< Яритилиш 10 >

1 Төвөндикиләр Нуһниң оғуллириниң әвлатлиридур: — униң оғуллири Шәм, Һам вә Яфәт болуп, топандин кейин улардин оғуллар төрәлгән: —
تۆۋۆندىكىلەر نۇھنىڭ ئوغۇللىرىنىڭ ئەۋلادلىرىدۇر: ــ ئۇنىڭ ئوغۇللىرى شەم، ھام ۋە يافەت بولۇپ، توپاندىن كېيىن ئۇلاردىن ئوغۇللار تۆرەلگەن: ــ
2 Яфәтниң оғуллири болса, Гомәр, Магог, Мадай, Яван, Тубал, Мәшәк вә Тирас еди.
يافەتنىڭ ئوغۇللىرى بولسا، گومەر، ماگوگ، ماداي، ياۋان، تۇبال، مەشەك ۋە تىراس ئىدى.
3 Гомәрниң әвлатлири: Ашкиназ, Рифат вә Торгамаһ еди.
گومەرنىڭ ئەۋلادلىرى: ئاشكىناز، رىفات ۋە تورگاماھ ئىدى.
4 Яванниң әвлатлири: Елишаһ, Таршиш, Киттийлар вә Доданийлар еди.
ياۋاننىڭ ئەۋلادلىرى: ئېلىشاھ، تارشىش، كىتتىيلار ۋە دودانىيلار ئىدى.
5 Буларниң әвлатлири деңиз бойлирида вә аралларда айрим-айрим яшиған хәлиқләр болуп, һәр қайсиси өз тили, өз аилә-қәбилилири бойичә өз зиминлирида тарқилип олтирақлашқан.
بۇلارنىڭ ئەۋلادلىرى دېڭىز بويلىرىدا ۋە ئاراللاردا ئايرىم-ئايرىم ياشىغان خەلقلەر بولۇپ، ھەرقايسىسى ئۆز تىلى، ئۆز ئائىلە-قەبىلىلىرى بويىچە ئۆز زېمىنلىرىدا تارقىلىپ ئولتۇراقلاشقان.
6 Һамниң оғуллири Куш, Мисир, Пут вә Қанаанлар еди.
ھامنىڭ ئوغۇللىرى كۇش، مىسىر، پۇت ۋە قانائانلار ئىدى.
7 Кушниң оғуллири Себа, Һавилаһ, Сабтаһ, Раамаһ вә Сабтика еди. Раамаһниң оғуллири Шеба вә Дедан еди.
كۇشنىڭ ئوغۇللىرى سېبا، ھاۋىلاھ، سابتاھ، رائاماھ ۋە سابتىكا ئىدى. رائاماھنىڭ ئوغۇللىرى شېبا ۋە دېدان ئىدى.
8 Куштин йәнә Нимрод төрәлгән; у йәр йүзидә наһайити күчтүңгүр адәм болуп чиқти.
كۇشتىن يەنە نىمرود تۆرەلگەن؛ ئۇ يەر يۈزىدە ناھايىتى كۈچتۈڭگۈر ئادەم بولۇپ چىقتى.
9 У Пәрвәрдигарниң алдида күчтүңгүр овчи болди; шу сәвәптин «паланчи болса Нимродтәк, Пәрвәрдигарниң алдида күчтүңгүр овчи екән» дегән гәп тарқалған.
ئۇ پەرۋەردىگارنىڭ ئالدىدا كۈچتۈڭگۈر ئوۋچى بولدى؛ شۇ سەۋەبتىن «پالانچى بولسا نىمرودتەك، پەرۋەردىگارنىڭ ئالدىدا كۈچتۈڭگۈر ئوۋچى ئىكەن» دېگەن گەپ تارقالغان.
10 Униң падишалиғи Шинар зиминидики Бабил, Әрәк, Аккад вә Калнәһ дегән шәһәрләрдә башланған еди.
ئۇنىڭ پادىشاھلىقى شىنار زېمىنىدىكى بابىل، ئەرەك، ئاككاد ۋە كالنەھ دېگەن شەھەرلەردە باشلانغانىدى.
11 У бу зиминдин Ашур зиминиға чиқип Нинәвә, Рәһобот-Ир, Калаһ вә Нинәвә билән Калаһниң оттурисидики Рәсән дегән шәһәрләрниму бена қилди (булар қошулуп «Катта Шәһәр» болди).
ئۇ بۇ زېمىندىن ئاشۇر زېمىنىغا چىقىپ نىنەۋە، رەھوبوت-ئىر، كالاھ ۋە نىنەۋە بىلەن كالاھنىڭ ئوتتۇرىسىدىكى رەسەن دېگەن شەھەرلەرنىمۇ بىنا قىلدى (بۇلار قوشۇلۇپ «كاتتا شەھەر» بولدى).
13 Мисирниң әвлатлири Лудийлар, Анамийлар, Ләһабийлар, Нафтуһийлар,
مىسىرنىڭ ئەۋلادلىرى لۇدىيلار، ئانامىيلار، لەھابىيلار، نافتۇھىيلار،
14 Патросийлар, Каслуһийлар (Филистийләр Каслуһийлардин чиққан) вә Кафторийлар еди.
پاتروسىيلار، كاسلۇھىيلار (فىلىستىيلەر كاسلۇھىيلاردىن چىققان) ۋە كافتورىيلار ئىدى.
15 Қанаандин тунҗа оғул Зидон төрилип, кейин йәнә Һәт төрәлгән.
قانائاندىن تۇنجى ئوغۇل زىدون تۆرىلىپ، كېيىن يەنە ھەت تۆرەلگەن.
