< Әзра 10 >
1 Әзра дуа қилип, гунайини тонуп жиғлап Худаниң өйи алдида жиқилип дүм ятқан чағда, Исраиллардин наһайити чоң бир җамаәт, әр-аяллар вә балилар униң йениға келип жиғилди; көпчиликму қаттиқ жиғлап кетишти.
以斯拉祷告,认罪,哭泣,俯伏在 神殿前的时候,有以色列中的男女孩童聚集到以斯拉那里,成了大会,众民无不痛哭。
2 Еламниң әвлатлиридин, Йәһийәлниң оғли Шекания әзраға: — Биз Худайимизға садақәтсизлик қилип бу зиминдики ят таипиләрдин хотун аптуқ. Һалбуки, Исраил үчүн йәнила үмүт бар;
属以拦的子孙、耶歇的儿子示迦尼对以斯拉说:“我们在此地娶了外邦女子为妻,干犯了我们的 神,然而以色列人还有指望。
3 биз әнди Худайимиз билән әһдилишәйли, ғоҗамниң вә Худайимизниң әмирлиридин қорқуп титригәнләрниң нәсиһитигә асасән бу хотунларни вә улардин төрәлгән пәрзәнтләрни йолға селип қояйли. Һәммә иш Тәврат қануни бойичә қилинсун.
现在当与我们的 神立约,休这一切的妻,离绝她们所生的,照着我主和那因 神命令战兢之人所议定的,按律法而行。
4 Тур! Бу иш саңа бағлиқтур, биз сени қоллаймиз; җүръәтлик болуп ишни ада қилғин, — деди.
你起来,这是你当办的事,我们必帮助你,你当奋勉而行。”
5 Шуниң билән Әзра орнидин қопуп, каһинларниң Лавийларниң вә пүткүл Исраил җамаитиниң башлиқлирини шу сөз бойичә иш қилимиз, дәп қәсәм ичишкә үндиди, улар қәсәм ичти.
以斯拉便起来,使祭司长和利未人,并以色列众人起誓说,必照这话去行;他们就起了誓。
6 Андин Әзра Худаниң өйи алдидин қопуп Әлияшибниң оғли Йәһоһананниң өйигә кирди; у у йәргә кәлгәндә ғизаму йемиди, суму ичмиди, чүнки у сүргүнлүктин қайтип кәлгәнләрниң садақәтсизлиги үчүн ечинатти.
以斯拉从 神殿前起来,进入以利亚实的儿子约哈难的屋里,到了那里不吃饭,也不喝水;因为被掳归回之人所犯的罪,心里悲伤。
7 Шуниң билән Йәһудийә вә Йерусалимда сүргүнлүктин қайтип кәлгәнләрниң һәммисигә җакалинип, Йерусалимға жиғилиңлар,
他们通告犹大和耶路撒冷被掳归回的人,叫他们在耶路撒冷聚集。
8 әмирләр вә ақсақалларниң нәсиһити бойичә, кимки үч күн ичидә йетип кәлмисә, униң пүтүн мал-мүлки мусадирә қилиниду, сүргүндин қайтип кәлгәнләрниң җамаитидинму айрилиду, дәп, җакарнамә чиқирилди.
凡不遵首领和长老所议定、三日之内不来的,就必抄他的家,使他离开被掳归回之人的会。
9 Шуниң билән Йәһуда вә Биняминдики барлиқ әрләр үч күнгичә Йерусалимға жиғилип болди. У тоққузинчи айниң жигирминчи күни еди; барлиқ хәлиқ Худаниң өйиниң һойлисидики мәйданға келип олтарди, көпчилик бу иштин қорқачқа, шуниңдәк қаттиқ яққан ямғур түпәйлидин, титрәп кетишти.
于是,犹大和便雅悯众人,三日之内都聚集在耶路撒冷。那日正是九月二十日,众人都坐在 神殿前的宽阔处;因这事,又因下大雨,就都战兢。
10 Каһин Әзра орнидин қопуп уларға: — Силәр Худаға садақәтсизлик қилип ят таипиләрниң қизлирини хотунлуққа елип Исраилларниң итаәтсизлигини ашурдуңлар.
