< Әзакиял 36 >
1 Әнди сән, и инсан оғли, Исраил тағлириға бешарәт берип мундақ дегин: — Исраил тағлири, Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар: —
Əmdi sǝn, i insan oƣli, Israil taƣliriƣa bexarǝt berip mundaⱪ degin: — Israil taƣliri, Pǝrwǝrdigarning sɵzini anglanglar: —
2 Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Дүшмәнниң силәргә қарап: «Ваһ! Мәңгү жуқури җайлар бизгә тәәллуқ болди!» дегини түпәйлидин,
Rǝb Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Düxmǝnning silǝrgǝ ⱪarap: «Waⱨ! Mǝnggü yuⱪiri jaylar bizgǝ tǝǝlluⱪ boldi!» degini tüpǝylidin,
3 шуңа бешарәт берип мундақ дегин: — Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Бәрһәқ, чүнки улар силәрни вәйранә қилип, әлләрдин қалғанлириға тәвә қилишқа һәряндин силәрни әзгәнлиги түпәйлидин, вә силәр әлләр арисида сөз-чөчәк вә төһмәт объекти болуп қалғанлиғиңлардин,
xunga bexarǝt berip mundaⱪ degin: — Rǝb Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Bǝrⱨǝⱪ, qünki ular silǝrni wǝyranǝ ⱪilip, ǝllǝrdin ⱪalƣanliriƣa tǝwǝ ⱪilixⱪa ⱨǝryandin silǝrni ǝzgǝnliki tüpǝylidin, wǝ silǝr ǝllǝr arisida sɵz-qɵqǝk wǝ tɵⱨmǝt obyekti bolup ⱪalƣanliⱪinglardin,
4 әнди шуңа, и Исраил тағлири, Рәб Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар: — Рәб Пәрвәрдигар әлләрдин қалғанлириға олҗа һәм мазақ объекти болуп қалған тағлар, егизликләр, җиралар вә җилғиларға, вәйран болған харабиләр вә ташливетилгән шәһәрләргә мундақ дәйду: —
ǝmdi xunga, i Israil taƣliri, Rǝb Pǝrwǝrdigarning sɵzini anglanglar: — Rǝb Pǝrwǝrdigar ǝllǝrdin ⱪalƣanliriƣa olja ⱨǝm mazaⱪ obyekti bolup ⱪalƣan taƣlar, egizliklǝr, jiralar wǝ jilƣilarƣa, wǝyran bolƣan harabilǝr wǝ taxliwetilgǝn xǝⱨǝrlǝrgǝ mundaⱪ dǝydu: —
5 Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Хошал болушуп қәлбидики пүтүн өчмәнлиги билән Мениң зиминимни өзлиригә тәәллуқ болушқа бекитип, уни булаң-талаң қиливалайли дегән әлләрдин қалғанлириға вә Едомдикиләрниң һәммисигә бәрһәқ, Мән [Өз хәлқимгә] болған қизғинлиғимдин чиққан аччиқ отида сөз қилдим: —
Xunga Rǝb Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Huxal boluxup ⱪǝlbidiki pütün ɵqmǝnliki bilǝn Mening zeminimni ɵzlirigǝ tǝǝlluⱪ boluxⱪa bekitip, uni bulang-talang ⱪiliwalayli degǝn ǝllǝrdin ⱪalƣanliriƣa wǝ Edomdikilǝrning ⱨǝmmisigǝ bǝrⱨǝⱪ, Mǝn [Ɵz hǝlⱪimgǝ] bolƣan ⱪizƣinliⱪimdin qiⱪⱪan aqqiⱪ otida sɵz ⱪildim: —
6 Исраил зимини тоғрилиқ бешарәт берип, тағлар, егизликләр, җиралар вә җилғиларға сөз қилип мундақ дегин: — Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән Өз [хәлқимгә болған] қизғинлиғимдин қәһрим билән сөз қилдим — чүнки силәр әлләрниң мазақ-аһанәтлирини йегәнсиләр.
