< Әзра 8 >

1 Падиша Артахшашта сәлтәнәт сүрүп турған вақитта, Бабилдин мениң билән биллә қайтқанларниң ата җәмәт башлиқлири вә уларниң нәсәбнамилири төвәндикичә: —
Padixaⱨ Artahxaxta sǝltǝnǝt sürüp turƣan waⱪitta, Babildin mening bilǝn billǝ ⱪaytⱪanlarning ata jǝmǝt baxliⱪliri wǝ ularning nǝsǝbnamiliri tɵwǝndikiqǝ: —
2 Финиһасниң әвлатлиридин Гәршон, Итамарниң әвлатлиридин Даниял, Давутниң әвлатлиридин Һаттуш,
Finiⱨasning ǝwladliridin Gǝrxon, Itamarning ǝwladliridin Daniyal, Dawutning ǝwladliridin Ⱨattux,
3 Шеканияниң әвлатлиридин, йәни Парошниң әвлатлиридин Зәкәрия вә униң билән нәсәбнамидә тизимланған әркәкләр җәмий бир йүз әллик киши;
Xekaniyaning ǝwladliridin, yǝni Paroxning ǝwladliridin Zǝkǝriya wǝ uning bilǝn nǝsǝbnamidǝ tizimlanƣan ǝrkǝklǝr jǝmiy bir yüz ǝllik kixi;
4 Паһат-Моабниң әвлатлиридин Зәраһияһниң оғли Әлйойинай вә униң билән биллә қайтқан әркәкләр икки йүз киши;
Paⱨat-Moabning ǝwladliridin Zǝraⱨiyaⱨning oƣli Əlyoyinay wǝ uning bilǝn billǝ ⱪaytⱪan ǝrkǝklǝr ikki yüz kixi;
5 Шеканияниң әвлатлиридин болған Яһазийәлниң оғли вә униң билән биллә қайтқан әркәкләр үч йүз киши;
Xekaniyaning ǝwladliridin bolƣan Yaⱨaziyǝlning oƣli wǝ uning bilǝn billǝ ⱪaytⱪan ǝrkǝklǝr üq yüz kixi;
6 Адинниң әвлатлиридин Йонатанниң оғли Әбәд вә униң билән биллә қайтқан әркәкләр әллик киши;
Adinning ǝwladliridin Yonatanning oƣli Əbǝd wǝ uning bilǝn billǝ ⱪaytⱪan ǝrkǝklǝr ǝllik kixi;
7 Еламниң әвлатлиридин Аталияниң оғли Йәшая вә униң билән биллә қайтқан әркәкләр йәтмиш киши;
Elamning ǝwladliridin Ataliyaning oƣli Yǝxaya wǝ uning bilǝn billǝ ⱪaytⱪan ǝrkǝklǝr yǝtmix kixi;
8 Шәфатияниң әвлатлиридин Микаилниң оғли Зәбадия вә униң билән биллә қайтқан әркәкләр сәксән киши;
Xǝfatiyaning ǝwladliridin Mikailning oƣli Zǝbadiya wǝ uning bilǝn billǝ ⱪaytⱪan ǝrkǝklǝr sǝksǝn kixi;
9 Йоабниң әвлатлиридин Йәһийәлниң оғли Обадия вә униң билән биллә қайтқан әркәкләр икки йүз он сәккиз киши;
Yoabning ǝwladliridin Yǝⱨiyǝlning oƣli Obadiya wǝ uning bilǝn billǝ ⱪaytⱪan ǝrkǝklǝr ikki yüz on sǝkkiz kixi;
10 Шеломитниң әвлатлиридин Йосифияниң оғли вә униң билән биллә қайтқан әркәкләр бир йүз атмиш киши;
Xelomitning ǝwladliridin Yosifiyaning oƣli wǝ uning bilǝn billǝ ⱪaytⱪan ǝrkǝklǝr bir yüz atmix kixi;
11 Бибайниң әвлатлиридин Бибайниң оғли Зәкәрия вә униң билән биллә қайтқан әркәкләр жигирмә сәккиз киши;
