< Әзакиял 44 >
1 Вә у мени ибадәтханиниң шәриққә қарайдиған дәрвазисиға апарди; у етиклик еди.
We u méni ibadetxanining sherqqe qaraydighan derwazisigha apardi; u étiklik idi.
2 Пәрвәрдигар маңа: — Бу дәрваза етиклик туриду; у ечилмайду, һеч ким униңдин кирмәйду; чүнки Пәрвәрдигар, Исраилниң Худаси униңдин киргән; шуңа у етиклик қалиду.
Perwerdigar manga: — Bu derwaza étiklik turidu; u échilmaydu, héchkim uningdin kirmeydu; chünki Perwerdigar, Israilning Xudasi uningdin kirgen; shunga u étiklik qalidu.
3 Пәқәт шаһзадә, шаһзадилик сүпити билән шу дәрвазиниң [каридорида] олтирип Пәрвәрдигар алдида нан йейишкә болиду; у [дәрвазниниң] далинидин кириду вә шу йолдин чиқиду, — деди.
Peqet shahzade, shahzadilik süpiti bilen shu derwazining [karidorida] olturup Perwerdigar aldida nan yéyishke bolidu; u [derwaznining] dalinidin kiridu we shu yoldin chiqidu, — dédi.
4 У мени шималий дәрвазидин чиқирип ибадәтханиниң алдиға апарди; мән көрдум, мана, Пәрвәрдигарниң шан-шәриви Пәрвәрдигарниң өйини толдурди; мән дүм жиқилдим.
U méni shimaliy derwazidin chiqirip ibadetxanining aldigha apardi; men kördum, mana, Perwerdigarning shan-sheripi Perwerdigarning öyini toldurdi; men düm yiqildim.
5 Пәрвәрдигар маңа шундақ деди: — Инсан оғли, Мениң саңа Пәрвәрдигарниң өйиниң барлиқ бәлгүлимилири һәм қанунлири тоғрилиқ ейтидиғанлиримниң һәммисини көңүл қоюп көзүң билән көр, қулиқиң билән аңла; ибадәтханиниң кириш йоли вә муқәддәс җайниң чиқиш йоллирини көңүл қоюп есиңдә тут.
Perwerdigar manga shundaq dédi: — Insan oghli, Méning sanga Perwerdigarning öyining barliq belgilimiliri hem qanunliri toghruluq éytidighanlirimning hemmisini köngül qoyup közüng bilen kör, quliqing bilen angla; ibadetxanining kirish yoli we muqeddes jayning chiqish yollirini köngül qoyup ésingde tut.
6 Андин асийларға, йәни Исраил җәмәтигә шундақ дегин: «Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — жиркиничлик қилмишлириңларға болди бәс, и Исраил җәмәти!
Andin asiylargha, yeni Israil jemetige shundaq dégin: «Reb Perwerdigar mundaq deydu: — Yirginchlik qilmishliringlargha boldi bes, i Israil jemeti!
7 Силәр барлиқ жиркиничлик қилмишлириңлардин сирт, Маңа нан, қурбанлиқ мейи вә қенини сунғиниңларда, силәр ят адәмләрни, қәлбидә хәтнә қилинмиған, тенидә хәтнә қилинмиғанларни мениң муқәддәс җайимда, йәни Мениң өйүмдә туруп уни булғашқа киргүздуңлар; улар әһдәмни бузди.
Siler barliq yirginchlik qilmishliringlardin sirt, Manga nan, qurbanliq méyi we qénini sun’ghininglarda, siler yat ademlerni, qelbide xetne qilinmighan, ténide xetne qilinmighanlarni méning muqeddes jayimda, yeni Méning öyümde turup uni bulghashqa kirgüzdunglar; ular ehdemni buzdi.
8 Силәр Мениң пак-муқәддәс нәрсилиримгә мәсъулийәт билән садиқ болмай, бәлки муқәддәс җайимда өзүңларниң орниға мәсъул болушқа [ят адәмләрни] ишқа қойдуңлар».
