< Галатиялиқларға 1 >

1 Мәнки Павлус, расул болған (инсанлар тәрипидин әмәс яки инсанларниң вастиси билән әмәс, бәлки Әйса Мәсиһ вә Уни өлгәнләрдин тирилдүргүчи ХудаАта тәрипидин тайинланған)
Menki Pawlus, rosul bolghan (insanlar teripidin emes yaki insanlarning wasitisi bilen emes, belki Eysa Mesih we Uni ölgenlerdin tirildürgüchi Xuda’Ata teripidin teyinlen’gen)
2 вә мән билән биллә туруватқан барлиқ қериндашлардин Галатия өлкисидики җамаәтләргә салам.
we men bilen bille turuwatqan barliq qérindashlardin Galatiya ölkisidiki jamaetlerge salam.
3 ХудаАта вә Рәббимиз Әйса Мәсиһдин силәргә меһри-шәпқәт вә хатирҗәмлик болғай!
Xuda’Ata we Rebbimiz Eysa Mesihdin silerge méhir-shepqet we xatirjemlik bolghay!
4 У ХудаАтимизниң ирадиси бойичә бизни бу һазирқи рәзил замандин қутқузушқа Өзини гуналиримиз үчүн пида қилди; (aiōn g165)
U Xuda’Atimizning iradisi boyiche bizni bu hazirqi rezil zamandin qutquzushqa Özini gunahlirimiz üchün pida qildi; (aiōn g165)
5 Худаға барлиқ шан-шәрәп әбәдил-әбәткичә болғай, амин! (aiōn g165)
Xudagha barliq shan-sherep ebedil-ebedgiche bolghay, amin! (aiōn g165)
6 Силәр өзүңларни Мәсиһниң меһри-шәпқити арқилиқ Чақирғучиниң йенидин шунчә тез жирақлаштуруп башқичә бир хил «хуш хәвәр»гә әгишип кетиватқиниңларға интайин һәйран қалмақтимән!
Siler özünglarni Mesihning méhir-shepqiti arqiliq Chaqirghuchining yénidin shunche téz yiraqlashturup bashqiche bir xil «xush xewer»ge egiship kétiwatqininglargha intayin heyran qalmaqtimen!
7 Әмәлийәттә у һеч қандақ башқа «хуш хәвәр» әмәстур! — пәқәтла бәзи кишиләр силәрни қаймақтуруп, Мәсиһниң хуш хәвирини бурмилимақчи болған, халас.
Emeliyette u héchqandaq bashqa «xush xewer» emestur! — peqetla bezi kishiler silerni qaymaqturup, Mesihning xush xewirini burmilimaqchi bolghan, xalas.
8 Лекин һәтта биз өзимиз болайли яки асмандин чүшкән пәриштә болсун, бириси бизниң силәргә җакалиқинимизға охшимайдиған башқа бир «хуш хәвәр»ни силәргә җакалиса, бешиға ләнәт яғсун!
Lékin hetta biz özimiz bolayli yaki asmandin chüshken perishte bolsun, birsi bizning silerge jakarlighinimizgha oxshimaydighan bashqa bir «xush xewer»ni silerge jakarlisa, béshigha lenet yaghsun!
9 Биз бурун ейтқинимиздәк, һазирму мән шуни ейтимәнки, бириси силәрниң қобул қилғиниңларға охшимайдиған башқа бир хуш хәвәрни җаркарлиса, бешиға ләнәт яғсун!
Biz burun éytqinimizdek, hazirmu men shuni éytimenki, birsi silerning qobul qilghininglargha oxshimaydighan bashqa bir xush xewerni jakarlisa, béshigha lenet yaghsun!
10 Мән Худани ишәндүрүшүм керәкму яки инсанларни ишәндүрүшүм керәкму? Яки инсанларни хурсән қилишим керәкму? Мән инсанларни хурсән қилишни нишан қилған болсам, Мәсиһниң қули болмиған болаттим.
Men Xudani ishendürüshüm kérekmu yaki insanlarni ishendürüshüm kérekmu? Yaki insanlarni xursen qilishim kérekmu? Men insanlarni xursen qilishni nishan qilghan bolsam, Mesihning quli bolmighan bolattim.
11 Әнди, и қериндашлар, силәргә шуни уқтуримәнки, мән җакалайдиған хуш хәвәр инсанлардин кәлгән әмәс.