Bibayning ǝwladliridin Bibayning oƣli Zǝkǝriya wǝ uning bilǝn billǝ ⱪaytⱪan ǝrkǝklǝr yigirmǝ sǝkkiz kixi;
12 Азгадниң әвлатлиридин Һаккатанниң оғли Йоһанан вә униң билән биллә қайтқан әркәкләр бир йүз он киши;
Azgadning ǝwladliridin Ⱨakkatanning oƣli Yoⱨanan wǝ uning bilǝn billǝ ⱪaytⱪan ǝrkǝklǝr bir yüz on kixi;
13 Адоникамниң әвлатлиридин әң ахирида қайтқанларниң исимлири Әлифәләт, Җәийәл вә Шемая болуп, улар билән биллә қайтқан әркәкләр атмиш киши;
Adonikamning ǝwladliridin ǝng ahirida ⱪaytⱪanlarning isimliri Əlifǝlǝt, Jǝiyǝl wǝ Xemaya bolup, ular bilǝn billǝ ⱪaytⱪan ǝrkǝklǝr atmix kixi;
14 Бигвайниң әвлатлиридин Утай билән Заббуд вә улар билән биллә қайтқан әркәкләр йәтмиш киши.
Bigwayning ǝwladliridin Utay bilǝn Zabbud wǝ ular bilǝn billǝ ⱪaytⱪan ǝrkǝklǝr yǝtmix kixi.
15 — Мән уларни Ахаваға ақидиған Дәрияниң бойиға жиғдим; биз у йәрдә чедир тикип үч күн турдуқ. Хәлиқни вә каһинларни арилап қарисам у йәрдә Лавийлар йоқ екән.
— Mǝn ularni Ahawaƣa aⱪidiƣan Dǝryaning boyiƣa yiƣdim; biz u yǝrdǝ qedir tikip üq kün turduⱪ. Hǝlⱪni wǝ kaⱨinlarni arilap ⱪarisam u yǝrdǝ Lawiylar yoⱪ ikǝn.
16 Шуңа мән башлиқлардин Әлиезәр, Арийәл, Шемая, Әлнатан, Яриб, Әлнатан, Натан, Зәкәрия билән Мәшулламларни вә уларға қошуп оқумушлуқ алимлардин Йоариб билән Әлнатанни чақиртип келип,
Xunga mǝn baxliⱪlardin Əliezǝr, Ariyǝl, Xemaya, Əlnatan, Yarib, Əlnatan, Natan, Zǝkǝriya bilǝn Mǝxullamlarni wǝ ularƣa ⱪoxup oⱪumuxluⱪ alimlardin Yoarib bilǝn Əlnatanni qaⱪirtip kelip,
17 уларға һавалә қилип Касифия дегән йәргә, Иддо дегән Атаман билән көрүшүшкә әвәттим. Мән Касифия дегән йәрдә Иддоға вә униң ибадәтхана хизмәткарлири болған қериндашлириға дәйдиған гәпләрни ағзиға селип, уларниң бу йәргә Худайимизниң өйи үчүн хизмәт қилидиған хизмәтчиләрни бизгә әкелишни өтүндум.
ularƣa ⱨawalǝ ⱪilip Kasifiya degǝn yǝrgǝ, Iddo degǝn Ataman bilǝn kɵrüxüxkǝ ǝwǝttim. Mǝn Kasifiya degǝn yǝrdǝ Iddoƣa wǝ uning ibadǝthana hizmǝtkarliri bolƣan ⱪerindaxliriƣa dǝydiƣan gǝplǝrni aƣziƣa selip, ularning bu yǝrgǝ Hudayimizning ɵyi üqün hizmǝt ⱪilidiƣan hizmǝtqilǝrni bizgǝ ǝkelixni ɵtündum.
18 Худайимизниң шапаәтлик қоли биздә болғачқа, улар бизгә Исраилниң әвриси, Лавийниң нәвриси Маһлиниң әвлатлири ичидин оқумушлуқ бир адәмни, йәни Шәрәбияни вә униң оғуллири һәм қериндашлири болуп җәмий он сәккиз кишини башлап кәлди.