Israil zemini toƣruluⱪ bexarǝt berip, taƣlar, egizliklǝr, jiralar wǝ jilƣilarƣa sɵz ⱪilip mundaⱪ degin: — Rǝb Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Mana, Mǝn Ɵz [hǝlⱪimgǝ bolƣan] ⱪizƣinliⱪimdin ⱪǝⱨrim bilǝn sɵz ⱪildim — qünki silǝr ǝllǝrning mazaⱪ-aⱨanǝtlirini yegǝnsilǝr.
7 — Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мән қолумни көтирип шундақ қәсәм ичкәнки, бәрһәқ, әтрапиңлардики әлләр өзиниң мазақ-аһанәтлирини өзи ишитиду.
— Xunga Rǝb Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Mǝn ⱪolumni kɵtürüp xundaⱪ ⱪǝsǝm iqkǝnki, bǝrⱨǝⱪ, ǝtrapinglardiki ǝllǝr ɵzining mazaⱪ-aⱨanǝtlirini ɵzi ixitidu.
8 Лекин силәр, и Исраил тағлири, шахлинисиләр, хәлқим Исраилға мевә берисиләр; чүнки улар пат арида қайтип келиду.
Lekin silǝr, i Israil taƣliri, xahlinisilǝr, hǝlⱪim Israilƣa mewǝ berisilǝr; qünki ular pat arida ⱪaytip kelidu.
9 Чүнки мана, Мән силәр тәрипиңлардидурмән; Мән силәргә қараймән, силәр юмшитилисиләр һәм терилисиләр.
Qünki mana, Mǝn silǝr tǝripinglardidurmǝn; Mǝn silǝrgǝ ⱪaraymǝn, silǝr yumxitilisilǝr ⱨǝm terilisilǝr.
10 Вә Мән үстүңләрдә адәмләрни, йәни Исраилниң пүткүл җәмәтини, уларниң барлиғини көпәйтимән; шәһәрләр аһалилик болиду, харабиләр қайтидин қурулиду.
Wǝ Mǝn üstünglǝrdǝ adǝmlǝrni, yǝni Israilning pütkül jǝmǝtini, ularning barliⱪini kɵpǝytimǝn; xǝⱨǝrlǝr aⱨalilik bolidu, harabilǝr ⱪaytidin ⱪurulidu.
11 Мән үстүңләрдә адәм һәм һайванларни көпәйтимән, улар көпийип нәсил көриду; Мән өткән заманлардикидәк силәрни олтирақлиқ қилимән; бәрһәқ, һалиңларни әслидикидин әвзәл қилимән; силәр Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни билип йетисиләр.
Mǝn üstünglǝrdǝ adǝm ⱨǝm ⱨaywanlarni kɵpǝytimǝn, ular awup nǝsil kɵridu; Mǝn ɵtkǝn zamanlardikidǝk silǝrni olturaⱪliⱪ ⱪilimǝn; bǝrⱨǝⱪ, ⱨalinglarni ǝslidikidin ǝwzǝl ⱪilimǝn; silǝr Mening Pǝrwǝrdigar ikǝnlikimni bilip yetisilǝr.
12 Мән үстүңләргә адәмләрни, йәни хәлқим Исраилни маңдуримән; улар силәргә егидарчилиқ қилиду, силәр уларниң мираси болисиләр; силәр йәнә уларни балилиридин җуда қилмайсиләр.
Mǝn üstünglǝrgǝ adǝmlǝrni, yǝni hǝlⱪim Israilni mangdurimǝn; ular silǝrgǝ igidarqiliⱪ ⱪilidu, silǝr ularning mirasi bolisilǝr; silǝr yǝnǝ ularni baliliridin juda ⱪilmaysilǝr.
13 Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Чүнки уларниң силәргә: «Силәр адәмләрни йәйсиләр, өз елиңларни балилардин җуда қилғансиләр!» дегини түпәйлидин,
Rǝb Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Qünki ularning silǝrgǝ: «Silǝr adǝmlǝrni yǝysilǝr, ɵz elinglarni balilardin juda ⱪilƣansilǝr!» degini tüpǝylidin,
14 әнди силәр йәнә адәмләрни йемәйсиләр, өз елиңларни балилиридин йәнә җуда қилмайсиләр, дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
ǝmdi silǝr yǝnǝ adǝmlǝrni yemǝysilǝr, ɵz elinglarni baliliridin yǝnǝ juda ⱪilmaysilǝr, dǝydu Rǝb Pǝrwǝrdigar.