16 униң әвлатлири болса Йәбусийлар, Аморийлар, Гиргашийлар,
ئۇنىڭ ئەۋلادلىرى بولسا يەبۇسىيلار، ئامورىيلار، گىرگاشىيلار،
17 Һивийлар, Аркийлар, Синийлар,
ھىۋىيلار، ئاركىيلار، سىنىيلار،
18 Арвадийлар, Зәмарийлар вә Һаматийлар еди. Шуниңдин кейин, Ⱪананийларниң қәбилилири һәр тәрәпкә тарқилип кәтти.
ئارۋادىيلار، زەمارىيلار ۋە خاماتىيلار ئىدى. شۇنىڭدىن كېيىن، قانائانىيلارنىڭ قەبىلىلىرى ھەر تەرەپكە تارقىلىپ كەتتى.
19 Ⱪананийларниң жут чегариси болса Зидондин тартип, Гәрар тәрипигә созулуп, Газаға чиқип, андин Содом, Гоморра, Адмаһ билән Зәбоим тәрипигә тутишип, Лешағичә йетип баратти.
قانائانىيلارنىڭ يۇرت چېگرىسى بولسا زىدوندىن تارتىپ، گەرار تەرىپىگە سوزۇلۇپ، گازاغا چىقىپ، ئاندىن سودوم، گوموررا، ئادماھ بىلەن زەبوئىم تەرىپىگە تۇتىشىپ، لېشاغىچە يېتىپ باراتتى.
20 Жуқириқилар болса һамниң оғуллири болуп, өз қәбилиси вә тиллири бойичә қовм болуп өз зиминлирида олтирақлашқан еди.
يۇقىرىقىلار بولسا ھامنىڭ ئوغۇللىرى بولۇپ، ئۆز قەبىلىسى ۋە تىللىرى بويىچە قوۋم بولۇپ ئۆز زېمىنلىرىدا ئولتۇراقلاشقانىدى.
21 Шәмму оғул пәрзәнтлик болди; Шәм болса Яфәтниң акиси, Ебәрләрниң ата-бовиси болди.
شەممۇ ئوغۇل پەرزەنتلىك بولدى؛ شەم بولسا يافەتنىڭ ئاكىسى، ئېبەرلەرنىڭ ئاتا-بوۋىسى بولدى.
22 Шәмниң оғуллири Елам, Ашур, Арфахшад, Луд, Арам;
شەمنىڭ ئوغۇللىرى ئېلام، ئاشۇر، ئارفاخشاد، لۇد، ئارام؛
23 Арамниң оғуллири Уз, Һул, Гәтәр, Маш еди.
ئارامنىڭ ئوغۇللىرى ئۇز، ھۇل، گەتەر، ماش ئىدى.
24 Арфахшадтин Шелаһ төрәлди, Шелаһтин Ебәр төрәлди.
ئارفاخشادتىن شېلاھ تۆرەلدى، شېلاھتىن ئېبەر تۆرەلدى.
25 Ебәрдин икки оғул төрәлгән болуп, бириниң исми Пәләг еди, чүнки у яшиған дәвирдә йәр йүзидә бөлүнүш болди; Пәләгниң инисиниң исми Йоқтан еди.
ئېبەردىن ئىككى ئوغۇل تۆرەلگەن بولۇپ، بىرىنىڭ ئىسمى پەلەگ ئىدى، چۈنكى ئۇ ياشىغان دەۋردە يەر يۈزىدە بۆلۈنۈش بولدى؛ پەلەگنىڭ ئىنىسىنىڭ ئىسمى يوقتان ئىدى.
26 Йоқтандин Алмодад, Шәләф, Хазармавәт, Йераһ,
يوقتاندىن ئالموداد، شەلەف، خازارماۋەت، يېراھ،
27 Һадорам, Узал, Диклаһ,
ھادورام، ئۇزال، دىكلاھ،
28 Обал, Абимаәл, Шеба,
ئوبال، ئابىمائەل، شېبا،
29 Офир, Һавилаһ вә Йобаб төрәлди. Буларниң һәммиси Йоқтанниң оғуллири еди.
ئوفىر، ھاۋىلاھ ۋە يوباب تۆرەلدى. بۇلارنىڭ ھەممىسى يوقتاننىڭ ئوغۇللىرى ئىدى.
30 Уларниң олтарған җайлири болса Мешадин тартип, Сәффар дегән районниң шәриқ тәрипидики таққичә созулатти.
ئۇلارنىڭ ئولتۇرغان جايلىرى بولسا مېشادىن تارتىپ، سەففار دېگەن رايوننىڭ شەرق تەرىپىدىكى تاغقىچە سوزۇلاتتى.
31 Жуқириқилар болса Шәмниң оғуллири болуп, өз қәбилиси вә тиллири бойичә қовм болуп өз зиминлирида олтирақлашқан еди.
يۇقىرىقىلار بولسا شەمنىڭ ئوغۇللىرى بولۇپ، ئۆز قەبىلىسى ۋە تىللىرى بويىچە قوۋم بولۇپ ئۆز زېمىنلىرىدا ئولتۇراقلاشقانىدى.
32 Жуқиридикиләр Нуһниң әвлатлири болуп, улар өз нәсәблири вә қовмлири бойичә хатириләнгән. Топандин кейинки йәр йүзидики барлиқ қовмлар уларниң ичидин тарқалған.
يۇقىرىدىكىلەر نۇھنىڭ ئەۋلادلىرى بولۇپ، ئۇلار ئۆز نەسەبلىرى ۋە قوۋملىرى بويىچە خاتىرىلەنگەن. توپاندىن كېيىنكى يەر يۈزىدىكى بارلىق قوۋملار ئۇلارنىڭ ئىچىدىن تارقالغان.

< Яритилиш 10 >