< Яритилиш 14 >
1 Шинарниң падишаси Амрафәл, Әлласарниң падишаси Ариоқ, Еламниң падишаси Кедорлайомәр вә Гойимниң падишаси Тидалниң күнлиридә шу вақиә болдики,
Xinarning padixaⱨi Amrafǝl, Əllasarning padixaⱨi Arioⱪ, Elamning padixaⱨi Kedorlayomǝr wǝ Goyimning padixaⱨi Tidalning künliridǝ xu wǝⱪǝ boldiki,
2 улар бирлишип Содомниң падишаси Бера, Гоморраниң падишаси Бирша, Адмаһниң падишаси Шинаб, Зәбоимниң падишаси Шәмъебәр вә Бела (йәни Зоар)ниң падишасиға қарши һуҗумға атланди.
ular birlixip Sodomning padixaⱨi Bera, Gomorraning padixaⱨi Birxa, Admaⱨning padixaⱨi Xinab, Zǝboimning padixaⱨi Xǝm’ebǝr wǝ Bela (yǝni Zoar)ning padixaⱨiƣa ⱪarxi ⱨujumƣa atlandi.
3 Бу [бәшиниң] һәммиси келишип Сиддим вадисиға, йәни «Шор Деңизи» вадисиға жиғилди.
Bu [bǝxining] ⱨǝmmisi kelixip Siddim wadisiƣa, yǝni «Xor Dengizi» wadisiƣa yiƣildi.
4 Улар он икки жил Кедорлайомәргә беқинди болди, он үчинчи жилға кәлгәндә, Кедорлайомәргә қарши исян көтәрди.
Ular on ikki yil Kedorlayomǝrgǝ beⱪindi boldi, on üqinqi yilƣa kǝlgǝndǝ, Kedorlayomǝrgǝ ⱪarxi isyan kɵtürdi.
5 Он төртинчи жили Кедорлайомәр вә униңға иттипақдаш болған падишалар һәммиси жиғилип, Аштарот-Карнаим дегән йәрдә рәфайийларға, шундақла Һам дегән йәрдә зузийларға, Шавәһ-Кириатайимда Емийларға һуҗум қилип уларни йәңди;
On tɵtinqi yili Kedorlayomǝr wǝ uningƣa ittipaⱪdax bolƣan padixaⱨlar ⱨǝmmisi yiƣilip, Axtarot-Karnaim degǝn yǝrdǝ Rǝfayiylarƣa, xundaⱪla Ⱨam degǝn yǝrdǝ Zuziylarƣa, Xawǝⱨ-Kiriatayimda Emiylarƣa ⱨujum ⱪilip ularni yǝngdi;
6 андин улар Һорийларни уларниң Сеир теғида мәғлуп қилип, чөлниң йенидики Әл-Паранғичә сүрүп-тоқай қилди.
andin ular Ⱨoriylarni ularning Seir teƣida mǝƣlup ⱪilip, qɵlning yenidiki Əl-Paranƣiqǝ sürüp-toⱪay ⱪildi.
7 Арқидинла, улар Ән-Мишпатқа (йәни Қадәшкә) йенип келип, Амаләкләрниң пүткүл жутини булаң-талаң қилди; Һазазон-Тамарда олтиришлиқ Аморийларниму һуҗум қилип мәғлуп қилди.
Arⱪidinla, ular Ən-Mixpatⱪa (yǝni Ⱪadǝxkǝ) yenip kelip, Amalǝklǝrning pütkül yurtini bulang-talang ⱪildi; Ⱨazazon-Tamarda olturuxluⱪ Amoriylarnimu ⱨujum ⱪilip mǝƣlup ⱪildi.
8 Шуниң билән Содомниң падишаси, Гоморраниң падишаси, Адмаһниң падишаси, Зәбоимниң падишаси вә Беланиң (йәни Зоарниң) падишаси чиқип, Сиддим вадисида уларға қарши җәң қилишқа сәп тизди;
Xuning bilǝn Sodomning padixaⱨi, Gomorraning padixaⱨi, Admaⱨning padixaⱨi, Zǝboimning padixaⱨi wǝ Belaning (yǝni Zoarning) padixaⱨi qiⱪip, Siddim wadisida ularƣa ⱪarxi jǝng ⱪilixⱪa sǝp tizdi;
9 мошу [бәшәйлән] Еламниң падишаси Кедорлайомәр, Гойимниң падишаси Тидал, Шинарниң падишаси Амрафәл, Әлласарниң падишаси Ариоқ қатарлиқлар билән соқушти; йәни төрт падиша билән бәш падиша өз ара соқушти.
muxu [bǝxǝylǝn] Elamning padixaⱨi Kedorlayomǝr, Goyimning padixaⱨi Tidal, Xinarning padixaⱨi Amrafǝl, Əllasarning padixaⱨi Arioⱪ ⱪatarliⱪlar bilǝn soⱪuxti; yǝni tɵt padixaⱨ bilǝn bǝx padixaⱨ ɵzara soⱪuxti.