Hudayimizning xapaǝtlik ⱪoli bizdǝ bolƣaqⱪa, ular bizgǝ Israilning ǝwrisi, Lawiyning nǝwrisi Maⱨlining ǝwladliri iqidin oⱪumuxluⱪ bir adǝmni, yǝni Xǝrǝbiyani wǝ uning oƣulliri ⱨǝm ⱪerindaxliri bolup jǝmiy on sǝkkiz kixini baxlap kǝldi.
19 Улар йәнә Һашабия вә униң билән биллә Мәрариниң әвлатлиридин Йәшая һәм униң қериндашлири һәм уларниң оғуллири болуп, җәмий жигирмә кишини,
Ular yǝnǝ Ⱨaxabiya wǝ uning bilǝn billǝ Mǝrarining ǝwladliridin Yǝxaya ⱨǝm uning ⱪerindaxliri ⱨǝm ularning oƣulliri bolup, jǝmiy yigirmǝ kixini,
20 Йәнә илгири Давут вә униң әмирлири Лавийларниң хизмитидә болушқа тайинлиған «Нәтинийлар»дин икки йүз жигирмә кишини башлап кәлди, буларниң һәммиси исимлири билән тизимланди.
Yǝnǝ ilgiri Dawut wǝ uning ǝmirliri Lawiylarning hizmitidǝ boluxⱪa tǝyinligǝn «Nǝtiniylar»din ikki yüz yigirmǝ kixini baxlap kǝldi, bularning ⱨǝmmisi isimliri bilǝn tizimlandi.
21 Шу чағда Ахава дәрияси бойида мән Худайимизниң алдида өзүмизни төвән қилип, өзимиз вә кичик балилиримиз һәм барлиқ мал-мүлкимиз үчүн Худайимиздин ақ йол тиләшкә роза тутайли, дәп җакалидим.
Xu qaƣda Ahawa dǝryasi boyida mǝn Hudayimizning aldida ɵzümizni tɵwǝn ⱪilip, ɵzimiz wǝ kiqik balilirimiz ⱨǝm barliⱪ mal-mülkimiz üqün Hudayimizdin aⱪ yol tilǝxkǝ roza tutayli, dǝp jakarlidim.
22 Чүнки биз әслидә падишаға: «Худайимизниң қоли Уни барлиқ издигәнләрниң үстигә илтипат көрситишкә қоюлиду; лекин Униң қудрити билән ғәзиви Өзини ташлиғанларға зәрбә беришкә тәйярдур» дегән едуқ, әнди йәнә униңдин йолдики дүшмәнләргә тақабил турушқа пиядә вә атлиқ ләшкәрләр тайинлап беришни тәләп қилғанлиғимдин хиҗил болуп қалдим.
Qünki biz ǝslidǝ padixaⱨⱪa: «Hudayimizning ⱪoli Uni barliⱪ izdigǝnlǝrning üstigǝ iltipat kɵrsitixkǝ ⱪoyulidu; lekin Uning ⱪudriti bilǝn ƣǝzipi Ɵzini taxliƣanlarƣa zǝrbǝ berixkǝ tǝyyardur» degǝniduⱪ, ǝmdi yǝnǝ uningdin yoldiki düxmǝnlǝrgǝ taⱪabil turuxⱪa piyadǝ wǝ atliⱪ lǝxkǝrlǝr tǝyinlǝp berixni tǝlǝp ⱪilƣanliⱪimdin hijil bolup ⱪaldim.
23 Шуниң билән биз роза тутуп Худайимиздин шу иш тоғрилиқ өтүндуқ, у дуайимизни иҗабәт қилди.
Xuning bilǝn biz roza tutup Hudayimizdin xu ix toƣruluⱪ ɵtünduⱪ, u duayimizni ijabǝt ⱪildi.
