< Әзакиял 47 >

1 [Һелиқи киши] мени өйниң дәрвазисиға қайта апарди. Мана, ибадәтханиниң босуғисидин сулар шәриққә қарап еқип чиқивататти; чүнки өйниң алди шәриққә қарайтти. Сулар өйниң астидин, оң тәрипидин, қурбангаһниң җәнубий тәрипидин еқип чүшәтти.
[Ⱨeliⱪi kixi] meni ɵyning dǝrwazisiƣa ⱪayta apardi. Mana, ibadǝthanining bosuƣisidin sular xǝrⱪⱪǝ ⱪarap eⱪip qiⱪiwatatti; qünki ɵyning aldi xǝrⱪⱪǝ ⱪaraytti. Sular ɵyning astidin, ong tǝripidin, ⱪurbangaⱨning jǝnubiy tǝripidin eⱪip qüxǝtti.
2 У мени шималға қарайдиған дәрвазисидин чиқарди; у мени айландуруп шәриққә қарайдиған дәрвазиниң сиртиға апарди; мана, сулар оң тәрипидин еқип туратти.
U meni ximalƣa ⱪaraydiƣan dǝrwazisidin qiⱪardi; u meni aylandurup xǝrⱪⱪǝ ⱪaraydiƣan dǝrwazining sirtiƣa apardi; mana, sular ong tǝripidin eⱪip turatti.
3 Һелиқи киши қолида өлчигүч танини тутуп, шәриққә қарап маңди; у миң гәз өлчиди, андин мени сулардин өткүзди; сулар адәмниң ошуғиға чиқатти.
Ⱨeliⱪi kixi ⱪolida ɵlqigüq tanini tutup, xǝrⱪⱪǝ ⱪarap mangdi; u ming gǝz ɵlqidi, andin meni sulardin ɵtküzdi; sular adǝmning oxuⱪiƣa qiⱪatti.
4 У йәнә миң гәз өлчиди; андин мени сулардин өткүзди; сулар адәмниң тизлириға йәтти. У йәнә миң гәз өлчиди; андин мени сулардин өткүзди; сулар адәмниң белигә чиқатти.
U yǝnǝ ming gǝz ɵlqidi; andin meni sulardin ɵtküzdi; sular adǝmning tizliriƣa yǝtti. U yǝnǝ ming gǝz ɵlqidi; andin meni sulardin ɵtküzdi; sular adǝmning beligǝ qiⱪatti.
5 У йәнә миң гәз өлчиди; у мән өтәлмәйдиған дәрия болуп чиқти; чүнки сулар өрләп кәтти; униңда су үзгили болатти, у өткили болмайдиған дәрия болуп чиқти.
U yǝnǝ ming gǝz ɵlqidi; u mǝn ɵtǝlmǝydiƣan dǝrya bolup qiⱪti; qünki sular ɵrlǝp kǝtti; uningda su üzgili bolatti, u ɵtkili bolmaydiƣan dǝrya bolup qiⱪti.
6 У мәндин: «Инсан оғли, буни көргәнсән?» дәп сориди; андин мени дәрияниң қирғиқиға қайтуруп апарди.
U mǝndin: «Insan oƣli, buni kɵrgǝnsǝn?» dǝp soridi; andin meni dǝryaning ⱪirƣiⱪiƣa ⱪayturup apardi.
7 Қирғаққа қайттим, мана, дәрияниң қирғиқида, у вә бу қетида, интайин көп дәрәқләр бар еди.
Ⱪirƣaⱪⱪa ⱪayttim, mana, dǝryaning ⱪirƣiⱪida, u wǝ bu ⱪetida, intayin kɵp dǝrǝhlǝr bar idi.
8 У маңа мундақ деди: «Бу сулар жутниң шәрқигә чиқиду; шу йәрдин улар Арабаһ түзләңлигигә чүшүп, андин деңизға кириду. Улар деңизға еқип кириши билән, деңиз сулири сақайтилиду.
U manga mundaⱪ dedi: «Bu sular yurtning xǝrⱪigǝ qiⱪidu; xu yǝrdin ular Arabaⱨ tüzlǝnglikigǝ qüxüp, andin dengizƣa kiridu. Ular dengizƣa eⱪip kirixi bilǝn, dengiz suliri saⱪaytilidu.