10 Сиддим вадисидики һәммила йәрдә қаримай [орәклири] бар еди. Содом вә Гоморраниң падишалири қечип, орәкләргә чүшүп кәтти. Амма қалғанлар болса таққа қечип кәтти.
Siddim wadisidiki ⱨǝmmila yǝrdǝ ⱪarimay [orǝkliri] bar idi. Sodom wǝ Gomorraning padixaⱨliri ⱪeqip, orǝklǝrgǝ qüxüp kǝtti. Əmma ⱪalƣanlar bolsa taƣⱪa ⱪeqip kǝtti.
11 [Ғалип кәлгән төрт падиша болса] Содом билән Гоморраниң һәммә мал-мүлкини вә барлиқ озуқ-түлүгини елип кәтти.
[Ƣalib kǝlgǝn tɵt padixaⱨ bolsa] Sodom bilǝn Gomorraning ⱨǝmmǝ mal-mülkini wǝ barliⱪ ozuⱪ-tülükini elip kǝtti.
12 Улар йәнә Абрамниң җийәни Лутниму маллири билән қошуп елип кәтти; чүнки у Содомда олтирақлашқан еди.
Ular yǝnǝ Abramning jiyǝni Lutnimu malliri bilǝn ⱪoxup elip kǝtti; qünki u Sodomda olturaⱪlaxⱪanidi.
13 Һалбуки, қутулуп қалған бириси берип бу ишларни ибраний Абрамға ейтти. Шу чағда у Аморий Мамрәниң дубзарлиғиниң йенида туратти. Мамрә болса Әшкол вә Анәрниң акиси еди; бу үчәйлән Абрам билән иттипақдаш еди.
Ⱨalbuki, ⱪutulup ⱪalƣan birsi berip bu ixlarni ibraniy Abramƣa eytti. Xu qaƣda u Amoriy Mamrǝning dubzarliⱪining yenida turatti. Mamrǝ bolsa Əxkol wǝ Anǝrning akisi idi; bu üqǝylǝn Abram bilǝn ittipaⱪdax idi.
14 Абрам қериндишиниң әсир болуп қалғанлиғини аңлап, өз өйидә туғулған, алаһидә тәрбийиләнгән үч йүз он сәккиз адәмни башлап чиқип, [төрт падишани] қоғлап данғичә барди.
Abram ⱪerindixining ǝsir bolup ⱪalƣanliⱪini anglap, ɵz ɵyidǝ tuƣulƣan, alaⱨidǝ tǝrbiyilǝngǝn üq yüz on sǝkkiz adǝmni baxlap qiⱪip, [tɵt padixaⱨni] ⱪoƣlap danƣiqǝ bardi.
15 Кечиси у адәмлирини гуруппиларға бөлүп, улар билән бирликтә һуҗум қилип уларни мәғлуп қилип, уларни Дәмәшқниң шимал тәрипидики Һобаһ дегән җайғичә қоғлап берип,
Keqisi u adǝmlirini guruppilarƣa bɵlüp, ular bilǝn birliktǝ ⱨujum ⱪilip ularni mǝƣlup ⱪilip, ularni Dǝmǝxⱪning ximal tǝripidiki Ⱨobaⱨ degǝn jayƣiqǝ ⱪoƣlap berip,
16 пүткүл [олҗа алған] мал-мүлүкни қайтурувалди; өз қериндиши Лутни, униң мал-мүлки вә хотун-қизлирини, шундақла [барлиқ қалған] адәмләрни яндуруп кәлди.
pütkül [olja alƣan] mal-mülükni ⱪayturuwaldi; ɵz ⱪerindixi Lutni, uning mal-mülki wǝ hotun-ⱪizlirini, xundaⱪla [barliⱪ ⱪalƣan] adǝmlǝrni yandurup kǝldi.
