< Әзакиял 5 >
1 «Вә сән, и инсан оғли, өзүң өткүр бир қилични ал; уни устира сүпитидә ишлитип, чечиң вә сақилиңға сүртүп қой; андин таразини елип алған чачларни тәң бөлгин.
«We sen, i insan oghli, özüng ötkür bir qilichni al; uni ustira süpitide ishlitip, chéching we saqilinggha sürtüp qoy; andin tarazini élip alghan chachlarni teng bölgin.
2 Муһасирә күнлири түгигәндә, үчтин бирини шәһәр ичидә көйдүргин; йәнә үчтин бирини елип шәһәр әтрапиға чепивәткин; йәнә үчтин бирини шамалға соривәткин; Мән бир қилични суғуруп уларни қоғлаймән.
Muhasire künliri tügigende, üchtin birini sheher ichide köydürgin; yene üchtin birini élip sheher etrapigha chépiwetkin; yene üchtin birini shamalgha soriwetkin; Men bir qilichni sughurup ularni qoghlaymen.
3 Сән йәнә улардин бир нәччә тални елип тонуңниң пешигә тиқип қойғин;
Sen yene ulardin birnechche talni élip tonungning péshige tiqip qoyghin;
4 булардин йәнә нәччә тални елип от ичигә ташлап көйдүривәткин; булардин пүтүн Исраил җәмәтигә от тутишип кетиду».
bulardin yene nechche talni élip ot ichige tashlap köydüriwetkin; bulardin pütün Israil jemetige ot tutiship kétidu».
5 Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, бу Йерусалим; Мән уни әлләрниң дәл оттурисиға орунлаштурдум; башқа мәмликәтләр униң өп-чөрисидә туриду;
Reb Perwerdigar mundaq deydu: — Mana, bu Yérusalém; Men uni ellerning del otturisigha orunlashturdum; bashqa memliketler uning öpchöriside turidu;
6 Бирақ у Мениң һөкүмлиримгә қаршилишип рәзилликтә әлләрдинму ашурувәтти, бәлгүлимилиримгә қаршилишишта өп-чөрисидики мәмликәтләрдинму ашурувәтти; чүнки Мениң һөкүмлиримни улар рәт қилди, Мениң бәлгүлимилирим болса, уларда ақмайду.
Biraq u Méning hökümlirimge qarshiliship rezillikte ellerdinmu ashuruwetti, belgilimilirimge qarshilishishta öpchörisidiki memliketlerdinmu ashuruwetti; chünki Méning hökümlirimni ular ret qildi, Méning belgilimilirim bolsa, ularda aqmaydu.
7 Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Чүнки силәр өп-чөрәңләрдики әлләрдинму бәкрәк башбаштақлиқ қилғанлиғиңлардин, Мениң бәлгүлимилиримдә маңмаслиғиңлардин вә һөкүмлиримни тутмаслиғиңлардин, һәтта өп-чөрәңләрдики әлләрниң һөкүмлиридиму маңмаслиғиңлар түпәйлидин,
Shunga Reb Perwerdigar mundaq deydu: — Chünki siler öpchörenglerdiki ellerdinmu bekrek bashbashtaqliq qilghanliqinglardin, Méning belgilimilirimde mangmasliqinglardin we hökümlirimni tutmasliqinglardin, hetta öpchörenglerdiki ellerning hökümliridimu mangmasliqinglar tüpeylidin,
8 Әнди Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мана, Мән Өзүмки саңа қаршимән, [и Йерусалим]; сениң араңға әлләрниң көз алидила җазаларни жүргүзимән;
Emdi Reb Perwerdigar mundaq deydu: — «Mana, Men Özümki sanga qarshimen, [i Yérusalém]; séning aranggha ellerning köz alidila jazalarni yürgüzimen;
9 Вә сениң барлиқ жиркиничликлириң түпәйлидин араңда Өзүм қилип бақмиған һәмдә кәлгүси иккинчи қилмайдиған ишни қилимән.
We séning barliq yirginchlikliring tüpeylidin arangda Özüm qilip baqmighan hemde kelgüsi ikkinchi qilmaydighan ishni qilimen.
10 Шуниң билән атилар өз балилирини йәйдиған болиду, балилар өз атилирини йәйдиған болиду; вә Мән саңа җазаларни жүргүзимән, вә сениң барлиқ қалғанлириңниң һәммисини һәр тәрәптин чиққан шамалға сориветимән.
Shuning bilen atilar öz balilirini yeydighan bolidu, balilar öz atilirini yeydighan bolidu; we Men sanga jazalarni yürgüzimen, we séning barliq qalghanliringning hemmisini her tereptin chiqqan shamalgha soriwétimen.
