< Галатиялиқларға 5 >
1 Мана, мәнки Павлус силәргә шуни ейтип қояйки, әгәр силәр хәтнә қобул қилсаңлар, у чағда Мәсиһниң силәргә һеч қандақ пайдиси қалмайду.
2
3 Мән хәтнини қобул қилған һәр бир кишигә йәнә агаһландуруп һәқиқәтни ейтип қояйки, уларниң Тәвраттики барлиқ әмир-бәлгүлимиләргә [толуқ әмәл қилиш] мәҗбурийити бардур.
4 Әй Тәврат қануни арқилиқ өзүмни һәққаний адәм қилай дегәнләр, һәр бириңлар Мәсиһдин айрилип, мәһрум болуп, [Худаниң] шапаитидин чиқип, жиқилип униңдин қалдиңлар.
5 Чүнки Роһқа тайинип һәққанийлиққа бағланған арзу-арманни етиқат билән тәлпүнүп күтмәктимиз.
6 Чүнки Мәсиһ Әйсада хәтнилик күчкә егә әмәс, хәтнисизликму күчкә егә әмәс, күчкә егә болғини пәқәт муһәббәт арқилиқ иш қилидиған етиқаттур.
7 Силәр убдан чепип меңиватқан едиңлар; бирақ ким силәрни һәқиқәткә итаәт қилиштин тосувалди?
8 Бундақ қайил қилиш амили силәрни Чақирғучидин болған әмәс!
9 «Кичиккинә хемиртуруч пүткүл хемирни болдуруп йоғинитиду!»
10 Өзүм Рәбгә қарап қайил болдумки, силәрму бу ишта һеч башқичә ойда болмайсиләр. Амма силәрни қаймуқтуруватқан ким болушидин қәтъийнәзәр, у чоқум тегишлик җазасини тартиду.
11 Қериндашлар, әгәр мән «хәтнә қилиниш керәк» дәп җакалап жүргән болсам, ундақта мән бүгүнки күнгичә йәнә немә үчүн [Йәһудийлардин] зиянкәшликкә учрап келимән? Әгәр шундақ қилған болсам, «крест бизарлиғи» йоқ қилинатти!
12 Силәрни қутритиватқан бу адәмләр өзлирини ахта қиливәтсун дәймән!
13 Чүнки қериндашлар, силәр әркинликкә чақирилдиңлар. Лекин әркинлигиңларни әтләрниң арзу-һәвәслиригә қандурушниң баниси қилмаңлар, бәлки меһир-муһәббәт билән бир-бириңларниң қуллуғида болуңлар.
14 Чүнки пүткүл Тәврат қануни «Хошнаңни өзүңни сөйгәндәк сөйгин» дегән бирла әмирдә әмәл қилиниду.
15 Лекин пәхәс болуңларки, бир-бириңларни чишләп тартип ялмап жүрүп, бир-бириңлардин жутулуп кәтмәңлар йәнә!
16 Амма шуни дәймәнки — [Муқәддәс] Роһта меңиңлар, вә шу чағда силәр әтләрниң арзу-һәвәслиригә йол қоймайсиләр.
17 Чүнки әт Роһқа зит болған ишларни арзу қилиду, вә Роһ әткә зит болған ишларни арзу қилиду. Улар иккиси бир-биригә қаримуқаршидур; нәтиҗидә, өзүңлар арзу қилған ишларни қилалмайсиләр.
18 Вәһаләнки, силәр Роһниң йетәкчилигидә болсаңлар, у чағда Тәврат қануниниң илкидә болмайсиләр.
19 Әнди әтниң әмәллири рошәнки — зинахорлуқ, бузуқлуқ, напаклиқ, шәһванийлиқ,
20 бутпәрәслик, сеһиргәрлик, өчмәнликләр, җедәлләр, қизғанчуқлуқлар, ғәзәпләр, риқабәтлишишләр, бөлгүнчиликләр, гуруһвазлиқлар,
21 һәсәтхорлуқлар, қатиллиқлар, һарақкәшликләр, әйш-ишрәтләр қатарлиқ ишлардур; бу ишлар тоғрилиқ бурунқи ейтқинимдәк һазир йәнә бир қетим агаһландуримәнки, бундақ ишларни қилғучилар Худаниң падишалиғиға мираслиқ қилмайду.
22 Вәһаләнки, Роһниң мевиси болса меһир-муһәббәт, шат-хурамлиқ, хатирҗәмлик, сәвир-тақәт, меһриванлиқ, яхшилиқ, ишәш-садиқлиқ,
23 мөмин-мулайимлиқ вә өзини тутувелиштин ибарәт. Мошундақ ишларни тосидиған һеч қандақ қанун йоқтур.
24 Лекин Мәсиһкә мәнсуп болғанлар әтлирини, шундақла униңдики ишқлар вә һәм һәвәсләрни тәң крестлигән болиду.
25 Роһта яшаватқан болсақ, Роһқа әгишип маңайли.
26 Бир-биримизни рәнҗитип, бир-биримизгә һәсәт қилип, һакавур шөһрәтпәрәсләрдин болмайли.