< Әзакиял 48 >
1 Төвәндә қәбилиләр нами бойичә тизимлиниду; шимал тәрипидә Дан қәбилисиниң бир үлүши бар. Униң чегариси Исраил зимининиң шималий чегарисиму болиду; у Хәтлонниң йолини бойлап, Хамат райониға кириш еғизиғичә вә Һазар-Енан шәһиригичә созулған (Һазар-Енан Дәмәшқ чегарисиға яндаш болуп, Дәмәшқниң шималий тәрипидики Хамат шәһириниң йенида). Униң үлүши шәриқтин ғәрипкичә созулғандур.
众支派按名所得之地记在下面:从北头,由希特伦往哈马口,到大马士革地界上的哈萨·以难。北边靠着哈马地(各支派的地都有东西的边界),是但的一分。
2 Данниң чегарисиға яндаш болған, шәриқтин ғәрипкә созулған зимин Ашир қәбилисиниң бир үлүшидур.
挨着但的地界,从东到西,是亚设的一分。
3 Аширниң чегарисиға яндаш болған, шәриқтин ғәрипкә созулған зимин Нафтали қәбилисиниң бир үлүшидур.
挨着亚设的地界,从东到西,是拿弗他利的一分。
4 Нафталиниң чегарисиға яндаш болған, шәриқтин ғәрипкә созулған зимин Манассәһ қәбилисиниң бир үлүшидур.
挨着拿弗他利的地界,从东到西,是玛拿西的一分。
5 Манассәһниң чегарисиға яндаш болған, шәриқтин ғәрипкә созулған зимин Әфраим қәбилисиниң бир үлүшидур.
挨着玛拿西的地界,从东到西,是以法莲的一分。
6 Әфраимниң чегарисиға яндаш болған, шәриқтин ғәрипкә созулған зимин Рубән қәбилисиниң бир үлүшидур.
挨着以法莲的地界,从东到西,是吕便的一分。
7 Рубәнниң чегарисиға яндаш болған, шәриқтин ғәрипкә созулған зимин Йәһуда қәбилисиниң бир үлүшидур.
挨着吕便的地界,从东到西,是犹大的一分。
8 Йәһуданиң чегарисиға туташқан, шәриқтин ғәрипкичә созулған зимин, силәрниң «көтәрмә һәдийә»ңлар болиду; униң кәңлиги жигирмә бәш миң [хада], униң узунлуғи қәбилиләргә тәқсим қилинған үлүштикидәк болиду; муқәддәс җай униң дәл оттурисида болиду.
挨着犹大的地界,从东到西,必有你们所当献的供地,宽二万五千肘。从东界到西界,长短与各分之地相同,圣地当在其中。
9 Силәр Пәрвәрдигарға алаһидә атиған «көтәрмә һәдийә» болса, узунлуғи жигирмә бәш миң [хада], кәңлиги он миң [хада] болиду.
你们献与耶和华的供地要长二万五千肘,宽一万肘。
10 Бу муқәддәс «көтәрмә һәдийә» каһилар үчүн болиду. Шималий тәрипиниң узунлуғи жигирмә бәш миң [хада], ғәрбий тәрипиниң кәңлиги он миң [хада], шәрқий тәрипиниң кәңлиги он миң [хада], җәнубий тәрипиниң узунлуғи жигирмә бәш миң [хада] болиду; Пәрвәрдигарниң «муқәддәс җай»и униң дәл оттурисида болиду.
这圣供地要归与祭司,北长二万五千肘,西宽一万肘,东宽一万肘,南长二万五千肘。耶和华的圣地当在其中。
11 Бу йәр Задок әвлатлиридин болған, пак-муқәддәс дәп айрилған каһинлар үчүн болиду. Исраил езип кәткәндә, улар Лавийлар езип кәткәндәк езип кәтмигән, бәлки Мән тапшурған мәсъулийәткә садиқ болған еди.
这地要归与撒督的子孙中成为圣的祭司,就是那守我所吩咐的。当以色列人走迷的时候,他们不像那些利未人走迷了。
12 Шуниң билән бу алаһидә «көтәрмә һәдийә» болған йәр болса пүтүн «көтәрмә һәдийә» болған зиминниң ичидин болуп, уларға нисбәтән «әң муқәддәс бир нәрсә» дәп билинсун. У Лавийларниң үлүшигә туташқан болиду.
