< Әзра 9 >

1 Бу ишлар пүткәндин кейин әмирләр мениң билән көрүшкили йенимға келип: — Исраиллар, каһинлар вә Лавийлар өзлирини мошу зиминлардики таипиләрдин, йәни уларниң жиркиничлик адәтлиридин айрип турмиди, — демәк, улар Ⱪананийлар, Һиттийлар, Пәриззийләр, Йәбусийлар, Аммонийлар, Моабийлар, Мисирлиқлар вә Аморийларға әгишип маңди.
Bu ishlar pütkendin kéyin emirler méning bilen körüshkili yénimgha kélip: — Israillar, kahinlar we Lawiylar özlirini mushu zéminlardiki taipilerdin, yeni ularning yirginchlik adetliridin ayrip turmidi, — démek, ular Qanaaniylar, Hittiylar, Perizziyler, Yebusiylar, Ammoniylar, Moabiylar, Misirliqlar we Amoriylargha egiship mangdi.
2 Чүнки улар бу ят таипиләрдин өзлиригә вә оғуллириға хотун елип берип, [Худаға] хас муқәддәс нәсилни мошу зиминлардики таипиләр билән арилаштурувәтти; униң үстигә, әмирләр билән әмәлдарлар бу садақәтсизликниң башламчилиридур, — дейишти.
Chünki ular bu yat taipilerdin özlirige we oghullirigha xotun élip bérip, [Xudagha] xas muqeddes nesilni mushu zéminlardiki taipiler bilen arilashturuwetti; uning üstige, emirler bilen emeldarlar bu sadaqetsizlikning bashlamchiliridur, — déyishti.
3 Мән бу ишни аңлапла көйнәк билән тонумни житип, чач-сақаллиримни жулуп ғәм-қайғуға чүшүп олтирип кәттим.
Men bu ishni anglapla könglek bilen tonumni yirtip, chach-saqallirimni yulup ghem-qayghugha chüshüp olturup kettim.
4 Вә Исраилниң Худасиниң сөзлиридин қорқуп титригәнләрниң һәр бири сүргүнлүктин қайтип кәлгәнләрниң садақәтсизлиги түпәйлидин йенимға кәлди. Мән таки кәчлик қурбанлиқ сунулғичә ғәм-қайғуға чөмүп олтардим.
We Israilning Xudasining sözliridin qorqup titrigenlerning herbiri sürgünlüktin qaytip kelgenlerning sadaqetsizliki tüpeylidin yénimgha keldi. Men taki kechlik qurbanliq sunulghuche ghem-qayghugha chömüp olturdum.
5 Кәчлик қурбанлиқ вақтида мән өзүмни төвән қилған һаләттин туруп, көйнәк вә тонум житиқ һалда Худайим Пәрвәрдигарға йүзлинип тизлинип олтирип, қоллиримни йейип,
Kechlik qurbanliq waqtida men özümni töwen qilghan halettin turup, könglek we tonum yirtiq halda Xudayim Perwerdigargha yüzlinip tizlinip olturup, qollirimni yéyip,
6 дуа қилип: — «Аһ Худайим, шәрмәндиликтә йүзүмни саңа қаритиштин иза тартмақтимән, и Худайим; чүнки қәбиһликлиримиз толилиғидин башлиримиздин ашти, асийлиқ-итаәтсизлигимиз асманларға тақашти.
dua qilip: — «Ah Xudayim, shermendilikte yüzümni sanga qaritishtin iza tartmaqtimen, i Xudayim; chünki qebihliklirimiz toliliqidin bashlirimizdin ashti, asiyliq-itaetsizlikimiz asmanlargha taqashti.
7 Ата-бовилиримизниң күнлиридин тартип бүгүнгә қәдәр зор итаәтсизликтә жүрүп кәлдуқ, шуңа қәбиһликлиримиз түпәйлидин биз, бизниң падишалиримиз вә каһинлиримиз худди бүгүнки күндикидәк һәр қайси жутлардики падишаларниң қолиға чүшүп, қиличқа, сүргүнлүккә, булаң-талаңға, номусқа тапшурулдуқ.
Ata-bowilirimizning künliridin tartip bügün’ge qeder zor itaetsizlikte yürüp kelduq, shunga qebihliklirimiz tüpeylidin biz, bizning padishahlirimiz we kahinlirimiz xuddi bügünki kündikidek herqaysi yurtlardiki padishahlarning qoligha chüshüp, qilichqa, sürgünlükke, bulang-talanggha, nomusqa tapshurulduq.
8 Әнди һазир азғинә вақит Худайимиз көзлиримизни нурландуруп, қуллуғимизда бизгә азғина арам берилсун дәп, қечип қутулған бир қалдини сақлап қелип, бизгә өзиниң муқәддәс җайидин худди қаққан қозуқтәк муқим орун берип, бизгә Худайимиз Пәрвәрдигардин илтипат көрситилди.
Emdi hazir azghine waqit Xudayimiz közlirimizni nurlandurup, qulluqimizda bizge azghina aram bérilsun dep, qéchip qutulghan bir qaldini saqlap qélip, bizge özining muqeddes jayidin xuddi qaqqan qozuqtek muqim orun bérip, bizge Xudayimiz Perwerdigardin iltipat körsitildi.
