< Әзакиял 34 >

1 Вә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип шундақ дейилди: —
וַיְהִי דְבַר־יְהֹוָה אֵלַי לֵאמֹֽר׃
2 И инсан оғли, бешарәт берип Исраилни баққучи падичиларни әйипләп мундақ дегин: — Падичиларға мундақ дегин: — Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Өзлиринила беқиватқан Исраилниң падичириниң һалиға вай! Падичиларниң падисини озуқландуруш керәк әмәсму?
בֶּן־אָדָם הִנָּבֵא עַל־רוֹעֵי יִשְׂרָאֵל הִנָּבֵא וְאָמַרְתָּ אֲלֵיהֶם לָרֹעִים כֹּה אָמַר ׀ אֲדֹנָי יֱהֹוִה הוֹי רֹעֵֽי־יִשְׂרָאֵל אֲשֶׁר הָיוּ רֹעִים אוֹתָם הֲלוֹא הַצֹּאן יִרְעוּ הָרֹעִֽים׃
3 Силәр йеғини өзүңлар йәйсиләр, жуңини өзүңлар кийсиләр; бордалған есил мални союсиләр; лекин қойларни бақмайсиләр.
אֶת־הַחֵלֶב תֹּאכֵלוּ וְאֶת־הַצֶּמֶר תִּלְבָּשׁוּ הַבְּרִיאָה תִּזְבָּחוּ הַצֹּאן לֹא תִרְעֽוּ׃
4 Аҗизларни күчәйтмидиңлар, кесәлләрни сақайтмидиңлар, зәхимләнгәнләрни теңип қоймидиңлар, тарқилип кәткәнләрни қайтуруп әкәлмидиңлар, езип кәткәнләрни издәп бармидиңлар; әксичә силәр зорлуқ-зумбулуқ вә рәһимсизлик билән улар үстидин һөкүм сүрүп кәлгәнсиләр.
אֶֽת־הַנַּחְלוֹת לֹא חִזַּקְתֶּם וְאֶת־הַחוֹלָה לֹֽא־רִפֵּאתֶם וְלַנִּשְׁבֶּרֶת לֹא חֲבַשְׁתֶּם וְאֶת־הַנִּדַּחַת לֹא הֲשֵׁבֹתֶם וְאֶת־הָאֹבֶדֶת לֹא בִקַּשְׁתֶּם וּבְחׇזְקָה רְדִיתֶם אֹתָם וּבְפָֽרֶךְ׃
5 Улар падичисиз болуп тарқилип кәтти; улар тарқилип кетип даладики барлиқ һайванларға озуқ болуп кәтти.
וַתְּפוּצֶינָה מִבְּלִי רֹעֶה וַתִּהְיֶינָה לְאׇכְלָה לְכׇל־חַיַּת הַשָּׂדֶה וַתְּפוּצֶֽינָה׃
6 Мениң қойлирим барлиқ тағлар арисидин, һәр жуқури егизлик үстидә тенәп кәтти; Мениң қойлирим пүткүл йәр йүзигә тарқип кәтти, бирақ уларни тепишқа тиришқучи яки издигүчи йоқ еди.
יִשְׁגּוּ צֹאנִי בְּכׇל־הֶהָרִים וְעַל כׇּל־גִּבְעָה רָמָה וְעַל כׇּל־פְּנֵי הָאָרֶץ נָפֹצוּ צֹאנִי וְאֵין דּוֹרֵשׁ וְאֵין מְבַקֵּֽשׁ׃
7 Шуңа, и падичилар, Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар: —
לָכֵן רֹעִים שִׁמְעוּ אֶת־דְּבַר יְהֹוָֽה׃
8 Мән һаятим билән қәсәм қилимәнки, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар, — Қойлиримниң падичиси болмиғачқа, улар ов болуп қалди, даладики һәр бир һайванға озуқ болди; чүнки Мениң падичилирим Өз падамни издимәйду, улар пәқәт өзлирини бақиду, Мениң қойлиримни бақмайду.
