< Әзра 4 >
1 Йәһуда вә Биняминдики рәқипләр сүргүнлүктин қайтип кәлгәнләр Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға атап өйни яңливаштин салмақчикән, дегән гәпни аңлап,
猶大和便雅憫的敵人聽說被擄歸回的人為耶和華-以色列的上帝建造殿宇,
2 Зәруббабәл вә җәмәт башлиқлири билән көрүшүп: — Биз силәр билән биллә салайли; чүнки бизму силәргә охшашла силәрниң Худайиңларни изләп, бизни бу йәргә әкәлгән Асурийә падишаси Есар-Һаддонниң күнлиридин тартип униңға қурбанлиқ сунуп келиватимиз, дейишти.
就去見所羅巴伯和以色列的族長,對他們說:「請容我們與你們一同建造;因為我們尋求你們的上帝,與你們一樣。自從亞述王以撒哈頓帶我們上這地以來,我們常祭祀上帝。」
3 Лекин Зәруббабәл, Йәшуа билән Исраилниң башқа җәмәт башлиқлири уларға: — Худайимизға өй селишта силәрниң биз билән һеч қандақ алақәңлар йоқ; бәлки Парс падишаси Қорәш бизгә буйруғандәк, пәқәт биз өзимизла Исраилниң Худаси болған Пәрвәрдигарға өй салимиз, дейишти.
但所羅巴伯、耶書亞,和其餘以色列的族長對他們說:「我們建造上帝的殿與你們無干,我們自己為耶和華-以色列的上帝協力建造,是照波斯王塞魯士所吩咐的。」
4 Шуниңдин кейин шу йәрдики аһалә Йәһудаларниң қолини аҗиз қилип, уларниң қурулуш қилишиға кашила туғдуруп турди.
那地的民,就在猶大人建造的時候,使他們的手發軟,擾亂他們;
5 Улар йәнә Парс падишаси Қорәшниң барлиқ күнлиридин таки Парс падишаси Дариус тәхткә олтарған вақитқичә, дайим мәслиһәтчиләрни сетивелип, Йәһудалар билән қеришип, қурулуш нишанини бузушқа урунуп турди.
從波斯王塞魯士年間,直到波斯王大流士登基的時候,賄買謀士,要敗壞他們的謀算。
6 Аһашверош тәхткә чиққан дәсләпки вақитларда улар униңға Йәһудийә вә Йерусалим аһалиси үстидин бир әрзнамә язди.
在亞哈隨魯才登基的時候,上本控告猶大和耶路撒冷的居民。
7 Шуниңдәк Артахшашта күнлиридә Бишлам, Митридат, Табәәл вә уларниң қалған шериклириму Парс падишаси Артахшаштаға арамий тилида бир әрз хетини язди; хәт арамий тилидин тәрҗимә қилинди.
亞達薛西年間,比施蘭、米特利達、他別,和他們的同黨上本奏告波斯王亞達薛西。本章是用亞蘭文字,亞蘭方言。
8 Валий Рәһум билән диван беги Шимшай падиша Артахшаштаға Йерусалим үстидин төвәндикидәк әрзнамә язди: —
省長利宏、書記伸帥要控告耶路撒冷人,也上本奏告亞達薛西王。
9 «Мәзкур мәктупни язғанлардин, валий Рәһум, катип беги Шимшай вә уларниң башқа һәмраһлири болған сорақчилар, мупәттишләр, мәнсәпдарлар, катиплар, арқивилиқлар, Бабиллиқлар, Шушанлиқлар, йәни Еламийлар
省長利宏、書記伸帥,和同黨的底拿人、亞法薩提迦人、他毗拉人、亞法撒人、亞基衛人、巴比倫人、書珊迦人、底亥人、以攔人,
10 вә улуқ җанабий Оснаппар Самарийә шәһиригә вә [Әфрат] дәрияниң мошу тәрипидики башқа йәрләргә орунлаштурған аһалиму бар
和尊大的亞斯那巴所遷移、安置在撒馬利亞城,並大河西一帶地方的人等,
11 (мана бу уларниң падишаға язған хетиниң көчүрүлмиси) — өзлириниң дәрияниң мошу тәрипидики хизмәткарлиридин падиша алилири Артахшаштаға салам!
上奏亞達薛西王說:「河西的臣民云云:
12 Падиша алийлиригә мәлум болсунки, өзлири тәрәптин биз тәрәпкә кәлгән Йәһудийлар Йерусалимға келишти; улар әшу асий вә сесиқ шәһәрни қуруватиду, улини ясап пүттүрди, сепилни ясап чиқти вә сепилниң һуллирини бир-биригә улап ясаватиду.
