< Яритилиш 13 >

1 Шуниң билән Абрам аяли вә униң барлиқ нәрсилирини һәмдә Лутни елип Мисирдин чиқип, Қанаанниң җәнубидики Нәгәв жутиға маңди.
This chapter is missing in the source text.
2 У чағда Абрамниң мал-варан вә алтун-күмүчлири көп болуп, хеләла бай еди.
3 У көчүп жүрүп, җәнуптики Нәгәвдин Бәйт-Әлгә, йәни Бәйт-Әл билән Айиниң оттурисидики әслидә чедир тиккән җайға,
4 қурбангаһ ясиған җайға қайтип кәлди. Абрам шу йәрдә Пәрвәрдигарниң намини чақирип ибадәт қилди.
5 Абрам билән биллә маңған Лутниңму қой-кала падилири вә чедирлири бар еди.
6 Әнди улар биллә турса, зимин уларни қамдалмайтти;
7 бу сәвәптин Абрамниң падичилири билән Лутниң падичилириниң арисида җедәл чиқти (у вақитта Ⱪананийлар билән Пәриззийләр шу зиминда туратти).
8 Шуңа Абрам Лутқа: — «Биз болсақ қериндашлармиз, сән билән мениң арамда, мениң падичилирим билән сениң падичилириң арисида талаш-тартиш пәйда болмисун.
9 Мана, алдиңда пүткүл зимин турмамду? Әнди сән мәндин айрилғин; әгәр сән сол тәрәпкә барсаң, мән оң тәрәпкә барай; әгәр сән оң тәрәпкә барсаң, мән сол тәрәпкә барай», — деди.
10 У вақитта Лут нәзәр селип көрдики, Иордан вадисидики барлиқ түзләңликниң Зоар шәһиригичә һәммила йәрниң сүйи интайин мол еди; Пәрвәрдигар Содом билән Гоморрани вәйран қилиштин илгири бу йәр бәәйни Пәрвәрдигарниң беғи, Мисир зиминидәк еди.
11 Шуниң билән Лут өзигә Иордан вадисидики пүткүл түзләңликни талливалди; андин Лут мәшриқ тәрәпкә көчүп барди. Шундақ қилип иккилән айрилди.
12 Абрам Қанаан зиминида олтирақлашти; Лут болса түзләңликтики шәһәрләрниң арисида турди; у бара-бара чедирлирини Содом шәһири тәрәпкә йөткиди.
13 Содом хәлқи рәзил адәмләр болуп, Пәрвәрдигарниң нәзиридә толиму еғир гунакарлар еди.
14 Лут Абрамдин айрилип кәткәндин кейин, Пәрвәрдигар Абрамға: — Сән әнди бешиңни көтирип, өзүң турған җайдин шимал вә җәнупқа, мәшриқ вә мәғрип тәрәпкә қариғин;
15 чүнки сән һазир көрүватқан бу барлиқ зиминни саңа вә нәслиңгә мәңгүлүк беримән.
16 Сениң нәслиңни йәрдики топидәк көп қилимән; шундақки, әгәр бириси йәрдики топини санап чиқалиса, сениң нәслиңниму санап чиқалиши мүмкин болиду.
17 Орнуңдин тур, бу зиминни узунлуғи вә кәңлиги бойичә айлинип чиққин; чүнки Мән уни саңа ата қилимән, — деди.
18 Шуңа Абрам чедирлирини йөткәп, Һеброн шәһиригә йеқин Мамрәдики дубзарлиқниң йениға берип олтирақлашти; у шу йәрдә Пәрвәрдигарға атап бир қурбангаһ ясиди.

< Яритилиш 13 >