9 Вә шундақ болидуки, бу «җүп дәрия» қайси йәргә еқип кәлсә, шу йәрдики барлиқ су үзидиған җаниварлар яшайду; деңизда нурғун белиқлар болиду; чүнки сулар шу йәргә еқип келиду, вә деңиз сулири сақайтилиду; дәрия нәгә ақса, шу йәрниң һәммиси һаятқа егә болиду.
Wǝ xundaⱪ boliduki, bu «jüp dǝrya» ⱪaysi yǝrgǝ eⱪip kǝlsǝ, xu yǝrdiki barliⱪ su üzidiƣan janiwarlar yaxaydu; dengizda nurƣun beliⱪlar bolidu; qünki sular xu yǝrgǝ eⱪip kelidu, wǝ dengiz suliri saⱪaytilidu; dǝrya nǝgǝ aⱪsa, xu yǝrning ⱨǝmmisi ⱨayatⱪa igǝ bolidu.
10 Вә шундақ болидуки, белиқчилар деңиз бойида туриду; Ән-Гәдидин Ән-Әглаимгичә уларниң торлири йейилидиған җайлири болиду; деңиз белиқлириниң «Оттура деңиз»дикидәк бәк көп сортлири болиду;
Wǝ xundaⱪ boliduki, beliⱪqilar dengiz boyida turidu; Ən-Gǝdidin Ən-Əglaimgiqǝ ularning torliri yeyilidiƣan jayliri bolidu; dengiz beliⱪlirining «Ottura dengiz»dikidǝk bǝk kɵp sortliri bolidu;
11 бирақ униң зәй-сазлиқлири сақайтилмайду; улар шорлуқ болушқа тапшурулиду.
biraⱪ uning zǝy-sazliⱪliri saⱪaytilmaydu; ular xorluⱪ boluxⱪa tapxurulidu.
12 Дәрия бойида, у вә бу қетида, озуқ болидиған һәр хил дәрәқләр өсиду. Уларниң йопурмақлири солашмайду, улар мевисиз қалмайду; улар һәр айда йеңидин мевиләйду; чүнки уни суғиридиған сулар муқәддәс җайдин чиқиду; уларниң мевиси озуқ, уларниң йопурмақлири дора-дәрманлар болиду.
Dǝrya boyida, u wǝ bu ⱪetida, ozuⱪ bolidiƣan ⱨǝrhil dǝrǝhlǝr ɵsidu. Ularning yopurmaⱪliri solaxmaydu, ular mewisiz ⱪalmaydu; ular ⱨǝr ayda yengidin mewilǝydu; qünki uni suƣiridiƣan sular muⱪǝddǝs jaydin qiⱪidu; ularning mewisi ozuⱪ, ularning yopurmaⱪliri dora-dǝrmanlar bolidu.
13 Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Төвәндә Исраилниң он икки қәбилисигә зимин мирас сүпитидә бөлүнүп тәқсим қилинип чегаралар айрилиду; Йүсүпниң қәбилисигә икки үлүш бөлүниду.
Rǝb Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Tɵwǝndǝ Israilning on ikki ⱪǝbilisigǝ zemin miras süpitidǝ bɵlünüp tǝⱪsim ⱪilinip qegralar ayrilidu; Yüsüpning ⱪǝbilisigǝ ikki ülüx bɵlünidu.
14 Мән қолумни көтирип ата-бовилириңларға қәсәм ичкәндәк, силәр бир-бириңларға баравәрлик билән зиминни мирас болушқа бөлисиләр; у силәргә мирас болиду.
Mǝn ⱪolumni kɵtürüp ata-bowiliringlarƣa ⱪǝsǝm iqkǝndǝk, silǝr bir-biringlarƣa barawǝrlik bilǝn zeminni miras boluxⱪa bɵlisilǝr; u silǝrgǝ miras bolidu.
15 Зиминниң [төрт] тәрипиниң чегараси мундақ: Шималий тәрипи, «Оттура деңиз»дин башлинип Хәтлонниң йолини бойлап, Зәдад шәһириниң кириш еғизиғичә болиду;
Zeminning [tɵt] tǝripining qegrasi mundaⱪ: Ximaliy tǝripi, «Ottura dengiz»din baxlinip Hǝtlonning yolini boylap, Zǝdad xǝⱨirining kirix eƣiziƣiqǝ bolidu;
16 у Хамат, Беротаһ, Сибраим (Дәмәшқ билән Хаматниң чегарисиниң оттурисида), Һавранниң чегарисида болған Хазар-Һаттикон шәһәрлирини өз ичигә алиду;
u Hamat, Berotaⱨ, Sibraim (Dǝmǝxⱪ bilǝn Hamatning qegrisining otturisida), Ⱨawranning qegrisida bolƣan Hazar-Ⱨattikon xǝⱨǝrlirini ɵz iqigǝ alidu;
17 шуниңдәк «Оттура деңиз»дин башланған чегара Һазар-Енанғичә созулиду; у Дәмәшқниң чегарисини бойлап, Хаматниң шималий райониниң чегарасиға тутишиду; бу болса шималий тәрипи болиду.
