< Әзра 7 >

1 Шу ишлардин кейин Парс падишаси Артахшашта сәлтәнәт сүргән мәзгилдә Әзра дегән киши [Бабилдин Йерусалимға чиқти]. У Сераяниң оғли, Серая Азарияниң оғли, Азария Һилқияниң оғли,
Shu ishlardin kéyin Pars padishahi Artaxshashta seltenet sürgen mezgilde Ezra dégen kishi [Babildin Yérusalémgha chiqti]. U Sérayaning oghli, Séraya Azariyaning oghli, Azariya Hilqiyaning oghli,
2 Һилқия Шаллумниң оғли, Шаллум Задокниң оғли, Задок Ахитубниң оғли,
Hilqiya Shallumning oghli, Shallum Zadokning oghli, Zadok Axitubning oghli,
3 Ахитуб Амарияниң оғли, Амария Азарияниң оғли, Азария Мерайотниң оғли,
Axitub Amariyaning oghli, Amariya Azariyaning oghli, Azariya Mérayotning oghli,
4 Мерайот Зәраһияһниң оғли, Зәраһияһ Уззиниң оғли, Уззи Буккиниң оғли,
Mérayot Zerahiyahning oghli, Zerahiyah Uzzining oghli, Uzzi Bukkining oghli,
5 Букки Абишуаниң оғли, Абишуа Финиһасниң оғли, Финиһас Әлиазарниң оғли, Әлиазар болса баш каһин Һарунниң оғли еди;
Bukki Abishuaning oghli, Abishua Finihasning oghli, Finihas Eliazarning oghli, Eliazar bolsa bash kahin Harunning oghli idi;
6 — Әзра дегән бу киши Бабилдин қайтип чиқти. У Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар Мусаға назил қилған Тәврат қануниға пишқан тәвратшунас еди; униң Худаси болған Пәрвәрдигарниң қоли униңда болғачқа, у немини тәләп қилса падиша шуни бәргән еди.
— Ezra dégen bu kishi Babildin qaytip chiqti. U Israilning Xudasi Perwerdigar Musagha nazil qilghan Tewrat qanunigha pishqan tewratshunas idi; uning Xudasi bolghan Perwerdigarning qoli uningda bolghachqa, u némini telep qilsa padishah shuni bergenidi.
7 Падиша Артахшаштаниң йәттинчи жили бир қисим Исраиллар, каһинлар, Лавийлар, ғәзәлкәшләр, дәрвазивәнләр вә ибадәтхана хизмәткарлири униң билән бирликтә Йерусалимға қайтип чиқти.
Padishah Artaxshashtaning yettinchi yili bir qisim Israillar, kahinlar, Lawiylar, ghezelkeshler, derwaziwenler we ibadetxana xizmetkarliri uning bilen birlikte Yérusalémgha qaytip chiqti.
8 [Әзра] әнди падишаниң сәлтәнитиниң йәттинчи жили бәшинчи айда Йерусалимға йетип кәлди.
[Ezra] emdi padishahning seltenitining yettinchi yili beshinchi ayda Yérusalémgha yétip keldi.
9 Биринчи айниң биринчи күни у Бабилдин чиқишқа тәйярланди; Худаниң шәпқәтлик қоли униңда болғачқа, у бәшинчи айниң биринчи күни Йерусалимға йетип кәлди.
Birinchi ayning birinchi küni u Babildin chiqishqa teyyarlandi; Xudaning shepqetlik qoli uningda bolghachqa, u beshinchi ayning birinchi küni Yérusalémgha yétip keldi.
10 Чүнки Әзра көңүл қоюп Пәрвәрдигарниң Тәврат-қанунини чүшинип тәһсил қилишқа һәм униңға әмәл қилишқа вә шуниңдәк Исраил ичидә униңдики һөкүм-бәлгүлимиләрни үгитишкә нийәт қилған еди.
Chünki Ezra köngül qoyup Perwerdigarning Tewrat-qanunini chüshinip tehsil qilishqa hem uninggha emel qilishqa we shuningdek Israil ichide uningdiki höküm-belgilimilerni ögitishke niyet qilghanidi.
11 Мана бу падиша Артахшашта каһин һәм Тәвратшунас Әзраға тапшурған ярлиқ хетиниң көчүрүлмиси: — (Әзра Пәрвәрдигарниң әмирлиригә аит ишларға һәм Униң Исраилларға тапшурған бәлгүлимилиригә пишқан тәвратшунас еди): —
Mana bu padishah Artaxshashta kahin hem Tewratshunas Ezragha tapshurghan yarliq xétining köchürülmisi: — (Ezra Perwerdigarning emrlirige ait ishlargha hem Uning Israillargha tapshurghan belgilimilirige pishqan tewratshunas idi): —
12 «Мәнки падишаларниң падишаси Артахшаштадин асманлардики Худаниң мукәммәл Тәврат-қануниға пишқан тәвратшунас каһин Әзраға салам!
