< Әзра 5 >
1 Бу чағда пәйғәмбәрләр, йәни Һагай пәйғәмбәр билән Иддониң оғли Зәкәрия пәйғәмбәр Йәһудийә вә Йерусалимдики Йәһудийларға бешарәт беришкә башлиди; улар Исраилниң Худасиниң намида уларға бешарәт беришти.
Bu qaƣda pǝyƣǝmbǝrlǝr, yǝni Ⱨagay pǝyƣǝmbǝr bilǝn Iddoning oƣli Zǝkǝriya pǝyƣǝmbǝr Yǝⱨudiyǝ wǝ Yerusalemdiki Yǝⱨudiylarƣa bexarǝt berixkǝ baxlidi; ular Israilning Hudasining namida ularƣa bexarǝt berixti.
2 Шуниң билән Шеалтийәлниң оғли Зәруббабәл вә Йозадакниң оғли Йәшуа қопуп Йерусалимдики Худаниң өйини яңливаштин селишқа башлиди; Худаниң пәйғәмбәрлири улар билән биллә болуп уларға ярдәм бәрди.
Xuning bilǝn Xealtiyǝlning oƣli Zǝrubbabǝl wǝ Yozadakning oƣli Yǝxua ⱪopup Yerusalemdiki Hudaning ɵyini yengiwaxtin selixⱪa baxlidi; Hudaning pǝyƣǝmbǝrliri ular bilǝn billǝ bolup ularƣa yardǝm bǝrdi.
3 Шу чағда Дәрияниң ғәрип тәрипиниң баш валийси Таттинай билән Шетар-Бознай һәм уларниң һәмраһлири уларниң йениға келип: «Ким силәргә бу өйни яңливаштин селишқа, бу қурулушни пүттүрүшкә буйруқ бәрди?» дәп сориди.
Xu qaƣda Dǝryaning ƣǝrb tǝripining bax waliysi Tattinay bilǝn Xetar-Boznay ⱨǝm ularning ⱨǝmraⱨliri ularning yeniƣa kelip: «Kim silǝrgǝ bu ɵyni yengiwaxtin selixⱪa, bu ⱪuruluxni püttürüxkǝ buyruⱪ bǝrdi?» dǝp soridi.
4 Улар йәнә: «Бу қурулушқа мәсъул болғучиларниң исми немә?» дәп сориди.
Ular yǝnǝ: «Bu ⱪuruluxⱪa mǝs’ul bolƣuqilarning ismi nemǝ?» dǝp soridi.
5 Лекин Худаниң нәзири Йәһуда ақсақаллириниң үстидә еди, шуңа баш валий қатарлиқлар падиша Дариусқа мәлум қилғичә, шундақла униңдин бу һәқтә бирәр җавап ярлиқ кәлгичә уларниң қурулуш ишини тосмиди.
Lekin Hudaning nǝziri Yǝⱨuda aⱪsaⱪallirining üstidǝ idi, xunga bax waliy ⱪatarliⱪlar padixaⱨ Dariusⱪa mǝlum ⱪilƣuqǝ, xundaⱪla uningdin bu ⱨǝⱪtǝ birǝr jawab yarliⱪ kǝlgüqǝ ularning ⱪurulux ixini tosmidi.
6 Дәрияниң ғәрип тәрипиниң валийси Таттинай билән Шетар-Бознай һәм уларниң һәмраһлири, йәни Дәрияниң ғәрип тәрипидики афарсақлиқлар падиша Дариусқа хәт әвәтти; хәтниң көчүрүлмиси мана төвәндикидәк:
Dǝryaning ƣǝrb tǝripining waliysi Tattinay bilǝn Xetar-Boznay ⱨǝm ularning ⱨǝmraⱨliri, yǝni Dǝryaning ƣǝrb tǝripidiki afarsaⱪliⱪlar padixaⱨ Dariusⱪa hǝt ǝwǝtti; hǝtning kɵqürülmisi mana tɵwǝndikidǝk:
7 Улар падишаға әвәткән мәлуматта мундақ дейилгән: «Дариус алийлириға чоңқур аман-есәнлик болғай!
Ular padixaⱨⱪa ǝwǝtkǝn mǝlumatta mundaⱪ deyilgǝn: «Darius aliyliriƣa qongⱪur aman-esǝnlik bolƣay!
8 Падишасимизға шу иш йетип мәлум болсунки, биз Йәһудийәгә, улуқ Худаниң өйигә берип көрдуқки, шу өй йоған ташлар билән ясиливатиду, тамлириға лимлар өткүзүлүп селинмақта; бу қурулуш тез сүрәттә оңушлуқ елип бериливетипту.
Padixaⱨimizƣa xu ix yetip mǝlum bolsunki, biz Yǝⱨudiyǝgǝ, uluƣ Hudaning ɵyigǝ berip kɵrduⱪki, xu ɵy yoƣan taxlar bilǝn yasiliwatidu, tamliriƣa limlar ɵtküzülüp selinmaⱪta; bu ⱪurulux tez sürǝttǝ onguxluⱪ elip beriliwetiptu.
9 Андин биз у йәрдики ақсақаллардин: — Ким силәргә бу өйни селишқа, бу қурулушни пүттүрүшкә буйруқ бәрди? — дәп соридуқ.