xuningdǝk «Ottura dengiz»din baxlanƣan qegra Ⱨazar-Enanƣiqǝ sozulidu; u Dǝmǝxⱪning qegrisini boylap, Hamatning ximaliy rayonining qegrasiƣa tutixidu; bu bolsa ximaliy tǝripi bolidu.
18 Шәриқ тәрипиниң чегариси, Һавран билән Дәмәшқниң оттурисидин башлинип, Гилеад вә Исраил зиминини бөлүп туридиған Иордан дәрияси болиду. Силәр буниңдин «Өлүк деңиз»ғичә мирасларни бөлүп өлчәйсиләр. Бу болса шәриқ тәрипи болиду.
Xǝrⱪ tǝripining qegrisi, Ⱨawran bilǝn Dǝmǝxⱪning otturisidin baxlinip, Gilead wǝ Israil zeminini bɵlüp turidiƣan Iordan dǝryasi bolidu. Silǝr buningdin «Ɵlük dengiz»ƣiqǝ miraslarni bɵlüp ɵlqǝysilǝr. Bu bolsa xǝrⱪ tǝripi bolidu.
19 Җәнубий тәрипи болса, Тамар шәһиридин Мерибаһ-Қәдәш дәриясиниң еқинлириғичә, андин Мисир вадисидин «Оттура деңиз»ғичә созулиду. Бу җәнубий чегара болиду.
Jǝnubiy tǝripi bolsa, Tamar xǝⱨiridin Meribaⱨ-Ⱪǝdǝx dǝryasining eⱪinliriƣiqǝ, andin Misir wadisidin «Ottura dengiz»ƣiqǝ sozulidu. Bu jǝnubiy qegra bolidu.
20 Ғәрбий тәрипи болса «Оттура деңиз»ниң өзи, Хамат райониға кириш еғизиғичә болиду; бу ғәрбий чегариси болиду.
Ƣǝrbiy tǝripi bolsa «Ottura dengiz»ning ɵzi, Hamat rayoniƣa kirix eƣiziƣiqǝ bolidu; bu ƣǝrbiy qegrisi bolidu.
21 Силәр бу зиминни Исраилниң қәбилиси бойичә өз-араңларда үлүшүшүңлар керәк.
Silǝr bu zeminni Israilning ⱪǝbilisi boyiqǝ ɵz-aranglarda ülüxüxünglar kerǝk.
22 Шундақ болуш керәкки, силәр өз-араңлар вә араңларда олтирақлашқан, араңларда балилиқ болған мусапирларға уни мирас болушқа чәк ташлап бөлисиләр; улар силәргә нисбәтән вәтинидә туғулған Исраилларға охшаш болуши керәк. Улар силәр билән тәң чәк ташлап Исраил қәбилилири арисидин мирас алсун.
Xundaⱪ bolux kerǝkki, silǝr ɵz-aranglar wǝ aranglarda olturaⱪlaxⱪan, aranglarda baliliⱪ bolƣan musapirlarƣa uni miras boluxⱪa qǝk taxlap bɵlisilǝr; ular silǝrgǝ nisbǝtǝn wǝtinidǝ tuƣulƣan Israillarƣa ohxax boluxi kerǝk. Ular silǝr bilǝn tǝng qǝk taxlap Israil ⱪǝbililiri arisidin miras alsun.
23 Мусапир қайси қәбилә арисида олтирақлашқан болса, силәр шу йәрдин униңға мирас тәқсим қилисиләр, дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
Musapir ⱪaysi ⱪǝbilǝ arisida olturaⱪlaxⱪan bolsa, silǝr xu yǝrdin uningƣa miras tǝⱪsim ⱪilisilǝr, dǝydu Rǝb Pǝrwǝrdigar.

< Әзакиял 47 >