< Әзра 1 >
1 Парс падишаси Қорәшниң биринчи жили, Пәрвәрдигарниң Йәрәмияниң ағзи арқилиқ ейтқан сөзи әмәлгә ашурулуп, Пәрвәрдигарниң Парс падишаси Қорәшниң роһини қозғиши билән пүтүн падишалиғи тәвәсидә у мундақ бир җакарнамә чиқарди, шундақла уни язма қилип пүкүп: —
2 «Парс падишаси Қорәш мундақ дәйду: — Асманларниң Худаси Пәрвәрдигар йәр йүзидики барлиқ падишалиқларниң егидарчилиғини маңа бәрди; у шундақла мени Йәһуда зиминиға җайлашқан Йерусалимда Өзигә бир өй селишқа буйруди.
3 Шуниң үчүн араңларда Худаниң хәлқи болғанлардин һәр қайсиңларға болса, униң Худаси [Пәрвәрдигар] униң билән биллә болғай, у Йәһуда зиминидики Йерусалимға чиқсун, Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң өйини салсун! У болса Худадур, макани Йерусалимдидур!
4 [Сүргүнлүктә] қалған хәлиқ қәйәрләрдә маканлашқан болса, [у Йерусалимға чиқсун]; шу йәрдики адәмләр уларға алтун, күмүч, мал-мүлүк, чарпайларни тәминләп ярдәм бәрсун вә шуниңдәк Йерусалимда җайлашқан Худаниң шу өйи үчүн халис һәдийәләрни тәқдим қилсун» — деди.
5 Шуниң билән Йәһуда вә Биняминдики қәбилә башлиқлири, каһинлар, Лавийлар, шундақла Худа тәрипидин роһи қозғитилған барлиқ хәлиқ орунлиридин қопуп Йерусалимдики Пәрвәрдигарниң өйини [яңливаштин] селишқа беришқа тәйярланди.
6 Әтраптики кишиләрниң һәммиси күмүч қача-қуча, алтун, мал-мүлүк, чарпайлар вә қиммәт баһалиқ буюмлар билән уларни қоллап қувәтлиди, буниңдин башқа сунулидиған һәр хил ихтиярий һәдийә-қурбанлиқ сүпитидә һәр хил соғатларни тәқдим қилди.
7 Падиша Қорәш Пәрвәрдигарниң өйидики қача-қучилириниму, йәни илгири Небоқаднәсар Йерусалимдин әкилип өз илаһиниң бутханисиға қоюп қойған қача-қучиларниму елип чиқти.
8 Парс падишаси Қорәш ғәзнә беги Митрәдатни буйруп бу қача-қучиларни алдуруп чиқти; Митрәдат шуларни Йәһуданиң әмри Шәшбазарға сани бойичә санап тапшуруп бәрди.
9 Қача-қучиларниң сани мундақ: — алтун дас оттуз, күмүч дас миң, пичақ жигирмә тоққуз,
10 алтун пиялә оттуз, бир-биригә охшаш болған күмүч пиялә төрт йүз он; башқа қача-қучилар бир миң.
11 Барлиқ алтун-күмүч қача-қуча, бәш миң төрт йүз. Сүргүн қилинған хәлиқ Бабилдин Йерусалимға елип келингән чағда, Шәшбазар бу қача-қучиларниң һәммисини елип кәлгән еди.