< Әзакиял 7 >
1 Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
2 «Сән аңла, и инсан оғли, Рәб Пәрвәрдигар Исраил зиминиға мундақ деди: Хатимә! Зиминниң төрт булуңиға хатимә берилиду!
3 Саңа һазир хатимә берилиду! Өз ғәзивимни бешиңға чүшүримән, өз йоллириң бойичә үстүңгә һөкүм чиқирип җазалап, өзүңниң барлиқ жиркиничлик ишлириңни өз бешиңға яндуримән.
4 Мениң көзүм саңа рәһим қилмайду һәм ичимниму саңа ағритмаймән; әксичә өз йоллириңни бешиңға яндуримән, өз жиркиничликлириң өз араңда болиду; андин силәр Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетисиләр».
5 Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Балаю-апәт! Һеч болуп бақмиған балаю-апәт келиду! Мана, у кәлди!
6 Хатимә, хатимә! У саңа қарши қозғалди! Мана, у келиватиду!
7 Һалакәт йениңға кәлди, и зиминда турғучи; вақит-саити тошти, әшу күн йеқинлашти; хошаллиқ вақирашлири әмәс, бәлки давалғулуқ бир қийқас-сүрән тағларда аңлиниду.
8 Мән тезла қәһримни үстүңгә төкүп, саңа қаратқан ғәзивим билән пиғандин чиқимән; Мән өз йоллириң бойичә үстүңгә һөкүм чиқирип җазалап, өзүңниң барлиқ жиркиничликлириңни бешиңға қайтуруп чүшүримән.
9 Мениң көзүм саңа рәһим қилмайду һәм ичимниму саңа ағритмаймән; Мән өз йоллириңни бешиңға яндуримән, вә өз жиркиничлик ишлириң өз араңға чүшиду; шуниң билән силәр өзүңларни урғучиниң Мән Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетисиләр.
10 Мана, әшу күн! Мана у кәлди! Һалакәт чиқип жүриватиду! — таяқ бихланди, һакавурлуқ чечәклиди!
11 Зораванлиқ йетилип рәзиллик тайиғи болуп чиқти; уларниңкидин һеч нәрсә қалмайду — уларниң адәмләр топидин, дөләт-байлиқлиридин яки һәйвисидин һеч немә қалмайду.
12 Вақит-саити кәлди, күни йеқинлашти; алғучи хушал болуп кәтмисун, сатқучи матәм тутмисун; чүнки қаттиқ ғәзәп мошу бир топ кишиләрниң һәммисиниң үстигә чүшиду.
13 Чүнки гәрчә алғучи билән сатқучи тирик қалсиму, сатқучи өзи сетивәткинигә қайтидин егә болмайду; чүнки бу топ кишиләр тоғрилиқ көрүнгән бешарәт инавәтсиз болмайду; улардин һеч қайсиси қәбиһлиги билән өз һаятини сақлалмайду.
14 Улар канайни челип һәммини тәйярлиди, бирақ һеч ким җәңгә чиқмайду; чүнки Мениң ғәзивим мошу бир топ кишиләрниң һәммисигә қаритилған.
15 Талада қилич, ичидә ваба вә ачарчилиқ туриду; далада болған кишини қилич, шәһәрдә болған кишини болса, ваба вә ачарчилиқ уни жутуветиду.
16 Вә улардин қутулуп қелип булардин қачқанлар тағларда жүрүп һәр бири өз қәбиһлиги үчүн җилғидики пахтәкләрдәк буқулдап матәм тутиду.
17 Һәр бириниң қоли дәрмансизлиниду, тизлири сүйдүк билән чилиқ-чилиқ һөл болуп кетиду;
18 Улар өзигә бөз кийимини бағлайду, вәһшәт уларни басиду; һәр қайсиниң йүзидә хиҗаләт, башлири тақир көрүниду.
19 Улар өз күмүчлирини кочиларға ташлайду, уларниң алтунлири булғанған нәрсидәк болиду; уларниң алтун-күмүчлири Пәрвәрдигар ғәзивини көрсәткән күнидә уларни қутқузмайду; улар булардин ачлиғини қандуралмайду, қосиғини толдуралмайду, чүнки бу нәрсиләр уларға адәмләрни путлаштуридиған қәбиһлик болди.
20 У Униң гөзәл безәкини һәйвә билән тиклиди; бирақ улар униң ичидә жиркиничлик мәбудларни һәмдә ләнәтлик нәрсилирини ясиди; шуңа Мән уни улар үчүн паскинчилиққа айландуримән.
21 Мән уни олҗа сүпитидә ят адәмләрниң қолиға, ғәнимәт қилип йәр йүзидики рәзилләргә тапшуримән; улар буни булғайду.
22 Мән йүзүмни улардин өрүймән, вә кишиләр Мениң әзиз җайимни булғайду; зораванлар кирип у йәрни булғайду.
23 Зәнҗирни тәйярлаңлар; чүнки зимин қанлиқ җинайәтләргә, шәһәр зораванлиққа толған.
24 Шуңа Мән әлләр ичидики әң рәзилини кәлтүримән, улар уларниң өйлиригә егә болиду; Мән зомигәрләрниң һакавурлуғини йоқитимән; уларниң «муқәддәс җайлири» булғиниду.
25 Вәһшәт келиватиду! Улар теч-аманлиқни издәйдиған болиду, бирақ һеч тапалмайду.
26 Апәт үстигә апәт, шум хәвәр үстигә шум хәвәр келиду; улар пәйғәмбәрдин бешарәт сорайду, бирақ каһинлардин Тәвратниң билими, ақсақаллардин, мойсипитләрдин несиһәт йоқап кетиду.
27 Падиша матәм тутиду, шаһзадә үмүтсизликкә чөмүлиду, зиминдики хәлиқләрниң қоллири титрәп кетиду; Мән уларни өз йоллири бойичә бир тәрәп қилимән, өз һөкүмлири бойичә уларға һөкүм чиқирип җазалаймән; шуниң билән улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду.