< Галатиялиқларға 4 >
1 Йәнә шуни ейтимәнки: Гәрчә бир бала пүтүн мүлүкниң егиси болсиму, мирасхор гөдәк вақитлирида таки атиси бәлгүлигән вақит тошмиғичә, у өз өйидики қулдин пәрқи болмайду. Чүнки у йәнила ғоҗидарлар вә бала баққучиларниң башқурушида болиду.
我說那承受產業的,雖然是全業的主人,但為孩童的時候卻與奴僕毫無分別,
3 Шуниңға охшаш, бизму гөдәк вақтимизда, бу дуниядики «асасий қаидә-қанунийәтләр» астида қул болған едуқ.
我們為孩童的時候,受管於世俗小學之下,也是如此。
4 Лекин, вақит-саити толуқ тошқанда, Худа Өз Оғлини [бу дунияға] әвәтти. У бир аял кишидин туғулған, шуниңдәк Тәврат қануни астида туғулған еди.
及至時候滿足,上帝就差遣他的兒子,為女子所生,且生在律法以下,
5 Буниңдики мәхсәт, Худа Тәврат қануни астида яшиған [бизләрни] бәдәл төләп һөрлүккә чиқирип, бизниң оғуллуққа қобул қилинишимиз үчүндур.
要把律法以下的人贖出來,叫我們得着兒子的名分。
6 Һәм силәр Униң оғуллири болғанлиғиңлар үчүн, Худа Өз Оғлиниң: «Абба! Атам!» дәп чақирғучи Роһини әвәтип қәлбимизгә салди.
你們既為兒子,上帝就差他兒子的靈進入你們的心,呼叫:「阿爸!父!」
7 Шуниң үчүн, силәр һазир қул әмәс, бәлки оғуллиридурсиләр; оғуллири болған екәнсиләр, Худа арқилиқ Өзигә мирасхор болисиләр.
可見,從此以後,你不是奴僕,乃是兒子了;既是兒子,就靠着上帝為後嗣。
8 Бурун, Худани тонумиған вақтиңларда дәрвәқә ялған илаһларниң қуллуғиға тутулғансиләр.
但從前你們不認識上帝的時候,是給那些本來不是神的作奴僕;
9 Әндиликтә, һазир [һәқиқий] Худани тонуған екәнсиләр, — яки ениқрақ қилип ейтқанда, Худа тәрипидин тонулған екәнсиләр, әнди силәр немә дәп бу дуниядики күчсиз, әбҗәқ әрзимәс «асасий қаидә-қанунийәтләр»гә қарап янисиләр? Уларниң қуллуғиға яңливаштин қайтишни халамсиләр?
現在你們既然認識上帝,更可說是被上帝所認識的,怎麼還要歸回那懦弱無用的小學,情願再給他作奴僕呢?
10 Силәр алаһидә күн, ай, пәсил вә жилларни етиварға елип хатириләшкә башлидиңлар!
你們謹守日子、月份、節期、年份,
11 Мән илгири силәргә сиңдүргән әҗрим бекар кетәрмекин, дәп силәр үчүн әнсирәватимән.
我為你們害怕,惟恐我在你們身上是枉費了工夫。
12 Қериндашлар, мән шуни силәрдин өтүнимәнки, маңа охшаш болуңлар; чүнки мән силәргә охшаш болдум. Силәр әслидә маңа һеч азар йәткүзмигән едиңлар.
弟兄們,我勸你們要像我一樣,因為我也像你們一樣。你們一點沒有虧負我。
13 Амма силәргә мәлумки, әтлиримдики бир зәиплик түпәйлидин, мән хуш хәвәрни силәргә биринчи қетим йәткүзгән едим.
你們知道我頭一次傳福音給你們,是因為身體有疾病。
14 У чағда, әтлиримдики бу зәиплик силәргә нисбәтән синақтәк болсиму, лекин силәр мени кәмситмидиңлар яки чәткә қақмидиңлар. Әксичә, мени Худа әвәткән бир пәриштини, һәтта Мәсиһ Әйса өзини күткәндәк күтүвалдиңлар.
你們為我身體的緣故受試煉,沒有輕看我,也沒有厭棄我,反倒接待我,如同上帝的使者,如同基督耶穌。
15 У чағдики бәхит-бәрикитиңлар әнди нәгә кәтти?! Мән силәргә гувачи болуп ейталаймәнки, у чағда силәр мүмкин болса, маңа көзлириңларни оюп беришкиму рази едиңлар!
你們當日所誇的福氣在哪裏呢?那時你們若能行,就是把自己的眼睛剜出來給我,也都情願。這是我可以給你們作見證的。
16 Әндиликтә, силәргә һәқиқәтни сөзлигәнлигим үчүн дүшминиңларға айлинип қалдимму?
如今我將真理告訴你們,就成了你們的仇敵嗎?