חַי־אָנִי נְאֻם ׀ אֲדֹנָי יֱהֹוִה אִם־לֹא יַעַן הֱיֽוֹת־צֹאנִי ׀ לָבַז וַתִּהְיֶינָה צֹאנִי לְאׇכְלָה לְכׇל־חַיַּת הַשָּׂדֶה מֵאֵין רֹעֶה וְלֹא־דָרְשׁוּ רֹעַי אֶת־צֹאנִי וַיִּרְעוּ הָרֹעִים אוֹתָם וְאֶת־צֹאנִי לֹא רָעֽוּ׃
9 — Шуңа, и падичилар, Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар!
לָכֵן הָרֹעִים שִׁמְעוּ דְּבַר־יְהֹוָֽה׃
10 Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән падичиларға қаршимән; Мән Өз қойлиримниң һесавини улардин алимән, вә уларни падини беқиштин тохтитимән; шуниң билән падичилар өзлириниму бақмайду; вә Мән қойлиримни уларға йәнә озуқ болмисун үчүн уларниң ағзидин қутулдуримән.
כֹּה־אָמַר אֲדֹנָי יֱהֹוִה הִנְנִי אֶֽל־הָרֹעִים וְֽדָרַשְׁתִּי אֶת־צֹאנִי מִיָּדָם וְהִשְׁבַּתִּים מֵרְעוֹת צֹאן וְלֹא־יִרְעוּ עוֹד הָרֹעִים אוֹתָם וְהִצַּלְתִּי צֹאנִי מִפִּיהֶם וְלֹא־תִֽהְיֶיןָ לָהֶם לְאׇכְלָֽה׃
11 Чүнки Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән Өзүм өз қойлиримни издәп уларниң һалини сораймән;
כִּי כֹּה אָמַר אֲדֹנָי יֱהֹוִה הִנְנִי־אָנִי וְדָרַשְׁתִּי אֶת־צֹאנִי וּבִקַּרְתִּֽים׃
12 падичи өзиниң қойлири арисида, тарап кәткән қойларни тепип баққандәк, Мәнму қойлиримни издәп бақимән; улар булутлуқ қараңғу күндә тарилип кәткән һәр бир җайлардин Мән уларни қутулдуримән.
כְּבַקָּרַת רֹעֶה עֶדְרוֹ בְּיוֹם־הֱיוֹתוֹ בְתוֹךְ־צֹאנוֹ נִפְרָשׁוֹת כֵּן אֲבַקֵּר אֶת־צֹאנִי וְהִצַּלְתִּי אֶתְהֶם מִכׇּל־הַמְּקוֹמֹת אֲשֶׁר נָפֹצוּ שָׁם בְּיוֹם עָנָן וַעֲרָפֶֽל׃
13 Мән уларни хәлиқләрдин епкелимән, уларни мәмликәтләрдин жиғимән, өз зиминиға апиримән; Мән уларни Исраил тағлири үстидә, ериқ-үстәңләр бойида вә зиминдики барлиқ туралғу җайларда бақимән;
וְהוֹצֵאתִים מִן־הָעַמִּים וְקִבַּצְתִּים מִן־הָאֲרָצוֹת וַהֲבִיאוֹתִים אֶל־אַדְמָתָם וּרְעִיתִים אֶל־הָרֵי יִשְׂרָאֵל בָּאֲפִיקִים וּבְכֹל מוֹשְׁבֵי הָאָֽרֶץ׃
14 Мән уларни есил чимәнзарда бақимән; Исраил тағлири уларниң яйлиғи болиду; улар шу йәрдә убдан яйлақта ятиду; Исраил тағлири үстидә, мунбәт чимәнзарда озуқлиниду.
בְּמִרְעֶה־טּוֹב אֶרְעֶה אֹתָם וּבְהָרֵי מְרֽוֹם־יִשְׂרָאֵל יִהְיֶה נְוֵהֶם שָׁם תִּרְבַּצְנָה בְּנָוֶה טּוֹב וּמִרְעֶה שָׁמֵן תִּרְעֶינָה אֶל־הָרֵי יִשְׂרָאֵֽל׃
15 Мән Өзүм Өз падамни бақимән, уларни ятқузимән, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
אֲנִי אֶרְעֶה צֹאנִי וַאֲנִי אַרְבִּיצֵם נְאֻם אֲדֹנָי יֱהֹוִֽה׃
16 — Мән йолдин тенәп кәткәнләрни издәймән, тарқилип кәткәнләрни қайтуримән; зәхимләнгәнләрни теңип қойимән, аҗизларни күчәйтимән; бирақ сәмригәнләр вә күчлүкләрни йоқитимән; падамни адаләт билән бақимән.
