< Әзакиял 46 >
1 Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Ички һойлиниң шәриққә қарайдиған дәрвазиси алтә «иш күни»дә етиклик болиду; бирақ шабат күнидә у ечилиду; вә «йеңи ай» болған күнлиридә у ечилиду.
2 Шаһзадә сирттин шу дәрвазиниң далининиң йоли билән кириду, у кириш еғизиниң кешәк теми түвидә туриду; каһинлар болса униң үчүн көйдүрмә қурбанлиғини, енақлиқ қурбанлиқлирини суниду; у дәрвазиниң босуғисида сәҗдә қилиду андин чиқиду; бирақ дәрваза кәчкичә етилмәйду.
3 Зиминдики хәлиқму шабат күнлиридә вә «йеңи ай»ларда шу дәрвазиниң кириш еғизиниң түвидә туруп Пәрвәрдигар алдида сәҗдә қилиду.
4 Шабат күнидә шаһзадә Пәрвәрдигарға сунған қурбанлиқ болса алтә беҗирим пахлан, бир беҗирим қочқар болиду.
5 Буларға қошулидиған ашлиқ һәдийәләр қочқарға бир әфаһ, пахланларға болса чаминиң йетишичә болиду; һәр бир әфаһ унға у бир хин зәйтун мейини қошуп суниду.
6 «Йеңи ай»ниң күнидә у сунған қурбанлиқ яш бир беҗирим топақ, алтә пахлан, бир қочқар болиду; уларниң һәммиси беҗирим болиду.
7 Буларға ашлиқ һәдийәләрни қушуп суниду; топаққа бир әфаһ, қочқарға бир әфаһ, пахланларға чаминиң йетишичә болиду; һәр бир әфаһ унға бир хин зәйтун мейини қошуп суниду.
8 Шаһзадә киргәндә, дәрвазиниң далини билән кириду, вә шу йол билән чиқиду.
9 Зиминдики хәлиқ һейт күнлиридә бекитилгән «ибадәт сорун»лириға Пәрвәрдигар алдиға киргәндә, сәҗдә қилишқа шималий дәрвазидин киргән киши җәнубий дәрвазидин чиқиду; җәнубий дәрвазидин киргән киши шималий дәрвазидин чиқиду; у киргән дәрвазидин чиқмайду, бәлки удулиға меңип чиқиду.
10 Хәлиқ киргәндә шаһзадә улар билән биллә кириду; улар чиққанда, биллә чиқиду.
11 Һейт-байрамларда вә «ибадәт сорун»лирида болса, у қошумчә сунған ашлиқ һәдийәләр топаққа бир әфаһ, қочқарға бир әфаһ, пахланларға болса чаминиң йетишичә болиду; һәр бир әфаһ унға у бир хин зәйтун мейини қошуп суниду.
12 Шаһзадә Пәрвәрдигарға халис көйдүрмә қурбанлиқни яки халис енақлиқ қурбанлиқлирини сунмақчи болса, әнди шәриққә қарайдиған дәрваза униң үчүн ечилиду; шабат күнидә қилғандәк, у өз көйдүрмә қурбанлиғини вә енақлиқ қурбанлиқлирини суниду; у қайтип чиқиду; чиққандин кейин дәрваза етилиду.
13 Һәр күндә сән Пәрвәрдигарға көйдүрмә қурбанлиқ сүпитидә бир яшлиқ беҗирим пахланни сунисән; сән һәр әтигини тәйярлап берисән.
14 Һәр әтигәндә сән униңға қошуп ашлиқ һәдийә, йәни ундин алтидин бир әфаһ вә унни майлашқа зәйтун мейидин үчтин бир һин тәйярлайсән; бу Пәрвәрдигарға әбәдий бәлгүлимә билән бекитилгән ашлиқ һәдийә болиду.
15 Улар һәр әтигәндә пахланни, униң ашлиқ һәдийәсини зәйтун мейи билән әбәдий көйдүрмә қурбанлиқ сүпитидә суниду.
16 Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Шаһзадә өз мирасидин оғуллириниң бирисигә соға қилған болса, әнди у йәнә әшу оғлиниң өз оғул-әҗдатлири үчүн болиду; мирас йоли бойичә у уларниң егилиги болиду.
17 Бирақ у өз мирасидин униң хизмәткарлириниң биригә соға бәргән болса, у униңки «халас қилиш жили»ғичә болиду; шу чағда у шаһзадигә қайтурулиду; [шаһзадиниң мираси] әсли өз оғуллириғила мәнсуп болиду.
18 Вә шаһзадә хәлиққә җәбир-зулум селип, уларни мирасидин һайдивәтмәйду; у оғуллириға өз егилигидин мирас тәқсим қилиду; шуниң билән Мениң хәлқим өз егилигидин тарқитилмайду.
19 Андин [һелиқи киши] мени шималға қарайдиған, каһинлар үчүн болған муқәддәс «кичик ханилар»ға дәрвазиниң йенидики кириш йоли билән апарди; мана, униң ғәрип тәрипидә мәхсус бир җай бар еди;
20 у маңа: «Бу каһинлар итаәтсизлик қурбанлиқлирини вә гуна қурбанлиқлирини қайнитидиған һәм ашлиқ һәдийәләрни пиширидиған җайдур; бу җайни бекитиштики мәхсәт, хәлиқниң бу ашларниң пак-муқәддәслигигә тегип кетип зиянға учримаслиғи үчүн, улар бу [ашларни] сиртқи һойлиға елип чиқмайду.
21 У мени сиртқи һойлиға апирип, мени һойлиниң төрт булуңидин өткүзди; мана, һойлиниң һәр бир булуңида [кичик] һойла бар еди.
22 Һойлиниң төрт булуңида, узунлуғи қириқ гәз, кәңлиги оттуз гәз болған тосма тамлиқ һойлилар бар еди; бу төрт һойлиниң өлчәмлири охшаш еди.
23 Бу төрт һойла ичидә әтрапида таш тахтайлиқ тәкчә бар еди; тәкчә астида һәммә әтрапида қазан қайнитидиған [от қалайдиған] җайлири бар еди.
24 У маңа: «Булар «гөш қайнитиш өйлири», мошу йәрләрдә өйниң хизмитидә болғанлар хәлиқниң қурбанлиқлирини қайнитиду» — деди.