< Әзакиял 40 >
1 Бизниң сүргүн болғанлиғимизниң жигирмә бәшинчи жили, жилниң бешида, айниң онинчи күнидә, йәни шәһәр бөсүлгәндин он төрт жил кейин — дәл әшу күнидә Пәрвәрдигарниң қоли мениң вуҗудумға қонди, вә У мени [шәһәргә] апарди.
Bizning sürgün bolƣanliⱪimizning yigirmǝ bǝxinqi yili, yilning bexida, ayning oninqi künidǝ, yǝni xǝⱨǝr bɵsülgǝndin on tɵt yil keyin — dǝl axu künidǝ Pǝrwǝrdigarning ⱪoli mening wujudumƣa ⱪondi, wǝ U meni [xǝⱨǝrgǝ] apardi.
2 Худаниң аламәт көрүнүшлиридә У мени Исраил зиминиға апирип, интайин егиз тағ үстигә орунлаштурди; тағниң җәнубий тәрипидә шәһәрдәк бир қурулуш туратти.
Hudaning alamǝt kɵrünüxliridǝ U meni Israil zeminiƣa apirip, intayin egiz taƣ üstigǝ orunlaxturdi; taƣning jǝnubiy tǝripidǝ xǝⱨǝrdǝk bir ⱪurulux turatti.
3 У мени шу йәргә апарди; мана қолида канап таниси вә өлчәм хадисини тутқан, мисниң көрүнүшидә болған бир киши; у дәрвазида туратти.
U meni xu yǝrgǝ apardi; mana ⱪolida kanap tanisi wǝ ɵlqǝm hadisini tutⱪan, misning kɵrünüxidǝ bolƣan bir kixi; u dǝrwazida turatti.
4 Бу киши маңа: «Инсан оғли, көзлириң билән көрүп, қулиқиң билән аңлап, көңлүңни мән саңа көрситидиған барлиқ ишларға бағлиғин; чүнки буниң саңа көрситилиши үчүн сән мошу йәргә елип келиндиң. Исраил җәмәтигә барлиқ көргиниңни аян қил».
Bu kixi manga: «Insan oƣli, kɵzliring bilǝn kɵrüp, ⱪuliⱪing bilǝn anglap, kɵnglüngni mǝn sanga kɵrsitidiƣan barliⱪ ixlarƣa baƣliƣin; qünki buning sanga kɵrsitilixi üqün sǝn muxu yǝrgǝ elip kelinding. Israil jǝmǝtigǝ barliⱪ kɵrginingni ayan ⱪil».
5 Вә мана, ибадәтханиниң һәммә тәрипидә там бар еди. У кишиниң қолида алтә гәзлик өлчәм хадиси бар еди; шу чағдики «бир гәз» бир гәз бир алиқанға тоғра келәтти. У тамниң кәңлигини өлчиди, бир «хада» чиқти; егизлиги болса, бир «хада» чиқти.
Wǝ mana, ibadǝthanining ⱨǝmmǝ tǝripidǝ tam bar idi. U kixining ⱪolida altǝ gǝzlik ɵlqǝm hadisi bar idi; xu qaƣdiki «bir gǝz» bir gǝz bir aliⱪanƣa toƣra kelǝtti. U tamning kǝnglikini ɵlqidi, bir «hada» qiⱪti; egizliki bolsa, bir «hada» qiⱪti.
6 У шәриққә қарайдиған дәрвазиға келип, униң пәләмпәйлиригә чиқти; униң босуғисиниң кәңлигини өлчиди, у бир хада чиқти. Йәнә бир тәрипиниң кәңлиги бир хада чиқти.
U xǝrⱪⱪǝ ⱪaraydiƣan dǝrwaziƣa kelip, uning pǝlǝmpǝylirigǝ qiⱪti; uning bosuƣisining kǝnglikini ɵlqidi, u bir hada qiⱪti. Yǝnǝ bir tǝripining kǝngliki bir hada qiⱪti.
7 [Дәрвазиниң ичидики] һәр бир «оюқ өй»ниң узунлуғи бир хада, кәңлиги бир хада еди; оюқ өйләрниң арилиғи бәш гәз еди; дәрвазиниң ичидики босуға, йәни ичкиригә қарайдиған дәһлизниң алдидики босуғиниң [икки тәрипиниң] узунлуғи [айрим-айрим] бир «хада» чиқти;
[Dǝrwazining iqidiki] ⱨǝrbir «oyuⱪ ɵy»ning uzunluⱪi bir hada, kǝngliki bir hada idi; oyuⱪ ɵylǝrning ariliⱪi bǝx gǝz idi; dǝrwazining iqidiki bosuƣa, yǝni iqkirigǝ ⱪaraydiƣan dǝⱨlizning aldidiki bosuƣining [ikki tǝripining] uzunluⱪi [ayrim-ayrim] bir «hada» qiⱪti;
8 у дәрвазиниң ичкиригә қарайдиған дәһлизни өлчиди, [узунлуғи] бир хада чиқти.
u dǝrwazining iqkirigǝ ⱪaraydiƣan dǝⱨlizni ɵlqidi, [uzunluⱪi] bir hada qiⱪti.
9 У дәрвазиниң далининиң узунлуғини өлчиди, сәккиз гәз чиқти; униң кешикиниң йенидики тамниң қелинлиғи икки гәз чиқти. Мошу далан ичкиригә қарайтти.
U dǝrwazining dalinining uzunluⱪini ɵlqidi, sǝkkiz gǝz qiⱪti; uning kexikining yenidiki tamning ⱪelinliⱪi ikki gǝz qiⱪti. Muxu dalan iqkirigǝ ⱪaraytti.
10 Шәриққә қариған дәрвазиниң ичидә, у тәрипидә үчтин, бу тәрипидә үчтин оюқ өйләр бар еди. Үчилиси охшаш өлчәмдә еди; үч өйниң икки ян теми охшаш қелинлиқта еди.
Xǝrⱪⱪǝ ⱪariƣan dǝrwazining iqidǝ, u tǝripidǝ üqtin, bu tǝripidǝ üqtin oyuⱪ ɵylǝr bar idi. Üqilisi ohxax ɵlqǝmdǝ idi; üq ɵyning ikki yan temi ohxax ⱪelinliⱪta idi.
11 У дәрвазини өлчиди, кәңлиги он гәз чиқти; униң җәмий узунлуғи он үч гәз еди.
U dǝrwazini ɵlqidi, kǝngliki on gǝz qiⱪti; uning jǝmiy uzunluⱪi on üq gǝz idi.
12 Бу яндики оюқ өйләрниң алдида бир гәз қелинлиқтики бир тосма там бар еди, вә у яндики оюқ өйләрниң алдида бир гәз қелинлиқта бир тосма там бар еди; һәряндики оюқ өйләрниң кәңлиги алтә гәз еди.
Bu yandiki oyuⱪ ɵylǝrning aldida bir gǝz ⱪelinliⱪtiki bir tosma tam bar idi, wǝ u yandiki oyuⱪ ɵylǝrning aldida bir gǝz ⱪelinliⱪta bir tosma tam bar idi; ⱨǝryandiki oyuⱪ ɵylǝrning kǝngliki altǝ gǝz idi.
13 У дәрвазиниң җәмий кәңлигини, йәни бу тәрәптики оюқ өйниң өгүзиниң [арқа левидин] у тәрәптики оюқ өйниң өгүзиниң [арқа левиғичә] жигирмә бәш гәз чиқти; бу тәрәптики оюқ өйниң ишиги билән у тәрәптики оюқ өйниң ишиги бир-биригә қаришатти.
U dǝrwazining jǝmiy kǝnglikini, yǝni bu tǝrǝptiki oyuⱪ ɵyning ɵgzisining [arⱪa lewidin] u tǝrǝptiki oyuⱪ ɵyning ɵgzisining [arⱪa lewiƣiqǝ] yigirmǝ bǝx gǝz qiⱪti; bu tǝrǝptiki oyuⱪ ɵyning ixiki bilǝn u tǝrǝptiki oyuⱪ ɵyning ixiki bir-birigǝ ⱪarixatti.
14 У ички һойлиға кириш еғизидики түврүкләрни өлчиди; уларниң егизлиги атмиш гәз чиқти; дәрваза теми бу һойлиниң түврүклирини орап турған еди.
U iqki ⱨoyliƣa kirix eƣizidiki tüwrüklǝrni ɵlqidi; ularning egizliki atmix gǝz qiⱪti; dǝrwaza temi bu ⱨoylining tüwrüklirini orap turƣanidi.
15 Дәрвазиниң түвидин даланниң ички еғизиғичә әллик гәз чиқти.
Dǝrwazining tüwidin dalanning iqki eƣiziƣiqǝ ǝllik gǝz qiⱪti.
16 Оюқ өйләрниң һәр бириниң удул темида, шундақла оюқ өйләрниң арилиғида, даланниң йенида охшашла роҗәкләр бар еди; мошу роҗәкләр сиртиға қарап тарийип маңған еди; һәр бир арилиқтики там-түврүкләргә палма дәрәқлири нәққишләнгән еди.
Oyuⱪ ɵylǝrning ⱨǝrbirining udul temida, xundaⱪla oyuⱪ ɵylǝrning ariliⱪida, dalanning yenida ohxaxla rojǝklǝr bar idi; muxu rojǝklǝr sirtiƣa ⱪarap tariyip mangƣan idi; ⱨǝrbir ariliⱪtiki tam-tüwrüklǝrgǝ palma dǝrǝhliri nǝⱪⱪixlǝngǝnidi.
17 У мени сиртқи һойлиға апарди; мана, кичик ханилар, вә сиртқи һойлини чөридәп ясалған таш тахтайлиқ супа; супиниң үстигә оттуз кичик хана селинған.
U meni sirtⱪi ⱨoyliƣa apardi; mana, kiqik hanilar, wǝ sirtⱪi ⱨoylini qɵridǝp yasalƣan tax tahtayliⱪ supa; supining üstigǝ ottuz kiqik hana selinƣan.
18 Бу таш тахтайлиқ супа һойлидики дәрвазиларға туташқан, униң кәңлиги уларниң узунлуғиға баравәр еди; бу «пәс таш супа» еди.
Bu tax tahtayliⱪ supa ⱨoylidiki dǝrwazilarƣa tutaxⱪan, uning kǝngliki ularning uzunluⱪiƣa barawǝr idi; bu «pǝs tax supa» idi.
19 У төвәнки дәрвазиниң ичи тәрипидин ички һойлиниң сиртқи темиғичә болған арилиқни өлчиди; шәриқ вә шимал тәрәпләрниңму йүз гәз чиқти.
U tɵwǝnki dǝrwazining iqi tǝripidin iqki ⱨoylining sirtⱪi temiƣiqǝ bolƣan ariliⱪni ɵlqidi; xǝrⱪ wǝ ximal tǝrǝplǝrningmu yüz gǝz qiⱪti.
20 Андин сиртқи һойлиға киридиған, шималға қарайдиған дәрвазиниң узунлуғи вә кәңлигини өлчиди.
Andin sirtⱪi ⱨoyliƣa kiridiƣan, ximalƣa ⱪaraydiƣan dǝrwazining uzunluⱪi wǝ kǝnglikini ɵlqidi.
21 Униң бу тәрипидә үчтин оюқ өй, у тәрипидә үчтин оюқ өй бар еди; униң түврүклири, даланлири биринчи дәрвазиниңкигә охшаш еди; униң узунлуғи әллик гәз, кәңлиги жигирмә бәш гәз.