Siler Méning pak-muqeddes nersilirimge mes’uliyet bilen sadiq bolmay, belki muqeddes jayimda özünglarning ornigha mes’ul bolushqa [yat ademlerni] ishqa qoydunglar».
9 Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Исраил арисида турған ят адәмләрдин, йәни қәлбидә хәтнә қилинмиған, тенидә хәтнә қилинмиған һәр қандақ ят адәмниң Мениң муқәддәс җайимға киришигә болмайду
Reb Perwerdigar mundaq deydu: — Israil arisida turghan yat ademlerdin, yeni qelbide xetne qilinmighan, ténide xetne qilinmighan herqandaq yat ademning Méning muqeddes jayimgha kirishige bolmaydu
10 лекин Исраилниң Мәндин езип кетиши билән, Мәндин жирақлишип азған, мәбудлириға интилгән Лавий җәмәтидикиләр өз қәбиһлигиниң җазасини тартиду;
lékin Israilning Mendin ézip kétishi bilen, Mendin yiraqliship azghan, mebudlirigha intilgen Lawiy jemetidikiler öz qebihlikining jazasini tartidu;
11 һалбуки, улар йәнила муқәддәс орнумда, өй дәрвазилирида назарәтчилик қилидиған вә өй хизмитидә болидиған хизмәткарлар болиду; улар хәлиқ үчүн көйдүрмә вә башқа қурбанлиқларни сойиду; улар хәлиқниң хизмитидә болуп уларниң алдида туриду.
halbuki, ular yenila muqeddes ornumda, öy derwazilirida nazaretchilik qilidighan we öy xizmitide bolidighan xizmetkarlar bolidu; ular xelq üchün köydürme we bashqa qurbanliqlarni soyidu; ular xelqning xizmitide bolup ularning aldida turidu.
12 Амма хәлиқ мәбудлириға чоқунғанда, улар хәлиқниң шу ишлирида, уларниң хизмитидә болғанлиғи, шуниң билән Исраил җәмәтини қәбиһликкә елип баридиған путликашаң болғанлиғи түпәйлидин, шуңа Мән уларға қолумни көтирип қәсәм ичкәнмәнки, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар, — улар қәбиһлигиниң җазасини тартиду.
Emma xelq mebudlirigha choqun’ghanda, ular xelqning shu ishlirida, ularning xizmitide bolghanliqi, shuning bilen Israil jemetini qebihlikke élip baridighan putlikashang bolghanliqi tüpeylidin, shunga Men ulargha qolumni kötürüp qesem ichkenmenki, — deydu Reb Perwerdigar, — ular qebihlikining jazasini tartidu.
13 Шуңа улар Мән үчүн каһинлиқ вәзиписини өтәшкә Мениң йенимға йеқин кәлмәйду, яки Мениң муқәддәс нәрсилиримгә, «әң муқәддәс» нәрсилиримгә йеқин кәлмәйду; улар бәлки өз хиҗалитини вә жиркиничлик қилмишлириниң җазасини тартиши керәк.
Shunga ular Men üchün kahinliq wezipisini öteshke Méning yénimgha yéqin kelmeydu, yaki Méning muqeddes nersilirimge, «eng muqeddes» nersilirimge yéqin kelmeydu; ular belki öz xijalitini we yirginchlik qilmishlirining jazasini tartishi kérek.
14 Бирақ Мән уларни өйниң өзиниң мулазимитигә, униң барлиқ хизмитигә вә униңда қилинидиған барлиқ ишларға мәсъул қилимән.
Biraq Men ularni öyning özining mulazimitige, uning barliq xizmitige we uningda qilinidighan barliq ishlargha mes’ul qilimen.