אֶת־הָאֹבֶדֶת אֲבַקֵּשׁ וְאֶת־הַנִּדַּחַת אָשִׁיב וְלַנִּשְׁבֶּרֶת אֶֽחֱבֹשׁ וְאֶת־הַחוֹלָה אֲחַזֵּק וְאֶת־הַשְּׁמֵנָה וְאֶת־הַחֲזָקָה אַשְׁמִיד אֶרְעֶנָּה בְמִשְׁפָּֽט׃
17 Әнди силәргә кәлсәм, и Мениң падам, Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән қой вә қой арисида, қочқарлар вә текиләр арисида һөкүм чиқиримән.
וְאַתֵּנָה צֹאנִי כֹּה אָמַר אֲדֹנָי יֱהֹוִה הִנְנִי שֹׁפֵט בֵּֽין־שֶׂה לָשֶׂה לָאֵילִים וְלָעַתּוּדִֽים׃
18 Әнди силәрниң яхши чимәнзарни йегиниңлар азлиқ қилип, чимәндики қалған от-чөпләрни аяқлириңлар билән чәйливетишиңлар керәкму? Силәр сүпсүзүк сулардин ичкәндин кейин, қалғинини аяқлириңлар билән лейитиветишиңлар керәкму?
הַמְעַט מִכֶּם הַמִּרְעֶה הַטּוֹב תִּרְעוּ וְיֶתֶר מִרְעֵיכֶם תִּרְמְסוּ בְּרַגְלֵיכֶם וּמִשְׁקַע־מַיִם תִּשְׁתּוּ וְאֵת הַנּוֹתָרִים בְּרַגְלֵיכֶם תִּרְפֹּשֽׂוּן׃
19 Шуңа Мениң қойлиримға силәрниң аяқлириңлар чәйливәткәнни йейиштин, аяқлириңлар дәссәп лейитиветкәнни ичиштин башқа амал йоқ.
וְצֹאנִי מִרְמַס רַגְלֵיכֶם תִּרְעֶינָה וּמִרְפַּשׂ רַגְלֵיכֶם תִּשְׁתֶּֽינָה׃
20 Шуңа Рәб Пәрвәрдигар уларға мундақ дәйду: — Мана Мән, Мән Өзүм сәмригән қойлар вә оруқ қойлар арисида һөкүм чиқиримән.
לָכֵן כֹּה אָמַר אֲדֹנָי יֱהֹוִה אֲלֵיהֶם הִנְנִי־אָנִי וְשָֽׁפַטְתִּי בֵּֽין־שֶׂה בִרְיָה וּבֵין שֶׂה רָזָֽה׃
21 Чүнки силәр мүрә-янпашлириңлар билән иштирип, мүңгүзлириңлар билән уларни тәрәп-тәрәпкә тарқитивәткичә үсисиләр,
יַעַן בְּצַד וּבְכָתֵף תֶּהְדֹּפוּ וּבְקַרְנֵיכֶם תְּנַגְּחוּ כׇּל־הַנַּחְלוֹת עַד אֲשֶׁר הֲפִיצוֹתֶם אוֹתָנָה אֶל־הַחֽוּצָה׃
22 — Мән уларни йәнә ов объекти болмисун дәп Өз падамни қутқузимән; вә Мән қой вә қой арисида һөкүм чиқиримән.
וְהוֹשַׁעְתִּי לְצֹאנִי וְלֹא־תִהְיֶינָה עוֹד לָבַז וְשָׁפַטְתִּי בֵּין שֶׂה לָשֶֽׂה׃
23 Мән уларниң үстигә бир падичини тикләймән, у уларни бақиду; у болса Мениң қулум Давут; у уларни беқип, уларға падичи болиду;
וַהֲקִמֹתִי עֲלֵיהֶם רֹעֶה אֶחָד וְרָעָה אֶתְהֶן אֵת עַבְדִּי דָוִיד הוּא יִרְעֶה אֹתָם וְהֽוּא־יִהְיֶה לָהֶן לְרֹעֶֽה׃
24 вә Мәнки Пәрвәрдигар уларниң Худаси болимән, Мениң қулум Давут улар арисида әмир болиду; Мәнки Пәрвәрдигар шундақ сөз қилдим.