Uning bu tǝripidǝ üqtin oyuⱪ ɵy, u tǝripidǝ üqtin oyuⱪ ɵy bar idi; uning tüwrükliri, dalanliri birinqi dǝrwaziningkigǝ ohxax idi; uning uzunluⱪi ǝllik gǝz, kǝngliki yigirmǝ bǝx gǝz.
22 Униң деризилири, даланлири, палма дәрәқ нәқишлири шәриққә қарайдиған дәрвазиниңкигә охшаш еди; кишиләр униң йәттә басқучлуқ пәләмпийи билән чиқатти; униң далини ичкиригә қарайтти.
Uning deriziliri, dalanliri, palma dǝrǝh nǝⱪixliri xǝrⱪⱪǝ ⱪaraydiƣan dǝrwaziningkigǝ ohxax idi; kixilǝr uning yǝttǝ basⱪuqluⱪ pǝlǝmpiyi bilǝn qiⱪatti; uning dalini iqkirigǝ ⱪaraytti.
23 Ички һойлида шимал вә шәриқтики дәрвазиларға удул бирдин дәрвазә туратти; у дәрвазидин дәрвазиғичә өлчиди, йүз гәз чиқти.
Iqki ⱨoylida ximal wǝ xǝrⱪtiki dǝrwazilarƣa udul birdin dǝrwazǝ turatti; u dǝrwazidin dǝrwaziƣiqǝ ɵlqidi, yüz gǝz qiⱪti.
24 У мени җәнуп тәрәпкә апарди; мана, җәнупқиму қарайдиған бир дәрваза бар еди; у униң түврүклири, даланлирини өлчиди, улар башқилириға охшаш еди.
U meni jǝnub tǝrǝpkǝ apardi; mana, jǝnubⱪimu ⱪaraydiƣan bir dǝrwaza bar idi; u uning tüwrükliri, dalanlirini ɵlqidi, ular baxⱪiliriƣa ohxax idi.
25 Дәрвазиниң вә далининиң әтрапидики деризиләр башқилириға охшаш еди; униң узунлуғи әллик гәз, кәңлиги жигирмә бәш гәз еди.
Dǝrwazining wǝ dalinining ǝtrapidiki derizilǝr baxⱪiliriƣa ohxax idi; uning uzunluⱪi ǝllik gǝz, kǝngliki yigirmǝ bǝx gǝz idi.
26 Униңға чиқидиған йәттә басқуч бар еди; униң далини ичкиригә қарайтти; униң түврүклиридә палма дәриғиниң нәқиши бар еди, у тәрәптә бири, бу тәрәптә бири бар еди.
Uningƣa qiⱪidiƣan yǝttǝ basⱪuq bar idi; uning dalini iqkirigǝ ⱪaraytti; uning tüwrükliridǝ palma dǝrihining nǝⱪixi bar idi, u tǝrǝptǝ biri, bu tǝrǝptǝ biri bar idi.
27 Ички һойлиға киридиған, җәнупқа қарайдиған бир дәрваза бар еди; у җәнубий тәрәптә дәрвазидин дәрвазиға өлчиди, йүз гәз чиқти.
Iqki ⱨoyliƣa kiridiƣan, jǝnubⱪa ⱪaraydiƣan bir dǝrwaza bar idi; u jǝnubiy tǝrǝptǝ dǝrwazidin dǝrwaziƣa ɵlqidi, yüz gǝz qiⱪti.
28 У мени ички һойлиға җәнубий дәрвазидин әкирди; вә җәнубий дәрвазини өлчиди; униң өлчәмлири башқа дәрвазиләрниңкигә охшаш еди.
