< Әзра 3 >
1 Исраил хәлқи һәр қайсиси өз шәһәрлиридә маканлашқан еди; йәттинчи айға кәлгәндә, хәлиқ бир адәмдәк болуп Йерусалимға жиғилди.
2 Йозадакниң оғли Йәшуа билән униң каһин қериндашлири, Шеалтиәлниң оғли Зәруббабәл вә униң қериндашлириниң һәммиси орунлиридин қопуп, Худаниң адими Муса пүткән қанун китавида пүтүлгинидәк Пәрвәрдигарға көйдүрмә қурбанлиқ сунуш үчүн Исраилниң Худасиниң қурбангаһини селишқа киришти.
3 Гәрчә улар шу йәрлик хәлиқләрдин қорқсиму, лекин қурбангаһни әслидики ули үстигә селип, униңда Пәрвәрдигарға атап әтигәнлик вә кәчлик көйдүрмә қурбанлиқ өткүзүшкә киришти.
4 Улар йәнә [муқәддәс қанунда] пүтүлгини бойичә «кәпиләр һейти»ни өткүзүп, һәр күни бәлгүләнгән тәләпкә мувапиқ сан бойичә күнлүк көйдүрмә қурбанлиқни сунушатти.
5 Шуниңдин кейин улар йәнә һәр күнлүк көйдүрмә қурбанлиқлар, йеңи ай қурбанлиғи вә Пәрвәрдигарниң барлиқ муқәддәс дәп бекитилгән һейтлири үчүн тәқдим қилинидиған көйдүрмә қурбанлиқларни, шуниңдәк һәр бир кишиниң көңлидин Пәрвәрдигарға атап сунидиған ихтиярий қурбанлиқлирини сунуп туратти.
6 Шундақ қилип улар йәттинчи айниң биринчи күнидин башлап, көйдүрмә қурбанлиқларни Пәрвәрдигарға атап сунушқа башлиди; лекин Пәрвәрдигарниң өйиниң ули техи селинмиди.
7 Улар ташчилар билән яғаччиларға пул тапшурди вә шундақла Парс падишаси Қорәшниң иҗазити билән Зидонлуқлар билән Турлуқларға кедир яғичини Ливандин [Оттура] деңиз арқилиқ Йоппаға әкәлдүрүш үчүн уларға йимәк-ичмәк вә зәйтун мейини тәминлиди.
8 Җамаәт Йерусалимдики Худаниң өйигә кәлгәндин кейин иккинчи жили иккинчи айда Шеалтийәлниң оғли Зәруббабәл, Йозадакниң оғли Йәшуа вә уларниң каһин вә Лавий қериндашлириниң қалдиси, шуниңдәк сүргүнлүктин қайтип Йерусалимға кәлгәнләрниң һәммиси қурулушта иш башлиди; улар йәнә жигирмә яштин ашқан Лавийларни Пәрвәрдигарниң өйини селиш қурулушиға назарәтчиликкә қойди.
9 Йәшуа вә униң оғуллири һәм қериндашлири, Кадмийәл билән униң оғуллири, йәни Йәһуданиң әвлатлири Худаниң өйидә ишләйдиған ишчиларни назарәт қилишқа бир нийәттә атланди; Һенададниң оғуллири, уларниң оғуллириму вә қериндаш Лавийлар уларға ярдәмләшти.
10 Тамчилар Пәрвәрдигарниң өйигә һул салидиған чағда каһинлар хас кийимлирини кийип, канайлирини челип, Асафниң әвлатлири болған Лавийлар җаңҗаң челип, һәммиси қатар-қатар сәп болуп турғузулди; улар Давут бәлгүлигән көрсәтмиләр бойичә Пәрвәрдигарға Һәмдусана оқушти.
11 Улар Пәрвәрдигарға атап өз ара: — «Пәрвәрдигар меһривандур, униң Исраилға болған меһир-муһәббити мәңгүлүктур» дәп һәмдусана вә рәхмәт-тәшәккүр ейтишти. Бу чағда Пәрвәрдигарниң өйиниң ули селинип болғачқа, халайиқ Пәрвәрдигарни мәдһийиләп товлап тәнтәнә қилишти.
12 Лекин каһинлардин, Лавийлардин вә җәмәт башлиқлиридин нурғунлири, йәни әслидә илгәрки өйни көргән нурғун қери адәмләр көз алдида селинған бу өйниң улиға қарап, үн селип жиғлап кетишти; нурғун башқа кишиләр хошал болуп тәнтәнә қилип товлашти;
13 вә хәлиқ һәтта кимләрниң тәнтәнә қилишиватқанлиғи билән кимләрниң жиғлаватқанлиғини айривалалмай қалди; чүнки җамаәт тәнтәнә қилип қаттиқ товлишатти; вә бу аваз жирақ-жирақларға аңлинатти.