< Әзакиял 45 >

1 Силәр зиминни мирас қилип бөлүш үчүн чәк ташлап тәқсим қилғиниңларда, силәр «көтәрмә һәдийә» сүпитидә зиминдики муқәддәс бир үлүшни Пәрвәрдигарға атап сунисиләр. Униң узунлуғи жигирмә бәш миң [хада], кәңлиги жигирмә миң [хада] болиду. Бу парчә йәр һәр тәрәптики чигрисиғичә муқәддәс һесаплиниду.
你們拈鬮分地為業,要獻上一分給耶和華為聖供地,長二萬五千肘,寬一萬肘。這分以內,四圍都為聖地。
2 У йәрдин бәш миң [хада] узунлуқтики, бәш миң [хада] кәңликтики төрт часилиқ йәр муқәддәс җайға айрилиду; униң әтрапида бош йәр болуш үчүн әллик гәзлик кәңликтики йәр бөлүниду.
其中有作為聖所之地,長五百肘,寬五百肘,四面見方。四圍再有五十肘為郊野之地。
3 Бу үлүштин сән узунлуғи жигирмә бәш миң [хада], кәңлиги он миң [хада] болған йәрни өлчәп бөлисән; буниң ичи муқәддәс җай, әң муқәддәс җай болиду.
要以肘為度量地,長二萬五千肘,寬一萬肘。其中有聖所,是至聖的。
4 Бу йәр зиминниң муқәддәс үлүши болиду; у муқәддәс җайниң хизмитидә болған, йәни Пәрвәрдигарниң хизмитидә болушқа йениға йеқин келидиған каһинлар үчүн болиду; у уларниң өйлири үчүн, шундақла муқәддәс җайниң орунлишиши үчүн муқәддәс орун болиду.
這是全地的一分聖地,要歸與供聖所職事的祭司,就是親近事奉耶和華的,作為他們房屋之地與聖所之聖地。
5 Униңдин сирт йәнә узунлуғи жигирмә бәш миң гәз, кәңлиги он миң гәз болған йәр, өйниң хизмитидә болидиған Лавийларниң егилиги, йәни өзлири туридиған шәһәрлири үчүн болиду.
又有一分,長二萬五千肘,寬一萬肘,要歸與在殿中供職的利未人,作為二十間房屋之業。
6 Силәр бу «көтәрмә һәдийә» болған муқәддәс үлүшниң йенидин шәһәр үчүн кәңлиги бәш миң [хада], узунлуғи жигирмә бәш миң [хада] йәрни бөлүп бекитисиләр. Бу пүткүл Исраил җәмәти үчүн болиду.
也要分定屬城的地業,寬五千肘,長二萬五千肘,挨着那分聖供地,要歸以色列全家。
7 Шаһзадиниң үлүши болса, бу муқәддәс үлүшниң икки тәрипигә тутишиду, шундақла шәһәргә тәвә җайниң икки тәрипигә тутишиду, йәни ғәрбий тәрипи ғәрипкә қарайдиған, шәриқ тәрипи шәриққә қарайдиған икки парчә йәр болиду; бу парчә йәрләрниң җәмий узунлуғи қәбилиләрниң үлүшиниң узунлуғи билән параллел болиду.
歸王之地要在聖供地和屬城之地的兩旁,就是聖供地和屬城之地的旁邊,西至西頭,東至東頭,從西到東,其長與每支派的分一樣。
8 Бу йәр шаһзадиниң Исраил зиминидики егилиги болиду; вә Мениң шаһзадилирим хәлқимни йәнә һеч әзмәйду; зимин Исраил җәмәтигә, қәбилилири бойичә бөлүп тәқсим қилиниду.
這地在以色列中必歸王為業。我所立的王必不再欺壓我的民,卻要按支派將地分給以色列家。
9 Рәб Пәрвәрдигар шундақ дәйду: — Болди бәс, и Исраил шаһзадилири! Җәбир-зулум вә булаң-талаңни өзүңлардин нери қилип, тоғра һөкүм чиқирип адаләт жүргүзүңлар; Мениң хәлқимни қайта йеридин һайдивәткүчи болмаңлар, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
主耶和華如此說:「以色列的王啊,你們應當知足,要除掉強暴和搶奪的事,施行公平和公義,不再勒索我的民。這是主耶和華說的。
10 Силәрдә тоғра мизан, тоғра әфаһ, тоғра «бат» болсун.
「你們要用公道天平、公道伊法、公道罷特。
11 «Әфаһ» вә «бат» болса бир өлчәм болсун; шуниң билән бат хомирниң ондин биригә, әфаһ хомирниң ондин биригә баравәр болсун; хомир болса улар иккиси үчүн өлчәм болсун.
伊法與罷特大小要一樣。罷特可盛賀梅珥十分之一,伊法也可盛賀梅珥十分之一,都以賀梅珥的大小為準。
12 Бир шәкәл болса жигирмә «гәраһ» болсун. Жигирмә шәкәл, жигирмә бәш шәкәл, он бәш шәкәл қошулуп силәргә «мина» болиду.