24 Мән каһин башлири ичидин он икки адәмни вә Шәрәбия, Һашабия вә улар билән биллә болған ака-укилиридин он адәмни таллап,
Mǝn kaⱨin baxliri iqidin on ikki adǝmni wǝ Xǝrǝbiya, Ⱨaxabiya wǝ ular bilǝn billǝ bolƣan aka-ukiliridin on adǝmni tallap,
25 уларға алтун, күмүч вә қача-қучиларни, йәни падиша, униң мәслиһәтчилири, әмирлири вә шуниңдәк шу йәрдә туруватқан барлиқ Исраиллар «көйдүрмә һәдийә» сүпитидә Худайимизниң өйигә һәдийә қилған соғатларни тапшурдум.
ularƣa altun, kümüx wǝ ⱪaqa-ⱪuqilarni, yǝni padixaⱨ, uning mǝsliⱨǝtqiliri, ǝmirliri wǝ xuningdǝk xu yǝrdǝ turuwatⱪan barliⱪ Israillar «kɵydürmǝ ⱨǝdiyǝ» süpitidǝ Hudayimizning ɵyigǝ ⱨǝdiyǝ ⱪilƣan sowƣatlarni tapxurdum.
26 Мән күмүчтин алтә йүз әллик талант, йүз талант еғирлиқтики күмүч қача-қуча, йүз талант алтунни уларниң қолиға өлчәп тапшурдум.
Mǝn kümüxtin altǝ yüz ǝllik talant, yüz talant eƣirliⱪtiki kümüx ⱪaqa-ⱪuqa, yüz talant altunni ularning ⱪoliƣa ɵlqǝp tapxurdum.
27 Уларға тапшурғанлиримдин йәнә алтун дас жигирмә болуп, қиммити миң дарик, сүпәтлик вә валилдап пақирайдиған мис чоң дас икки болуп, алтундәк қиммәтлик еди.
Ularƣa tapxurƣanlirimdin yǝnǝ altun das yigirmǝ bolup, ⱪimmiti ming darik, süpǝtlik wǝ walildap parⱪiraydiƣan mis qong das ikki bolup, altundǝk ⱪimmǝtlik idi.
28 Мән уларға: — Силәр Пәрвәрдигарға муқәддәстурсиләр, қача-қучиларму муқәддәстур, алтун-күмүчләр ата-боваңларниң Худаси Пәрвәрдигарға ихтиярий һәдийә қилинған соғаттур.
Mǝn ularƣa: — Silǝr Pǝrwǝrdigarƣa muⱪǝddǝstursilǝr, ⱪaqa-ⱪuqilarmu muⱪǝddǝstur, altun-kümüxlǝr ata-bowanglarning Hudasi Pǝrwǝrdigarƣa ihtiyariy ⱨǝdiyǝ ⱪilinƣan sowƣattur.
29 Таки Йерусалимдики Пәрвәрдигарниң өйидики амбар-ғәзниләргә йәткүзүп, каһинлар вә Лавийларниң башлири вә Исраилларниң қәбилә-җәмәт башлиқлириниң алдида таразидин өткүзгичә буларни убдан қарап қоғдаңлар, дедим.
Taki Yerusalemdiki Pǝrwǝrdigarning ɵyidiki ambar-hǝzinilǝrgǝ yǝtküzüp, kaⱨinlar wǝ Lawiylarning baxliri wǝ Israillarning ⱪǝbilǝ-jǝmǝt baxliⱪlirining aldida tarazidin ɵtküzgüqǝ bularni obdan ⱪarap ⱪoƣdanglar, dedim.
30 Шуниң билән каһинлар билән Лавийлар Йерусалимдики Худайимизниң өйигә апиридиған, таразидин өткүзүлгән шу алтун-күмүч вә қача-қучиларни тапшурувалди.
Xuning bilǝn kaⱨinlar bilǝn Lawiylar Yerusalemdiki Hudayimizning ɵyigǝ apiridiƣan, tarazidin ɵtküzülgǝn xu altun-kümüx wǝ ⱪaqa-ⱪuqilarni tapxuruwaldi.