«Menki padishahlarning padishahi Artaxshashtadin asmanlardiki Xudaning mukemmel Tewrat-qanunigha pishqan tewratshunas kahin Ezragha salam!
13 Әнди мән шундақ ярлиқ чүшүримәнки, падишалиғимда туруватқан Исраиллардин, шундақла уларниң каһин вә Лавийлиридин кимләр Йерусалимға беришни халиса, һәммиси сениң билән биллә барса болиду.
Emdi men shundaq yarliq chüshürimenki, padishahliqimda turuwatqan Israillardin, shundaqla ularning kahin we Lawiyliridin kimler Yérusalémgha bérishni xalisa, hemmisi séning bilen bille barsa bolidu.
14 Чүнки сән падиша вә униң йәттә мәслиһәтчиси тәрипидин тайинланған екәнсән, қолуңдики Худаниң қанун китавида ейтилғанлири бойичә, Йәһудийә вә Йерусалимға тәкшүрүш-һал сорашқа әвәтилгәнсән.
Chünki sen padishah we uning yette meslihetchisi teripidin teyinlen’gen ikensen, qolungdiki Xudaning qanun kitabida éytilghanliri boyiche, Yehudiye we Yérusalémgha tekshürüsh-hal sorashqa ewetilgensen.
15 Сән падиша вә униң мәслиһәтчилири өз ихтияри билән Исраилниң Худасиға сунған алтун-күмүчләрни көтирип берип униңға тәқдим қил (униң макани Йерусалимдидур);
Sen padishah we uning meslihetchiliri öz ixtiyari bilen Israilning Xudasigha sun’ghan altun-kümüshlerni kötürüp bérip uninggha teqdim qil (uning makani Yérusalémdidur);
16 Шуниңдәк қолуң пүткүл Бабил өлкисидә қанчилик алтун-күмүчләрни тапалиса, шуни хәлиқ вә каһинлар Йерусалимдики Худаниң өйигә тәқдим қилишқа өз ихтияри билән бәргән соғатларға қошуп апарғин.
Shuningdek qolung pütkül Babil ölkiside qanchilik altun-kümüshlerni tapalisa, shuni xelq we kahinlar Yérusalémdiki Xudaning öyige teqdim qilishqa öz ixtiyari bilen bergen sowghatlargha qoshup aparghin.
17 Сән бу пулларға еһтиятчанлиқ билән қурбанлиқлар үчүн топақ, қочқар, қоза вә қошумчә ашлиқ һәдийәлири һәм шарап һәдийәлири сетивелип, буларни Йерусалимдики Худайиңларниң өйидики қурбангаһқа сунғин.
Sen bu pullargha éhtiyatchanliq bilen qurbanliqlar üchün torpaq, qochqar, qoza we qoshumche ashliq hediyeliri hem sharab hediyeliri sétiwélip, bularni Yérusalémdiki Xudayinglarning öyidiki qurban’gahqa sun’ghin.
18 Қалған алтун-күмүчләрни сән вә җәмәтиңдикиләргә қандақ қилиш мувапиқ көрүнсә, Худайиңларниң ирадиси бойичә шундақ қилиңлар.
Qalghan altun-kümüshlerni sen we jemetingdikilerge qandaq qilish muwapiq körünse, Xudayinglarning iradisi boyiche shundaq qilinglar.
19 Сениң Худайиңниң өйидики ишларға ишлитишкә саңа бәргән қача-қучиларни Йерусалимдики Худаниң алдиға қой.
Séning Xudayingning öyidiki ishlargha ishlitishke sanga bergen qacha-quchilarni Yérusalémdiki Xudaning aldigha qoy.
20 Әгәр шуниңдәк саңа Худайиңниң өйидики қалған ишларға чиқим қилидиғанға немә хираҗәт керәк болса, сән падиша ғәзнисидин елип ишләткин.
Eger shuningdek sanga Xudayingning öyidiki qalghan ishlargha chiqim qilidighan’gha néme xirajet kérek bolsa, sen padishah xezinisidin élip ishletkin.
21 Шуниң билән мәнки падиша Артахшаштадин дәрияниң шу ғәрип тәрипидики барлиқ ғәзнә бәглиригә шундақ буйруқ чүшүримәнки, асмандики Худаниң Тәврат-қануниниң алими болған каһин Әзра силәрдин немини тәләп қилса, силәр әстайидиллиқ билән униң дегинидәк беҗириңлар.