舍客勒是二十季拉;二十舍客勒,二十五舍客勒,十五舍客勒,為你們的彌那。
13 Бу силәрниң [шаһзадә үчүн] «көтәрмә һәдийә»ңлар болиду; бир «хомир» буғдайдин алтидин бир әфаһ буғдай, бир «хомир» арпидин алтидин бир әфаһ арпа сунисиләр;
「你們當獻的供物乃是這樣:一賀梅珥麥子要獻伊法六分之一;一賀梅珥大麥要獻伊法六分之一。
14 зәйтун мейи болса, «бат» билән өлчиниду, һәр бир «кор»дин ондин бир бат сунисиләр (бир «кор» он «бат» яки бир «хомир» болиду, чүнки он бат бир хомир болиду).
你們獻所分定的油,按油的罷特,一柯珥油要獻罷特十分之一(原來十罷特就是一賀梅珥)。
15 Исраилниң сүйи мол яйлақлиридин, һәр икки йүз туяқ падиға бирдин пахлан сунисиләр — булар болса, «ашлиқ һәдийә», «көйдүрмә қурбанлиқ», «енақлиқ қурбанлиқ»лар болуп, Исраиллар үчүн кафарәт қилиш үчүн болиду, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
從以色列滋潤的草場上每二百羊中,要獻一隻羊羔。這都可作素祭、燔祭、平安祭,為民贖罪。這是主耶和華說的。
16 Зиминдики хәлиқниң һәммисиниң Исраилниң шаһзадисигә сунған бу «көтәрмә һәдийә»гә төһписи болиду.
此地的民都要奉上這供物給以色列中的王。
17 Шаһзадиниң вәзиписи болса, һейтләргә, «йеңи ай»ларға, «шабат күн»ләргә, җүмлидин Исраил җәмәтиниң барлиқ «ибадәт сорун»лириға көйдүрмә қурбанлиқлар, ашлиқ һәдийәләр вә шарап һәдийәләрни тәминләштин ибарәт; Исраил җәмәти үчүн кафарәт елип келидиған гуна қурбанлиғи, ашлиқ һәдийә, көйдүрмә қурбанлиқ вә енақлиқ қурбанлиқлирини тәминлигүчи дәл шу болиду.
王的本分是在節期、月朔、安息日,就是以色列家一切的節期,奉上燔祭、素祭、奠祭。他要預備贖罪祭、素祭、燔祭,和平安祭,為以色列家贖罪。」
18 Рәб Пәрвәрдигар шундақ дәйду: — Биринчи айниң биринчи күнидә сән беҗирим яш бир топақни алисән, униң билән сән муқәддәс җайни паклайсән.
主耶和華如此說:「正月初一日,你要取無殘疾的公牛犢,潔淨聖所。
19 Каһин бу гуна қурбанлиғиниң қенидин елип ибадәтханиниң ишик кешәклиригә, қурбангаһниң жуқури тәкчисидики төрт бүҗәккә вә ички һойлиниң дәрвазисиниң кириш йолиниң кешәклиригә сүриду;
祭司要取些贖罪祭牲的血,抹在殿的門柱上和壇磴臺的四角上,並內院的門框上。
20 шуниңдәк йолдин азғанлар яки наданлар үчүн сән шу айниң йәттинчи күнидә охшаш иш қилишиң керәк; шуниң билән сән ибадәтхана үчүн кафарәт қилисән.
本月初七日也要為誤犯罪的和愚蒙犯罪的如此行,為殿贖罪。
21 Биринчи айниң он төртинчи күнидә силәр «өтүп кетиш» һейти, йәттә күнлүк бир һейтни өткүзисиләр; петир нанни йейиш керәк.
「正月十四日,你們要守逾越節,守節七日,要吃無酵餅。
22 Шу күни шаһзадә өзи вә зиминдики барлиқ хәлиқ үчүн гуна қурбанлиғи сүпитидә бир топақни суниду.
當日,王要為自己和國內的眾民預備一隻公牛作贖罪祭。
23 Һейтниң йәттә күниниң һәр биридә у Пәрвәрдигарға көйдүрмә қурбанлиқни, йәни йәттә күнниң һәр биридә йәттә топақ вә йәттә қочқарни, һәммисини беҗирим һалда суниду; һәр күни гуна қурбанлиғи үчүн бир текини суниду.
這節的七日,每日他要為耶和華預備無殘疾的公牛七隻、公綿羊七隻為燔祭。每日又要預備公山羊一隻為贖罪祭。
24 У һәр бир топаққа бир әфаһ ашлиқ һәдийәни, һәр бир қочқарға бир әфаһ ашлиқ һәдийәни қошуп суниду; һәр бир әфаһ унға у бир хин зәйтун мейини қошуп суниду.
他也要預備素祭,就是為一隻公牛同獻一伊法細麵,為一隻公綿羊同獻一伊法細麵,每一伊法細麵加油一欣。
25 Йәттинчи айниң он бәшинчи күнидә башланған һейтта, һейтниң йәттә күниниң һәр биридә у мошундақ гуна қурбанлиқлири, көйдүрмә қурбанлиқлар, ашлиқ һәдийәләрни вә зәйтун мейи қатарлиқларни охшаш сунуши керәк.
七月十五日守節的時候,七日他都要如此行,照逾越節的贖罪祭、燔祭、素祭,和油的條例一樣。」

< Әзакиял 45 >