祭司以斯拉站起来,对他们说:“你们有罪了;因你们娶了外邦的女子为妻,增添以色列人的罪恶。
11 Әнди силәр ата-боваңларниң Худаси болған Пәрвәрдигар алдида гунайиңларни тонуп, униң нәзиридә дурус болғанни қилип, өзүңларни бу зиминдики таипиләрдин вә бу ят әллик хотунлириңлардин арини очуқ қилиңлар, деди.
现在当向耶和华—你们列祖的 神认罪,遵行他的旨意,离绝这些国的民和外邦的女子。”
12 Пүтүн җамаәт жуқури авазда җавап берип: — Мақул, биз өзлириниң шу гәплири бойичә иш көримиз.
会众都大声回答说:“我们必照着你的话行,
13 Бирақ адәмләр бәк көп, йәнә келип ямғур пәсли болғачқа талада туралмаймиз; униң үстигә бу дегән бир-икки күндә пүтидиған иш әмәс, чүнки биздә бу ишта итаәтсизлик қилғанлар наһайити көптур!
只是百姓众多,又逢大雨的时令,我们不能站在外头,这也不是一两天办完的事,因我们在这事上犯了大罪;
14 Худаниң мошу иш түпәйли кәлгән қаттиқ ғәзивиниң биздин кәткичә, башлиқлиримиз пүткүл җамаәткә вәкил болуп Пәрвәрдигарниң алдида турсун; бизниң һәр қайси шәһәрлиримиздә ят әлләрдин хотун алғанларму бәлгүләнгән вақитта шу шәһәрниң ақсақал вә һакимлири билән бирликтә келип бу ишни бир тәрәп қилсун, — деди.
不如为全会众派首领办理。凡我们城邑中娶外邦女子为妻的,当按所定的日期,同着本城的长老和士师而来,直到办完这事, 神的烈怒就转离我们了。”
15 Бу ишқа пәқәт Асаһәлниң оғли Йонатан билән Тиқваһниң оғли Яһзия қарши чиқти, Мәшуллам билән Лавий Шаббитай уларни қоллиди.
惟有亚撒黑的儿子约拿单,特瓦的儿子雅哈谢阻挡这事,并有米书兰和利未人沙比太帮助他们。
16 Шуниң билән сүргүндин қайтип кәлгәнләр әнә шундақ қилди. Каһин Әзра вә ата җәмәтлириниң башлиқлири болғанлар җәмәти бойичә бу ишқа айрилди; уларниң һәммиси исмилири бойичә тизимланди. Улар онинчи айниң биринчи күни бу ишни тәкшүрүп бир тәрәп қилишқа киришти.
被掳归回的人如此而行。祭司以斯拉和些族长按着宗族都指名见派;在十月初一日,一同在座查办这事,
17 Улар ят әллик хотунларни алған әрләрниң сориғини биринчи айниң биринчи күни түгәтти.
到正月初一日,才查清娶外邦女子的人数。
18 Каһинларниң әвлатлири ичидә ят әллик хотунларни алғанлардин мошулар чиқти: — Йозадакниң оғли Йәшуаниң вә униң қериндашлириниң әвлатлиридин: — Маасеяһ, Әлиезәр, Яриб, Гәдалия.
在祭司中查出娶外邦女子为妻的,就是耶书亚的子孙约萨达的儿子,和他弟兄玛西雅、以利以谢、雅立、基大利;
19 Улар хотунлиримизни йолға селип қойимиз дәп [қәсәм қилип] қол беришти вә гунайи үчүн итаәтсизлик қурбанлиғи сүпитидә қой падисидин бир қочқарни сунди.
他们便应许必休他们的妻。他们因有罪,就献群中的一只公绵羊赎罪。
20 Иммәрниң әвлатлиридин Һанани билән Зәбадия;
音麦的子孙中,有哈拿尼、西巴第雅。
21 Һаримниң әвлатлири ичидә Маасеяһ, Елияһ, Шемая, Йәһийәл вә Уззия;
哈琳的子孙中,有玛西雅、以利雅、示玛雅、耶歇、乌西雅。
22 Пашхурниң әвлатлиридин Әлйойинай, Маасеяһ, Исмаил, Нәтанәл, Йозабад вә Әласаһ.