U meni iqki ⱨoyliƣa jǝnubiy dǝrwazidin ǝkirdi; wǝ jǝnubiy dǝrwazini ɵlqidi; uning ɵlqǝmliri baxⱪa dǝrwazilǝrningkigǝ ohxax idi.
29 Униң оюқ өйлири, арилиқ тамлири, далининиң өлчәмлири башқилириниңкигә охшаш еди; униң вә далининиң әтраплирида деризиләр бар еди; униң узунлуғи әллик гәз, кәңлиги жигирмә бәш гәз еди.
Uning oyuⱪ ɵyliri, ariliⱪ tamliri, dalinining ɵlqǝmliri baxⱪiliriningkigǝ ohxax idi; uning wǝ dalinining ǝtraplirida derizilǝr bar idi; uning uzunluⱪi ǝllik gǝz, kǝngliki yigirmǝ bǝx gǝz idi.
30 Әтрапида узунлуғи жигирмә бәш гәз, кәңлиги бәш гәз әтрапида далини бар еди.
Ətrapida uzunluⱪi yigirmǝ bǝx gǝz, kǝngliki bǝx gǝz ǝtrapida dalini bar idi.
31 Униң далини болса сиртқи һойлиға қарайтти; униң кириш еғизидики икки ян түврүгидә палма дәрәқләрниң нәқиши бар еди; униң чиқиш йолиниң сәккиз басқучлуқ пәләмпийи бар еди.
Uning dalini bolsa sirtⱪi ⱨoyliƣa ⱪaraytti; uning kirix eƣizidiki ikki yan tüwrükidǝ palma dǝrǝhlǝrning nǝⱪixi bar idi; uning qiⱪix yolining sǝkkiz basⱪuqluⱪ pǝlǝmpiyi bar idi.
32 У мени ички һойлида шәриқ тәрәпкә апарди; у тәрәптики дәрвазини өлчиди; униң өлчәмлири башқилириға охшаш еди.
U meni iqki ⱨoylida xǝrⱪ tǝrǝpkǝ apardi; u tǝrǝptiki dǝrwazini ɵlqidi; uning ɵlqǝmliri baxⱪiliriƣa ohxax idi.
33 Униң оюқ өйлири, арилиқ тамлири, далининиң өлчәмлири башқилириниңкигә охшаш еди; униң вә далининиң әтраплирида деризиләр бар еди; униң узунлуғи әллик гәз, кәңлиги жигирмә бәш гәз еди.
Uning oyuⱪ ɵyliri, ariliⱪ tamliri, dalinining ɵlqǝmliri baxⱪiliriningkigǝ ohxax idi; uning wǝ dalinining ǝtraplirida derizilǝr bar idi; uning uzunluⱪi ǝllik gǝz, kǝngliki yigirmǝ bǝx gǝz idi.
34 Униң далини болса сиртқи һойлиға қарайтти; униң [кириш еғизиниң] у вә бу тәрипидики түврүгидә палма дәрәқләрниң нәқиши бар еди; униң чиқиш йолиниң сәккиз басқучлуқ пәләмпийи бар еди.
Uning dalini bolsa sirtⱪi ⱨoyliƣa ⱪaraytti; uning [kirix eƣizining] u wǝ bu tǝripidiki tüwrükidǝ palma dǝrǝhlǝrning nǝⱪixi bar idi; uning qiⱪix yolining sǝkkiz basⱪuqluⱪ pǝlǝmpiyi bar idi.
35 У мени шималий дәрвазиға апарди, вә уни өлчиди; униң өлчәмлири башқилириға охшаш еди.
U meni ximaliy dǝrwaziƣa apardi, wǝ uni ɵlqidi; uning ɵlqǝmliri baxⱪiliriƣa ohxax idi.
36 Униң оюқ өйлири, арилиқ тамлири, даланлири [башқилириға] охшаш еди; әтрапида деризиләр бар еди. Униң узунлуғи әллик гәз, униң кәңлиги жигирмә бәш гәз еди.
