< Яритилиш 12 >
1 Пәрвәрдигар [әслидә] Абрамға мундақ дегән еди: — Сән өз жутуңдин, өз уруқ-туққанлириңдин вә өз ата җәмәтиңдин айрилип, Мән саңа көрситидиған зиминға барғин.
2 Шундақ қилсаң Мән сени улуқ бир хәлиқ қилип, саңа бәхит-бәрикәт ата қилип, намиңни улуқ қилимән; шуниң билән сән өзүң башқиларға бәхит-бәрикәт болисән;
3 кимләр саңа бәхит-бәрикәт тилисә Мән уларни бәрикәтләймән, кимки сени хорлиса, Мән чоқум уни ләнәткә қалдуримән; сән арқилиқ йәр йүзидики барлиқ аилә-қәбилиләргә бәхит-бәрикәт ата қилиниду! — деди.
4 Абрам Пәрвәрдигар униңға ейтқини бойичә [Һарандин] айрилди; Лутму униң билән биллә маңди. Абрам Һарандин чиққинида йәтмиш бәш яшта еди.
5 Абрам аяли Сарай билән инисиниң оғли Лутни елип, уларниң жиққан барлиқ мал-мүлүгини қошуп, Һаранда егидарчилиқ қилған адәмләрни биллә қетип, Қанаан зиминиға бериш үчүн йолға чиқти; шундақ қилип улар Қанаан зиминиға йетип кәлди.
6 Абрам зиминни кезип, Шәкәм дегән җайдики «Морәһниң дуб дәриғи»ниң йениға кәлди (у чағда у зиминда Ⱪананийлар туратти).
7 Пәрвәрдигар Абрамға көрүнүп, униңға: — Мән бу зиминни сениң нәслиңгә ата қилимән, — деди. Шуниң билән у шу йәрдә өзигә көрүнгән Пәрвәрдигарға атап бир қурбангаһ салди.
8 Андин у бу йәрдин йөткилип, Бәйт-Әлниң шәрқидики таққа барди; ғәрип тәрипидә Бәйт-Әл, шәриқ тәрипидә Айи дегән җай бар еди; у шу йәрдә чедир тикти. У шу йәрдә Пәрвәрдигарға атап бир қурбангаһ ясап, Пәрвәрдигарниң намини чақирип ибадәт қилди.
9 Андин кейин Абрам тәдриҗий көчүп, җәнубидики Нәгәв райониға қарап йөткәлди.
10 Зиминда ачарчилиқ болған еди; Абрам Мисирға чүшти; у шу йәрдә вақтинчә турмақчи болған еди, чүнки зиминда ачарчилиқ бәк еғир еди.
11 Амма шундақ болдики, у Мисирға йеқинлашқанда, аяли Сарайға: — Мана, мән сениң һөсүн-җамалиңниң гөзәллигини билимән.
12 Шундақ болидуки, мисирлиқлар сени көрсә, «Бу униң аяли екән» дәп, мени өлтүрүветип, сени тирик қалдуриду.
13 Шуниң үчүн сениң: «Мән униң сиңлиси» дейишиңни өтинимән. Шундақ қилсаң, мән сениңдин яхшилиқ тепип, сән арқилиқ тирик қалимән, — деди.
14 Абрам Мисирға киргәндә шундақ болдики, мисирлиқлар дәрвәқә аялниң гөзәл екәнлигини көрди.
15 Пирәвнниң әмирлириму уни көрүп, Пирәвнгә униң тәрипини қилди; шуниң билән аял Пирәвнниң ордисиға елип кирилди.
16 Пирәвн Сарайниң сәвәвидин Абрамға яхши муамилә қилди; шуниң билән у қой, кала, һаңга ешәкләр, қул-дедәкләр, мада ешәкләр вә төгиләргә еришти.
17 Амма Пәрвәрдигар Пирәвн вә өйидикилирини Абрамниң аяли Сарайниң сәвәвидин толиму еғир вабаларға муптила қилди.
18 Шуниң үчүн Пирәвн Абрамни чақирип униңға: — «Бу зади сениң маңа немә қилғиниң? Немишкә униң өз аялиң екәнлигини маңа ейтмидиң?
19 Немишкә уни «сиңлим» дәп мениң уни хотунлуққа елишимға сәвәпкар болғили тас қалисән! Мана бу аялиң! Уни елип кәткин! — деди.
20 Пирәвн өз адәмлиригә Абрам тоғрисида әмир қилди; улар уни, аялини вә униң барлиғини қошуп йолға селивәтти.