9 Чүнки биз һазир қуллармиз; һалбуки, Худайимиз мошу қуллуғимизда йәнила бизни ташливәтмәй, бәлки Парс падишалириниң алдида рәһимгә ериштүрүп, Худайимизниң өйини селип, харабиләшкән җайлирини яңливаштин оңлашқа бизни роһландурди, шундақла бизни Йәһудийә вә Йерусалимда сепиллиқ қилди.
Chünki biz hazir qullarmiz; halbuki, Xudayimiz mushu qulluqimizda yenila bizni tashliwetmey, belki Pars padishahlirining aldida rehimge érishtürüp, Xudayimizning öyini sélip, xarabileshken jaylirini yéngiwashtin onglashqa bizni rohlandurdi, shundaqla bizni Yehudiye we Yérusalémda sépilliq qildi.
10 И Худа, биз бу [илтипатлар] алдида йәнә немә дейәләймиз? Чүнки биз йәнила Сениң мөмин бәндилириң болған пәйғәмбәрләр арқилиқ тапилған әмирлириңни ташливәттуқ; Сән [улар арқилиқ]: «Силәр кирип мирас қилип егиләйдиған зимин болса, шу зиминдики таипиләрниң ипласлиғи билән булғанған бир зимин; чүнки улар түрлүк напаклиқларни қилип, жиркинчлик адәтлири билән бу зиминни бу чәттин у четиғичә толдурувәтти.
I Xuda, biz bu [iltipatlar] aldida yene néme déyeleymiz? Chünki biz yenila Séning mömin bendiliring bolghan peyghemberler arqiliq tapilghan emrliringni tashliwettuq; Sen [ular arqiliq]: «Siler kirip miras qilip igileydighan zémin bolsa, shu zémindiki taipilerning nijisliqi bilen bulghan’ghan bir zémin; chünki ular türlük napakliqlarni qilip, yirginchlik adetliri bilen bu zéminni bu chettin u chétighiche tolduruwetti.
12 Шуңа силәр қизлириңларни уларниң оғуллириға бәрмәңлар, оғуллириңларға уларниң қизлирини елип бәрмәңлар; силәр күчийип, зиминниң назу-немәтлиридин йейишкә, зиминни әбәдил-әбәт әвлатлириңларға мирас қилип қалдуруш үчүн мәңгү уларниң аман-течлиғи яки мәнпәитини һәргиз издимәңлар» — дегән едиң.
Shunga siler qizliringlarni ularning oghullirigha bermenglar, oghulliringlargha ularning qizlirini élip bermenglar; siler küchiyip, zéminning nazu-németliridin yéyishke, zéminni ebedil’ebed ewladliringlargha miras qilip qaldurush üchün menggü ularning aman-tinchliqi yaki menpeitini hergiz izdimenglar» — dégeniding.
13 Бизниң рәзил қилмишлиримиз вә наһайити еғир итаәтсизлигимиз түпәйлидин бу һәммә бала-қаза бешимизға кәлгән еди вә Сән, и Худайимиз, қәбиһликлиримизгә тегишлик болған җазайимизни йениклитип, бизгә бүгүнкидәк ниҗатлиқ илтипатни көрсәткән туруқлуқ,
Bizning rezil qilmishlirimiz we nahayiti éghir itaetsizlikimiz tüpeylidin bu hemme bala-qaza béshimizgha kelgenidi we Sen, i Xudayimiz, qebihliklirimizge tégishlik bolghan jazayimizni yéniklitip, bizge bügünkidek nijatliq iltipatni körsetken turuqluq,
14 биз қандақму йәнә әмирлириңгә хилаплиқ қилип, бундақ жиркиничлик қаидиләрни тутқан бу таипиләр билән никаһлиниверимиз? Мабада шундақ қилидиған болсақ, Сән бизгә ғәзәплинип, бизгә бир қалди яки қутулғидәк бирисиниму қалдурмай йоқатмай қаламсән?
biz qandaqmu yene emrliringge xilapliq qilip, bundaq yirginchlik qaidilerni tutqan bu taipiler bilen nikahliniwérimiz? Mubada shundaq qilidighan bolsaq, Sen bizge ghezeplinip, bizge bir qaldi yaki qutulghudek birsinimu qaldurmay yoqatmay qalamsen?
15 И Исраилниң Худаси болған Пәрвәрдигар, Сән һәққанийдурсән! Шу сәвәптин биз бүгүнкидәк қутулуп қалған бир қалдимиз. Қара, биз Сениң алдиңда итаәтсизликлиримиздә туруватимиз, шуңа Сениң алдиңда һеч қайсимиз тик туралмай қалдуқ» — дедим.
I Israilning Xudasi bolghan Perwerdigar, Sen heqqaniydursen! Shu sewebtin biz bügünkidek qutulup qalghan bir qaldimiz. Qara, biz Séning aldingda itaetsizliklirimizde turuwatimiz, shunga Séning aldingda héchqaysimiz tik turalmay qalduq» — dédim.

< Әзра 9 >