Uning oyuⱪ ɵyliri, ariliⱪ tamliri, dalanliri [baxⱪiliriƣa] ohxax idi; ǝtrapida derizilǝr bar idi. Uning uzunluⱪi ǝllik gǝz, uning kǝngliki yigirmǝ bǝx gǝz idi.
37 Униң далинидики төврүкләр сиртқи һойлиға қарайтти; униң [кириш еғизидики] икки ян түврүгидә палма дәрәқләрниң нәқиши бар еди; униң чиқиш йолиниң сәккиз басқучлуқ пәләмпийи бар еди.
Uning dalinidiki tüwrüklǝr sirtⱪi ⱨoyliƣa ⱪaraytti; uning [kirix eƣizidiki] ikki yan tüwrükidǝ palma dǝrǝhlǝrning nǝⱪixi bar idi; uning qiⱪix yolining sǝkkiz basⱪuqluⱪ pǝlǝmpiyi bar idi.
38 Һәр бир дәрваза [икки] төврқкиниң йенида ишиклик кичик өй бар еди; улар шу өйләрдә көйдүрмә қурбанлиқларни жуятти.
Ⱨǝrbir dǝrwaza [ikki] tüwrükining yenida ixiklik kiqik ɵy bar idi; ular xu ɵylǝrdǝ kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪlarni yuyatti.
39 Дәрвазиниң далинида уянда иккидин ширә, буянда иккидин ширә бар еди; улар ширәләрниң үстидә көйдүрмә қурбанлиқ, гуна қурбанлиғи вә итаәтсизлик қурбанлиқлирини сойиду.
Dǝrwazining dalinida uyanda ikkidin xirǝ, buyanda ikkidin xirǝ bar idi; ular xirǝlǝrning üstidǝ kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ, gunaⱨ ⱪurbanliⱪi wǝ itaǝtsizlik ⱪurbanliⱪlirini soyidu.
40 Шималий дәрвазиниң далининиң кириш еғизидики пәләмпәйниң бир йенида икки ширә бар еди; даланниң кириш еғизиниң йәнә бир йенида икки ширә бар еди.
Ximaliy dǝrwazining dalinining kirix eƣizidiki pǝlǝmpǝyning bir yenida ikki xirǝ bar idi; dalanning kirix eƣizining yǝnǝ bir yenida ikki xirǝ bar idi.
41 Шуниңдәк дәрвазиниң у йенида төрт ширә, бу йенида төрт ширә бар еди — җәмий сәккиз җоза бар еди; улар уларниң үстидә қурбанлиқларни сойиду.
Xuningdǝk dǝrwazining u yenida tɵt xirǝ, bu yenida tɵt xirǝ bar idi — jǝmiy sǝkkiz joza bar idi; ular ularning üstidǝ ⱪurbanliⱪlarni soyidu.
42 Йәнә таштин йонуп ясалған, узунлуғи бир йерим гәз, кәңлиги бир йерим гәз, егизлиги бир гәз келидиған төрт ширә бар еди; уларниң үстигә көйдүрмә қурбанлиқлар вә башқа қурбанлиқларни сойидиған қурал-әсваплар қоюлиду.
Yǝnǝ taxtin yonup yasalƣan, uzunluⱪi bir yerim gǝz, kǝngliki bir yerim gǝz, egizliki bir gǝz kelidiƣan tɵt xirǝ bar idi; ularning üstigǝ kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪlar wǝ baxⱪa ⱪurbanliⱪlarni soyidiƣan ⱪoral-ǝswablar ⱪoyulidu.
43 Дәрваза ичидә, тамлири үстигә бир алиқан узунлуқтики җүп илмәклик канарлар бекитилгән. Ширәләр үстигә қурбанлиқ гөшлири қоюлиду.
