< Әзакиял 4 >
1 Әнди сән, и инсан оғли, бир кесәкни елип өз алдиңға қойғин; униң үстигә бир шәһәрни — йәни Йерусалимни оюп қойғин.
2 Андин уни муһасиригә елип, униңға потәйләрни қуруп, сепилға чиқидиған бир дөңлүк ясап, униң әтрапиға баргаһларни тикип вә сепилни бөскүчи базғанларни тикләп қойғин.
3 Бир төмүр тахтини елип, уни өзүң билән шәһәрниң арисиға тиклә; йүзүңни униңға қаритип тиклә; у муһасиригә елиниду, сән өзүң уни муһасиригә алисән; бу ишниң өзи Исраил җәмәтигә бешарәт болиду.
4 Вә сән, сол йениңға янпашлап ятқин; Исраил җәмәтиниң қәбиһлигини өз үстүңгә қой; солға янпашлап қанчә күн ятсаң, сән шунчә күн уларниң қәбиһлигини көтирисән.
5 Мән саңа йетиш керәк болған күнләрни уларниң қәбиһлик қилған жиллири бойичә, йәни үч йүз тохсән күн қилип бекиткәнмән; шуниң билән сән Исраил җәмәтиниң қәбиһлигини көтирисән.
6 Бу күнләр түгигәндин кейин, сән йәнә оң янпашлап йетип, Йәһуда җәмәтиниң қәбиһлигини көтирисән; саңа қириқ күнни бекиткәнмән, һәр бир күн бир жилни ипадиләйду.
7 Вә сән йүзүңни Йерусалимниң муһасирисигә қаритип, йеңиңни түргән һалда, уни әйипләп бешарәт берисән;
8 вә мана, Мән үстүңгә арғамчиларни салимәнки, сән муһасириниң күнлирини түгәтмигичә уян-буянға һеч өрүлмәйсән.
9 Вә сән өзүңгә буғдай, арпа, почақ, қизил маш териқ вә қара буғдайларни елип бир идиш ичигә сал; вә буниңдин өзүң үчүн тамақ тәйярлайсән; сән буни янпашлап ятқан күнләрдә, йәни үч йүз тохсән күндә йәйсән;
10 сән йәйдиған тамақ болса миқдари бойичә һәр күни жигирмә шәкәлдин болуши керәк; сән уни бәлгүләнгән вақитларда йәйсән;
11 вә [һәр күни] суниму норма бойичә, йәни алтидин бир һин ичисән; [һәр күндики] бәлгүләнгән вақитларда ичисән.
12 Сән уни арпа көмичи шәклидә қилип йәйсән; сән уни уларниң көз алдида инсан ниҗасити үстидә пиширисән».
13 Пәрвәрдигар: «Исраиллар Мән уларни һайдап чиқиридиған әлләр арисида туруп шу һарам йолда өз ненини һарам йәйду» — деди.
14 Андин мән: «И Пәрвәрдигар! Мән өзүмни һеч қачан булғап қоймидим, вә яшлиғимдин тартип бүгүнгә қәдәр мән өзи өлгәндин, яки житқучлар боғуп қойған нәрсидин һеч йемигәнмән; һеч қандақ жиркиничлик гөшкә ағзим тегип бақмиған!» — дедим.
15 Вә У маңа: «Мана, Мән саңа инсанниң ниҗаситиниң орниға калиниң тезигини бәрдим; сән нениңни шуниң үстидә пиширисән» — деди.
16 Вә У маңа: «И инсан оғли, мана Мән Йерусалимда уларға йөләнчүк болған нанни қурутиветимән; улар нанни таразиға селип, уни тәшвиш ичидә йәйду, суни өлчәм билән алақзидилик ичидә ичиду;
17 Чүнки нан вә су улардин қалиду; улар бир-биригә қаришип дәһшәт басиду, өз қәбиһлигидин қуруп кетиду».