< Әзакиял 35 >

1 Вә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип шундақ дейилди: —
Wǝ Pǝrwǝrdigarning sɵzi manga kelip xundaⱪ deyildi: —
2 И инсан оғли, йүзүңни Сеир теғиға қаритип, бешарәт берип уни әйипләп мундақ дегин: —
I insan oƣli, yüzüngni Seir teƣiƣa ⱪaritip, bexarǝt berip uni ǝyiblǝp mundaⱪ degin: —
3 Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мана, и Сеир теғи, Мән саңа қаршимән; Мән қолумни үстүңгә узартип, сени бир вәйранә вә чөл-баяван қилимән.
Rǝb Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — «Mana, i Seir teƣi, Mǝn sanga ⱪarximǝn; Mǝn ⱪolumni üstünggǝ uzartip, seni bir wǝyranǝ wǝ qɵl-bayawan ⱪilimǝn.
4 Мән шәһәрлириңни харабә қиливетимән, вә сән вәйранә болисән; андин сән Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетисән.
Mǝn xǝⱨǝrliringni harabǝ ⱪiliwetimǝn, wǝ sǝn wǝyranǝ bolisǝn; andin sǝn Mening Pǝrwǝrdigar ikǝnlikimni tonup yetisǝn.
5 Чүнки сән мәңгүгә өчмәнлик сақлап кәлгәнсән, Исраилларниң бешиға күлпәт чүшкән күнидә, қәбиһликниң җазалиниш вақти-саити тошқанда, уларни қилич күчигә тапшуруп бәргәнлигиң түпәйлидин,
Qünki sǝn mǝnggügǝ ɵqmǝnlik saⱪlap kǝlgǝnsǝn, Israillarning bexiƣa külpǝt qüxkǝn künidǝ, ⱪǝbiⱨlikning jazalinix waⱪti-saiti toxⱪanda, ularni ⱪiliq küqigǝ tapxurup bǝrgǝnliking tüpǝylidin,
6 Шуңа Мән һаятим билән қәсәм қилимәнки, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар, — Мән саңа қан төкүлүшни бекиттим; қан сени қоғлайду. Сән қан төкүштин нәпрәтләнмигәнлигиң түпәйлидин, әнди қан сени қоғлап жүриду.
Xunga Mǝn ⱨayatim bilǝn ⱪǝsǝm ⱪilimǝnki, — dǝydu Rǝb Pǝrwǝrdigar, — Mǝn sanga ⱪan tɵkülüxni bekittim; ⱪan seni ⱪoƣlaydu. Sǝn ⱪan tɵküxtin nǝprǝtlǝnmigǝnliking tüpǝylidin, ǝmdi ⱪan seni ⱪoƣlap yüridu.
7 Мән Сеир теғини вәйранә вә чөл-баяван қилип, униңдин бесип өткүчи һәм униңға қайтқучини үзүп ташлаймән.
Mǝn Seir teƣini wǝyranǝ wǝ qɵl-bayawan ⱪilip, uningdin besip ɵtküqi ⱨǝm uningƣa ⱪaytⱪuqini üzüp taxlaymǝn.
8 Мән униң тағлирини өлтүрүлгәнлири билән толдуримән; сениң егизликлириңдә, сениң җилғилириңда, сениң барлиқ җиралириңда қилич билән өлтүрүлгәнләр жиқилиду.
Mǝn uning taƣlirini ɵltürülgǝnliri bilǝn toldurimǝn; sening egizlikliringdǝ, sening jilƣiliringda, sening barliⱪ jiraliringda ⱪiliq bilǝn ɵltürülgǝnlǝr yiⱪilidu.
9 Мән сени мәңгүгә вәйранә қилимән; сениң шәһәрлириң адәмзатсиз болиду; вә силәр Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетисиләр.
Mǝn seni mǝnggügǝ wǝyranǝ ⱪilimǝn; sening xǝⱨǝrliring adǝmzatsiz bolidu; wǝ silǝr Mening Pǝrwǝrdigar ikǝnlikimni tonup yetisilǝr.
10 — Чүнки сән: «Бу икки әл, икки мәмликәт Мениңки болиду, биз уларға егә болимиз» дегиниң түпәйлидин — гәрчә Мән Пәрвәрдигар шу йәрдә болған болсамму —,
— Qünki sǝn: «Bu ikki ǝl, ikki mǝmlikǝt Meningki bolidu, biz ularƣa igǝ bolimiz» degining tüpǝylidin — gǝrqǝ Mǝn Pǝrwǝrdigar xu yǝrdǝ bolƣan bolsammu —,
11 әнди Мән һаятим билән қәсәм қилимәнки, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар, — Мән сениң нәпритиңдин чиққан аччиғиң бойичә вә һәситиң бойичә саңа муамилә қилимән; Мән үстүңгә һөкүм чиқирип җазалишим билән, Мән улар арисида Өзүмни көрситимән.
ǝmdi Mǝn ⱨayatim bilǝn ⱪǝsǝm ⱪilimǝnki, — dǝydu Rǝb Pǝrwǝrdigar, — Mǝn sening nǝpritingdin qiⱪⱪan aqqiⱪing boyiqǝ wǝ ⱨǝsiting boyiqǝ sanga muamilǝ ⱪilimǝn; Mǝn üstünggǝ ⱨɵküm qiⱪirip jazalixim bilǝn, Mǝn ular arisida Ɵzümni kɵrsitimǝn.
12 Шуниң билән сениң Исраил тағлириға қарап: «Улар вәйран болди, улар бизгә йәм болушқа тәқдим қилинди» дегән барлиқ һақарәтлириңни Мән Пәрвәрдигарниң аңлиғинимни сәнләр тонуп йетисиләр.
Xuning bilǝn sening Israil taƣliriƣa ⱪarap: «Ular wǝyran boldi, ular bizgǝ yǝm boluxⱪa tǝⱪdim ⱪilindi» degǝn barliⱪ ⱨaⱪarǝtliringni Mǝn Pǝrwǝrdigarning angliƣinimni sǝnlǝr tonup yetisilǝr.
13 Униң үстигә ағзиңларда силәр Маңа қарши чиқип өзүңларни чоң көрситип, Маңа күпүрлүк қилған сөзүңләрни көпәйткәнсиләр; Мән уларни аңлидим.
Uning üstigǝ aƣzinglarda silǝr Manga ⱪarxi qiⱪip ɵzünglarni qong kɵrsitip, Manga kupurluⱪ ⱪilƣan sɵzünglǝrni kɵpǝytkǝnsilǝr; Mǝn ularni anglidim.
14 Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Пүткүл йәр йүзи шатлинип кәткинидә, Мән сени вәйранә қилимән.
Xunga Rǝb Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Pütkül yǝr yüzi xadlinip kǝtkinidǝ, Mǝn seni wǝyranǝ ⱪilimǝn.
15 Исраил җәмәтиниң мираси вәйран қилинғанда буниңдин сән шатланғиниңдәк, Мәнму саңа шундақ қилимән; сәнму, и Сеир теғи вә барлиқ Едом — силәрниң барлиғиңлар вәйранә болиду; вә [Едомийлар] Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду».
Israil jǝmǝtining mirasi wǝyran ⱪilinƣanda buningdin sǝn xadlanƣiningdǝk, Mǝnmu sanga xundaⱪ ⱪilimǝn; sǝnmu, i Seir teƣi wǝ barliⱪ Edom — silǝrning barliⱪinglar wǝyranǝ bolidu; wǝ [Edomiylar] Mening Pǝrwǝrdigar ikǝnlikimni tonup yetidu».

< Әзакиял 35 >