Andin biz u yǝrdiki aⱪsaⱪallardin: — Kim silǝrgǝ bu ɵyni selixⱪa, bu ⱪuruluxni püttürüxkǝ buyruⱪ bǝrdi? — dǝp soriduⱪ.
10 Вә алийлириға мәлум болсун үчүн уларниң исимлирини соридуқ, шуниңдәк уларниң башлиқлириниң исмилирини пүтүп хатирилимәкчи едуқ.
Wǝ aliyliriƣa mǝlum bolsun üqün ularning isimlirini soriduⱪ, xuningdǝk ularning baxliⱪlirining ismilirini pütüp hatirilimǝkqi iduⱪ.
11 Улар бизгә: «Биз асман-зиминниң Худасиниң қуллири, биз һазир буниңдин узун жиллар илгири селинған өйни яңливаштин селиватимиз. Мошу өйни әслидә Исраилниң улуқ бир падишаси салдурған еди.
Ular bizgǝ: «Biz asman-zeminning Hudasining ⱪulliri, biz ⱨazir buningdin uzun yillar ilgiri selinƣan ɵyni yengiwaxtin seliwatimiz. Muxu ɵyni ǝslidǝ Israilning uluƣ bir padixaⱨi saldurƣanidi.
12 Лекин ата-бовилиримиз асмандики Худаниң ғәзивини кәлтүрүп қойғачқа, Худа уларни Калдийәлик Бабил падишаси Небоқаднәсарниң қолиға тапшурған; у бу өйни чақтуруветип, хәлиқни Бабилға тутқун қилип әкәткән.
Lekin ata-bowilirimiz asmandiki Hudaning ƣǝzipini kǝltürüp ⱪoyƣaqⱪa, Huda ularni Kaldiyǝlik Babil padixaⱨi Neboⱪadnǝsarning ⱪoliƣa tapxurƣan; u bu ɵyni qaⱪturuwetip, hǝlⱪni Babilƣa tutⱪun ⱪilip ǝkǝtkǝn.
13 Лекин Бабил падишаси Қорәшниң биринчи жили падиша Қорәш Худаниң бу өйини яңливаштин селишқа ярлиқ чүшүргән.
Lekin Babil padixaⱨi Ⱪorǝxning birinqi yili padixaⱨ Ⱪorǝx Hudaning bu ɵyini yengiwaxtin selixⱪa yarliⱪ qüxürgǝn.
14 Вә Небоқаднәсар Йерусалимдики бу ибадәтханидин елип Бабил бутханисиға апирип қойған Худаниң өйидики алтун-күмүч қача-қучиларниму падиша Қорәш уларни Бабил бутханисидин әпчиқтуруп, Шәшбазар исимлиқ бир кишигә тапшурған; у уни баш валий қилип тайинлиған еди
Wǝ Neboⱪadnǝsar Yerusalemdiki bu ibadǝthanidin elip Babil buthanisiƣa apirip ⱪoyƣan Hudaning ɵyidiki altun-kümüx ⱪaqa-ⱪuqilarnimu padixaⱨ Ⱪorǝx ularni Babil buthanisidin ǝpqiⱪturup, Xǝxbazar isimlik bir kixigǝ tapxurƣan; u uni bax waliy ⱪilip tǝyinligǝnidi
15 һәм униңға: — Бу қача-қучиларни елип уларни Йерусалимдики ибадәтханиға апирип қойғин; Худаниң өйи әсли җайиға яңливаштин селинсун, дәп буйруған.
ⱨǝm uningƣa: — Bu ⱪaqa-ⱪuqilarni elip ularni Yerusalemdiki ibadǝthaniƣa apirip ⱪoyƣin; Hudaning ɵyi ǝsli jayiƣa yengiwaxtin selinsun, dǝp buyruƣan.
16 Андин шу Шәшбазар дегән киши келип, Йерусалимдики Худаниң өйигә һул салған; әнә шу вақиттин башлап һазирғичә ясиливатиду, техи пүтмиди» дәп җавап бәрди.
Andin xu Xǝxbazar degǝn kixi kelip, Yerusalemdiki Hudaning ɵyigǝ ul salƣan; ǝnǝ xu waⱪittin baxlap ⱨazirƣiqǝ yasiliwatidu, tehi pütmidi» dǝp jawap bǝrdi.
17 Әнди алийлириға лайиқ көрүнсә, падишасимизниң шу йәрдә, йәни Бабилдики ғәзнини ахтуруп беқишини, у йәрдә падиша Қорәшниң Йерусалимдики Худаниң өйини яңливаштин селиш тоғрисида чүшүргән ярлиғиниң бар-йоқлуғини тәкшүрүп беқишини сораймиз һәм падишасимизниң бу иш тоғрисида өз ирадисини бизгә билдүрүп қоюшини өтүнимиз».
Əmdi aliyliriƣa layiⱪ kɵrünsǝ, padixaⱨimizning xu yǝrdǝ, yǝni Babildiki hǝzinini ahturup beⱪixini, u yǝrdǝ padixaⱨ Ⱪorǝxning Yerusalemdiki Hudaning ɵyini yengiwaxtin selix toƣrisida qüxürgǝn yarliⱪining bar-yoⱪluⱪini tǝkxürüp beⱪixini soraymiz ⱨǝm padixaⱨimizning bu ix toƣrisida ɵz iradisini bizgǝ bildürüp ⱪoyuxini ɵtünimiz».