< Әзакиял 6 >
1 Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
2 И инсан оғли, Исраилниң тағлириға йүзүңни қаритип уларни әйипләп мундақ дәп бешарәт бәргин: —
3 «Исраилниң тағлири, Рәб Пәрвәрдигарниң сөзини аңлап қоюңлар: Рәб Пәрвәрдигар тағлар вә егизликләргә, вадилар вә җилғиларға мундақ дәйду: — Мана, Мән үстүңларға бир қилични чүшүрүп, «жуқури җай»лириңларни вәйран қилимән.
4 Шуниң билән силәрниң қурбангаһлириңлар вәйранә болиду, «күн түврүк»лириңлар бузулиду; силәрдин өлтүрүлгәнләрни бутлириңларниң алдиға ташлаймән.
5 Исраиллардин болған өлүкләрни өз бутлири алдиға ятқузимән; қурбангаһлириңлар әтрапиға устиханлирини чечиветимән.
6 Силәр турған барлиқ җайларда шәһәрләр йәр билән йәксан қилиниду, «жуқури җайлар» вәйранә болиду; шуниң билән қурбангаһлириңлар һалак болиду, бутлириңлар чеқилип йоқилиду, «күн түврүк»лириңлар кесилип ғулитилиду, вә һәммә ясиғиниңлар йоқ қиливетилиду;
7 Вә өлтүрүлгәнләр араңларда жиқилиши билән, силәр Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетисиләр.
8 Бирақ Мән силәрдин бир қалдини қалдуримән; чүнки ят мәмликәтләргә тарқитиветилгиниңларда, силәрдин әлләр арисида қиличтин қутулуп қалғанлар болиду.
9 Вә силәрдин [қиличтин] қутулуп қалғанлар сүргүн қилинған мәмликәтләрдә Мәндин янған вапасиз қәлблири вә бутлириға паһишивазлардәк һәвәс қилған көзлири билән бағримни парә-парә қилғанлиғини есигә кәлтүриду; шуниң билән улар қилған рәзилликлири һәм жиркиничлик қилмишлири түпәйлидин өз-өзлиридин нәпрәтлиниду.
10 Вә улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду; Мән мошу күлпәтни силәрниң бешиңларға чүшүримән дегәнлигим бекардин-бекар әмәс».
11 Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Алиқиниңни-алиқиниңға уруп, путуң билән йәрни тәпкин: «Исраил җәмәтиниң барлиқ қәбиһ, жиркиничлик қилмишлири үчүн вай! Чүнки улар қилич, ачарчилиқ вә ваба кесили билән жиқилиду» — дегин!
12 Жирақта турған вабадин өлиду; йеқинда турған қилич билән жиқилиду; һәм тирик қалған, йәни муһасиригә чүшкән киши ачарчилиқтин өлиду; шуниң билән мениң уларға болған қәһримни чүшүрүп пиғандин чиқимән.
13 Әнди улардин өлтүрүлгәнләр өз бутлири арисида, уларниң қурбангаһлири әтрапида, өз бутлириға хушбуй яққан һәр бир егиз дөң үстидә, тағ чоққилирида, барлиқ йешил дәрәқ вә барақсан дуб астида ятқан чағда, улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду.
14 Вә Мән Өз қолумни уларниң үстигә созимән, улар һәр турған җайлирида зиминни Диблаттики чөл-баявандин бәттәр вәйран қиливетимән. Андин улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду».