< Әзакиял 43 >
1 У мени дәрвазиға, йәни шәриққә қарайдиған дәрвазиға апарди;
以后,他带我到一座门,就是朝东的门。
2 Мана, Исраилниң Худасиниң шан-шәриви шәриқ тәрәптин кәлди; Униң авази улуқ суларниң шарқириған садасидәк еди; йәр йүзи униң шан-шәриви билән йорутулди.
以色列 神的荣光从东而来。他的声音如同多水的声音;地就因他的荣耀发光。
3 Мән көргән бу аламәт көрүнүш болса, у шәһәрни һалак қилишқа кәлгән қетимда көргән аламәт көрүнүштәк болди; аламәт көрүнүшләр йәнә мән Кевар дәрияси бойида туруп көргән аламәт көрүнүштәк болди; мән дүм жиқилдим.
其状如从前他来灭城的时候我所见的异象,那异象如我在迦巴鲁河边所见的异象,我就俯伏在地。
4 Пәрвәрдигарниң шан-шәриви шәриққә қарайдиған дәрваза арқилиқ ибадәтханиға кирди;
耶和华的荣光从朝东的门照入殿中。
5 Роһ мени көтирип, ички һойлиға апарди; мана, Пәрвәрдигарниң шан-шәриви ибадәтханини толдурди.
灵将我举起,带入内院,不料,耶和华的荣光充满了殿。
6 Һелиқи киши йенимда турғанда, ибадәтханиниң ичидин Бирисиниң сөзлигән авазини аңлидим;
我听见有一位从殿中对我说话。有一人站在我旁边。
7 У маңа: — И инсан оғли, бу Мениң тәхтим селинған җай, Мән аяқ басидиған, Мән Исраиллар арисида мәңгүгә туридиған җайдур; Исраил җәмәтидикиләр — уларниң өзлири яки падишалири бузуқлуғи билән яки «жуқури җайлар»да падишаниң җәсәтлири билән Мениң пак-муқәддәс намимни йәнә һеч булғимайду.
他对我说:“人子啊,这是我宝座之地,是我脚掌所踏之地。我要在这里住,在以色列人中直到永远。以色列家和他们的君王必不再玷污我的圣名,就是行邪淫、在锡安 的高处葬埋他们君王的尸首,
8 Улар өз босуғисини Мениң босуғимниң йениға, ишик кешикини Мениң ишик кешикимниң йениға салған, улар билән Мени пәқәт бир тамла айрип туратти, улар Мениң пак-муқәддәс намимни жиркиничликлири билән булғиған. Шуңа Мән ғәзивим билән уларни йоқитивәттим.
使他们的门槛挨近我的门槛,他们的门框挨近我的门框;他们与我中间仅隔一墙,并且行可憎的事,玷污了我的圣名,所以我发怒灭绝他们。
9 Әнди һазир улар бузуқлуғини, падишаларниң җәсәтлирини Мәндин жирақ қилсун; вә Мән улар арисида мәңгүгә туримән.
现在他们当从我面前远除邪淫和他们君王的尸首,我就住在他们中间直到永远。
10 — Әнди сән, и инсан оғли, Исраил җәмәтиниң өз қәбиһликлиридин хиҗаләт болуши үчүн бу өйни уларға көрситип бәргин; улар каллисида ибадәтханини өлчәп бақсун.
“人子啊,你要将这殿指示以色列家,使他们因自己的罪孽惭愧,也要他们量殿的尺寸。
11 Әгәрдә улар өз қилғанлиридин хиҗил болса, әнди сән мошу өйниң шәклини, униң селинишини, чиқиш йоллирини, кириш йоллирини вә барлиқ лайиһисини вә барлиқ бәлгүлимилирини, — шундақ, барлиқ шәклини вә барлиқ қанунлирини аян қилип бәргин; уларниң пүткүл шәклини есидә тутуши һәм униң бәлгүлимилиригә әмәл қилиши үчүн, уни уларниң көз алдиға язғин.
他们若因自己所行的一切事惭愧,你就将殿的规模、样式、出入之处,和一切形状、典章、礼仪、法则指示他们,在他们眼前写上,使他们遵照殿的一切规模典章去做。
12 Ибадәтханиниң қануни шундақ болиду: У турған тағниң чоққисиниң бекитилгән пасилғичә болған даириси «әң муқәддәс» болиду; мана, бу ибадәтханиниң қанунидур.
殿的法则乃是如此:殿在山顶上,四围的全界要称为至圣。这就是殿的法则。”
13 Қурбангаһниң «[чоң] гәз»дә өлчәнгән өлчәмлири шундақ еди: — бу гәз болса бир гәз қошулған бир алиқан болиду. Қурбангаһниң әтрапидики улиниң егизлиги бир гәз, кәңлиги бир гәз, әтрапидики гирвики болса бир алиқан еди. Мана бу қурбангаһниң ули еди.
以下量祭坛,是以肘为度(这肘是一肘零一掌)。底座高一肘,边宽一肘,四围起边高一掌,这是坛的座。
14 Униң улидин астинқи тәкчигичә икки гәз, кәңлиги бир гәз еди; бу «кичик тәкчә»дин «чоң тәкчә»гичә төрт гәз, кәңлиги бир гәз еди;
从底座到下层磴台,高二肘,边宽一肘。从小磴台到大磴台,高四肘,边宽一肘。
15 қурбангаһниң от суписиниң егизлиги төрт гәз еди; от суписида төрт мүңгүз чоқчийип чиқип туратти.
坛上的供台,高四肘。供台的四拐角上都有角。
16 Қурбангаһниң от суписиниң узунлуғи он икки гәз, кәңлиги он икки гәз болуп, у төрт часилиқ еди.
供台长十二肘,宽十二肘,四面见方。
17 Жуқири тәкчигичиму төрт часилиқ еди, узунлуғи он төрт гәз, кәңлиги он төрт гәз; әтрапидики гирвики болса йерим гәз еди; астиниң кәңлиги бир гәз еди; униңға чиқидиған пәләмпийи шәриққә қарайтти.
磴台长十四肘,宽十四肘,四面见方。四围起边高半肘,底座四围的边宽一肘。台阶朝东。
18 У маңа шундақ деди: — И инсан оғли, Рәб Пәрвәрдигар шундақ дәйду: Бу қурбангаһ үстигә көйдүрмә қурбанлиқларни сунуш вә үстигә қан сепиш үчүн уни ясиған күнидә, шулар униң бәлгүлимилири болиду: —
他对我说:“人子啊,主耶和华如此说:建造祭坛,为要在其上献燔祭洒血,造成的时候典章如下:
19 сән Лавий қәбилисидин болған, йәни Мениң хизмитимдә болуш үчүн Маңа йеқинлишидиған Задок нәслидикиләрдин болған каһинларға гуна қурбанлиғи сүпитидә яш бир топақни берисән;
主耶和华说,你要将一只公牛犊作为赎罪祭,给祭司利未人撒督的后裔,就是那亲近我、事奉我的。
20 сән униң қенидин азрақ елип қурбангаһниң мүңгүзлиригә, чоң тәкчиниң төрт бүҗигигә һәм әтрапидики гирвәклири үстигә сүрисән; шуниң билән сән уни пакизлап вә униңға кафарәт қилисән.
你要取些公牛的血,抹在坛的四角和磴台的四拐角,并四围所起的边上。你这样洁净坛,坛就洁净了。
21 Сән гуна қурбанлиғи болған топақни елип униң җәситини «муқәддәс җай»ниң сиртида болған, ибадәтханидики алаһидә бекитилгән җайда көйдүрисән;
你又要将那作赎罪祭的公牛犊烧在殿外、圣地之外预定之处。
22 иккинчи күнидә сән гуна қурбанлиғи сүпитидә беҗирим бир текини сунисән; улар қурбангаһни топақ билән пакландурғандәк текә билән уни паклайду.
次日,要将无残疾的公山羊献为赎罪祭;要洁净坛,像用公牛犊洁净的一样。
23 Сән уни паклиғандин кейин, сән беҗирим яш бир топақ, қой падисидин беҗирим бир қочқарни сунисән;
洁净了坛,就要将一只无残疾的公牛犊和羊群中一只无残疾的公绵羊
24 сән уларни Пәрвәрдигарниң алдиға сунисән; каһинлар уларниң үстигә туз сепиду вә уларни Пәрвәрдигарға атап көйдүрмә қурбанлиқ сүпитидә суниду.
奉到耶和华前。祭司要撒盐在其上,献与耶和华为燔祭。
25 Йәттә күн сән һәр күни гуна қурбанлиғи сүпитидә бир текини сунисән; улар беҗирим яш бир топақни, қой падисидин беҗирим бир қочқарниму суниду.
七日内,每日要预备一只公山羊为赎罪祭,也要预备一只公牛犊和羊群中的一只公绵羊,都要没有残疾的。
26 Улар йәттә күн қурбангаһ үчүн кафарәт қилип уни паклайду; шуниң билән улар уни пак-муқәддәс дәп айрийду.
七日祭司洁净坛,坛就洁净了;要这样把坛分别为圣。
27 Бу күнләр түгигәндә, сәккизинчи күни вә шу күндин кейин, каһинлар силәрниң көйдүрмә қурбанлиқлириңларни вә енақлиқ қурбанлиқлириңларни қурбангаһ үстигә суниду; шуниң билән Мән силәрни қобул қилимән, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
满了七日,自八日以后,祭司要在坛上献你们的燔祭和平安祭;我必悦纳你们。这是主耶和华说的。”