巴施户珥的子孙中,有以利约乃、玛西雅、以实玛利、拿坦业、约撒拔、以利亚撒。
23 Лавийлар ичидә Йозабад, Шимәй, Келая («Келита»му дейилиду), Питаһия, Йәһуда билән Әлиезәр;
利未人中,有约撒拔、示每、基拉雅(基拉雅就是基利他),还有毗他希雅、犹大、以利以谢。
24 ғәзәлкәшләр ичидә Әлияшиб; дәрвазивәнләр ичидә Шаллум, Тәләм, Ури.
歌唱的人中有以利亚实。守门的人中,有沙龙、提联、乌利。
25 Исраиллардин: — Парошниң әвлатлиридин Рамия, Йиззия, Малкия, Миямин, Әлиазар, Малкия, Беная;
以色列人巴录的子孙中,有拉米、耶西雅、玛基雅、米雅民、以利亚撒、玛基雅、比拿雅。
26 Еламниң әвлатлиридин Маттания, Зәкәрия, Йәһийәл, Абди, Йәримот билән Елияһ;
以拦的子孙中,有玛他尼、撒迦利亚、耶歇、押底、耶利末、以利雅。
27 Заттуниң әвлатлиридин Әлйойинай, Әлияшиб, Маттания, Йәримот, Забад билән Азиза;
萨土的子孙中,有以利约乃、以利亚实、玛他尼、耶利末、撒拔、亚西撒。
28 Бибайниң әвлатлиридин Йоһоһанан, Һанания, Заббай билән Атлай;
比拜的子孙中,有约哈难、哈拿尼雅、萨拜、亚勒。
29 Баниниң әвлатлиридин Мәшуллам, Маллуқ, Адая, Яшуб, Шеал билән Рамот;
巴尼的子孙中,有米书兰、玛鹿、亚大雅、雅述、示押、耶利末。
30 Паһат-Моабниң әвлатлиридин Адна, Җилал, Беная, Маасеяһ, Маттания, Бәзаләл, Биннуий билән Манассәһ;
巴哈·摩押的子孙中,有阿底拿、基拉、比拿雅、玛西雅、玛他尼、比撒列、宾内、玛拿西。
31 Һаримниң әвлатлиридин Әлиезәр, Йишия, Малкия, Шемая, Шимеон,
哈琳的子孙中,有以利以谢、伊示雅、玛基雅、示玛雅、西缅、
32 Бинямин, Маллуқ вә Шәмария;
便雅悯、玛鹿、示玛利雅。
33 Хашумниң әвлатлиридин Маттинай, Маттатаһ, Забад, Әлифәләт, Йәрәмай, Манассәһ вә Шимәй;
哈顺的子孙中,有玛特乃、玛达他、撒拔、以利法列、耶利买、玛拿西、示每。
34 Баниниң әвлатлиридин Мадай, Амрам, Уәл,
巴尼的子孙中,有玛玳、暗兰、乌益、
35 Беная, Бәдия, Келуһай,
比拿雅、比底雅、基禄、
36 Вания, Мәрәмот, Әлияшиб,
瓦尼雅、米利末、以利亚实、
37 Маттанияһ, Маттинай, Яасу,
玛他尼、玛特乃、雅扫、
40 Макнадибай, Шашай, Шарай,
玛拿底拜、沙赛、沙赖、
41 Азарәл, Шәләмия, Шәмария,
亚萨利、示利米雅、示玛利雅、
42 Шаллум, Амария, Йүсүп;
沙龙、亚玛利雅、约瑟。
43 Небониң әвлатлиридин Җәийәл, Маттитияһ, Забад, Зебина, Яддай, Йоел вә Беная.
尼波的子孙中,有耶利、玛他提雅、撒拔、西比拿、雅玳、约珥、比拿雅。
44 Буларниң һәммиси ят әллик хотунларни алғанлар еди, вә шуниңдәк улардин бәзиләрниң хотунлири пәрзәнтму көргән еди.
这些人都娶了外邦女子为妻,其中也有生了儿女的。