< Галатиялиқларға 3 >
1 И әқилсиз Галатиялиқлар, көз алдиңларда Әйса Мәсиһ ениқ сүрәтләнгән, араңларда крестләнгәндәк көрүнгән екән, ким силәрни һәқиқәткә итаәт қилиштин аздуруп сеһирлиди?
2 Мән пәқәт шунила силәрдин сорап биләйки: — Силәр Роһни Тәврат қануниға интилиш арқилиқ қобул қилдиңларму, яки [хуш хәвәрни] аңлап, етиқат арқилиқ қобул қилдиңларму?
3 Силәр шунчә әқилсизму? Роһқа тайинип [һаятни] башлиған екәнсиләр, әндиликтә әт арқилиқ камаләткә йәтмәкчиму?
4 Силәр [етиқат йолида] болған шунчә көп азап-оқубәтләрни бекарға тарттиңларму? Дәрвәқә бекарға кәттиғу?!
5 Силәргә Роһни Тәминлигүчи, араңларда мөҗизиләрни яритиватқучи бу карамәтләрни силәрниң Тәврат қануниға интилип таянғиниңлардин қиламду, яки аңлиған хәвәргә бағлиған ишәш-етиқатиңлардин қиламду?
6 [Муқәддәс язмиларда дейилгәндәк]: «Ибраһим Худаға етиқат қилди; бу униң һәққанийлиғи һесапланди».
7 Шуниң үчүн, шуни чүшинишиңлар керәкки, етиқаттин туғулғанларла Ибраһимниң һәқиқий пәрзәнтлиридур.
8 Муқәддәс язмиларда Худаниң ят әлликләрни Өзигә етиқат қилиши арқилиқ уларни һәққаний қилидиғанлиғи алдин-ала көрүлүп, Худаниң Ибраһимға: «Сәндә барлиқ әл-милләтләргә бәхит ата қилиниду» дәп хуш хәвәрни алдин-ала ейтқанлиғи хатириләнгән еди.
9 Шуниң билән, етиқаттин болғанлар етиқат қилғучи Ибраһим билән тәң бәхит тапиду.
10 Лекин Тәврат қануниға әмәл қилимиз дәп жүргәнләр болса һәммиси ләнәткә қалиду. Чүнки [муқәддәс язмиларда] мундақ йезилған: «Тәврат қанунида йезилған һәммә әмирләргә үзлүксиз әмәл қилмайватқан һәр бир киши ләнәткә қалиду».
11 Йәнә рошәнки, һеч ким Худаниң алдида қанунға интилиш арқилиқ һәққаний қилинмайду; чүнки [муқәддәс китапта йезилғинидәк]: — «Һәққаний адәм ишәш-етиқати билән һаят болиду».
12 Амма қанун йоли етиқат йолиға асасланған әмәс, бәлки [муқәддәс китапта]: — «Қанунниң әмирлиригә әмәл қилғучи шу ишлар билән һаят болиду» дейилгәндәктур.
13 Һалбуки, Мәсиһ бизни Тәврат қанунидики ләнәттин һөр қилиш үчүн орнимизда ләнәт болуп бәдәл төлиди. Бу һәқтә [муқәддәс язмиларда]: «Яғачқа есилған һәр бир киши ләнәткә қалған һесаплансун» дәп йезилған.
14 Шуниң билән Мәсиһ Әйса арқилиқ Ибраһимға ата қилинған бәхит ят әлликләргиму кәлтүрүлүп, биз вәдә қилинған Роһни етиқат арқилиқ қобул қилалаймиз.
15 Қериндашлар, мән инсанларчә сөзләймән; һәтта инсанлар арисида өз ара әһдә түзүлсиму, башқа һеч ким уни йоққа чиқириветәлмәйду яки униңға бирәр нәрсә қошалмайду.
16 Шуниңдәк, [Худаниң әһдисидики] вәдиләр Ибраһим вә униң нәслигә ейтилған. [Муқәддәс китапта] У: «вә сениң нәсиллириңгә», (йәни, көп кишиләргә) демәйду, бәлки «сениң нәслиңгә», (йәни ялғуз бир кишигила), дәйду — бу «нәсил» Мәсиһдур.
17 Мән шуни демәкчимәнки, Худаниң Мәсиһкә алдин түзгән бир әһдисини төрт йүз оттуз жилдин кейин чүшүрүлгән Тәврат қануни әмәлдин қалдуралмайду, Худаниң бу вәдисини һеч бекар қилалмайду.
18 Чүнки [вәдә қилинған] мирас қанунға асасланған болса, мана у Худаниң вәдисигә асасланған болмайтти; лекин Худа шапаәт билән уни Ибраһимға вәдә арқилиқ ата қилған.
19 Ундақта, Тәврат қанунини чүшүрүштики мәхсәт немә? У болса, инсанларниң итаәтсизликлири түпәйлидин, Худаниң мираси вәдә Қилинғучи, йәни Ибраһимниң нәсли дунияға кәлгичә қошумчә қилип берилгән; у пәриштиләр арқилиқ бир васитичиниң қоли билән бекитилип йолға қоюлған.
20 Амма «васитичи» бир тәрәпниңла васитичиси әмәс (бәлки икки тәрәпниңкидур), лекин Худа Өзи пәқәт бирдур.
21 Ундақта, Тәврат қануни Худаниң вәдилиригә зитму? Яқ, һәргиз! Әгәр бирәр қанун инсанларни һаятлиққа ериштүрәләйдиған болса, ундақта һәққанийлиқ җәзмән шу қанунға асасланған болатти.
22 Һалбуки, муқәддәс язмилар пүткүл аләмни гунаниң илкигә қамап қойған; буниңдики мәхсәт, Әйса Мәсиһниң садақәт-етиқати арқилиқ вәдиниң етиқат қилғучиларға берилиши үчүндур.
23 Лекин етиқат йоли келип ашкарә болғичә, биз Тәврат қануни тәрипидин қоғдилип, ашкарә болидиған етиқатни күтүшкә қамап қоюлған едуқ.
24 Шу тәриқидә, бизниң етиқат арқилиқ һәққаний қилинишимиз үчүн Тәврат қануни бизгә «тәрбийилигүчи» болуп, бизни Мәсиһкә йетәклиди.
25 Лекин етиқат йоли ашкарә болуп, биз әнди йәнә «тәрбийилигүчи»ниң назаритидә әмәсмиз.
26 Чүнки һәммиңлар Мәсиһ Әйсаға етиқат қилиш арқилиқ Худаниң оғуллири болдуңлар.
27 Чүнки һәр қайсиңлар Мәсиһгә киришкә чөмүлдүрүлгән болсаңлар, Мәсиһни кийивалған болдуңлар.
28 Мәсиһдә нә Йәһудий болмайду нә Грек болмайду, нә қул болмайду нә һөр болмайду, нә әр болмайду нә аял болмайду, һәммиңлар Мәсиһ Әйсада бир болисиләр.
29 Силәр Мәсиһкә мәнсуп болған екәнсиләр, силәрму Ибраһимниң нәсли болисиләр вә униңға вәдә қилинған [бәхит-саадәткә] мирасхордурсиләр.