< Галатиялиқларға 6 >
1 Қериндашлар, араңлардин бирисиниң һазирму бир гуна-сәһвәнлик садир қиливатқанлиғи байқалған болса, араңлардики роһий кишиләр юваш-мулайимлиқ роһи билән уни йолидин қайтуруп келиңлар. Шуниң билән бир вақитта, өзүңларниңму аздурулуп кәтмәслигиңларға диққәт қилиңлар.
2 Бир-бириңларниң еғирчилиғини көтириңлар. Шундақ қилсаңлар, Мәсиһниң қануниға әмәл қилған болисиләр.
3 Чүнки бирисиниң таразиға тохтиғидәк иши болмай туруп өзини таразиға тохтиғидәк дәп чағлиса, у өз-өзини алдиғанлиқ, халас.
4 Лекин һәр ким өз әмәлийитигә қарап тәкшүрүп бақсун; шуниң билән башқиларниңкидин әмәс, бәлки өз әмәллиридинла пәхирләнгидәк иш болса, пәхирләнсә болиду.
5 Чүнки һәр бир адәм өз жүкини көтириши керәк.
6 Худаниң сөз-каламидин тәлим алғучи өзигә тәлим бәргүчини өзидә бар болған яхши нәрсиләрдин ортақ бәһримән қилсун.
7 Өз-өзүңларни алдимаңлар — Худани алдап ахмақ қилғили болмайду; чүнки ким немә териса, шуни алиду.
8 Өз әтлириниң арзу-һәвәслирини қандурушқа уруқ чачқан киши өз әтлиридин чириклик һосулини алиду. Лекин Роһни хурсән қилиш үчүн уруқ чачқан киши болса Роһтин мәңгүлүк һаят алиду. (aiōnios )
9 Шуңа, яхши ишларни қилиштин һармайли. Униңға еринмисәк вақти-саити тошқанда чоқум һосул алалаймиз.
10 Шу сәвәптин, биздә пурсәт болсила, һәммәйләнгә, болупму етиқаттики аилигә мәнсуп болғанларға яхши ишларни қилип берәйли.
11 Мана, өз қолум билән шунчә чоң һәрипләр билән язғинимға қараңлар!
12 Силәргә хәтнини қобул қилишни мәҗбурлимақчи болғанлар, уларниң һәр бири пәқәт өзлириниң ташқи қияпитини пәрдазлап көрсәтмәкчи болған, халас; уларниң бу мәхсити пәқәт «Мәсиһниң крести» түпәйлидин болған зиянкәшликтин қечиштин ибарәт, халас.
13 Чүнки улар өзлириму хәтнә қилинғини билән Тәврат қануниға әмәл қилмайду; лекин улар әтлириңлардин махтиниш үчүн бәрибир силәрни хәтнини қобул қилдурмақчи болиду.
14 Өзүмни елип ейтсам, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң кресттики [өлүми]дин башқа һеч иш билән махтанмиғаймән! Чүнки Униң крести вастисидин бу дуния маңа нисбәтән крестләнгән вә мәнму бу дунияға нисбәтән крестләнгәнмән.
15 Чүнки Мәсиһ Әйсада нә хәтнилик нә хәтнисизлик дегәнләр күчкә егә әмәстур; бирдин-бир күчкә егә болидиғини пәқәт йеңи бир яралғучидур!
16 Бу қаидә бойичә маңидиғанларға, уларниң һәммисигә вә Худаниң Исраилиға хатирҗәмлик вә рәһим-шәпқәт болғай!
17 Буниңдин кейин һеч ким бу ишлар билән йәнә мени аварә қилмисун! Чүнки мән өз бәдинимдә Әйсаниң яра излирини көтиримән!
18 Қериндашлар, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң меһри-шәпқити роһуңларға яр болғай! Амин!