这要归与他们为供地,是全地中至圣的。供地挨着利未人的地界。
13 Каһинларниң үлүшиниң чегарисиға туташ болған йәр Лавийларниң үлүши болиду. Униң узунлуғи жигирмә бәш миң [хада], кәңлиги он миң [хада]. Пүткүл узунлуғи жигирмә бәш миң [хада], кәңлиги он миң [хада] болиду.
利未人所得的地要长二万五千肘,宽一万肘,与祭司的地界相等,都长二万五千肘,宽一万肘。
14 Улар униңдин йәрни һеч сатмайду яки алмаштурмайду. Улар бу зиминниң есилини башқиларға һеч өткүзмәйду; чүнки у Пәрвәрдигарға муқәддәс дәп аталған.
这地不可卖,不可换,初熟之物也不可归与别人,因为是归耶和华为圣的。
15 Қалған йәр, кәңлиги бәш миң [хада], узунлуғи жигирмә бәш миң [хада], адәттики йәр болуп, шәһәр үчүн, йәни өйләр вә ортақ бош йәр үчүн болиду. Шәһәр униң оттурисида болиду.
这二万五千肘前面所剩下五千肘宽之地要作俗用,作为造城盖房郊野之地。城要在当中。
16 Шәһәрниң өлчәмлири мундақ болиду; шималий тәрипи төрт миң бәш йүз [хада], җәнубий тәрипи төрт миң бәш йүз [хада], шәрқий тәрипи төрт миң бәш йүз [хада], вә ғәрбий тәрипи төрт миң бәш йүз [хада] болиду.
城的尺寸乃是如此:北面四千五百肘,南面四千五百肘,东面四千五百肘,西面四千五百肘。
17 Шәһәрниң бош йәрлири болса, шималға қарайдиған тәрипи икки йүз әллик [хада] кәңликтә, җәнупқа қарайдиған тәрипи икки йүз әллик [хада] кәңликтә, шәриққә қарайдиған тәрипи икки йүз әллик [хада] кәңлигидә, ғәрипкә қарайдиған тәрипи икки йүз әллик [хада] кәңликтә болиду.
城必有郊野,向北二百五十肘,向南二百五十肘,向东二百五十肘,向西二百五十肘。
18 Қалған икки парчә йәр муқәддәс «көтәрмә һәдийә» болған йәргә тутишип униңға параллел болиду. Уларниң узунлуғи шәриққә қарайдиған тәрипи он миң [хада], ғәрипкә қарайдиған тәрипи он миң [хада]; булар муқәддәс «көтәрмә һәдийә» болған йәргә тутишиду; буларниң мәһсулатлири шәһәрниң хизмитидә болғанларни озуқландуриду.
靠着圣供地的余地,东长一万肘,西长一万肘,要与圣供地相等;其中的土产要作城内工人的食物。
19 Уни терийдиғанлар, йәни шәһәрниң хизмитидә болғанлар Исраилниң барлиқ қәбилилири ичидин болиду.
所有以色列支派中,在城内做工的,都要耕种这地。
20 Пүткүл «көтәрмә һәдийә» болса узунлуғи жигирмә бәш миң [хада], кәңлиги жигирмә бәш миң [хада] болиду; силәр бу төрт часилиқ муқәддәс «көтәрмә һәдийә»гә шәһәргә тәвә җайларниму қошуп сунисиләр.
你们所献的圣供地连归城之地,是四方的:长二万五千肘,宽二万五千肘。
21 Муқәддәс «көтәрмә һәдийә» билән шәһәрниң егидарчилиғидики йәрниң у вә бу тәрипидики қалған зиминләр шаһзадә үчүн болиду. «Көтәрмә һәдийә»гә яндаш шәриқтин шәриққә созулған жигирмә бәш миң [хада] кәңликтики йәр вә ғәриптин ғәрипкә созулған жигирмә бәш миң [хада] кәңликтики йәр [қәбилиләрниң] үлүшлиригә параллел болуп, булар шаһзадә үчүндур; муқәддәс «көтәрмә һәдийә», җүмлидин ибадәтханиниң муқәддәс җайи уларниң оттурисида,
圣供地连归城之地,两边的余地要归与王。供地东边,南北二万五千肘,东至东界,西边南北二万五千肘,西至西界,与各分之地相同,都要归王。圣供地和殿的圣地要在其中,
22 шуниңдәк Лавийларниң үлүши вә шәһәрниң егилигиму шаһзадиниң тәвәлигиниң оттурисида болиду. Йәһуданиң чегариси вә Биняминниң чегарисиниң оттурисида болған бу зиминлар шаһзадә үчүн болиду.