15 — Мән силәргә йәнә әлләрниң мазақ-аһанәтлирини аңлатқузмаймән; силәр әлләрниң тапа-тәнисини йәнә көтәрмәйсиләр, силәр өз елиңларни қайтидин жиқитмайсиләр, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
— Mǝn silǝrgǝ yǝnǝ ǝllǝrning mazaⱪ-aⱨanǝtlirini anglatⱪuzmaymǝn; silǝr ǝllǝrning tapa-tǝnisini yǝnǝ kɵtürmǝysilǝr, silǝr ɵz elinglarni ⱪaytidin yiⱪitmaysilǝr, — dǝydu Rǝb Pǝrwǝrdigar.
16 Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип шундақ дейилди: —
Pǝrwǝrdigarning sɵzi manga kelip xundaⱪ deyildi: —
17 И инсан оғли, Исраил җәмәти өз зиминида турған чағларда, улар өз йоли һәм қилмишлири билән уни булғиған; Мениң алдимда уларниң йоли ай көргән аялниң напаклиғиға охшаш.
I insan oƣli, Israil jǝmǝti ɵz zeminida turƣan qaƣlarda, ular ɵz yoli ⱨǝm ⱪilmixliri bilǝn uni bulƣiƣan; Mening aldimda ularning yoli ay kɵrgǝn ayalning napakliⱪiƣa ohxax.
18 Шуңа зиминға төккән қан үчүн, зиминни мәбудлири билән булғиғанлиғи үчүн, Мән қәһримни улар үстигә төктум;
Xunga zeminƣa tɵkkǝn ⱪan üqün, zeminni mǝbudliri bilǝn bulƣiƣanliⱪi üqün, Mǝn ⱪǝⱨrimni ular üstigǝ tɵktum;
19 Мән уларни әлләр арисиға тарқитивәттим, улар мәмликәтләр ичигә тарилип кәтти; Мән уларниң йоллири һәм қилмишлири бойичә уларниң үстигә һөкүм чиқардим.
Mǝn ularni ǝllǝr arisiƣa tarⱪitiwǝttim, ular mǝmlikǝtlǝr iqigǝ tarilip kǝtti; Mǝn ularning yolliri ⱨǝm ⱪilmixliri boyiqǝ ularning üstigǝ ⱨɵküm qiⱪardim.
20 Улар баридиған һәр қайси әлләргә кәлгәндә, улар тоғрисида: «Булар Пәрвәрдигарниң хәлқи, бирақ улар Униң зиминидин чиққан!» — дейилгәндә, улар йәнила Мениң пак-муқәддәс намимни булғиған;
Ular baridiƣan ⱨǝrⱪaysi ǝllǝrgǝ kǝlgǝndǝ, ular toƣrisida: «Bular Pǝrwǝrdigarning hǝlⱪi, biraⱪ ular Uning zeminidin qiⱪⱪan!» — deyilgǝndǝ, ular yǝnila Mening pak-muⱪǝddǝs namimni bulƣiƣan;
21 Бирақ Мән Исраил җәмәти барған һәр қайси әлләр арисида булғанған пак-муқәддәс намим үчүн көңүл бөлдүм.
Biraⱪ Mǝn Israil jǝmǝti barƣan ⱨǝrⱪaysi ǝllǝr arisida bulƣanƣan pak-muⱪǝddǝs namim üqün kɵngül bɵldüm.
22 Шуңа Исраил җәмәтигә мундақ дегин: — Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мән бу ишни силәрни дәп әмәс, и Исраил җәмәти, бәлки силәр барған һәр қайси әлләр арисида силәр булғиған өз пак-муқәддәс намим үчүн қилимән.
Xunga Israil jǝmǝtigǝ mundaⱪ degin: — Rǝb Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Mǝn bu ixni silǝrni dǝp ǝmǝs, i Israil jǝmǝti, bǝlki silǝr barƣan ⱨǝrⱪaysi ǝllǝr arisida silǝr bulƣiƣan ɵz pak-muⱪǝddǝs namim üqün ⱪilimǝn.