15 Бирақ Исраил Мәндин езип кәткәндә, Өз муқәддәс җайимға қарашқа садиқ каһинлар, йәни Лавийлар болған Задокниң әвладилир — улар хизмитимдә болушқа йенимға йеқин келиду; улар қурбанлиғиларниң мейини вә қенини сунушқа Мениң алдимда туриду, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
Biraq Israil Mendin ézip ketkende, Öz muqeddes jayimgha qarashqa sadiq kahinlar, yeni Lawiylar bolghan Zadokning ewladilir — ular xizmitimde bolushqa yénimgha yéqin kélidu; ular qurbanliqilarning méyini we qénini sunushqa Méning aldimda turidu, — deydu Reb Perwerdigar.
16 Улар муқәддәс җайимға кириду, Мениң хизмитимдә болушқа дәстихинимға йеқин келиду; улар Мениң тапшуруғумға мәсъул болиду.
Ular muqeddes jayimgha kiridu, Méning xizmitimde bolushqa dastixinimgha yéqin kélidu; ular Méning tapshuruqumgha mes’ul bolidu.
17 Вә шундақ болидуки, улар ички һойла дәрвазилиридин киргәндә, канап кийимни кийиши керәк; ички һойла дәрвазилирида яки муқәддәсхана алдида хизмәттә болғанда, уларда һәр қандақ жуңдин болған нәрсә болмайду;
We shundaq boliduki, ular ichki hoyla derwaziliridin kirgende, kanap kiyimni kiyishi kérek; ichki hoyla derwazilirida yaki muqeddesxana aldida xizmette bolghanda, ularda herqandaq yungdin bolghan nerse bolmaydu;
18 бешиға канаптин тикилгән сәллә, белиниң төвинигә канаптин тамбал кийиду; улар адәмни тәрлитидиған һеч қандақ нәрсини киймәслиги керәк.
béshigha kanaptin tikilgen selle, bélining töwinige kanaptin tambal kiyidu; ular ademni terlitidighan héchqandaq nersini kiymesliki kérek.
19 Улар хәлиқниң алдиға сиртқи һойлиға чиққанда, улар хизмәт кийимлирини селиветип, уларни муқәддәс «кичик ханилар»ға қоюп қойиду; улар хәлиқниң бу кийимлириниң пак-муқәддәслигигә тегип кетип зиянға учримаслиғи үчүн башқа кийимләрни кийиши керәк.
Ular xelqning aldigha sirtqi hoyligha chiqqanda, ular xizmet kiyimlirini séliwétip, ularni muqeddes «kichik xanilar»gha qoyup qoyidu; ular xelqning bu kiyimlirining pak-muqeddeslikige tégip kétip ziyan’gha uchrimasliqi üchün bashqa kiyimlerni kiyishi kérek.
20 Улар чачлирини чүшүрүвәтмәслиги, яки чачлирини узун қоювәтмәслиги лазим; улар пәқәт қисқа чач қоюши керәк.
Ular chachlirini chüshürüwetmesliki, yaki chachlirini uzun qoyuwetmesliki lazim; ular peqet qisqa chach qoyushi kérek.
21 Ички һойлиға киргәндә һеч қайси каһин шарап ичмәслиги керәк.
Ichki hoyligha kirgende héchqaysi kahin sharab ichmesliki kérek.
22 Улар тул яки аҗрашқан аялни өз әмригә алмаслиғи керәк; улар Исраил нәслидин болған пак қизни, яки каһиндин тул қалған аялни елишқа болиду.
Ular tul yaki ajrashqan ayalni öz emrige almasliqi kérek; ular Israil neslidin bolghan pak qizni, yaki kahindin tul qalghan ayalni élishqa bolidu.
23 Улар хәлқимгә пак-муқәддәс билән аддийниң пәрқини үгитиду, уларға һалал билән һарамни қандақ пәриқ етишни көрситиду.
Ular xelqimge pak-muqeddes bilen addiyning perqini ögitidu, ulargha halal bilen haramni qandaq perq étishni körsitidu.