וַאֲנִי יְהֹוָה אֶֽהְיֶה לָהֶם לֵֽאלֹהִים וְעַבְדִּי דָוִד נָשִׂיא בְתוֹכָם אֲנִי יְהֹוָה דִּבַּֽרְתִּי׃
25 Мән улар билән аман-хатирҗәмлик беғишлайдиған әһдини түзүп, житқуч һайванларни зиминдин түгитимән; улар бехәтәр болуп җаңгалда туриду, орманлиқларда қонуп ухлайду.
וְכָרַתִּי לָהֶם בְּרִית שָׁלוֹם וְהִשְׁבַּתִּי חַיָּֽה־רָעָה מִן־הָאָרֶץ וְיָשְׁבוּ בַמִּדְבָּר לָבֶטַח וְיָשְׁנוּ בַּיְּעָרִֽים׃
26 Мән уларни һәм егизлигим әтрапидики җайларни бәрикәтлик қилимән; ямғур-йеғинларни өз пәслидә яғдуримән; булар бәрикәтлик ямғурлар болиду.
וְנָתַתִּי אוֹתָם וּסְבִיבוֹת גִּבְעָתִי בְּרָכָה וְהוֹרַדְתִּי הַגֶּשֶׁם בְּעִתּוֹ גִּשְׁמֵי בְרָכָה יִֽהְיֽוּ׃
27 Даладики дәрәқләр мевилирини, тупрақ үндүрмилирини бериду; улар өз зиминида бехәтәр туриду; Мән уларниң боюнтуруқ-асарәтлирини сундуруп, уларни қуллуққа тутқанларниң қолидин қутулдурғинимда, улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни билип йетиду.
וְנָתַן עֵץ הַשָּׂדֶה אֶת־פִּרְיוֹ וְהָאָרֶץ תִּתֵּן יְבוּלָהּ וְהָיוּ עַל־אַדְמָתָם לָבֶטַח וְֽיָדְעוּ כִּֽי־אֲנִי יְהֹוָה בְּשִׁבְרִי אֶת־מֹטוֹת עֻלָּם וְהִצַּלְתִּים מִיַּד הָעֹבְדִים בָּהֶֽם׃
28 Улар йәнә әлләргә ов болмайду, йәр йүзидики һайванлар йәнә уларни йәвәтмәйду; улар бехәтәр туриду, һеч ким уларни қорқатмайду.
וְלֹא־יִהְיוּ עוֹד בַּז לַגּוֹיִם וְחַיַּת הָאָרֶץ לֹא תֹאכְלֵם וְיָשְׁבוּ לָבֶטַח וְאֵין מַחֲרִֽיד׃
29 Мән улар үчүн даңқи чиққан алаһидә бир бостанлиқ җайни тәминләймән; улар қайтидин зиминда ачарчилиқта йигләп қалмайду, яки қайтидин әлләрниң мазақ объекти болмайду.
וַהֲקִמֹתִי לָהֶם מַטָּע לְשֵׁם וְלֹא־יִהְיוּ עוֹד אֲסֻפֵי רָעָב בָּאָרֶץ וְלֹא־יִשְׂאוּ עוֹד כְּלִמַּת הַגּוֹיִֽם׃
30 Андин улар Мәнки Пәрвәрдигар Худасиниң улар билән биллә болидиғанлиғимни вә өзлириниң, йәни Исраил җәмәтиниң Мениң хәлқим болидиғанлиғини билип йетиду, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
וְיָדְעוּ כִּי אֲנִי יְהֹוָה אֱלֹהֵיהֶם אִתָּם וְהֵמָּה עַמִּי בֵּית יִשְׂרָאֵל נְאֻם אֲדֹנָי יֱהֹוִֽה׃
31 — Әнди силәр болсаңлар, и Мениң қойлирим, Мениң чимәнзаримдики қойлирим, инсанлардурсиләр, халас; Мән болсам силәрниң Худайиңлардурмән» — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
וְאַתֵּן צֹאנִי צֹאן מַרְעִיתִי אָדָם אַתֶּם אֲנִי אֱלֹהֵיכֶם נְאֻם אֲדֹנָי יֱהֹוִֽה׃

< Әзакиял 34 >