17 Абрам Кедорлайомәр вә униң билән иттипақдаш падишаларни мәғлуп қилип, қайтип кәлгәндә, Содомниң падишаси Шавәһ вадиси (йәни Хан вадиси)ға униң алдиға чиқти.
Abram Kedorlayomǝr wǝ uning bilǝn ittipaⱪdax padixaⱨlarni mǝƣlup ⱪilip, ⱪaytip kǝlgǝndǝ, Sodomning padixaⱨi Xawǝⱨ wadisi (yǝni Han wadisi)ƣa uning aldiƣa qiⱪti.
18 Салемниң падишаси Мәлкизәдәкму нан билән шарап елип алдиға чиқти. У зат болса, Һәммидин Алий Тәңриниң каһини еди;
Salemning padixaⱨi Mǝlkizǝdǝkmu nan bilǝn xarab elip aldiƣa qiⱪti. U zat bolsa, Ⱨǝmmidin Aliy Tǝngrining kaⱨini idi;
19 у [Абрамни] бәхит-бәрикәтләп: — «Абрам асман билән зиминниң Егиси болған Һәммидин Алий Тәңри тәрипидин бәрикәтләнсун!
u [Abramni] bǝht-bǝrikǝtlǝp: — «Abram asman bilǝn zeminning Igisi bolƣan Ⱨǝmmidin Aliy Tǝngri tǝripidin bǝrikǝtlǝnsun!
20 Шундақла дүшмәнлириңни өз қолуңға тапшурған Һәммидин Алий Тәңригә Һәмдусана оқулғай!» — деди. Абрам болса ғәниймәт алған нәрсиләрниң ондин бирини униңға бәрди.
Xundaⱪla düxmǝnliringni ɵz ⱪolungƣa tapxurƣan Ⱨǝmmidin Aliy Tǝngrigǝ Ⱨǝmdusana oⱪulƣay!» — dedi. Abram bolsa ƣǝniymǝt alƣan nǝrsilǝrning ondin birini uningƣa bǝrdi.
21 Андин Содомниң падишаси Абрамға: — Адәмләрни маңа бәргәйла, ғәниймәтләрни өзлиригә алғайла, — деди.
Andin Sodomning padixaⱨi Abramƣa: — Adǝmlǝrni manga bǝrgǝyla, ƣǝniymǝtlǝrni ɵzlirigǝ alƣayla, — dedi.
22 Лекин Абрам Содомниң падишасиға җавап берип: — Мән болсам асман билән зиминниң Егиси болған Һәммидин Алий Тәңри Пәрвәрдигарға қол көтирип қәсәм қилғанмәнки,
Lekin Abram Sodomning padixaⱨiƣa jawab berip: — Mǝn bolsam asman bilǝn zeminning Igisi bolƣan Ⱨǝmmidin Aliy Tǝngri Pǝrwǝrdigarƣa ⱪol kɵtürüp ⱪǝsǝm ⱪilƣanmǝnki,
23 мән сәндин һәтта бир тал жип нә бир тал боқучиниму нә сениң башқа һәр қандақ нәрсәңни алмаймән; болмиса, сән кейин: «мән Абрамни бай қилип қойдом» дейишиң мүмкин.
mǝn sǝndin ⱨǝtta bir tal yip nǝ bir tal boƣⱪuqinimu nǝ sening baxⱪa ⱨǝrⱪandaⱪ nǝrsǝngni almaymǝn; bolmisa, sǝn keyin: «mǝn Abramni bay ⱪilip ⱪoydom» deyixing mumkin.
24 Шуңа жигитлиримниң йегән-ичкини, шундақла маңа һәмраһ болғанлар, йәни Анәр, Әшкол вә Мамрәләргә тегишлик үлүштин башқа, мән [ғәниймәттин] һеч нәрсә алмаймән; шулар өзлиригә тегишлик үлүшини алсун, — деди.
Xunga yigitlirimning yegǝn-iqkini, xundaⱪla manga ⱨǝmraⱨ bolƣanlar, yǝni Anǝr, Əxkol wǝ Mamrǝlǝrgǝ tegixlik ülüxtin baxⱪa, mǝn [ƣǝniymǝttin] ⱨeqnǝrsǝ almaymǝn; xular ɵzlirigǝ tegixlik ülüxini alsun, — dedi.