< Яритилиш 11 >
1 У заманда пүткүл йәр йүзидики тил һәм сөз бир хил еди.
2 Лекин шундақ болдики, адәмләр мәшриқ тәрәпкә сәпәр қилип, Шинар жутида бир түзләңликни учритип, шу йәрдә олтирақлашти.
3 Улар бир-биригә: — Келиңлар, биз хиш қуюп, отта пиширайли! — дейишти. Шундақ қилип, улар қурулушта ташниң орниға хиш, лайниң орниға қаримай ишләтти.
4 Улар йәнә: — Келиңлар, әнди өзимизгә бир шәһәр бена қилип, шәһәрдә учи асманларға тақашқидәк бир мунар ясайли! Шундақ қилип өзимизгә бир нам тикләләймиз. Болмиса, пүткүл йәр йүзигә тарилип кетимиз, — дейишти.
5 У вақитта Пәрвәрдигар адәм балилири бена қиливатқан шәһәр билән мунарни көргили чүшти.
6 Пәрвәрдигар: — «Мана, буларниң һәммиси бир қовмдур, уларниң һәммисиниң тилиму бирдур; бу уларниң ишиниң башлинишидур! Бундин кейин уларниң нийәт қилған һәр қандақ ишини һеч тосувалғили болмайду.
7 Шуңа Биз төвәнгә чүшүп уларниң бир-бириниң гәплирини уқалмаслиғи үчүн уларниң тилини [башқа-башқа қилип] қалаймиқанлаштуруветәйли» — деди.
8 Шундақ қилип Пәрвәрдигар уларни у җайдин пүткүл йәр йүзигә таритивәтти. Шуниң билән улар шәһәрни ясаштин тохтап қалди.
9 Шуңа бу шәһәрниң нами «Бабил» дәп аталди; чүнки у йәрдә Пәрвәрдигар пүткүл йәр йүзидикиләрниң тилини қалаймиқанлаштурувәтти. Шундақ қилип Пәрвәрдигар уларни у җайдин пүткүл йәр йүзигә таритивәтти.
10 Төвәндикиләр Шәмниң әвлатлиридур: — топан өтүп икки жилдин кейин, Шәм йүз йешида, униңдин Арфакшад төрәлди.
11 Арфакшад туғулғандин кейин Шәм бәш йүз жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди.
12 Арфакшад оттуз бәш яшқа киргәндә униңдин Шелаһ төрәлди.
13 Шелаһ туғулғандин кейин Арфакшад төрт йүз үч жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди.
14 Шелаһ оттуз яшқа киргәндә униңдин Ебәр төрәлди.
15 Ебәр туғулғандин кейин Шелаһ төрт йүз үч жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди.
16 Ебәр оттуз төрт яшқа киргәндә униңдин Пәләг төрәлди.
17 Пәләг туғулғандин кейин Ебәр төрт йүз оттуз жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди.
18 Пәләг оттуз яшқа киргәндә униңдин Рәу төрәлди.
19 Рәу туғулғандин кейин Пәләг икки йүз тоққуз жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди.
20 Рәу оттуз икки яшқа киргәндә униңдин Серуг төрәлди.
21 Серуг туғулғандин кейин Рәу икки йүз йәттә жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди.
22 Серуг оттуз яшқа киргәндә униңдин Наһор төрәлди.
23 Наһор туғулғандин кейин Серуг икки йүз жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди.
24 Наһор жигирмә тоққуз яшқа киргәндә униңдин Тәраһ төрәлди.
25 Тәраһ туғулғандин кейин Наһор бир йүз он тоққуз жил өмүр көрүп, униңдин йәнә оғул-қизлар төрәлди.
26 Тәраһ йәтмиш яшқа киргәндә униңдин Абрам, Наһор вә Һаран төрәлди.
27 Тәраһниң әвлатлири төвәндикичә: — Тәраһтин Абрам, Наһор вә Һаран төрәлди; Һарандин Лут төрәлди.
28 Лекин Һаран туғулған жути болған, калдийләрниң Ур шәһиридә атиси Тәраһниң алдида, Тәраһтин илгири өлди.
29 Абрам билән Наһор иккиси өйләнди. Абрамниң аялиниң исми Сарай, Наһорниң аялиниң исми Милкаһ еди; Милкаһ Һаранниң қизи еди; Һаран болса Милкаһ вә Искаһниң атиси еди.
30 Лекин Сарай туғмас болғачқа, униң балиси йоқ еди.
31 Тәраһ болса оғли Абрамни, нәвриси Лут (Һаранниң оғли)ни вә келини, йәни Абрамниң аяли Сарайни елип, Қанаан зиминиға бериш үчүн калдийләрниң Ур шәһиридин йолға чиқти; бирақ улар Һаран дегән җайға йетип кәлгәндә, шу йәрдә олтирақлишип қалди.
32 Тәраһниң көргән күнлири икки йүз бәш жил болуп, Һаранда аләмдин өтти.