23 Мән әлләр арисида булғанған, Өзүмниң бүйүк намимни пак-муқәддәс дәп көрситимән; намимни дәл силәр улар арисида булғиған; уларниң көз алдида Мән Өзүмни силәрниң араңларда пак-муқәддәс көрсәткинимдә, әлләр Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни билип йетиду, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
Mǝn ǝllǝr arisida bulƣanƣan, Ɵzümning büyük namimni pak-muⱪǝddǝs dǝp kɵrsitimǝn; namimni dǝl silǝr ular arisida bulƣiƣan; ularning kɵz aldida Mǝn Ɵzümni silǝrning aranglarda pak-muⱪǝddǝs kɵrsǝtkinimdǝ, ǝllǝr Mening Pǝrwǝrdigar ikǝnlikimni bilip yetidu, — dǝydu Rǝb Pǝrwǝrdigar.
24 Мән силәрни әлләр арисидин елип, мәмликәтләр ичидин жиғип, силәрни өз зиминиңларға қайтуримән.
Mǝn silǝrni ǝllǝr arisidin elip, mǝmlikǝtlǝr iqidin yiƣip, silǝrni ɵz zemininglarƣa ⱪayturimǝn.
25 — Мән сүпсүзүк суни үстүңларға чачимән, буниң билән силәр пак болисиләр. Силәрни һәммә паскинилиғиңлардин вә бутлириңлардин паклаймән.
— Mǝn süpsüzük suni üstünglarƣa qaqimǝn, buning bilǝn silǝr pak bolisilǝr. Silǝrni ⱨǝmmǝ paskiniliⱪinglardin wǝ butliringlardin paklaymǝn.
26 Мән силәргә йеңи қәлб беримән, ичиңларға йеңи бир роһ салимән; тениңлардики таш жүрәкни елип ташлап, меһрлик бир қәлбни ата қилимән.
Mǝn silǝrgǝ yengi ⱪǝlb berimǝn, iqinglarƣa yengi bir roⱨ salimǝn; teninglardiki tax yürǝkni elip taxlap, meⱨrlik bir ⱪǝlbni ata ⱪilimǝn.
27 Мениң Роһумни ичиңларға киргүзүп, силәрни әмир-пәрманлирим бойичә маңғузимән, һөкүмлиримни тутқузимән, шуниң билән уларға әмәл қилисиләр;
Mening Roⱨimni iqinglarƣa kirgüzüp, silǝrni ǝmr-pǝrmanlirim boyiqǝ mangƣuzimǝn, ⱨɵkümlirimni tutⱪuzimǝn, xuning bilǝn ularƣa ǝmǝl ⱪilisilǝr;
28 силәр Мән ата-бовилириңларға тәқдим қилған зиминда яшайсиләр; Мениң қовмим болисиләр, Мән силәрниң Худайиңлар болимән.
silǝr Mǝn ata-bowiliringlarƣa tǝⱪdim ⱪilƣan zeminda yaxaysilǝr; Mening ⱪowmim bolisilǝr, Mǝn silǝrning Hudayinglar bolimǝn.
29 Мән силәрни барлиқ паскиничиликтин қутқузимән; Мән буғдайни авун болушқа буйруймән; үстүңләргә һеч ачарчилиқни қоймаймән;
Mǝn silǝrni barliⱪ paskiniqiliktin ⱪutⱪuzimǝn; Mǝn buƣdayni awun boluxⱪa buyruymǝn; üstünglǝrgǝ ⱨeq aqarqiliⱪni ⱪoymaymǝn;
30 Мән дәрәқләрниң мевисини вә етиздики мәһсулатларни көпәйтимәнки, силәр ачарчилиқ түпәйлдин әлләр арисида шәрмәндә болмайсиләр.
Mǝn dǝrǝhlǝrning mewisini wǝ etizdiki mǝⱨsulatlarni awutimǝnki, silǝr aqarqiliⱪ tüpǝyldin ǝllǝr arisida xǝrmǝndǝ bolmaysilǝr.
31 Силәр рәзил йоллириңлар вә начар қилмишлириңларни әсләп, қәбиһликлириңлар вә жиркиничлик қилғанлириңлар үчүн өз-өзүңлардин жиркинисиләр.