17 [Мән ейтип өткән] һелиқи адәмләр силәргә қизғинлиқ көрситиду, амма нийити дурус әмәс; улар пәқәт силәрни [ниҗатниң] сиртиға чиқирип, қизғинлиғиңларни өзлиригә қаритивалмақчи.
那些人熱心待你們,卻不是好意,是要離間你們,叫你們熱心待他們。
18 Амма мән силәр билән биргә болған вақитлардила әмәс, бәлки дайим яхши ишқа қизғинлиқ қилишниң өзи яхшидур, әлвәттә.
在善事上,常用熱心待人原是好的,卻不單我與你們同在的時候才這樣。
19 Сөйүмлүк балилирим! Мәсиһ силәрдә төрәлдүрүлгичә мән силәр үчүн толғақ азаплирини йәнә бир қетим тартиватимән!
我小子啊,我為你們再受生產之苦,直等到基督成形在你們心裏。
20 Мениң һазирла йениңларға берип, силәргә башқичә тәләппуз билән сөзлигүм келиватиду; чүнки бу әһвалиңлар тоғрилиқ немә қилишни задила билмәйватимән!
我巴不得現今在你們那裏,改換口氣,因我為你們心裏作難。
21 И Тәврат қануниниң илкидә яшашни халайдиғанлар, силәрдин шуни сорап бақай, силәр Тәвратниң өзидә немә дейилгәнлигигә қулақ салмамсиләр?
你們這願意在律法以下的人,請告訴我,你們豈沒有聽見律法嗎?
22 Тәвратта, Ибраһимниң икки оғли болуп, бири дедәктин, йәнә бири һөр аялидин болған, дәп хатириләнгән.
因為律法上記着,亞伯拉罕有兩個兒子,一個是使女生的,一個是自主之婦人生的。
23 Дедәктин болған оғул «әт билән» туғулған; һөр аялидин болған оғул болса Худаниң вәдиси арқилиқ туғулғандур.
然而,那使女所生的是按着血氣生的;那自主之婦人所生的是憑着應許生的。
24 Бу икки ишни бир охшитиш дегили болиду. Бу икки аял [Худаниң инсанлар билән] түзгән икки әһдисиниң вәкилидур. Биринчи әһдә Синай [теғидин] келип, дәрһәқиқәт балилирини қуллуқта болушқа туғиду; мана Һәҗәр униңға вәкилдур;
這都是比方:那兩個婦人就是兩約。一約是出於西奈山,生子為奴,乃是夏甲。
25 демәк, Һәҗәр болса Әрәбистандики Синай теғиға символ қилинип, йәни бүгүнки Йерусалимға охшитилиду; чүнки у шәһәр вә униң балилири қуллуқта турмақта.
這夏甲二字是指着阿拉伯的西奈山,與現在的耶路撒冷同類,因耶路撒冷和她的兒女都是為奴的。
26 Амма жуқуридин болған Йерусалим һөрдур, у һәммимизниң анисидур;
但那在上的耶路撒冷是自主的,她是我們的母。
27 Чүнки, [муқәддәс язмиларда] мундақ йезилған: — «Хошал бол, и пәрзәнт көрмигән туғмас аял! Тәнтәнә қилип яңрат, товла, и толғақ тутуп бақимиған! — Чүнки ғериб аялниң балилири ери бар аялниңкидин көптур!»
因為經上記着: 不懷孕、不生養的,你要歡樂; 未曾經過產難的,你要高聲歡呼; 因為沒有丈夫的,比有丈夫的兒女更多。
28 Әнди и қериндашлар, Исһақ Худаниң вәдисидин туғулғандәк бизму Худаниң вәдиси бойичә туғулған пәрзәнтләрмиз.
弟兄們,我們是憑着應許作兒女,如同以撒一樣。
29 Лекин у чағда «әтләрдин туғулған» бала «роһтин туғулған» балиға зиянкәшлик қилғинидәк, һазир шундақ болиду.
當時,那按着血氣生的逼迫了那按着聖靈生的,現在也是這樣。
30 Лекин муқәддәс язмиларда немә дейилгән? Униңда: «Сән бу дедигиңни оғли билән қошуп һайдивәт! Чүнки дедәктин тапқан оғул һәргиз һөр аялиңдин болған оғул билән мирасқа ортақ болмайду!» дәп пүтүлгән.
然而經上是怎麼說的呢?是說:「把使女和她兒子趕出去!因為使女的兒子不可與自主婦人的兒子一同承受產業。」
31 Әнди, қериндашлар, биз дедәкниң әмәс, бәлки һөр аялниң пәрзәнтлиридурмиз. Мәсиһ бизни һөрлүктә яшисун дәп һөр қилди. Шуниң билән униңда тапан тирәп туруңлар вә қуллуқниң боюнтуруғиға қайтидин қисилип қалмаңлар.
弟兄們,這樣看來,我們不是使女的兒女,乃是自主婦人的兒女了。