Emdi, i qérindashlar, silerge shuni uqturimenki, men jakarlaydighan xush xewer insanlardin kelgen emes.
12 Чүнки мән уни инсандин қобул қилғиним йоқ яки бирәр киши уни маңа үгәткини йоқ, бәлки Әйса Мәсиһ маңа вәһий арқилиқ йәткүзгән.
Chünki men uni insandin qobul qilghinim yoq yaki birer kishi uni manga ögetkini yoq, belki Eysa Mesih manga wehiy arqiliq yetküzgen.
13 Чүнки силәр мениң Йәһудийларниң диний йолида қандақ һаят кәчүргәнлигим тоғрилиқ — мениң Худаниң җамаитигә әшәддий зиянкәшлик қилип униңға бузғунчилиқ қилғанлиғимни аңлиғансиләр.
Chünki siler méning Yehudiylarning diniy yolida qandaq hayat kechürgenlikim toghruluq — méning Xudaning jamaitige esheddiy ziyankeshlik qilip uninggha buzghunchiliq qilghanliqimni anglighansiler.
14 Һәмдә мән Йәһудийларниң диний йолида елимиздики нурғун тәңтушлиримдин хеләла алдида тураттим вә ата-бовилиримниң әнъәнилирини сақлашқа пәвқулъаддә қизғин едим.
Hemde men Yehudiylarning diniy yolida élimizdiki nurghun tengtushlirimdin xélila aldida turattim we ata-bowilirimning en’enilirini saqlashqa pewqul’adde qizghin idim.
15 Амма анамниң қосиғидин тартип мени Өзи үчүн айрип, меһри-шәпқити арқилиқ мени чақирған Худа Өз Оғлини әлләр арисида җакалаш үчүн мәндә уни ашкарилашни лайиқ көргинидә, мән һеч қандақ қан-әт егиси билән мәслиһәтләшмәй,
Emma anamning qorsiqidin tartip méni Özi üchün ayrip, méhir-shepqiti arqiliq méni chaqirghan Xuda Öz Oghlini eller arisida jakarlash üchün mende uni ashkarilashni layiq körginide, men héchqandaq qan-et igisi bilen meslihetleshmey,
17 яки Йерусалимға мәндин илгири расул болғанлар билән көрүшүшкә бармай, бәлки удул Әрәбистанға атландим. Кейин Дәмәшққә қайтип кәлдим.
yaki Yérusalémgha mendin ilgiri rosul bolghanlar bilen körüshüshke barmay, belki udul Erebistan’gha atlandim. Kéyin Demeshqqe qaytip keldim.
18 Андин үч жилдин кейин Йерусалимға Петрус билән тонушушқа бардим вә униң қешида он бәш күн турдум.
Andin üch yildin kéyin Yérusalémgha Pétrus bilen tonushushqa bardim we uning qéshida on besh kün turdum.
19 Амма шу чағда Рәбниң иниси Яқуптин башқа расулларниң һеч қайсиси билән көрүшмидим.
Emma shu chaghda Rebning inisi Yaquptin bashqa rosullarning héchqaysisi bilen körüshmidim.
20 Мана, мениң силәргә һазир язғиним Худа алдида һеч ялған әмәс!
Mana, méning silerge hazir yazghinim Xuda aldida héch yalghan emes!
21 Кейин, мән Сурийә вә Киликийә өлкилиригә бардим.
Kéyin, men Suriye we Kilikiye ölkilirige bardim.
22 Амма Йәһудийәдики Мәсиһдә болған җамаәтләр мени чирайимдин тонумайтти.
Emma Yehudiyediki Mesihde bolghan jamaetler méni chirayimdin tonumaytti.
23 Улар пәқәт бурун бизгә зиянкәшлик қилған адәмниң өзи шу чағда йоқатмақчи болған етиқатни һазир хуш хәвәр дәп җакалимақта, дәп аңлиған еди;
Ular peqet burun bizge ziyankeshlik qilghan ademning özi shu chaghda yoqatmaqchi bolghan étiqadni hazir xush xewer dep jakarlimaqta, dep anglighanidi;
24 шуниңдәк улар мениң сәвәвимдин Худани улуқлиди.
shuningdek ular méning sewebimdin Xudani ulughlidi.

< Галатиялиқларға 1 >