< Әзакиял 37 >
1 Пәрвәрдигарниң қоли вуҗудумға қонди; Пәрвәрдигар мени Роһи билән көтирип чиқип, бир җилғиниң оттурисиға турғузди; у йәр сүйәкләргә толди.
2 У мени сүйәкләр әтрапидин уяқ-буяққа өткүзди; мана, бу очуқ җилғида [сүйәкләр] интайин нурғун еди; вә мана, улар интайин қуруп кәткән еди.
3 У мәндин: — И инсан оғли, бу сүйәкләр қайтидин яшнамду? — дәп сориди. Мән: — И Рәб Пәрвәрдигар, сән билисән, — дедим.
4 У маңа: И инсан оғли, бу сүйәкләр үстигә бешарәт берип мундақ дегин: «И қуруқ сүйәкләр, Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар!
5 Рәб Пәрвәрдигар бу сүйәкләргә мундақ дәйду: — Мана, Мән силәргә бир роһ-нәпәс киргүзимән, вә силәр һаят болисиләр.
6 Мән үстүңләргә пәй-сиңирләрни салимән, силәрни терә билән япимән, силәргә роһ-нәпәс киргүзимән; вә силәр Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни билип йетисиләр».
7 Шуңа мән буйрулғини бойичә бешарәт бәрдим; мән бешарәт беришимгә, бир шавқун көтирилди, мана җалақ-җулақ бир аваз аңланди, сүйәкләр җипсилишип, бир-биригә қошулди.
8 Мән көрдум, мана, пәй-сиңирләр вә әт уларниң үстигә келип уларни қаплиди; бирақ уларда һеч роһ-нәпәс болмиди.
9 У маңа: — И инсан оғли, роһ-нәпәскә бешарәт берип мундақ дегин: «Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: Төрт тәрәптин шамал кәлгәйсиләр, и роһ-нәпәс, вә мошу өлтүрүлгәнләр тирилсун үчүн уларниң үстигә пүвләңләр» — деди.
10 Шуңа мән буйрулғандәк бешарәт беривидим, роһ-нәпәс уларға кирди-дә, улар һаят болуп тик турди — бүйүк бир қошунға айланди.
11 Вә У маңа: — И инсан оғли, бу сүйәкләр болса Исраилниң пүтүн җәмәтидур. Мана, улар: «Бизниң сүйәклиримиз қуруп кәтти, үмүтүмиз үзүлди; биз түгәштуқ!» — дәйду.
12 Шуңа бешарәт берип уларға мундақ дегин: «Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән гөрүңләрни ечип, силәрни гөрүңләрдин чиқиримән, и Мениң хәлқим, силәрни Исраил зиминиға елип киримән;
13 Мән гөрүңләрни ачқинимда, силәрни гөрүңләрдин чиқарғинимда, и Мениң хәлқим, силәр Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни билип йетисиләр.
14 Вә Мән Өз Роһумни силәргә киргүзимән, силәр һаят болисиләр; вә Мән силәрни өз зиминиңларда турғузимән; силәр Мәнки Пәрвәрдигарни шундақ сөзни қилип, шуни ада қилди, дәп билип йетисиләр».
15 Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
16 И инсан оғли, бир таяқни елип, униң үстигә «Йәһуда вә униң һәмраһлири болған Исраиллар үчүн» дәп язғин; йәнә бир таяқни елип, униң үстигә «Әфраим вә униң һәмраһлири болған пүтүн Исраил җәмәтидикиләр үчүн» дәп язғин;
17 вә уларни бир-биригә улап қой; улар қолуңда бир болсун.
18 Хәлқимдикиләр сәндин: «Бу ишлар билән немини чүшәндүрмәкчи бизгә дәп бәрмәмсән?» дәп сориса,
19 уларға: «Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мана, Мән Әфраимниң вә униңға һәмраһ болған Исраил қәбилилириниң қоли тутқан Йүсүпниң тайиғини елип, уни Йәһуданиң тайиғиға қошуп улап, уларни бирла таяқ қилимән; улар Мениң қолумда бир таяқ болиду.
20 Сән язған таяқларни уларниң көз алдида қолуңда тутуп уларға шундақ дегин: —
21 «Рәб Пәрвәрдигар шундақ дәйду: «Мана, Мән Исраил балилирини барған әлләр арисидин елип, уларни һәряндин жиғип өз зиминиға епкелимән.
22 Мән уларни Исраил тағлириниң үстидә бир әл қилимән; бир падиша уларниң һәммисигә падиша болиду; улар қайтидин икки әл болмайду, яки қайтидин икки падишалиққа һеч бөлүнмәйду.
23 Улар өзлирини қайтидин уларниң мәбудлири, ләнәтлик ишлири яки асийлиқлириниң һечқайисиси билән һеч булғимайду; Мән уларни гуна өткүзгән олтирақлашқан җайлиридин қутқузуп, уларни пакландуримән; улар Мениң хәлқим болиду, Мән уларниң Худаси болимән.
24 Вә мениң қулум Давут уларға падиша болиду; уларниң һәммисиниң бирла падичиси болиду; улар Мениң һөкүмлиримдә меңип, Мениң бәлгүлимилиримни тутуп уларға әмәл қилиду.
25 Улар Мениң қулум Яқупқа тәқдим қилған, ата-бовилириңлар туруп кәлгән зиминда туриду; улар униңда туриду — улар, уларниң балилири, вә балиларниң балилири мәңгү туриду — Мениң қулум Давут уларниң шаһзадиси болиду.
26 Мән улар билән аман-хатирҗәмлик беғишлайдиған бир әһдә түзимән; бу улар билән мәңгүлүк бир әһдә болиду; Мән уларни җайида маканлаштуруп көпәйтимән; вә Мениң муқәддәс җайимни улар арисиға мәңгүгә тикләймән.
27 Мениң туралғу җайим уларда болиду; Мән уларниң Худаси болимән, улар Мениң хәлқим болиду.
28 Мениң пак-муқәддәс җайим улар арисида мәңгүгә тикләнгәндә, әнди әлләр Өзүм Пәрвәрдигарниң Исраилни пак-муқәддәс қилғучи екәнлигимни билип йетиду».