31 Шуниң билән биринчи айниң он иккинчи күни биз Ахава дәриясиниң бойидин қозғилип Йерусалимға чиқишқа маңдуқ. Худайимизниң қоли үстимиздә болғачқа, у бизни дүшмәнлиримиздин вә йолда пайлап турған қарақчилардинму қутқузди.
Xuning bilǝn birinqi ayning on ikkinqi küni biz Ahawa dǝryasining boyidin ⱪozƣilip Yerusalemƣa qiⱪixⱪa mangduⱪ. Hudayimizning ⱪoli üstimizdǝ bolƣaqⱪa, u bizni düxmǝnlirimizdin wǝ yolda paylap turƣan ⱪaraⱪqilardinmu ⱪutⱪuzdi.
32 Биз Йерусалимға келип у йәрдә үч күн турдуқ;
Biz Yerusalemƣa kelip u yǝrdǝ üq kün turduⱪ;
33 төртинчи күни Худайимизниң өйидә алтун-күмүч вә қача-қучилар таразида өлчинип каһин Урияниң оғли Мәрәмотниң қолиға тапшурулди; униң йенида Финиһасниң оғли Әлиазар, йәнә Лавийлардин Йәшуаниң оғли Йозабад билән Биннуийниң оғли Ноадияһлар бар еди.
tɵtinqi küni Hudayimizning ɵyidǝ altun-kümüx wǝ ⱪaqa-ⱪuqilar tarazida ɵlqinip kaⱨin Uriyaning oƣli Mǝrǝmotning ⱪoliƣa tapxuruldi; uning yenida Finiⱨasning oƣli Əliazar, yǝnǝ Lawiylardin Yǝxuaning oƣli Yozabad bilǝn Binnuiyning oƣli Noadiyaⱨlar bar idi.
34 Һәммә нәрсә сани бойичә вә еғирлиғи бойичә өлчәнди вә шуниң билән биллә һәр бириниң еғирлиғи пүтүп қоюлди.
Ⱨǝmmǝ nǝrsǝ sani boyiqǝ wǝ eƣirliⱪi boyiqǝ ɵlqǝndi wǝ xuning bilǝn billǝ ⱨǝrbirining eƣirliⱪi pütüp ⱪoyuldi.
35 Шу чағда әсли елип кетилгәнләрниң әвлатлири, йәни сүргүнлүктин қайтқанлар Исраилларниң Худасиға «көйдүрмә қурбанлиқ» сүпитидә пүткүл Исраил үчүн он икки топақ, тохсән алтә қочқар, йәтмиш йәттә қоза сунди, йәнә гуна қурбанлиғи сүпитидә он икки текә сунди; буларниң һәммиси Пәрвәрдигарға аталған көйдүрмә қурбанлиқ еди.
Xu qaƣda ǝsli elip ketilgǝnlǝrning ǝwladliri, yǝni sürgünlüktin ⱪaytⱪanlar Israillarning Hudasiƣa «kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ» süpitidǝ pütkül Israil üqün on ikki torpaⱪ, toⱪsan altǝ ⱪoqⱪar, yǝtmix yǝttǝ ⱪoza sundi, yǝnǝ gunaⱨ ⱪurbanliⱪi süpitidǝ on ikki tekǝ sundi; bularning ⱨǝmmisi Pǝrwǝrdigarƣa atalƣan kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ idi.
36 Улар падишаниң ярлиқ хәтлирини падишаниң валийлириға вә Дәрияниң бу ғәрип тәрипидики һөкүмдарларға тапшурувиди, улар хәлиққә вә Худаниң өйиниң ишлириға изчил ярдәм бәрди.
Ular padixaⱨning yarliⱪ hǝtlirini padixaⱨning waliyliriƣa wǝ Dǝryaning bu ƣǝrb tǝripidiki ⱨɵkümdarlarƣa tapxuruwidi, ular hǝlⱪⱪǝ wǝ Hudaning ɵyining ixliriƣa izqil yardǝm bǝrdi.

< Әзра 8 >