< Әзакиял 42 >
1 У мени сиртқи һойлиға, шимал тәрипигә апарди; у мени йәнә «бош йәр»гә туташқан, ибадәтханиниң шималий удулиға җайлашқан кичик ханиларға апарди.
他带我出来向北,到外院,又带我进入圣屋;这圣屋一排顺着空地,一排与北边铺石地之屋相对。
2 Ханиларниң җәмий узунлуғи йүз гәз еди; уларниң кириш йоли шималға қарайтти; [ханиларниң] җәмий кәңлиги әллик гәз еди.
这圣屋长一百肘,宽五十肘,有向北的门。
3 Ханилар ички һойлиға тәвә жигирмә гәз кәңликтики «бош йәр»гә қарайтти, шундақла сиртқи һойлиға тәвә «таш тахтайлиқ супа»ниң удулида еди. Үч қәвәтлик ханиларниң каридориниң бир тәрипидики ханилар йәнә бир тәрипидики ханиларниң удулида еди.
对着内院那二十肘宽之空地,又对着外院的铺石地,在第三层楼上有楼廊对着楼廊。
4 Ханиларниң алдида он гәз кәңликтә, йүз гәз узунлуқта бир каридор бар еди. Ханиларниң ишиклири шималға қарайтти;
在圣屋前有一条夹道,宽十肘,长一百肘。房门都向北。
5 жуқуридики ханилар төвәндики вә оттурисидики өйләрдин тар еди; чүнки каридорлар көп орунни егиливалған еди.
圣屋因为楼廊占去些地方,所以上层比中下两层窄些。
6 Ханилар үч қәвәтлик еди; бирақ һойлиға туташ ханиларниңкидәк түврүклири болмиғачқа, үчинчи қәвәттики ханилар астинқи қәвәттики вә оттуридики ханилардин тар еди.
圣屋有三层,却无柱子,不像外院的屋子有柱子;所以上层比中下两层更窄。
7 Сирттики ханиларниң йенидики, йәни һойлини ханилардин айрип туридиған сиртқи тамниң узунлуғи әллик гәз еди.
圣屋外,东边有墙,靠着外院,长五十肘。
8 Сиртқи һойлиға туташқан ханиларниң болса, җәмий узунлуғи әллик гәз еди; мана, муқәддәсханиға қарайдиған тәрипиниң узунлуғи йүз гәз еди.
靠着外院的圣屋长五十肘。殿北面的圣屋长一百肘。
9 Бу ханилар астида, сиртқи һойлидин киридиған, шәриқ тәрәпкә қарайдиған бир кириш йоли бар еди.
在圣屋以下,东头有进入之处,就是从外院进入之处。
10 Ибадәтханиниң җәнубий тәрипидә, шәрқий тәрипигә қарайдиған ички һойлидики тамниң кәңлиги билән тәң болған, «бош йәр»гә туташқан, ибадәтханиниң өзигә қарайдиған ханилар бар еди;
向南在内院墙里有圣屋,一排与铺石地之屋相对,一排顺着空地。
11 Уларниң алдидиму бир каридор бар еди; улар шималға қарайдиған ханиларға охшайтти. Уларниң узунлуғи вә кәңлиги, барлиқ чиқиш йоллири, шәкли вә ишиклири охшаш еди.
这圣屋前的夹道与北边圣屋的夹道长宽一样;出入之处与北屋门的样式相同。
12 Җәнупқа қарайдиған бир жүрүш ханиларниң ишиги алдидики каридорниң бешида бир кириш йоли бар еди; бу кириш йолиму шәриққә қарайдиған тамниң йенида еди.
正在墙前、夹道的东头,有门可以进入,与向南圣屋的门一样。
13 Вә у маңа: «[ибадәтханиниң һойлидики] «бош йәр»гә туташлиқ бу шималий вә җәнубий жүрүш ханилар болса, муқәддәс ханилардур; Пәрвәрдигарға йеқинлишалайдиған каһинлар шу йәрләрдә «әң муқәддәс һәдийәләр»ни йәйду. Улар шу йәрләрдә «әң муқәддәс һәдийәләр»ни, йәни ашлиқ һәдийәләрни, гуна қурбанлиқлирини вә итаәтсизлик қурбанлиқлирини қойиду; чүнки шу йәрләр муқәддәстур.
他对我说:“顺着空地的南屋北屋,都是圣屋;亲近耶和华的祭司当在那里吃至圣的物,也当在那里放至圣的物,就是素祭、赎罪祭,和赎愆祭,因此处为圣。
14 Каһинлар Худа алдиға киргәндин кейин, улар «муқәддәс җай»дин беваситә сиртқи һойлиға чиқмайду, бәлки шу йәргә хизмәт кийимини селип қойиду, чүнки бу кийимләр муқәддәстур. Улар пәқәт башқа кийимләрни кийип, андин җамаәт турған йәргә чиқиду» — деди.
祭司进去出了圣所的时候,不可直到外院,但要在圣屋放下他们供职的衣服,因为是圣衣;要穿上别的衣服才可以到属民的外院。”
15 У шундақ қилип ибадәтханиниң ички көлимини өлчигәндин кейин, у мени шәриққә қарайдиған дәрвзидин чиқарди вә әтрапидики тамни өлчиди.
他量完了内殿,就带我出朝东的门,量院的四围。
16 У шәрқий тәрипини өлчәм хадиси билән өлчиди; у бәш йүз хада чиқти.
他用量度的竿量四围,量东面五百肘,
17 У шималий тәрипини өлчәм хадиси билән өлчиди; у бәш йүз хада чиқти.
用竿量北面五百肘,
18 У җәнубий тәрипини өлчәм хадиси билән өлчиди; у бәш йүз хада чиқти.
用竿量南面五百肘,
19 У ғәрбий тәрипигә бурулуп, өлчәм хадиси билән өлчиди; у бәш йүз хада чиқти.
又转到西面,用竿量五百肘。
20 У төрт тәрипини өлчиди; әтрапида авам билән пак-муқәддәс болған җайларни айрип туридиған, узунлуғи бәш йүз [хада], кәңлиги бәш йүз [хада] там бар еди.
他量四面,四围有墙,长五百肘,宽五百肘,为要分别圣地与俗地。