王該知道,從王那裏上到我們這裏的猶大人,已經到耶路撒冷重建這反叛惡劣的城,築立根基,建造城牆。
13 Әнди улуқ падиша алийлиригә шу мәлум болғайки, мабада бу шәһәр оңланса, сепил пүткүзүлсә, улар баҗ тапшурмайдиған, олпан төлимәйдиған вә парақ тапшурмайдиған болувалиду, бундақ кетивәрсә падишаларниң ғәзнисигә сөзсиз зиян болиду.
如今王該知道,他們若建造這城,城牆完畢就不再與王進貢,交課,納稅,終久王必受虧損。
14 Биз ординиң тузини йәп туруп, падишасимизниң бундақ беһөрмәт қилинишиға қарап турушимизға қәтъий тоғра кәлмәйду, шу сәвәптин падишасимизға мәлум қилишқа җүръәт қилдуқ.
我們既食御鹽,不忍見王吃虧,因此奏告於王。
15 Шуниң үчүн [алийлириниң] ата-бовилириниң тарихнамисини сүрүштә қилишлирини тәшәббус қилимиз; сили тарихнамидин бу шәһәрниң әһвалини билип, униң падишаларғиму, һәр қайси өлкиләргиму зиян йәткүзүп кәлгән асий бир шәһәр екәнлигини, қедимдин тартип бу шәһәрдикиләр ағдурмичилиқ териғанлиғини билгәйла; дәл шу сәвәптин бу шәһәр вәйран қилинған еди.
請王考察先王的實錄,必在其上查知這城是反叛的城,與列王和各省有害;自古以來,其中常有悖逆的事,因此這城曾被拆毀。
16 Шуңа биз алийлириға шуни уқтурмақчимизки, әгәр бу шәһәр қурулса, сепиллири пүткүзүлсә, ундақта силиниң дәрияниң мошу тәрипидики йәрләргә һеч қандақ егидарчилиқлири болмай қалиду».
我們謹奏王知,這城若再建造,城牆完畢,河西之地王就無分了。」
17 Падиша мундақ җавап йоллиди: — «Валий Рәһум, диван беги Шимшайға вә Самарийә һәм Дәрияниң шу тәрипидики башқа йәрләрдә турушлуқ һәмраһлириңларға салам!
那時王諭覆省長利宏、書記伸帥,和他們的同黨,就是住撒馬利亞並河西一帶地方的人,說:「願你們平安云云。
18 Силәрниң бизгә язған әрз хетиңлар мениң алдимда ениқ қилип оқуп берилди.
你們所上的本,已經明讀在我面前。
19 Тәкшүрүп көрүшни буйрувидим, бу шәһәрниң дәрвәқә қедимдин тартип падишаларға қарши чиқип исян қозғиған, шәһәрдә дайим асийлиқ-қозғилаң көтириштәк ишларниң болуп кәлгәнлиги мәлум болди.
我已命人考查,得知此城古來果然背叛列王,其中常有反叛悖逆的事。
20 Илгәрки вақитларда қудрәтлик падишалар Йерусалимға һөкүмранлиқ қилип, Дәрияниң шу тәрипидики пүтүн йәрләрни идарә қилип кәлгән, улар шуларға беқинип баҗ, олпан вә париқини тапшуруп кәлгән екән.
從前耶路撒冷也有大君王統管河西全地,人就給他們進貢,交課,納稅。
21 Әнди силәр буйруқ чүшүрүп у хәлиқни иштин тохтитиңлар, мәндин башқа ярлиқ чүшүрүлмигичә, бу шәһәрни яңливаштин қуруп чиқишқа болмайдиғанлиғи уқтуруңлар.
現在你們要出告示命這些人停工,使這城不得建造,等我降旨。
22 Бу ишни ада қилмай қелиштин пәхәс болуңлар; падишаларға зиян кәлтүридиған апәт немишкә күчийиверидикән?».
你們當謹慎,不可遲延,為何容害加重,使王受虧損呢?」
23 Падиша Артахшаштаниң ярлиғиниң көчүрүлмиси Рәһумға, диван беги Шимшай һәм уларниң һәмраһлириға оқуп берилиши биләнла, улар алман-талман Йерусалимдики Йәһудаларниң қешиға чиқип, һәрбий күч ишлитип, уларни ишни тохтитишқа мәҗбур қилди.
亞達薛西王的上諭讀在利宏和書記伸帥,並他們的同黨面前,他們就急忙往耶路撒冷去見猶大人,用勢力強迫他們停工。
24 Шуниң билән Йерусалимдики Худаниң өйидики ишлар тохтиди; иш таки Парс падишаси Дариус тәхткә чиқип иккинчи жилиғичә тохтағлиқ қалди.
於是,在耶路撒冷上帝殿的工程就停止了,直停到波斯王大流士第二年。