< Әзра 6 >
1 Андин падиша Дариус Бабилдики дөләт-байлиқлар сақланған «Архиплар өйи»ни тәкшүрүп чиқишқа ярлиқларни чүшүрди.
Andin padishah Darius Babildiki dölet-bayliqlar saqlan’ghan «Arxiplar öyi»ni tekshürüp chiqishqa yarliqlarni chüshürdi.
2 Медиа өлкисидики Ахмета қәлъәсидин бир орам қәғәз тепилди, униңда мундақ бир хатирә пүтүлгән:
Média ölkisidiki Axméta qel’esidin bir oram qeghez tépildi, uningda mundaq bir xatire pütülgen:
3 «Падиша Қорәшниң биринчи жили, падиша Қорәш Йерусалимдики Худаниң өйигә даир мундақ бир ярлиқ чүшүриду: — «Қурбанлиқ сунулидиған орун болуш үчүн бу өй яңливаштин селинсун; ули пухта селинсун, өйниң егизлиги атмиш гәз, кәңлиги атмиш гәз болсун.
«Padishah Qoreshning birinchi yili, padishah Qoresh Yérusalémdiki Xudaning öyige dair mundaq bir yarliq chüshüridu: — «Qurbanliq sunulidighan orun bolush üchün bu öy yéngiwashtin sélinsun; uli puxta sélinsun, öyning igizliki atmish gez, kengliki atmish gez bolsun.
4 Үч қәвәт йоған таш, бир қәвәт йеңи яғач билән селинсун, барлиқ хираҗәт падишалиқ ғәзнисидин чиқим қилинсун.
Üch qewet yoghan tash, bir qewet yéngi yaghach bilen sélinsun, barliq xirajet padishahliq xezinisidin chiqim qilinsun.
5 Әслидә Небоқаднәсар Йерусалимдики ибадәтханидин елип Бабилға апирип қойған, Худаниң өйидики алтун-күмүч қача-қучиларниң һәммиси қайтуруп келинип, Йерусалимдики ибадәтханиға қайтидин йәткүзүлүп, һәр бири өз җайиға қоюлсун; улар Худаниң өйигә қуюлсун!».
Eslide Néboqadnesar Yérusalémdiki ibadetxanidin élip Babilgha apirip qoyghan, Xudaning öyidiki altun-kümüsh qacha-quchilarning hemmisi qayturup kélinip, Yérusalémdiki ibadetxanigha qaytidin yetküzülüp, herbiri öz jayigha qoyulsun; ular Xudaning öyige quyulsun!».
6 [Дариустин ярлиқ чүшүрүлүп]: «— Шуңа, и дәрияниң шу тәрипиниң баш валийси Таттинай вә Шетар-Бознай һәм силәрниң һәмраһлириңлар, йәни Дәрияниң шу тәрипидики афарсақлиқлар, әнди силәр у йәрдин нери кетиңлар!
[Dariustin yarliq chüshürülüp]: «— Shunga, i deryaning shu teripining bash waliysi Tattinay we Shétar-Boznay hem silerning hemrahliringlar, yeni Deryaning shu teripidiki afarsaqliqlar, emdi siler u yerdin néri kétinglar!
7 Худаниң өйиниң қурулуши билән кариңлар болмисун; Йәһудийларниң баш валийси билән Йәһудийларниң ақсақаллириниң Худаниң бу өйини әслидики орниға селишиға йол қоюңлар.
Xudaning öyining qurulushi bilen karinglar bolmisun; Yehudiylarning bash waliysi bilen Yehudiylarning aqsaqallirining Xudaning bu öyini eslidiki ornigha sélishigha yol qoyunglar.
8 Шуниңдәк мән Худаниң бу өйиниң селиниши үчүн Йәһудаларниң ақсақаллири тоғрилиқ силәргә буйруқ чүшүрдумки: — Дәрияниң ғәрип тәрипидин, падишалиқ ғәзнисигә тапшурулған баҗ киримидин силәр кечиктүрмәй шу адәмләргә толуқ хираҗәт аҗритип бериңлар, қурулуш һеч тохтап қалмисун.
