< Әзакиял 38 >

1 Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
And the word of the Lord came to me, saying,
2 Инсан оғли, йүзүңни Магог зиминидики Рош, Мәшәк вә Тубалниң әмри Гогқа қаритип уни әйипләп бешарәт берип шундақ дегин: —
Son of man, let your face be turned against Gog, of the land of Magog, the ruler of Rosh, Meshech, and Tubal, and be a prophet against him,
3 Рәб Пәрвәрдигар шундақ дәйду: «Мана, и Гог, — Рош, Мәшәк вә Тубалниң әмри, Мән саңа қаршимән;
And say, This is what the Lord has said: See, I am against you, O Gog, ruler of Rosh, Meshech, and Tubal:
4 Мән сени арқиңға яндуруп, еңигиңгә илмәкләрни селип, сән вә пүтүн қошунуңни — атлар вә атлиқ әскәрләрни, һәммиси толуқ қуралланған, сипар-қалқанларни көтәргән, қилич тутқан топ-топ кишиләрни җәңгә чиқиримән;
And turning you round, I will put hooks in your mouth and make you come out with all your army, horses and horsemen, all of them in full war-dress, a great force with breastplate and body-cover, all of them armed with swords:
5 Парс, Ефиопийә вә Пут, һәммиси қалқан-дубулға билән қураллиниду
Persia, Cush, and Put with them; all of them with body-cover and metal head-dress:
6 — Гомер вә униң барлиқ топ-топ адәмлири, шималниң әң қәридин кәлгән Торгамаһ җәмәти вә униң барлиқ топ-топ адәмлири, бу көп әлләр саңа һәмраһ болуп биллә болиду.
Gomer and all her forces; the people of Togarmah in the inmost parts of the north, with all his forces: a great number of peoples with you.
7 Өзүңни тәйярла; сән вә саңа жиғилған барлиқ топ-топ адәмлириң тәйярланған петида бол; сән уларға назарәтчилик қилисән.
Be ready, make yourself ready, you and all the forces who are with you, and be ready for my orders.
8 Көп күнләрдин кейин сән [җәңгә] чақирилисән; сән ахирқи жилларда қиличтин қутқузулған, көп әлләрдин жиғилған хәлиқниң зиминиға, йәни узундин бери вәйран қелинип кәлгән Исраил тағлириға һуҗум қилисән; униң хәлқи әлләрдин жиғилған болуп, уларниң һәммиси аман-есән туривериду;
After a long time you will get your orders: in the last years you will come into the land which has been given back from the sword, which has been got together out of a great number of peoples, on the mountains of Israel which have ever been a waste: but it has been taken out from the peoples and they will be living, all of them, without fear of danger.
9 сән, барлиқ топ адәмлириң вә саңа һәмраһ болған нурғун әлләр билән биллә алға бесип, боран-чапқундәк келисән; сән йәр йүзини қаплиған булуттәк болисән».
And you will go up, you will come like a storm, you will be like a cloud covering the land, you and all your forces, and a great number of peoples with you.
10 — Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Шу күни шундақ болидуки, көңлүңгә башқичә хияллар кирип, сән рәзил һейлә-нәйрәңни ойлап чиқисән;
This is what the Lord has said: In that day it will come about that things will come into your mind, and you will have thoughts of an evil design:
11 сән: «Мән сепилсиз йеза-кәнтләр җайлашқан зиминға бесип киримән; мән аман-есән туруватқан бир хәлиққә йеқинлишимән — уларниң һәммиси сепилсиз, тақақсиз вә дәрвазисиз туруватиду», дәйсән, —
And you will say, I will go up to the land of small unwalled towns; I will go to those who are quiet, living, all of them, without fear of danger, without walls or locks or doors:
12 «Шуниң билән олҗиларни елип, булаң-талаң қилимән; қолумни әслидә вәйран болуп әндиликтә маканлиқ болған җайларға, әлләрдин жиғилған, мал-дунияға егә болған, дунияниң киндигидә яшаватқан хәлиққә қарши қилимән».
To take their property by force and go off with their goods; turning your hand against the waste places which now are peopled, and against the people who have been got together out of the nations, who have got cattle and goods for themselves, who are living in the middle of the earth.
13 Шу тапта Шеба, Дедан, Таршиштики содигәрләр барлиқ яш ширлири билән сәндин: «Сән олҗа елишқа кәлдиңму? Сән топ-топ адәмлириңни булаң-талаң қиливелишқа — алтун-күмүчни елип кетишкә, мал-дунияни елип кетишкә, зор бир олҗиға еришивелишқа жиғдиңму?» — дәп сорайду.