并且利未人之地,与归城之地的东西两边延长之地(这两地在王地中间),就是在犹大和便雅悯两界中间,要归与王。
23 Қалған қәбилиләрниң үлүшлири болса: — Бинямин қәбилиси үчүн шәриқтин ғәрип тәрәпкә созулған бир үлүши болиду.
论到其余的支派,从东到西,是便雅悯的一分。
24 Биняминниң чегарисиға яндаш болған, шәриқтин ғәрипкә созулған зимин Шимеон қәбилисиниң бир үлүшидур.
挨着便雅悯的地界,从东到西,是西缅的一分。
25 Шимеонниң чегарисиға яндаш болған, шәриқтин ғәрипкә созулған зимин Иссакар қәбилисиниң бир үлүшидур.
挨着西缅的地界,从东到西,是以萨迦的一分。
26 Иссакарниң чегарисиға яндаш болған, шәриқтин ғәрипкә созулған зимин Зәбулун қәбилисиниң бир үлүшидур.
挨着以萨迦的地界,从东到西,是西布伦的一分。
27 Зәбулунниң чегарисиға яндаш болған, шәриқтин ғәрипкә созулған зимин Гад қәбилисиниң бир үлүшидур.
挨着西布伦的地界,从东到西,是迦得的一分。
28 Гадниң ян тәрипи, йәни җәнубий тәрипи, пүткүл зиминниң җәнубий чегариси Тамар шәһиридин Мерибаһ-Қәдәш дәриясиниң еқинлириғичә, андин [Мисир] вадисини бойлап «Оттура деңиз»ғичә созулиду.
迦得地的南界是从他玛到米利巴·加低斯的水,延到埃及小河,直到大海。
29 Бу силәр Исраилниң қәбилилиригә мирас болушқа чәк ташлап бөлидиған зимин болиду; булар уларниң үлүшлири, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
这就是你们要拈阄分给以色列支派为业之地,乃是他们各支派所得之分。这是主耶和华说的。
30 Төвәндә шәһәрниң чиқиш йоллири болиду; униң шималий тәрипиниң кәңлиги төрт йүз әллик [хада] болиду;
城的北面四千五百肘。出城之处如下;
31 шәһәрниң қовуқлири Исраилниң қәбилилириниң нами бойичә болиду; шималий тәрипидә үч қовуқ болиду; бири Рубәнниң қовуқи болиду; бири Йәһуданиң қовуқи болиду; бири Лавийниң қовуқи болиду;
城的各门要按以色列支派的名字。北面有三门,一为吕便门,一为犹大门,一为利未门;
32 шәрқий тәрипиниң кәңлиги төрт йүз әллик [хада], униңда үч қовуқ болиду; бири Йүсүпниң қовуқи болиду; бири Биняминниң қовуқи болиду; бири Данниң қовуқи болиду.
东面四千五百肘,有三门,一为约瑟门,一为便雅悯门,一为但门;
33 Җәнубий тәрипиниң өлчими төрт йүз әллик [хада], униңда үч қовуқ болиду; бири Шимеонниң қовуқи болиду; бири Иссакарниң қовуқи болиду; бири Зәбулунниң қовуқи болиду.
南面四千五百肘,有三门,一为西缅门,一为以萨迦门,一为西布伦门;
34 Шәрқий тәрипиниң кәңлиги төрт йүз әллик [хада], униңда үч қовуқ болиду; бири Гадниң қовуқи болиду; бири Аширниң қовуқи болиду; бири Нафталиниң қовуқи болиду.
西面四千五百肘,有三门,一为迦得门,一为亚设门,一为拿弗他利门。
35 Җәмий болуп униң айланмиси он сәккиз миң [хада] болиду; шу күндин башлап шәһәрниң нами: «Пәрвәрдигар шу йәрдә» болиду.
城四围共一万八千肘。从此以后,这城的名字必称为“耶和华的所在”。