Shuningdek men Xudaning bu öyining sélinishi üchün Yehudalarning aqsaqalliri toghruluq silerge buyruq chüshürdumki: — Deryaning gherb teripidin, padishahliq xezinisige tapshurulghan baj kirimidin siler kéchiktürmey shu ademlerge toluq xirajet ajritip béringlar, qurulush héch toxtap qalmisun.
9 Уларға немә керәк болса, җүмлидин асмандики Худаға көйдүрмә қурбанлиқ сунушқа, мәйли әркәк топақ болсун, қочқар яки қозилар болсиму, шулар берилсун; йәнә Йерусалимдики каһинларниң бәлгүлигини бойичә буғдай, туз, шарап яки зәйтун майлар болсун шуларниң бириму кам қилинмай, һәр күни тәмин етип турулсун.
Ulargha néme kérek bolsa, jümlidin asmandiki Xudagha köydürme qurbanliq sunushqa, meyli erkek torpaq bolsun, qochqar yaki qozilar bolsimu, shular bérilsun; yene Yérusalémdiki kahinlarning belgiligini boyiche bughday, tuz, sharab yaki zeytun maylar bolsun shularning birimu kem qilinmay, her küni temin étip turulsun.
10 Шуниң билән улар асмандики Худаға хушбуй қурбанлиқларни кәлтүрүп, падишаға вә падишаниң әвлатлириға узун өмүр тилисун.
Shuning bilen ular asmandiki Xudagha xushbuy qurbanliqlarni keltürüp, padishahqa we padishahning ewladlirigha uzun ömür tilisun.
11 Мән йәнә буйруймәнки, кимки бу ярлиқни өзгәртсә, шу кишиниң өйиниң бир тал лими суғурувелинип тикләнгәндин кейин, шу киши униңға есип миқлап қоюлсун, өйи әхләтханиға айландуруветилсун!
Men yene buyruymenki, kimki bu yarliqni özgertse, shu kishining öyining bir tal limi sughuruwélinip tiklen’gendin kéyin, shu kishi uninggha ésip mixlap qoyulsun, öyi exletxanigha aylanduruwétilsun!
12 Вә Өзиниң намини шу йәрдә қалдурған Худа мошу Йерусалимдики өйини өзгәртишкә яки бузушқа қол узартқан һәр қандақ падиша яки хәлиқни һалак қилсун! Мән Дариус мошу ярлиқни чүшүрдум, әстайидиллиқ билән беҗа кәлтүрүлсун!» дейилди.
We Özining namini shu yerde qaldurghan Xuda mushu Yérusalémdiki öyini özgertishke yaki buzushqa qol uzartqan herqandaq padishah yaki xelqni halak qilsun! Men Darius mushu yarliqni chüshürdum, estayidilliq bilen beja keltürülsun!» déyildi.
13 Андин Дәрияниң ғәрип тәрипиниң баш валийси Таттинай, Шетар-Бознай вә уларниң һәмраһлири падиша Дариусниң әвәткән йолйоруғи бойичә әстайидиллиқ билән шу ишни беҗа кәлтүрди.
Andin Deryaning gherb teripining bash waliysi Tattinay, Shétar-Boznay we ularning hemrahliri padishah Dariusning ewetken yolyoruqi boyiche estayidilliq bilen shu ishni beja keltürdi.
14 Йәһудийларниң ақсақаллири қурулушни давамлаштуруп, Һагай пәйғәмбәр вә Иддониң оғли Зәкәрияниң бешарәт беришлири билән шу ишта ронақ тапти. Улар Исраилниң Худасиниң әмри бойичә, шундақла Қорәш, Дариус вә Артахшашта қатарлиқ Парс падишалириниң әмри бойичә ишләп, өйни яңливаштин қуруп чиқиш ишини пүттүрди.
Yehudiylarning aqsaqalliri qurulushni dawamlashturup, Hagay peyghember we Iddoning oghli Zekeriyaning bésharet bérishliri bilen shu ishta ronaq tapti. Ular Israilning Xudasining emri boyiche, shundaqla Qoresh, Darius we Artaxshashta qatarliq Pars padishahlirining emri boyiche ishlep, öyni yéngiwashtin qurup chiqish ishini püttürdi.