Sheba, and Dedan and her traders, Tarshish with all her traders, will say to you, Have you come to take our goods? have you got your armies together to take away our property by force? to take away silver and gold, cattle and goods, to go off with great wealth?
14 Шуңа бешарәт бәргин, и инсан оғли, Гогқа шундақ дегин: — Рәб Пәрвәрдигар шундақ дәйду: — Мениң хәлқим Исраил аман-есән болидиған күнини, сән билип йәтмәмсән?
For this cause, son of man, be a prophet and say to Gog, These are the words of the Lord: In that day, when my people Israel are living without fear of danger, will you not be moved against them?
15 Сән өз җайиңдин, йәни шималниң әң чәт җайидин чиқисән, сән вә саңа һәмраһ болған нурғун әлләр, һәммиси атлиқ болуп, топ-топ адәмләр, чоң қошун болисән.
And you will come from your place in the inmost parts of the north, you and a great number of peoples with you, all of them on horseback, a great force and a strong army:
16 Сән йәр йүзини қаплиған булуттәк хәлқим Исраилға қарши чиқисән — бу ахирқи заманларда болиду — Мән сени өз зиминимға қаршилишишқа чиқиримән; шундақ қилип Мән сән арқилиқ, и Гог, әлләрниң көз алдида Өзүмниң пак-муқәддәс екәнлигимни көрсәткәндә, улар Мени тонуйду».
And you will come up against my people Israel, like a cloud covering the land; and it will come about, in the last days, that I will make you come against my land, so that the nations may have knowledge of me when I make myself holy in you, O Gog, before their eyes.
17 — Рәб Пәрвәрдигар шундақ дәйду: «Мән қедимки заманларда қуллирим болған Исраилдики пәйғәмбәрләр арқилиқ бешарәт қилған бириси сән әмәсму? Улар шу күнләрдә, шундақла көп жиллардин бери, Мениң сени хәлқимгә қаршилишишқа чиқиридиғанлиғим тоғрилиқ бешарәт бәргән әмәсму?
This is what the Lord has said: You are he of whom I gave them word in earlier times by my servants, the prophets of Israel, who in those days went on saying, year after year, that I would make you come up against them.
18 Вә шу күни, йәни Гог Исраил зиминиға қарши чиққан күни шундақ болидуки, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар, — ғәзивим билән Мениң қәһрим өрләп чиқиду.
And it will come about in that day, when Gog comes up against the land of Israel, says the Lord, that my wrath will come up, and my passion and my bitter feeling.
19 Мениң [Өз хәлқимгә] болған қизғинлиғимдин, ғәзәп билән шундақ сөз қилғанмәнки, Исраил зиминида зор йәр тәврәш болиду;
For in the fire of my wrath I have said, Truly, in that day there will be a great shaking in the land of Israel;
20 шуниң билән деңиздики белиқлар, асмандики учар-қанатлар, даладики һайванлар, йәр йүзидики өмилигүчи һайванлар вә йәр йүзидә турған барлиқ инсанлар Мениң йүзүм алдида тәвринип кетиду; тағлар өрүлүп, тик ярлар ғулап кетиду, барлиқ тамлар йәргә өрүлүп чүшиду.
So that the fish of the sea and the birds of heaven and the beasts of the field and everything moving on the earth, and all the men who are on the face of the earth, will be shaking before me, and the mountains will be overturned and the high places will come down, and every wall will come falling down to the earth.
21 Мән барлиқ тағлиримда униң билән қаршилишишқа бир қилич чақиримән, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар, — һәр бирсиниң қиличи өз қериндишигә қарши чиқиду.
And I will send to all my mountains for a sword against him, says the Lord: every man's sword will be against his brother.
22 Мән ваба кесили вә қан төкүш билән униңға һөкүм чиқирип җазалашқа киришимән; Мән униңға, униң қошунлири үстигә, униңға һәмраһ болған нурғун әлләр үстигә дәһшәтлик ямғур, зор мөлдүр ташлири, от вә гүнгүрт яғдуримән;
And I will take up my cause against him with disease and with blood; and I will send down on him and on his forces and on the peoples who are with him, an overflowing shower and great ice-drops, fire, and burning.
23 Мән Өзүмни улуқлап, Өзүмни пак-муқәддәс дәп көрситимән; вә нурғун әлләрниң көз алдида намайән болимән, улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду».
And I will make my name great and make myself holy, and I will make myself clear to a number of nations; and they will be certain that I am the Lord.

< Әзакиял 38 >