Silǝr rǝzil yolliringlar wǝ naqar ⱪilmixliringlarni ǝslǝp, ⱪǝbiⱨlikliringlar wǝ yirginqlik ⱪilƣanliringlar üqün ɵz-ɵzünglardin yirginisilǝr.
32 Силәргә мәлум болсунки, бу ишни қилишим силәр үчүн әмәс, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар, — өз йоллириңлар үчүн хиҗил болуп шәрмәндә болуңлар, и Исраил җәмәти.
Silǝrgǝ mǝlum bolsunki, bu ixni ⱪilixim silǝr üqün ǝmǝs, — dǝydu Rǝb Pǝrwǝrdigar, — ɵz yolliringlar üqün hijil bolup xǝrmǝndǝ bolunglar, i Israil jǝmǝti.
33 — Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мән қәбиһлигиңлардин паклиған күнидә, Мән шәһәрләрни аһалилик қилимән, харабә қалған җайларму қайтидин қурулиду.
— Rǝb Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Mǝn ⱪǝbiⱨlikinglardin pakliƣan künidǝ, Mǝn xǝⱨǝrlǝrni aⱨalilik ⱪilimǝn, harabǝ ⱪalƣan jaylarmu ⱪaytidin ⱪurulidu.
34 Вәйран қилинған зимин өтүп кетиватқан һәр бириниң көз алдида вәйранә көрүнсиму, у қайтидин терилиду.
Wǝyran ⱪilinƣan zemin ɵtüp ketiwatⱪan ⱨǝrbirining kɵz aldida wǝyranǝ kɵrünsimu, u ⱪaytidin terilidu.
35 Шуниң билән улар: «Бу вәйран қилинған зимин худди Ерәм бағчисидәк болди; харабә, вәйран қилинған шәһәрләр һазир мустәһкәмләнди, аһалилик болди» — дәйду.
Xuning bilǝn ular: «Bu wǝyran ⱪilinƣan zemin huddi Erǝm baƣqisidǝk boldi; harabǝ, wǝyran ⱪilinƣan xǝⱨǝrlǝr ⱨazir mustǝⱨkǝmlǝndi, aⱨalilik boldi» — dǝydu.
36 Вә әтрапида қалған әлләр Мәнки Пәрвәрдигарниң бузулған җайларни қурғучи һәм вәйранә қилинған йәрләрни қайтидин териғучи екәнлигимни билип йетиду; Мәнки Пәрвәрдигар сөз қилдим, буниңға әмәл қилимән.
Wǝ ǝtrapida ⱪalƣan ǝllǝr Mǝnki Pǝrwǝrdigarning buzulƣan jaylarni ⱪurƣuqi ⱨǝm wǝyranǝ ⱪilinƣan yǝrlǝrni ⱪaytidin teriƣuqi ikǝnlikimni bilip yetidu; Mǝnki Pǝrwǝrdigar sɵz ⱪildim, buningƣa ǝmǝl ⱪilimǝn.
37 Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мән йәнила Исраилниң җәмәтиниң бу ишларни тиләйдиған дуа-тилавәтлиригә иҗабәт қилғучи болимән; Мән қой падисидәк уларниң адәмлирини көпәйтимән;
Rǝb Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Mǝn yǝnila Israilning jǝmǝtining bu ixlarni tilǝydiƣan dua-tilawǝtlirigǝ ijabǝt ⱪilƣuqi bolimǝn; Mǝn ⱪoy padisidǝk ularning adǝmlirini awutimǝn;
38 Муқәддәс дәп айрилған қурбанлиқ қой падисидәк, бекитилгән һейт-байрамлириға беғишланған қой падиси Йерусалимға толдурулғандәк, харабә болған шәһәрләр қайтидин адәм падилири билән толдурулиду; улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни билип йетиду.
Muⱪǝddǝs dǝp ayrilƣan ⱪurbanliⱪ ⱪoy padisidǝk, bekitilgǝn ⱨeyt-bayramliriƣa beƣixlanƣan ⱪoy padisi Yerusalemƣa toldurulƣandǝk, harabǝ bolƣan xǝⱨǝrlǝr ⱪaytidin adǝm padiliri bilǝn toldurulidu; ular Mening Pǝrwǝrdigar ikǝnlikimni bilip yetidu.