Dǝrwaza iqidǝ, tamliri üstigǝ bir aliⱪan uzunluⱪtiki jüp ilmǝklik kanarlar bekitilgǝn. Xirǝlǝr üstigǝ ⱪurbanliⱪ gɵxliri ⱪoyulidu.
44 Ички һойла ичидә вә ички дәрвазиниң сиртида мәдһийә нахшичилири үчүн икки кичик өй бар еди; бири шималий дәрвазиниң йенида, җәнупқа йүзләнгән; йәнә бири җәнубий дәрвазиниң йенида, шималға йүзләнгән еди.
Iqki ⱨoyla iqidǝ wǝ iqki dǝrwazining sirtida mǝdⱨiyǝ nahxiqiliri üqün ikki kiqik ɵy bar idi; biri ximaliy dǝrwazining yenida, jǝnubⱪa yüzlǝngǝn; yǝnǝ biri jǝnubiy dǝrwazining yenida, ximalƣa yüzlǝngǝnidi.
45 У маңа: «Җәнупқа йүзләнгән өй каһинлар, йәни ибадәтханиға мәсъуллар үчүндур.
U manga: «Jǝnubⱪa yüzlǝngǝn ɵy kaⱨinlar, yǝni ibadǝthaniƣa mǝs’ullar üqündur.
46 Җәнупқа йүзләнгән өй каһинлар, йәни қурбангаһ вәзиписигә мәсъуллар үчүндур. Булар болса Задокниң җәмәтиниң оғул пәрзәнтлири; шуларла Лавий җәмәтидиләр арисидин Пәрвәрдигарниң йениға хизмитидә болушқа кирәләйду» — деди.
Jǝnubⱪa yüzlǝngǝn ɵy kaⱨinlar, yǝni ⱪurbangaⱨ wǝzipisigǝ mǝs’ullar üqündur. Bular bolsa Zadokning jǝmǝtining oƣul pǝrzǝntliri; xularla Lawiy jǝmǝtidilǝr arisidin Pǝrwǝrdigarning yeniƣa hizmitidǝ boluxⱪa kirǝlǝydu» — dedi.
47 У һойлини өлчиди; узунлуғи йүз гәз, кәңлиги йүз гәз, төрт часилиқ еди; қурбангаһ болса муқәддәсхана алдида туратти.
U ⱨoylini ɵlqidi; uzunluⱪi yüz gǝz, kǝngliki yüz gǝz, tɵt qasiliⱪ idi; ⱪurbangaⱨ bolsa muⱪǝddǝshana aldida turatti.
48 У мени муқәддәсханиниң далиниға апарди; у далан еғизиниң икки йенидики тамларниң узунлуғини өлчиди; бир тәрәптикиси бәш гәз, йәнә бир тәрәптикиси бәш гәз чиқти; далан еғизиниң [өзи он төрт гәз еди]; далан еғизидики тамниң [ички тәрипиниң] кәңлиги бу тәрипи үч гәз, у тәрипи үч гәз еди.
U meni muⱪǝddǝshanining daliniƣa apardi; u dalan eƣizining ikki yenidiki tamlarning uzunluⱪini ɵlqidi; bir tǝrǝptikisi bǝx gǝz, yǝnǝ bir tǝrǝptikisi bǝx gǝz qiⱪti; dalan eƣizining [ɵzi on tɵt gǝz idi]; dalan eƣizidiki tamning [iqki tǝripining] kǝngliki bu tǝripi üq gǝz, u tǝripi üq gǝz idi.
49 Даланниң кәңлиги жигирмә гәз, узунлуғи он бир гәз еди; униңға чиқидиған пәләмпәй бар еди; түврүгиму бар еди, у йенида бири, бу йенида бири бар еди.
Dalanning kǝngliki yigirmǝ gǝz, uzunluⱪi on bir gǝz idi; uningƣa qiⱪidiƣan pǝlǝmpǝy bar idi; tüwrükimu bar idi, u yenida biri, bu yenida biri bar idi.