< Әзакиял 41 >
1 У мени [муқәддәсханидики] муқәддәс җайниң алдиға апарди; у җайниң кириш еғизиниң икки тәрипидики ян тамни өлчиди, һәр иккисиниң қелинлиғи алтә гәз чиқти.
2 Кириш еғизиниң кәңлиги болса он гәз еди; муқәддәс җайниң кириш еғизидики тоғра тамниң ички тәрипиниң кәңлигини өлчиди, һәр иккиси бәш гәз чиқти; у муқәддәс җайниң узунлуғини өлчиди, қириқ гәз чиқти; униң кәңлиги жигирмә гәз чиқти.
3 У ичкиригә қарап маңди, әң муқәддәс җайға кириш еғизидики тоғра тамниң кәңлиги икки гәз; еғизиниң кәңлиги алтә гәз еди; [икки тәрәптики] тоғра тамниң узунлуғи болса, йәттә гәз еди.
4 У муқәддәс җайниң кәйнидики «әң муқәддәс җай»ниң узунлуғини өлчиди, жигирмә гәз чиқти; кәңлигиму жигирмә гәз еди. У маңа: «Бу әң муқәддәс җай» — деди.
5 У муқәддәсханиниң темини өлчиди, қелинлиғи алтә гәз чиқти; яндики кичик ханиларниң болса, кәңлиги төрт гәз еди; кичик ханилар муқәддәсханини чөридәп селинған еди.
6 Йенидики кичик ханилар үч қәвәтлик, бир-биригә үстиләклик еди, һәр қәвәттә оттуздин хана бар еди; кичик ханиларниң лимлири муқәддәсханиниң темиға чиқип қалмаслиғи үчүн, лимлар кичик ханиларниң сиртқи темиға бекитилгән еди.
7 Жуқирилиғансери муқәддәсханиниң әтрапидики кичик ханилар кеңийип барған еди; чүнки муқәддәсханиниң әтрапида қурулуш болғанлиқтин бена егизлигәнсери ханилар кеңәйгән. Шу сәвәптин муқәддәсханиму егизлигәнсери кеңәйгән. Төвәндики қәвәттин жуқуридики қәвәткичә оттуридики қәвәт арқилиқ чиқидиған пәләмпәй бар еди.
8 Мән муқәддәсханиниң егиз уллуқ суписи барлиғини көрдум; у һәм йенидики кичик ханиларниң ули еди; униң егизлиги топтоғра бир «хада» еди, йәни алтә «чоң гәз» еди.
9 Йенидики ханиларниң сиртқи теминиң қелинлиғи бәш гәз еди. Муқәддәсханиниң йенидики кичик ханилар билән [каһинларниң] һуҗрилири арилиғидики бош йәрниң кәңлиги жигирмә гәз еди; бу бош йәр муқәддәсханиниң һәммә тәрипидә бар еди.
10
11 Йенидики кичик ханиларға кириш еғизи болса бош йәргә қарайтти; бир кириш еғизи шималға, йәнә бири җәнупқа қарайтти. Супа үстидики ханиларни чөридигән бош йәрниң кәңлиги бәш гәз еди.
12 Ғәрипкә җайлашқан, бош йәргә қарайдиған бенаниң узунлуғи йәтмиш гәз еди; бенаниң сиртқи теминиң қелинлиғи бәш гәз; униң кәңлиги тохсән гәз еди.
13 Һелиқи киши муқәддәсханиниң өзини өлчиди; униң узунлуғи йүз гәз еди. Бош йәрниң кәңлиги [йүз гәз еди], бенаниң тамлири қошулуп җәмий кәңлиги йүз гәз еди.
14 Муқәддәсханиниң алди тәрипи вә шәриққә җайлашқан һойлисиниң кәңлиги йүз гәз еди.
15 У [муқәддәсханиниң] кәйнидики бош йәргә қарайдиған бенаниң кәңлигини, җүмлидин у вә бу тәрипидики каридорни өлчиди, йүз гәз чиқти. Муқәддәсханиниң «муқәддәс җай»и билән ички «әң муқәддәс җай»и вә сиртқа қарайдиған далини болса, яғач тахтайлар билән безәлгән; униң босуғилири, ичидики үч җайниң әтрапидики роҗәклири һәм дәһлизлири болса, босуғисидин тартип һәммә йәр, полдин деризиләргичә яғач тахтайлар билән безәлгән (деризиләр өзи роҗәклик еди).
16
17 Даландин ички «әң муқәддәс җай»ғичә болған торус, ички вә сиртқи «муқәддәс җай»ниң тамлириниң һәммә йери керуб вә палма дәрәқлири билән өлчәмлик нәқишләнгән еди. Һәр икки керуб арисида бир палма дәриғи нәқишләнгән еди; һәр бир керубниң икки йүзи бар еди.
18
19 Керубниң инсан йүзи бу тәрәптики палма дәриғи нәқишигә қарайтти; шир йүзи у тәрәптики палма дәриғи нәқишигә қарайтти; пүткүл муқәддәсханиниң [ички] һәммә тәрипи шундақ еди;
20 даланниң полдин тартип торусиғичә, шуниңдәк «муқәддәс җай»ниң тамлириға керублар вә палма дәрәқлири нәқиш қилинған.
21 «Муқәддәс җай»ниң ишик кешәклири болса, төрт часилиқ еди; «әң муқәддәс җай» алдидики ишик кешәклириму охшаш еди.
22 «[Муқәддәс җай]»[ниң] егизлиги үч гәз, узунлуғи икки гәз болған қурбангаһи яғачтин ясалған; униң бүҗәклири, йүзи вә тамлириниң һәммиси яғачтин ясалған; һелиқи киши маңа: «Бу болса Пәрвәрдигарниң алдида туридиған ширәдур» — деди.
23 [Муқәддәсханиниң] «муқәддәс җай» һәм «әң муқәддәс җай»иниң һәр бириниң қош қанатлиқ ишиги бар еди.
24 Һәр бир қанитиниң икки қатлими бар еди; бу икки қатлам қатлинатти; бу тәрәптики қанитиниң икки қатлими бар еди; у тәрәптикисиниңму икки қатлими бар еди.
25 Уларниң үстигә, йәни «муқәддәс җай»ниң ишиклири үстигә, тамларниң үстини нәқишлигәндәк, керублар вә палма дәрәқлири нәқишләнгән еди; сиртқи даланниң алдида яғачтин ясалған бир айван бар еди.
26 Даланниң у вә бу тәрипидә роҗәкләр вә палма дәрәқ нәқишлири бар еди. Муқәддәсханиниң йенидики кичик ханилар вә алдидики айванниң шәклиму шундақ еди.