< Әзакиял 9 >
1 У қулиқимға күчлүк бир авазда товлап: — Йеқин келиңлар, шәһәргә мәсъул болғучилар, һәр бириңлар өз һалакәт қуралиңларни қолуңларға тутуңлар, — деди.
2 Вә мана, алтә кишиниң [ибадәтханиниң] шималиға қарайдиған «Жуқири дәрваза» тәрәптин келиватқинини көрдүм. Һәр бириси қолида битчит қилғучи қуралини тутқан; уларниң оттурисида йениға пүтүкчиниң сияһдени есиқлиқ турған, канап кийимләрни кийгән бириси бар еди; вә улар [ибадәтханиға] кирип, мис қурбангаһниң йенида турди.
3 Шу чағда Исраилниң Худасиниң шан-шәриви әсли турған керубтин көтирилип өйниң босуғисида турди. Пәрвәрдигар йениға пүтүкчиниң сияһдени есиқлиқ турған, канап кийимләрни кийгән кишини чақирип униңға: —
4 Шәһәрниң оттурисидин, йәни Йерусалимниң оттурисидин өтүп, шәһәр ичидә өткүзүлгән барлиқ жиркиничлик ишлар түпәйлидин аһ-надамәт чәккән кишиләрниң пешанлиригә бир бәлгү салғин, — деди.
5 Вә маңа аңлитип башқа кишиләргә: — Бу кишиниң кәйнидин шәһәрни кезип, адәмләрни қириңлар; көзүңлар рәһим қилмисун, уларға ичиңларни ағритмаңлар!
6 Бирниму қоймай һәммини — қерилар, яш жигит-қизлар, бовақ-балилар вә аялларни қоймай өлтүрүветиңлар; пәқәт бәлгү қоюлған кишиләргә йеқинлашмаңлар; бу ишни өз муқәддәс җайимдин башлаңлар, — деди. Шуңа улар Худаниң өйи алдида турған һелиқи ақсақаллардин башлиған.
7 Вә У уларға: — Өйни булғаңлар, һойлилирини өлтүрүлгәнләр билән толдуруңлар; әнди бериңлар! — деди. Шуниң билән улар чиқип шәһәр бойичә адәмләрни қиришқа башлиди.
8 Вә шундақ болдики, улар адәмләрни қирғинида, мән ялғуз қалдим; өзүмни йәргә дүм ташлидим вә: — Аһ, Рәб Пәрвәрдигар! Сән Йерусалимға қаритилған қәһриңни төккәндә Исраилниң барлиқ қалдисини һалак қиламсән? — дедим.
9 Вә У маңа: — Исраил вә Йәһуда җәмәтиниң қәбиһлиги интайин рәзил; чүнки улар: «Пәрвәрдигар зиминни ташлап кәтти; Пәрвәрдигар бизни көрмәйду» — дәйду.
10 «Мән болсам, Мениң көзүм уларға рәһим қилмайду, ичимниму уларға ағритмаймән; Мән уларниң йолини өз бешиға чүшүримән, — деди.
11 Вә мана, йениға пүтүкчиниң сияһденини асқан, канап кийимләрни кийгән киши қилған ишни мәлум қилип: «Маңа Сән буйруған ишни орундидим» — деди.