24 Әрз-дәваларда улар һөкүм чиқириш орнида болиду; улар буларниң үстигә өз һөкүмлирим бойичә һөкүм чиқириду; Мән бекиткән барлиқ һейт-байрамлирим тоғрисидики қанун-бәлгүлимилиримни тутиду; улар Мениң «шабат күн»лиримни пак-муқәддәс дәп әтиварлиши керәк.
Erz-dewalarda ular höküm chiqirish ornida bolidu; ular bularning üstige öz hökümlirim boyiche höküm chiqiridu; Men békitken barliq héyt-bayramlirim toghrisidiki qanun-belgilimilirimni tutidu; ular Méning «shabat kün»lirimni pak-muqeddes dep etiwarlishi kérek.
25 Өзини напак қилмаслиғи үчүн улар өлүкниң йениға һеч бармаслиғи керәк; һалбуки, өлгән атиси, аниси, оғли, қизи, ака-укиси яки ери йоқ ача-сиңлиси үчүн улар өзини напак қилишқа болиду.
Özini napak qilmasliqi üchün ular ölükning yénigha héch barmasliqi kérek; halbuki, ölgen atisi, anisi, oghli, qizi, aka-ukisi yaki éri yoq acha-singlisi üchün ular özini napak qilishqa bolidu.
26 Өзини пакландурғандин кейин, униңға йәнә йәттә күн санилиши керәк;
Özini paklandurghandin kéyin, uninggha yene yette kün sanilishi kérek;
27 у муқәддәс җайға киргәндә, йәни муқәддәс җайда хизмәттә болушқа ички һойлиға киргән шу күнидә, у өзи үчүн гуна қурбанлиғини сунуши керәк, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
u muqeddes jaygha kirgende, yeni muqeddes jayda xizmette bolushqa ichki hoyligha kirgen shu künide, u özi üchün gunah qurbanliqini sunushi kérek, — deydu Reb Perwerdigar.
28 Бу уларға мирас болиду: — Мән Өзүм уларға мирас болимән; силәр уларға Исраил зиминидин һеч қандақ егиликни тәқсим қилмайсиләр; Мән уларниң егилиги болимән.
Bu ulargha miras bolidu: — Men Özüm ulargha miras bolimen; siler ulargha Israil zéminidin héchqandaq igilikni teqsim qilmaysiler; Men ularning igiliki bolimen.
29 Улар ашлиқ һәдийә, гуна қурбанлиғи вә итаәтсизлик қурбанлиқлиридин йәйду; Исраилда мәхсус Худаға аталған һәр қандақ нәрсә уларниңки болиду.
Ular ashliq hediye, gunah qurbanliqi we itaetsizlik qurbanliqliridin yeydu; Israilda mexsus Xudagha atalghan herqandaq nerse ularningki bolidu.
30 Тунҗи чиққан һәр қандақ мәһсулатларниң есили, барлиқ вә һәр қандақ «көтәрмә һәдийә»ләр каһинлар үчүн болиду. Силәр [арпа-буғдийиңларниң] һосулиниң тунҗа хемирини каһинға тәқдим қилишиңлар керәк; шуниң билән бәхит-бәрикәт өйүңләргә ата қилиниду.
Tunji chiqqan herqandaq mehsulatlarning ésili, barliq we herqandaq «kötürme hediye»ler kahinlar üchün bolidu. Siler [arpa-bughdiyinglarning] hosulining tunji xémirini kahin’gha teqdim qilishinglar kérek; shuning bilen bext-beriket öyünglerge ata qilinidu.
31 Каһинлар өзлүгидин өлгән, яки житқучлар боғуп қойған һеч қандақ һайван яки учар-қанатлардин йейишкә болмайду.
Kahinlar özlügidin ölgen, yaki yirtquchlar boghup qoyghan héchqandaq haywan yaki uchar-qanatlardin yéyishke bolmaydu.