15 Бу өй Дариус падишаси сәлтәнитиниң алтинчи жили, Адар ейиниң үчинчи күни пүткүзүлди.
Bu öy Darius padishahi seltenitining altinchi yili, Adar éyining üchinchi küni pütküzüldi.
16 Исраиллар — каһинлар, Лавийлар вә қалған сүргүнлүктин қайтип кәлгән хәлиқләрниң һәммиси Худаниң бу өйини униңға аташ мурасимини хошал-хурамлиқ билән өткүзди.
Israillar — kahinlar, Lawiylar we qalghan sürgünlüktin qaytip kelgen xelqlerning hemmisi Xudaning bu öyini uninggha atash murasimini xushal-xuramliq bilen ötküzdi.
17 Өйни Худаниң Өзигә аташ мурасимида улар йүз топақ, икки йүз қочқар вә төрт йүз қоза сунди һәм Исраил қәбилилириниң сани бойичә барлиқ Исраил үчүн гуна қурбанлиғи сүпитидә он икки текини сунди.
Öyni Xudaning Özige atash murasimida ular yüz torpaq, ikki yüz qochqar we töt yüz qoza sundi hem Israil qebililirining sani boyiche barliq Israil üchün gunah qurbanliqi süpitide on ikki tékini sundi.
18 Улар йәнә Йерусалимдики Худаниң ибадәт-хизмитини өтәшкә, Мусаниң китавида йезилғини бойичә, каһинларни өз нөвити бойичә, Лавийларни гуруппилири бойичә турғузди.
Ular yene Yérusalémdiki Xudaning ibadet-xizmitini öteshke, Musaning kitabida yézilghini boyiche, kahinlarni öz nöwiti boyiche, Lawiylarni guruppiliri boyiche turghuzdi.
19 Биринчи айниң он төртинчи күни сүргүнлүктин қайтип кәлгәнләр «өтүп кетиш һейти»ни өткүзди.
Birinchi ayning on tötinchi küni sürgünlüktin qaytip kelgenler «ötüp kétish héyti»ni ötküzdi.
20 Чүнки каһинлар вә Лавийлар бир нийәт билән бирликтә паклиниш рәсимлирини өткүзүп, һәммиси пакланди; андин улар барлиқ сүргүнлүктин қайтип кәлгәнләр вә уларниң қериндиши болған каһинлар вә һәм өзлири үчүн өтүп кетиш һейтиға атиған [қозилирини] сойди.
Chünki kahinlar we Lawiylar bir niyet bilen birlikte paklinish resimlirini ötküzüp, hemmisi paklandi; andin ular barliq sürgünlüktin qaytip kelgenler we ularning qérindishi bolghan kahinlar we hem özliri üchün ötüp kétish héytigha atighan [qozilirini] soydi.
21 Сүргүнлүктин [йеңила] қайтип кәлгән Исраиллар вә шуниңдәк Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарни издәп, өзлирини зиминдики ят әлликләрниң булғашлиридин айрип чиққан барлиқ кишиләр қоза гөшлирини бирликтә йейишти.
Sürgünlüktin [yéngila] qaytip kelgen Israillar we shuningdek Israilning Xudasi Perwerdigarni izdep, özlirini zémindiki yat elliklerning bulghashliridin ayrip chiqqan barliq kishiler qoza göshlirini birlikte yéyishti.
22 Улар петир нан һейтини хошал-хурамлиқ ичидә йәттә күн өткүзди; чүнки Пәрвәрдигар уларни хошаллиққа чөмдүрди һәм Асурийә падишасиниң көңлини уларға майил қилип, Өзиниң өйини — Исраилниң Худасиниң өйини қурушқа уларниң қолини мустәһкәмлиди.
Ular pétir nan héytini xushal-xuramliq ichide yette kün ötküzdi; chünki Perwerdigar ularni xushalliqqa chömdürdi hem Asuriye padishahining könglini ulargha mayil qilip, Özining öyini — Israilning Xudasining öyini qurushqa ularning qolini mustehkemlidi.