Shuning bilen menki padishah Artaxshashtadin deryaning shu gherb teripidiki barliq xezine beglirige shundaq buyruq chüshürimenki, asmandiki Xudaning Tewrat-qanunining alimi bolghan kahin Ezra silerdin némini telep qilsa, siler estayidilliq bilen uning déginidek béjiringlar.
22 Униң алидиғини күмүч йүз талантқичә, буғдай йүз корғичә, шарап йүз батқичә, зәйтун мейи йүз батқичә болсун, тузға чәк қоюлмисун.
Uning alidighini kümüsh yüz talantqiche, bughday yüz korghiche, sharab yüz batqiche, zeytun méyi yüz batqiche bolsun, tuzgha chek qoyulmisun.
23 Асманлардики Худа немини әмир қилса, шу асманлардики Худаниң өйи үчүн әстайидиллиқ билән беҗирилсун; немишкә [Худаниң] ғәзивини падиша вә оғуллириниң падишалиғиға чүшүргидәкмиз?
Asmanlardiki Xuda némini emr qilsa, shu asmanlardiki Xudaning öyi üchün estayidilliq bilen béjirilsun; némishqa [Xudaning] ghezipini padishah we oghullirining padishahliqigha chüshürgüdekmiz?
24 Биз шуниму силәргә мәлум қилимизки, умумән каһинлар, Лавийлар, ғәзәлкәшләр, дәрвазивәнләр, ибадәтхана хизмәткарлири вә Худаниң бу өйидә хизмәт қилидиғанларниң һеч қайсисидин баҗ, олпан вә парақ елишқа болмайду.
Biz shunimu silerge melum qilimizki, omumen kahinlar, Lawiylar, ghezelkeshler, derwaziwenler, ibadetxana xizmetkarliri we Xudaning bu öyide xizmet qilidighanlarning héchqaysisidin baj, olpan we paraq élishqa bolmaydu.
25 Әнди сән әй Әзра, Худайиңниң сәндә болған һекмитигә асасән, Дәрияниң шу ғәрип тәрипидә Худайиңниң Тәврат-қанунини билгән, барлиқ хәлиқниң дәвасини сорайдиған, уларни идарә қилидиған сорақчи вә һакимларни тайинлиғин; вә Тәврат-қанунини билмәйдиғанларға болса, уларға буларни үгитиңлар.
Emdi sen ey Ezra, Xudayingning sende bolghan hékmitige asasen, Deryaning shu gherb teripide Xudayingning Tewrat-qanunini bilgen, barliq xelqning dewasini soraydighan, ularni idare qilidighan soraqchi we hakimlarni teyinligin; we Tewrat-qanunini bilmeydighanlargha bolsa, ulargha bularni ögitinglar.
26 Худайиңниң қануниға вә падишалиқниң қануниға риайә қилмайдиғанлар болса, униң үстидин адаләтлик билән һөкүм чиқирилсун; у өлүмгә, яки сүргүнгә яки мал-мүлкини мусадирә қилишқа вә яки зинданға ташлашқа һөкүм қилинсун».
Xudayingning qanunigha we padishahliqning qanunigha riaye qilmaydighanlar bolsa, uning üstidin adaletlik bilen höküm chiqirilsun; u ölümge, yaki sürgün’ge yaki mal-mülkini musadire qilishqa we yaki zindan’gha tashlashqa höküm qilinsun».
27 [Әзра мундақ деди] — Ата-бовилиримизниң Худаси болған Пәрвәрдигарға Һәмдусана болғай! Чүнки У падишаниң көңлигә, Йерусалимдики Пәрвәрдигарниң өйини шундақ көркәм безәш нийитини салди,
[Ezra mundaq dédi] — Ata-bowilirimizning Xudasi bolghan Perwerdigargha Hemdusana bolghay! Chünki U padishahning könglige, Yérusalémdiki Perwerdigarning öyini shundaq körkem bézesh niyitini saldi,
28 йәнә мени падиша вә мәслиһәтчилири алдида һәм падишаниң мөһтәрәм әмирлири алдида илтипатқа ериштүрди. Пәрвәрдигар Худайимниң қоли мәндә болуп, У мени ғәйрәтләндүргәчкә, өзүм билән биллә [Йерусалимға] чиқишқа Исраиллар ичидин бир нәччә мөтивәрләрни жиғдим.
yene méni padishah we meslihetchiliri aldida hem padishahning möhterem emirliri aldida iltipatqa érishtürdi. Perwerdigar Xudayimning qoli mende bolup, U méni gheyretlendürgechke, özüm bilen bille [Yérusalémgha] chiqishqa Israillar ichidin birnechche mötiwerlerni yighdim.

< Әзра 7 >