәрвәрдигар, маңа немә берисән? Мана, мән балисиз турсам, өй-бисатлиримға варислиқ қилғучи мошу Дәмәшқлик Әлиезәрла бардур, — деди.
Lékin Abram: — Ey Reb Perwerdigar, manga néme bérisen? Mana, men balisiz tursam, öy-bisatlirimgha warisliq qilghuchi mushu Demeshqlik Eliézerla bardur, — dédi.
3 Абрам йәнә: Мана, Сән маңа һеч нәсил бәрмидиң, мана өйүмдә туруватқанлардин бири маңа варис болиду, деди.
Abram yene: Mana, Sen manga héch nesil bermiding, mana öyümde turuwatqanlardin biri manga waris bolidu, dédi.
4 Шу һаман Пәрвәрдигарниң сөз-калами униңға келип: «Бу киши саңа варис болмайду, бәлки өз пуштуңдин болидиған киши саңа варис болиду», — деди.
Shu haman Perwerdigarning söz-kalami uninggha kélip: «Bu kishi sanga waris bolmaydu, belki öz pushtungdin bolidighan kishi sanga waris bolidu», — dédi.
5 Шуниң билән Пәрвәрдигар уни ташқириға елип чиқип: — Әнди асманға қарап юлтузларни сана — Қени, уларни саналамсәнкин?! — деди. Андин униңға: — Сениң нәслиңму шундақ болиду, — деди.
Shuning bilen Perwerdigar uni tashqirigha élip chiqip: — Emdi asman’gha qarap yultuzlarni sana — Qéni, ularni saniyalamsenkin?! — dédi. Andin uninggha: — Séning neslingmu shundaq bolidu, — dédi.
6 Абрам Пәрвәрдигарға ишәнди; Пәрвәрдигар униңдики бу [ишәшни] униң һәққанийлиғи дәп һесаплиди.
Abram Perwerdigargha ishendi; Perwerdigar uningdiki bu [ishenchni] uning heqqaniyliqi dep hésablidi.
7 Йәнә униңға: Мән бу зиминға егә қилишқа сени Калдийәдики Ур шәһиридин елип чиққан Пәрвәрдигардурмән, — деди.
Yene uninggha: Men bu zémin’gha ige qilishqa séni Kaldiyediki Ur shehiridin élip chiqqan Perwerdigardurmen, — dédi.
8 Лекин [Абрам]: — И Рәб Пәрвәрдигар, мән униңға җәзмән егә болидиғинимни қандақ билимән? — дәп сориди.
Lékin [Abram]: — I Reb Perwerdigar, men uninggha jezmen ige bolidighinimni qandaq bilimen? — dep soridi.
9 [Пәрвәрдигар] униңға: — Мән үчүн үч яшлиқ бир инәк, үч яшлиқ бир чиши өчкә, үч яшлиқ бир қочқар билән бир кәптәр вә бир баҗка елип кәлгин, — деди.
[Perwerdigar] uninggha: — Men üchün üch yashliq bir inek, üch yashliq bir chishi öchke, üch yashliq bir qochqar bilen bir kepter we bir bajka élip kelgin, — dédi.
10 Шуңа у буларниң һәммисини елип, уларниң һәр бирсини йеримдин икки парчә қилип, йеримини йәнә бир йеримиға удулму удул қилип қоюп қойди; амма қушларни парчилимиди.
Shunga u bularning hemmisini élip, ularning herbirsini yérimdin ikki parche qilip, yérimini yene bir yérimigha udulmu’udul qilip qoyup qoydi; emma qushlarni parchilimidi.
11 Қарға-қузғунлар тапларниң үстигә чүшкәндә, Абрам уларни үркүтүп һайдивәтти.
Qagha-quzghunlar taplarning üstige chüshkende, Abram ularni ürkütüp heydiwetti.
12 Лекин күн патай дегәндә, Абрамни еғир бир уйқа басти вә мана, униң үстигә дәһшәтлик бир вәһимә, том қараңғулуқ чүшти.
Lékin kün patay dégende, Abramni éghir bir uyqu basti we mana, uning üstige dehshetlik bir wehime, tom qarangghuluq chüshti.
13 Андин Пәрвәрдигар Абрамға: — Җәзмән билишиң керәкки, сениң нәслиң өзлириниң болмиған бир зиминда мусапир болуп, шу йәрдики хәлиқниң қуллуғида болиду вә шундақла, бу хәлиқ уларға төрт йүз жилғичә җәбир-зулум салиду.
Andin Perwerdigar Abramgha: — Jezmen bilishing kérekki, séning nesling özlirining bolmighan bir zéminda musapir bolup, shu yerdiki xelqning qulluqida bolidu we shundaqla, bu xelq ulargha töt yüz yilghiche jebir-zulum salidu.
14 Лекин Мән уларни қуллуққа салғучи шу таипиниң үстидин һөкүм чиқиримән. Кейин улар нурғун байлиқларни елип шу йәрдин чиқиду.
Lékin Men ularni qulluqqa salghuchi shu taipining üstidin höküm chiqirimen. Kéyin ular nurghun bayliqlarni élip shu yerdin chiqidu.
15 Амма сән болсаң, аман-хатирҗәмлик ичидә ата-бовилириңға қошулисән; узун өмүр көрүп андин дәпнә қилинисән.
Emma sen bolsang, aman-xatirjemlik ichide ata-bowiliringgha qoshulisen; uzun ömür körüp andin depne qilinisen.
16 Лекин шу йәрдә төрт әвлат өтүп, [нәслиң] бу йәргә йенип келиду; чүнки Аморийларниң қәбиһлигиниң зихи техи тошмиди, деди.
Lékin shu yerde töt ewlad ötüp, [nesling] bu yerge yénip kélidu; chünki Amoriylarning qebihlikining zixi téxi toshmidi, dédi.
17 Шундақ болдики, күн петип қараңғу болғанда, мана, гөшләрниң оттурисидин өтүп кетиватқан, ис-түтәк чиқип турған бир отдан билән ялқунлуқ бир мәшъәл көрүнди.
Shundaq boldiki, kün pétip qarangghu bolghanda, mana, göshlerning otturisidin ötüp kétiwatqan, is-tütek chiqip turghan bir otdan bilen yalqunluq bir mesh’el köründi.
18 Дәл шу күни Пәрвәрдигар Абрам билән әһдә түзүп униңға: — «Мән сениң нәслиңгә бу зиминни Мисирниң еқинидин тартип Улуқ дәрия, йәни Әфрат дәриясиғичә беримән; йәни Кенийләр, Кәниззийлар, Кадмонийлар,
Del shu küni Perwerdigar Abram bilen ehde tüzüp uninggha: — «Men séning neslingge bu zéminni Misirning éqinidin tartip Ulugh derya, yeni Efrat deryasighiche bérimen; yeni Kéniyler, Kenizziylar, Kadmoniylar,
20 Һиттийлар, Пәриззийләр, Рәфайийлар,
Hittiylar, Perizziyler, Refayiylar,
21 Аморийлар, Ⱪананийлар, Гиргашийлар вә Йәбусийларниң жутини уларниңки қилимән» деди.
Amoriylar, Qanaaniylar, Girgashiylar we Yebusiylarning yurtini ularningki qilimen» dédi.