11 Шуңа, Мән һаятим билән қәсәм қилимәнки, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар — чүнки сән Мениң муқәддәс җайимни өзүңниң барлиқ ләнәтлик нәрсилириң һәм барлиқ жиркиничликлириң билән булғиғиниң түпәйлидин, бәрһәқ, Мән силәрни қирғин қилимән; көзүм саңа рәһим қилмайду, ичимниму саңа ағритмаймән.
Shunga, Men hayatim bilen qesem qilimenki, — deydu Reb Perwerdigar — chünki sen Méning muqeddes jayimni özüngning barliq lenetlik nersiliring hem barliq yirginchlikliring bilen bulghighining tüpeylidin, berheq, Men silerni qirghin qilimen; közüm sanga rehim qilmaydu, ichimnimu sanga aghritmaymen.
12 Шәһәрдикиләрдин үчтин бир қисми ваба кесили билән өлиду һәмдә араңларда болидиған ачарчилиқтин бешини йәйду; үчтин бир қисми өп-чөрәңләрдә қиличлиниду; вә Мән үчтин бир қисмини һәр тәрәптин чиққан шамалға сориветимән, андин бир қилични ғилаптин суғуруп уларни қоғлаймән.
Sheherdikilerdin üchtin bir qismi waba késili bilen ölidu hemde aranglarda bolidighan acharchiliqtin béshini yeydu; üchtin bir qismi öpchörenglerde qilichlinidu; we Men üchtin bir qismini her tereptin chiqqan shamalgha soriwétimen, andin bir qilichni ghilaptin sughurup ularni qoghlaymen.
13 Шуниң билән Мениң ғәзивим бесиқиду, Мениң қәһримни уларниң үстигә чүшүрүп қонғузуп, пиғандин чиқимән; Мән Өз қәһримни улар үстигә төкүп түгәткәндин кейин, улар Мән Пәрвәрдигарниң рәзилликкә чидимайдиған отумдин сөз қилғанлиғимни тонуп йетиду.
Shuning bilen Méning ghezipim bésiqidu, Méning qehrimni ularning üstige chüshürüp qon’ghuzup, pighandin chiqimen; Men Öz qehrimni ular üstige töküp tügetkendin kéyin, ular Men Perwerdigarning rezillikke chidimaydighan otumdin söz qilghanliqimni tonup yétidu.
14 Вә Мән сениң өп-чөрәңдики әлләр арисида һәмдә өтүп кетиватқанларниң көз алдида сени вәйранә қилимән вә мәсқирә объекти қилимән;
We Men séning öpchörengdiki eller arisida hemde ötüp kétiwatqanlarning köz aldida séni weyrane qilimen we mesxire obyékti qilimen;
15 сениң үстүңгә ғәзәп һәм қәһр вә қәһрлик әйипләр билән җазаларни жүргүзгинимдә сән өп-чөрәңдики әлләргә хорлуқ вә тапа-тәниниң объекти, бир ибрәт һәм алақзадилик чиқарғучи болисән; чүнки Мән Пәрвәрдигар шундақ сөз қилдим!
séning üstüngge ghezep hem qehr we qehrlik eyibler bilen jazalarni yürgüzginimde sen öpchörengdiki ellerge xorluq we tapa-tenining obyékti, bir ibret hem alaqzadilik chiqarghuchi bolisen; chünki Men Perwerdigar shundaq söz qildim!
16 Мән уларға һалакәт елип кәлгүчи, ачарчилиқ зәһәрлик оқлирини яғдурғинимда, силәрниң үстүңлардики ачарчилиқни күчәйтимән, вә йөләнчүк болған нениңни қурутиветимән.
Men ulargha halaket élip kelgüchi, acharchiliq zeherlik oqlirini yaghdurghinimda, silerning üstünglardiki acharchiliqni kücheytimen, we yölenchük bolghan néningni qurutiwétimen.
17 Вә үстүңларға өз балилириңларни өзүңлардин җуда қилидиған ачарчилиқ һәм житқуч һайванларни әвәтимән; ваба кесиллири вә қан төккүчиләр араңларға ямрап кетиду; үстүңларға қилич чүшүримән; Мәнки Пәрвәрдигар сөз қилдим!».
We üstünglargha öz baliliringlarni özünglardin juda qilidighan acharchiliq hem yirtquch haywanlarni ewetimen; waba késilliri we qan tökküchiler aranglargha yamrap kétidu; üstünglargha qilich chüshürimen; Menki Perwerdigar söz qildim!».